дунйадики нопузлуқ тапавәтсиз тәшкилатларниң бири болған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати (HRW) байанат илан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи антонийо гутерресни хитай даирилириниң шәрқий түркистандики инсанийәткә қарши җинайити вә хитайдики башқа еғир һоқуқ дәпсәндичиликлирини ахирлаштуруши үчүн ши җинпиңға бесим қилишқа чақирди. байанатта, хитайниң «бир бәлвағ бир йол» тәшәббусиниң башқа дөләтләргә кәлтүрүватқан пассип тәсирлири тәкитлиниш билән биргә, раһилә давут вә илһам тохти қатарлиқ наһәқ тутуп турулуватқан уйғурларниң қойуп берилиши тәләп қилинған.
мәзкур тәшкилат 16-өктәбир илан қилған байанатида көрситишичә, гутерресниң 17-вә 18-өктәбир күнлири бейҗиңда өткүзүлидиған вә хитайниң йәр шари ул әслиһә тәшәббусиниң 10 йиллиқини хатириләйдиған үчинчи нөвәтлик «бир бәлвағ бир йол мунбири»гә қатнишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. 2017-йили баш катип болғандин буйан, гутеррес хитайниң қаттиқ вә еғирлишиватқан бастурушни ашкара тәнқид қилишта тәрәддут қилип кәлди.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә мудири тирана һәсән мундақ деди: «б д т ниң баш катипи гутеррес хитай һөкүмитини шинҗаңдики инсанийәткә қарши җинайитини ахирлаштурушқа бесим ишлитиш үчүн әһмийәтлик тәдбир қолланмиди. бир бәлвағ бир йол мунбири гутерресни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәркизи принсиплирини қоллаш үчүн муһим пурсәт билән тәминләйду».
байанатта ейтилишичә, 2022-йили 8-айда, б д т кишилик һоқуқ ишханиси бир доклат илан қилип, шәрқий түркистанда уйғур вә башқа түркий мусулманларға қаритилған кәң көләмлик тутуп туруш, қийнаш, мәдәнийәткә бузғунчилиқ қилиш, мәҗбурий әмгәк қилиш вә башқа еғир кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш қилмишлириниң мәвҗутлуқини испатлиди. доклатта, «шинҗаң(шәрқий түркситан-т)дики дәпсәндичилик қилмишлири инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин» дәп көрситилди. гутерресниң байанатчиси әйни вақитта доклат «хитайниң шинҗаң районида йүз бәргән еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ениқ көрситип бәрди» дегән вә хитайни униң тәвсийәлирини «үстигә елиш» қа чақирған.
«бир бәлвағ бир йол кишилик һоқуқ принсиплириға хилаплиқ қилған»
йеқинқи йиллардин буйан, бир қисим «бир бәлвағ бир йол» түрлири йетәрлик муһит вә иҗтимаий тәсир баһалашни елип бармиди вә ашкарилимиди, йаки түр пилани вә қурулушниң тәсиригә учриған йәрлик хәлқ билән йетәрлик кеңәшмиди, бу кәң көләмлик наразилиқ қозғиди. улар йәнә хитай ширкәтлириниң ишлитилишини тәләп қилидиған чириклик, натоғра қәрз келишими вә риқабәт күчи йоқ тохтамларни қолайлаштуруш билән тәнқидкә учриди.
җибути, пакистан, малдиви қатарлиқ бәлвағ вә йол тәшәббуси линийәсидики дөләтләр қәрз қийинчилиқиға дуч кәлмәктә. чәклик һөкүмәт байлиқи муһим мулазимәттин қәрз төләшкә йөткилиши мумкин.
бу хил қилмишлар хәлқара кишилик һоқуқ қанунидики дөләтләрниң сағлам вә имканийәтлик сиҗил муһитқа мунасивәтлик асасий мәҗбурийитигә зит келиду, һалбуки буларни баш катип әң муһим орунға қойған иди.
«халиғанчә тутуп турулған уйғулар қойуп берилиши керәк»
гутеррес йәнә хитайниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән болған учришишидин пайдилинип, халиғанчә қолға елинғанларни қойуп беришни тәләп қилиши керәк. улар көзгә көрүнгән уйғур инсаншунас доктор раһилә давутни өз ичигә алиду. униң ойдурма вә ениқ болмиған «дөләт бихәтәрлики» җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлмәктә. уйғур иқтисадшунаси вә сахароф мукапатиға еришкән илхам тохти уйғурлар билән хитайлар оттурисидики диалогни илгири сүргәнлики үчүн «бөлгүнчилик» сәвәбидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
2023-йили 16-өктәбир