ана тилни қоғдаш қәрздур

(«йеңи һайат гезити» 1997- йили, 15 –май санидин).

    муһәммәд йүсүп

тил – инсанларниң әң муһим алақә қилиш қорали. җәмийәттә инсанлар пәқәт шу тил васитиси арқилиқла бир- бирини чүшинип, тәрәққийат басқучиға илгирләйду. тилдин башқа һәр қандақ васитә бу вәзипиниң һөддисидин толуқ чиқалмайду. тил болмиса җәмийәтму җәмийәт болуп туралмайду. бир милләтниң тили шу милләтниң мәвҗут болуп турушиниң капалитидур. һәрқандақ милләт өзиниң тили билән тонулиду вә өз мәвҗудийитини сақлап қалалайду. шуниңдәк тил һәрқандақ бир милләтниң ронақ тепишиға, йаки әксинчә дунйа йүзидин ғайиб болуп кетишигә  сәвәб болидиған амилдур. инглизләр өз тилини раваҗландуруп, дунйаға тарқитишқа әһмийәт бәргәнликтин бу күнләрдә у дунйа йүзлүк тилға айлинип қалди. хитай дөлитини бир нәччә әсир өз һөкүмранлиқида идарә қилған манҗу миллитиниң ассимилйатсийә болуп кетиш хәвәпигә әһмийәт бәрмигәнлики вә тилини көзқарчуғидәк сақлап қалалмиғанлиқидин ахири улар қумлуқ йәргә сиңип кәткән судәкла дунйадин ғайиб болуп кәтти. тил әнә шундақ милләт тәқдири билән туташ муһим амилдур.

уйғурларниң өз тилини қоғдаш йолидики күрәшлири

уйғур хәлқи наһайити узақ тарихқа, йүксәк мәдәнийәт мираслириға саһиб болған мунәввәр бир милләттур. өтмүштә әҗдадлиримизниң тили асийа, африқа қитәлиригичә тарап кәң даиридә қоллинишқа игә болуп кәлгән иди. мисирниң йәрлик шевилиридә уйғур тилидики бәзи аталғулар һазирму сақлинип кәлмәктә. әҗдадлиримизниң арисидин йетилип чиққан алимлиримиз тилимиз байлиқини әкс әттүрүп чоң һәҗимдики қамусларни йезип қалдурғанлиқи өтмүш тарихимиздин мәлум: мәһмуд қәшқәриниң «түркий тиллар дивани», йүсүп хас һаҗипниң « қутадғу билик» намлиқ әсәрлири шуниң әмәлий мисалидур. бу арқилиқ алимлиримиз уйғур тилини сақлап қелиш вә уни тәрғип қилишта чоң рол ойниған. чүнки у вақитларда ислам дини түркий хәлқләр арисиға йеңидин тарқилип, ислам әһкамлирини өгиниш үчүн әрәб вә парс тиллирини өгиниш һәвиси хәлқ арисида кәң қанат йайған мәзгил иди. ислам дини мәмликитимизгә иран тәрәптин кирип кәлгәчкә шу қатарда парс тилиниңму тәсири аз болмиди. нәтиҗидә түркий хәлқләр, җүмлидин уйғурлар өз тилини әрәб вә парс тиллириға арилаштуруп сөзләйдиған, һәтта әрәб, парс тиллиридин бәзи аталғуларни қобул қилиш нәтиҗисидә, өз тилидики шу аталғуларни қолланмайдиған һаләтләр пәйда болушқа өткән. дәл шу вақитта бизниң милләтпәрвәр, данишмән бовимиз мәһмуд қәшқәрий кишиләрниң әрәб, парс тиллириғила берилип кетип өз тилини унтуп кәтмәслики, йәнә бир тәрәптин башқа хәлқләрниңму түрк (уйғур) тилини үгинишлиригә йардәмчи қолланма болуши мәқситидә мәзкур диванни йезип чиқиду.

   бу дәврдә шундақ бир чүшәнчә болушқа өткәнки, әйни вақиттики әдипләрниң йазған әсәрлиридә әрәб йаки парс тиллири арилаш болмиса у әсәр һәқиқий бәдиий әсәр сүпитидә баһаланмайдиған болған иди. шундақ бир шараитқа әмәл қилмай йүсүп хас һаҗип дунйаға даңлиқ « қутадғу билик» әсирини халис уйғур тилида йезип чиқти. «қутадғу билик»ни тәтқиқ қилип келиватқан алимлар шуни ениқ ипадилидики, бу әсәрдә түрк тилидин башқа тиллардин киргән сөзләр йоқниң орнида, берән- саранла учришип қалиду. шу йөнилиш тәсиридә 14- әсирниң ахири вә 15- әсирниң башлирида маварауннәһрдә иҗадий паалийәтлирини елип барған лутфий, атаий вә сәккакийларниң ғәзәллириму уйғур әдәбий тилида йезилған. демәк, шу дәвр шараитидиму әҗдатлиримиз ана тилимизни көз қарчуғидәк қоғдап кәлди.

тилниң милләтни сақлап қелиштики роли

манҗулар вәтинимизни иккинчи қетим истела қилғинида, ассимилйатсийә қилиш мәқситидә өз тилини хәлқимизгә зорлап теңип, йеза- қишлақларда манҗу тилида мәктәпләрни ачқан болсиму, хәлқимиз арисидики вәтәнпәрвәр, илғар пикирлик өлималар уйғур балилирини уларниң мәктәплиридә оқушидин тосап кәлди. бу пәқәт тилимиз арқилиқ диний вә миллий мәвҗудлиқимизни сақлап қелишқа қаритилған иш иди. әҗдадлиримизниң ирадисигә варислиқ қиливатқан көпчилик ата- анилиримиз һелиму тилимизни сиртқи тәсирләрдин сақлап кәлмәктә.  тил- милләт демәктур. миллий өрпи- адәтләрниң шәкиллинишиму тил вастисиға мунасивәтлик. шуңлашқа өз ана тилини билмәйдиған балиниң миҗәз- хулқиму өзи сөзлишип йүргән тилдики ғәйрий милләтниң өзгичиликигә мас шәкиллиниду. демәк, өз ана тилини билмигән бала хәлқимизниң миллий әнәнә, өрпи- адәтлиригә йуқушмайдиған болуп өсидиғанлиқи муқәррәр. кичик - чоңға болған һөрмәт– иззәт қаидә йосунлиримиздинму уларниң пәрвасиз өсидиғанлиқиму әнә шуниңдин. бу иштики чоң мәсулийәт вә җавабкарлиқ ата- аниларниң үстигә йүклиниду. шуңа, ата-анилар мәйли қайси дөләттә болсун, өйдә чоқум уйғурчә параң селиши, балиларниң башқа тилда сориған соаллириға җаваб бәрмәслики вә уларни уйғурчә сөзләшкә тәшәббус қилиши, уйғурчә китабларни көп оқуши, балиларға тәвсийә қилиши наһайити зөрүр. зади шундақ қилмисақ, тилимизни қандақ сақлап қалимиз?

  бәзи кишиләр өз ана тилини йахши билип турсиму, худди өзини шу арқилиқ бир көрсәткүси кәлгәндәк, униңдин шөһрәткә еришидиғандәк зорлап башқа милләтниң тилида сөзлишиду. бу дорамчилиқниң немә һаҗити бар икәнлики чүшиниксиз. әмәлийәттә бу өз миллитини, тилини хорлиғанлиқтур.

  өз тилини билмәслик номустур

йат әлдә йашап шу хәлқниң тилини билмәслик уйат әмәс, бирақ һазир дунйаниң қайсибир йеридә йашимайли өз ана тилимизни билмәсликимиз ечинишлиқ вә кәлгүси әвлатлиримиз алдидики җинайитимиздур. қисқиси, өз тилимизни билмәй туруп қандақму өзимизни шу милләт қатариға қойалаймиз.

   көп тил билиш кишиниң билим- сәвийисиниң йуқири болушиға түрткә болидиғанлиқи һәқиқәт. әлвәттә, уни алқишлашқа әрзийду. лекин башқа тилниң һориға җимиқип, өз ана тилини унтуп кетиш йаки уни үгәнмәслик номуссизлиқтур.

  һәр бир милләтниң қәдир- қиммити тили арқилиқ тонуливатқан мушу дәврдә, өз тилини көзгә илмай, уни унтуп кетип, башқа милләтниң тилиға беқинған адәм өз ана тилини һақарәт қилған болиду. мундақлар өз миллитидин йүз өригән вә әвладларниң келичикини дәпсәндә қилған болиду. демәк, тил милләтни сақлап қалидиған муһим амил.

муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори

2023-йили 4-синтәбир