вашингитондики «илғар мудапиә тәтқиқат мәркизи» (C4ADS) 11-өктәбир «йерилған томурлар: дунйаниң уйғур районидики қезилма байлиқларға тайинип қелиши» (Fractured Venins: The World’s Reliance On Minerals From the Uyghur Region) сәрләвһәлик доклатини елан қилған. мәзкур йеңи доклатта, америкадики йүзлигән чоң ширкәтләрниң шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк күчлири тәрипидин қезиливатқан алтундин пайдиллинип, мәһсулат ишләпчиқириватқан болуши мумкинлики оттуриға қойулған.
доклатта дейилишичә, уйғур райони хитайниң көмүр, тәбиий газ, алтун, мис вә төмүр ишләпчиқириштики асаслиқ хам әшйа базиси икән. доклатта алтун байлиқи асаслиқ тәкшүрүш нуқтиси қилинған болуп, хитайдики 10 чоң алтун ширкитиниң төти уйғур районида тиҗарәт қилидикән. ениқланған мәзкур төт ширкәт-лиңбав алтун горуһи ширкити, җавҗин канчилиқ санаити ширкити, зиҗин канчилиқ гуруһи вә хитайниң иккинчи чоң алтун ширкити болған шәндуң алтун гуруһи қатарлиқлар икән.
доклатта йәнә Vanguard, Fidelity, JPMorgan, Chase вә Blackstone қатарлиқ пул-муамилә ширкәтлириниң америка ширкәтлирини уйғур районидики алтун кан ечиш тиҗаритигә мәбләғ селишқа йитәклигәнлики көрситилгән. тәтқиқатчилар америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикиниң уйғурларға қаритилған ирқи қирғинчилиқниң асаслиқ бир парчиси икәнликини елан қилған әһвал астида, америка ширкәтлириниң ирқий қирғинчлиқ қурбанлириниң мәҗбурий әмгикидин пайдилинишқа уруниватқанлиқни әскәрткән.
доклатниң ахирида, уйғур районидики канлардин қизивелинған алтунларниң америка вә хәлқара тәминләш зәнҗиригә кириши мумкинликини көздә тутуп, һәр қайси содигәрләрниң уйғур районидин кәлгән алтунни йаки башқа минерал маддиларни сетивалмаслиққа капаләтлик қилишқа чақирған.
доклатта көрситилишичә, Mattel, Macy, Tesla, Apple вә NVIDIA қатарлиқ йүзлигән чоң ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи болған алтун тәминлигүчи ширкәтләр билән биваситә йаки васитилик мунасивити барлиқи ашкариланған.
мәлум билушичә, 2021-йили иҗра қилинишқа «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» ға асасән, әгәр америка ширкәтлири импорт қилмақчи болған мәһсулатлирниң тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәкниң ишлитилмигәнликини испатлийалмиса, уйғур районида ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилиш чәкләнгән.