әхмәтҗан қасими билән пригоҗинниң тәқдирдаш тәрәплири

(бүгүн «зимистан» торида елан қилинған мушу тимидики мақалиниң қисқартилма тәрҗимиси)
 
 
23 ‏-авғуст, пригоҗинниң өлүмигә сәвәп болған айриплан қазаси, уйғурларға 1949 ‏-йили 27 ‏-авғуст күни әхмәтҗан қасими қатарлиқ уйғур рәһбәрләрниң өлүмигә сәвәп болған йәнә бир айриплан қазасини әсләтти.
 
путинниң вагнәр әскәрлини росийә армийисигә қетиш қарари униң билән пригоҗин арсида тоқунуш пәйда қилғандәк, әйни чағда исталинниң азат шәрқи түркистанни хитай хәлқ җумһурйитигә қетивеиш қарариму униң билән әхмәтҗан қасими арисида зиддийәт пәйда қилған иди. тарихчи нәбиҗан турсунниң « уйғур омуми тарихи» намлиқ китавида байан қилинишичә, исталин әхмәтҗан қаисими қатарлиқ уйғур рәһбәрләрни хитай хәлқ җумһурйитигә қетилишқа қайил қилиш вә бейҗиңда ечилидиған йиғинға йолға селиш һәққидә хитай компарпийәсигә вәдә бәргән . әмма сәпәр асанға тохтимиған. совет тәрәп билән музакириләр давмаида, уйғур рәһбәрләр, хитай азатлиқ армийисиниң шәрқи түркистанға илгириләп келишигә қарши турған, миллий мустәқиллиқ ирадисини оттуриға қойған. бу муназирә ғулҗидила әмәс, алмутидиму давам қилған.
 
25 ‏-авғуст күни, уйғур һәйәт намәлум бир келишим, намәлум бир бесим вә йаки намәлум бир үмид билән нишани бейҗиң болған айрипланға олтурған.
 
2 ‏-синтәбир күни, исталин мавзедоңға телиграмма йоллап, уйғур һәйәтниң 27 ‏-авғуст күни айриплан қазасиға учриғанлиқи вә иккинҗи һәйәтниң пат йеқинда бейҗиңға йетип баридиғанлиқидин хәвәр бәргән.
 
худди пригоҗинниң қазасида, вагнәрниң пүтүн қомандалири айрипланда болғандәк, әхмәтҗан қасиминиң қазасидиму шәрқи түркистан җумһурйитиниң алдинқи 4 сийасий һәрбий рәһбири җан үзгән.
 
худди қазадин кейин, путин пригоҗинниң аилиси вә достлириға тәзийә йоллап « есил адәмти» дегинидәк, мав зедоңму тәзийә телиграммиси йоллап, әхмәтҗан қасимини " йахши йолдаш иди" дәп мәдһийәлигән. прогоҗинниң өлүми шу күни шу саәттә пүтүн дунйаға билдүүрлди, әмма уйғур рәһбәрләрниң өлүм хәвири аилиси вә шәрқи түркистан хәлқиғә 3 ай кейин йәткүзүлгән.
 
пригоҗинниң өлүми украинийә урушиға, бу уруш нато амилиға туташқандәк, әхмәтҗан қасимиларниң қазасидиму вастилиқ һалда нато амили орун алған. доктор нәбиҗан турсунниң мәзкур китабида изаһлинишичә, 1949 ‏-йили 4 ‏-айда натониң қурулуши, исталинни җиддийләштүргән вә натоға қарши чоң вә күчлүк бир қошна бәрпа қилиш үчүн шәрқи түркистан җумһурйитини қоллаштин ваз кәчкән, һәтта хитайни тезрақ ишғал қилишқа һәркәтләндүргән.
 
пригоҗин пуллуқ әскәрләрниң қомандани болған болса, әхмәтҗан қасими, абукерим аббасувлар вәтининиң бир қисимини дүшминидин азат қилған , хәлқиғә азатлиқниң тәмини бәш йил тетитқан миллий рәһбәрләр иди.
 
пригоҗинниң қазаси бүгүн дунйаниң әң қиззиқ тимиси, әмма, әхмәтҗан қасимиларниң қазаси болса 21 ‏-әсирниң сийасий сирлиридин бири.
 
шундақ росийә вә хитайдики қазалар түгимәйватиду, сирлири йешилмәйватиду. чүнки совет иттипақи йиқилған болсиму, импирйалист зеһнийәт йқилғини йоқ, исталин өлгән болсиму, варислири техи һайат. мав зедоң чирип болған болсиму, вәһшийликтә уни бесип чүшидиған вариси ши җинпиң мустәһкәм тәхттә.
 
мәнчә мушу сирлар йешилмигичә вә җавапкарлири җазаланмиғичә дунйада уруш тохтимайду. мәсилә йилтизидин һәл болмай тохтиған уруш, қирғинчилиққа айлиниду. азап оқубәт нөвити, бундин кейин, йалғуз ишғал вә қирғинчилиққа учриғанлрғила әмәс, униң тамашибинлириғиму йетип келиду.
 
2023-йили 6-синтәбир