көп йиллиқ рәһимсиз бастурушлардин кейин, хитай компартийиси уйғур дийарини сайаһәт қизиқ нуқтисиға айландурмақта

хитайниң ғәрбигә җайлашқан вә уйғур мәдәнийитиниң бөшүки дәп аталған бир қумлуқ бостанлиқи болған тарихи қәшқәр кочилирида йепйеңи бир «қәдимки шәһәр» сайаһити гүллиниш алдида турмақта.

йеқинқи йиллардин буйан, кона шәһәрниң өзигә хас каһиштин йасалған вә 2000 йилдин буйан империйәләрниң өзгиришигә қаримастин сақлинип қалған туралғулириниң көпинчиси һөкүмәтниң йәр тәврәш вә сәһийә мәсилисидики әндишиси сәвәблик чеқилди. 

уйғур паалийәтчилири болса кона шәһәрниң бузулуши «мәдәнийәт қирғинчилиқи» билән баравәр дейишти. 

һазир бу кочилар чаплақлар, әрзан баһалиқ үнчә-мәрвайит вә әнәниви чалғуларни сатидиған хатирә буйумлар дуканлири билән толған болуп, бу йәрдә сайаһәтчиләр електронлуқ пәйтонларда олтуруп кишиләр арисида айлиналайду йаки әнәниви уйғурчә кийимләрни кийип мәсчитниң пәләмпәйсидә сүрәткә чүшәләйду.

хитайниң ейтишичә, һөкүмәт мәбләғ билән тәминлигән етибар баһалиқ сайаһәтниң қизиқтуруши билән бу йил һазирғичә шинҗаң (шәрқий түркистан-т) өлкисигә 180 милйондин артуқ сайаһәтчи еқип киргән.

A policeman with a muzzled dog

сайаһәтчиләр күчлүк сақчи назарити астида сайаһәт қилалайду. (ABC хәвәрлири: давид липсон)

сақчи тәкшүрүш нуқтилири еливетилгән болуп, уларниң орнини чирай пәрқләндүрүш иқтидариға игә болған кәң көләмлик бихәтәрлик камералири алған. 

булар он йил давамлашқан вә өткән йили илан қилинған бир б д т доклатида «инсанийәткә қарши җинайәт» дәп аталған қаттиқ бастурушларниң әң йеңи аламәтлири иди. 

шинҗаңниң «йеңидин маркилаштурулуши»

нәччә йилдин буйан, һөкүмәтниң қаттиқ мәхпий елип берилған уйғурлар вә башқа мусулман аз санлиқлар арисидики ашқунлуқни йоқитиш һәрикити җәрйанида, бу район дунйа медийалирниң көпинчисии билән айриветилди. 

бу бастуруш  булар 2009-йили пайтәхт үрүмчидә йүз бәргән вә йүзләрчә киши өлгән қалаймиқанчилиқ билән 2013-йили бейҗиңдики тйәнәнмин мәйданида йүз бәргән вә бәш киши өлгән кишиләр топиға машина билән һуҗум қилиш вәқәсини өз ичигә алған нәччә он йиллиқ муқимсизлиқтин кейин оттуриға чиқти, 

A mosque with the Chinese flag in the background

уйғурлар хитайниң ғәрбий шималдики шинҗаңда йашайдиған түркий тилида сөзлишидиған бир милләт. (ABC хәвәрлири: давид липсон)

2014-йили үрүмчи пойиз истансисида йүз бәргән пичақ вә партилатқуч билән һуҗум қилиш вәқәси ши җинпиңниң бу өлкигә қилған зийаритигә көләңгә чүшүргәндин кейин, у әмәлдарларни терорлуққа қарши «қаттиқ зәрбә бериш» кә буйруған.

шуниңдин кейин, академиклар, тәтқиқатчилар, журналистлар вә қануншунаслар һөкүмәтниң қоли арқилиқ елип берилған кәң көләмлик җаза лагерлири, мәҗбурий әмгәк вә туғут чәкләш сийасити қатарлиқ кәң көләмлик дәпсәндичиликләрни архиплаштурди. 

америка бу бастурушни «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиди, лекин австралийә бу аталғуни ишләтмиди. 

хитай болса, дәсләптә бу лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилди, кейинчә болса барлиқ «кәспий тәрбийләш мәркәзлири»ниң 2019-йили тақалғанлиқини ейтти. 

нөвәттә бу өлкә «нормаллишиш» һалитигә өтмәктә. шинҗаңниң бүйүк қайта маркилаштурулуши җиддий елип берилмақта.

әстайидиллиқ билән орунлаштурулған шинҗаң сайаһити

ABC бу районда хитай һөкүмити тәшкиллигән вә инчикә орунлаштуруш арқилиқ өлкиниң әң йахши йүзи намайән қилинған бир ахбарат сайаһитигә тәклип қилнди. 

әмма әмәлдарларниң һечқайсиси буни ашкарилашни халимиди. 

бизгә бир уйғур йәслиси көрситилди, бу йәрдә оқуғучилар дәрсханида хитай дөләт тилида шеир йадлиди, андин мәйданда хушал һалда әнәниви музикиға уссул ойниди. 

Little kids dancing

хитай һөкүмити таратқуларни бир башланғуч мәктипини екискурсийә қилдурди. (ABC хәвәрлири: давид липсон)

йәрлик ширкәткә тәвә болған вә һәр бәш ишчиниң бири мусулман аз санлиқ милләттин болған гүллиниватқан бир завут көрстилди.

бир сүт орап қачилаш әслиһәсигә бардуқ, ишчилар мәһсулатни тәкшүрүватқан биз әйнәк там арқилиқ сүрәткә алалайттуқ. 

униңдин башқа, белиқчилиқ көлчики вә рәңдар там рәсимлири билән йеза турмушиниң инақ көрүнүшлирини тәсвирләнгән йеза-базарларни зийарәт қилдуқ, лекин аһалилири наһайити аз иди.

шимендики йеза кадири ний җавйү ABC мухбириға мундақ деди: «шинҗаңдики өзгиришләр наһайити чоң».

«қатнаш, йол, турмуш, ишқа орунлишиш вә кишиләрниң параванлиқини йахшилаш... биз кишиләрниң чирайидин хушал тәбәссумни көрәләймиз».

бир һәптә давамлашқан вә дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 20 дәк журналистни өз ичигә алған бу сайаһәт қаттиқ контрол қилинди вә алдираш орунлаштурулған зийарәттә бизниң йәрлик кишиләр билән сөзлишишимизгә түзүк вақт берилмиди. 

Uyhgur dancers

инчикә пиланланған шинҗаң зийаритигә номурларму қошулған. (ABC хәвәрлири: давид липсон)
 
өтмүштики давалғушниң бир йарқин нуқтиси болған үрүмчидә, йерим кечидин кейин бизниң айлинишимизға вә чәклимисиз сүрәткә елишимизға йол қойулди.

ават кәчлик базарларда уйғур аилилириниң кавап вә калла-пачақтин әркин азадә һузурлиниватқан көрүнүшлири бар иди. 

биз параңлашқанлар шәһәрниң бихәтәр, турмушиниң йахши икәнликини ейтти.

әмма бир милйондин артуқ адәм нәччә ай йаки бир нәччә йил қамалған дәп қаралған илгирики җаза лагерлиридин бирини көрүш тәлипимизни хитай саһипханлар тәрипидин рәт қилинди. 

әр вә камера

сайаһәт җәрйанида, ABC вә бир америка таратқуси бундақ орунларда тутуп турулған дәп қаралған бир хатирә бойумлири сатқучиға йеқинлаштуқ.

уни сайаһәт йетәкчилири көрсәтмигән иди.

биз уни зийарәт қилишқа башлиғанда, биз һеч көрүп бақмиған йәнә бир әр камера билән пәйда болуп, йенимизда туруп униң һәр бир җавабини сүрәткә алди.

үч балиниң дадиси болған имам мәмәт сидиқ өзиниң йәттә ай қамап қойулишиға сәвәб болған «интайин радикал диний идиологийә» ни пәрвасизларчә тәсвирлигәндә һечқандақ қорқуш аламәтлири көрүлмиди. 

у: «мән айалимниң ишлишигә йол қоймиған идим» деди.

«әгәр униң киримини хәҗлисәк, дозахқа киридиғанлиқимизға ишинәттим вә уни өйдә турушқа мәҗбурлидим. бу қиммәт қарашларни әтрапимдики кишиләргиму тәшвиқ қилдим».

у лагердики начар муамилиләрни инкар қилип, өзиниң йахши йегәнликини, шаһмат ойниғанлиқи вә китаб оқуғанлиқини, һәтта һәптә ахирида өйигә қайтишқа рухсәт қилинғанлиқини ейтти.

«мән өгиниш арқилиқ, радикал диний қарашларниң кишиләргә зийан салидиғанлиқини һес қилдим. мәндә әмди бу хил қараш йоқ, мән һәр қандақ милләт вә етиқадтики кишиләр билән чиқишалаймән».

уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң (UHRP) тәтқиқат вә тәшвиқатқа мәсул муавин мудири петер ирвин( Peter Irwin)ниң ейтишичә, бу баһалар һөкүмәт бәлгилигән байанға мас келидикән.

ирвин әпәнди мундақ деди: «қорқунч вә чегрини һалқип кәткәнлики сәвәблик учрайдиған җаза тәһдити сәвәблик улар бу байанға әгишиду… кишиләр хата гәп қилиш , хата адәм билән көрүшүш йаки чәтәл билән алақә қилиштин қорқиду».

«улар кишиләрни әң әқәллий диний паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи сәвәблик тутиду.. өйиңиздә қуран болуш сизниң 10 йиллиқ қамлишиңизға йетәрлик. бу нормал бир җәмийәтму?».

диний әркинлик «әсла мәвҗут әмәс»

бүгүн қәшқәрдә, бузғунчилиққа учриған мәсчит гүмбәзлириниң үстидә хитай байриқи ләпилдәп туриду. 

әзан авазлири өчүрүлгән. 

узун сақал қойғанлар вә чүмбәл артқанларни көрүш мумкин әмәс. 

биз қуранни қәйәрдин сетивелишни билидиған адәмни тапалмидуқ.

600 йиллиқ тарихқа игә һейтгаһ мәсчитигә 5000 мусулман намазхан сиғидиған болуп, һазир асаслиқи бир сайаһәт мәнзирә райони болуп қалған. 

йетәкчимиз дәсләптә бизниң намаз җәрйанида ичигә киришимизни халимиди, әмма улар ахири рухсәт қилди.

биз зийарәт қилған күни, нәччә он киши намазға кәлгән. көпинчиси йашанғанлар болуп, уларниң һечқайсиси 50 йаштин төвән әмәс.

People praying in a mosque
 
600 йиллиқ тарихқа игә һетгаһ мәсчити асасән сайаһәт нуқтиси қилинған, болуп, аз бир қисим әр кишиләрниң ибадәт қилишиға рухсәт қилинған. (ABC хәвәрлири: давид липсон)
 
давид липсон (David Lipson), ABC хәвәрлири
2023-йили 30-синтәбир