җумһурийәт күни алдида: әхмәтҗан қасими кимниң дүшмини?кимниң дости? кимниң рәһбири?

нәбиҗан турсун (тарих пәнлири доктори)
 
мана, 1933-йили қәшқәрдә дунйаға кәлгән бүйүк шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулғанлиқиниң 90 йиллиқи вә 1944-йили ғулҗида қурулған буйүк шәрқий түркистан җумһурйитиниң 79 йиллиқиға аз күн қалди.бу күнләрни хатириләш вә бу күнләрни бизләргә әбәдийлик хатирә вә үмид нури һәм миллий роһ сүпитидә тәқдим қилған йолбашчиқлар, қәһриманлар, пидакар җәңчиләрни йад етиш өзини уйғур һесаблайдиған кишиниң бурчи !
 
бу күн мунасивити билән төвәндики соалларни қайта қойуш зөрүрдур! шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби рәһбири , уйғур оғлани әхмәтҗан қасими кимниң дүшмини?кимниң дости? кимниң рәһбири? бу соалларниң җаваблирини алди билән хитайниң кейинки бурмиланған тарихий һөҗҗәтлири вә баһалири әмәс вә йаки бүгүнки адәмләр әмәс, бәлки әхмәтҗан қасиминиң шәрқий түркистан җумһурийитини биргә қурушқа қатнишип биргә күрәш қилған сәпдашлири шуниңдәк уйғур хәлқиниң вә әхмәтҗан қасиминң әйни вақиттики дүшмәнлириниң сөзлири һәм баһалиридин издәймиз!
 
демәк, бу соалларға әхмәтҗан қасиминиң 5-йиллиқ күрәш сәпдашлири, шәрқий түркистан миллий армийәсиниң полковники, миллий армийә истихбарат бөлүми башлиқи, 1950-1980-йиллардики хитай компартийәсиниң биринчи номурлуқ дүшмәнлиридин бири зийа сәмәди (1914-2000) өзиниң «әхмәт әпәнди», шәрқий түркистан миллий армийәсиниң офитсерлиридин асим бақи «хунзирлиқ», сабит абдурахман «уйғурнамә», мәсимҗан зулпиқароф «сәррап» вә башқа әсәрләр арқилиқ әң дадил җаваб берип болғаниди.
 
әхмәтҗан қасиминиң әң йеқин сәпдиши, 1944-йили, 12-нойабир күни қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи, ”азадлиқ тәшкилати“ ниң әзаси, шәрқий түркистан җумһурийитидә әхмәтҗан қасими билән бирликтә барлиқ һөкүмәт ишлириниң программилирини түзгән абдурәуп мәхсум ибраһими (1914-2005) әпәндиниң һайат вақтида кәминә нәбиҗан турсунға қалдурған: ”әхмәтҗан қасимидәк қабил вә хәлқ сөйгән уйғур рәһбири техи йетишип чиқмди. мундақ даһийлар бир қанчә йүз йилларда бир қетим чиқса керәк, мән пүтүн һайатимда ни-ни оғланларни, мана мән дегән даңлиқ рәһбәрләрни көрдүм. лекин һазирғичә әхмәтҗандәк рәһбәрни техи көрүп бақмидим. әхмәтҗандәк ақ көңүл, сап нийәт, растчил, әхлақ-пәзиләтлик, бирла көргән адәмни өзигә тартивалалайдиған, интайин билимлик, сийасийон, натиқ, қәйсәр, дүшмәнгә егилмәс, башқилар үчүн өлүшкә тәййар, хәлқи үчүн өзини өлүмгә атиған вә өлүмгә һәр вақит тәййар туралайдиған, башқилар йиғлимисун, азабланмисун униң орниға мән азаблинай, мән йиғлай дәйдиған мундақ инсан балисини техи мән көрмидим“ дегән сөзлири әхмәтҗан қасиминиң ким икәнликиниң әң әтраплиқ җавабидур.
 
ундақта әхмәтҗан қасими кимниң дүшмини? уни кимләр өч көргән?
 
әхмәтҗан қасими хитайлар әң өч көргән уйғур рәһбири
 
1946-йили, 6-айда сталин һөкүмитиниң түрлүк бесимлири астида вә васитичи болуп оттуриға чүшүши нәтиҗисидә хитай мәркизи һөкүмити билән битим имзалап, бирләшмә һөкүмәткә қатнишишқа мәҗбур болған шәрқий түркистан җумһурийити тәрәптин рәис әлихан төрә қатарлиқ һөкүмәт әзалириниң көрситиши вә қошулуши билән әхмәтҗан қасими шәрқий түркистан, йәни или тәрәптин бирләшмә һөкүмәткә муавин рәис болуп, үрүмчидә турди (русийә тарихчиси в. а, бармин. шинҗаң 1941-1949-йиллиридики совет-хитай мунасивәтлиридә. барнаул 1999. русчә).
 
әхмәтҗан қасими 1946-1947-йили шәрқий түркистан тәрәптин бир йилға йеқин вақит бирләшмә һөкүмәткә биринчи муавин рәис болуп хизмәт өтигән җәрйан шәрқий түркистан инқилабчилири билән хитай һәрбий-мәмурий даирилири арисида шиддәтлик вә йүзму-йүз сийасий күрәш мәзгили һесаблиниду. җаң җиҗоң өзиниң җаң кәйши башчилиқидики хитай мәркизи һөкүмити рәһбәрлири арисида бәргән сийасий доклатида өзиниң әхмәтҗан қасими башчилиқидики или тәрәп билән интайин еғир сийасий күрәшни баштин кәчүргәнликини етирап қилған. хитай гоминдаң тарихчиси җаң даҗүнниң «шинҗаңдики 70 йиллиқ боран-чапқун» мавзулуқ китабида қәйт қилишичә, бирләшмә һөкүмәт мәзгилидә әхмәтҗан қасими қатарлиқлар шунчилик үстүнлүкни игилигәнки, һәтта бирләшмә һөкүмәт рәиси җаң җиҗоң әхмәтҗан қасиминиң қошулишисиз һәр қандақ муһим қарарни чиқиралмиған, һәммә ишта әхмәтҗан қасиминиң еғзиға қарайдиған һалға чүшүп қалған. 25 кишилик һөкүмәт әзалири йиғинида гәрчә ғулҗа тәрәптин төт киши болсиму, әмма әхмәтҗан башлиқ төт кишиниң қарши аваз бериш билән бирәр қарарни елиш мумкин болмиған, җаң җиҗоң ләнҗу билән үрүмчи арисида пойиз йоли йасашни оттуриға қойғанда, әхмәтҗанниң қаттиқ қаршилиқиға учрап, бу қарар қалдурулған, җаң җиҗоң йәнә шинҗаң институтини тйәншән университети қилип өзгәртип, нәнҗиң һөкүмитигә биваситә қарайдиған дөләт университети қилишни оттуриға қойғанда, әхмәтҗанниң қарши туруши билән әмәлгә ашмиған.
 
әхмәтҗан қәшқәргә абдукеримхан мәхсумни валий, турпанға абдурахман муһитини һаким қилиш пикирини оттуриға қойғанда җаң җиҗоң амалсиз қошулған, әмма әхмәтҗан қасими башлиқ шәрқий түркистан инқилабини қораллиқ бастуруш тәрәпдари, өлкидики 100 миң кишилик хитай армийәсиниң баш қомандани, икки қоли уйғурларниң қени билән бойалған генерал соң шилйән қатарлиқ хитай һәрбий-сийасий башлиқлири җаң җиҗоңни бундақ йол қойуш билән әйиблигән. соң шилйәнниң хатирилишичә, хитайлар арисида тезла җаң җиҗоң әхмәтҗанниң еғзиға қарап иш қилиду, әхмәтҗансиз һечқандақ қәдәм басалмайду дәйдиған гәпләр таралған (соң шилйән. шинҗаңдики үч йилда көргәнлирим вә аңлиғанлирим. хитай тарих материйаллири нәшрийати, 1996-йили нәшри, тор нусхиси, хитайчә).
 
өлкидики мәркәз әвәткән рәис, әң алий хитай рәһбири генерал җаң җиҗоң, хитай қошунлири баш қомандани соң шилйән, баш катип лйу меңчүн, муавин гарнизон қомандани даң бигаң, үрүмчи сақчи идариси башлиқи лйу йаҗе, 78-корпус командири йечиң, ички ишлар назири туңган ваң зеңшән (җалалидин), үрүмчи шәһәр башлиқи чуву, хитай ташқи ишлар әмәлдари лйу зероң вә башқа барлиқ хитай һәрбий-мәмурий башлиқлири, һәтта гоминдаң җүнтоң вә җуңтон җасуслуқ органлири башлиқлири, гоминдаң пирқиси башлиқлири әхмәтҗан қасими алдида баш егишкә, униң алдида артуқ сөзләшкә петиналмаслиққа мәҗбур болған болуп, улар әхмәтҗан қасимини әң өч көргән вә йәнә бир тәрәптин униң иқтидари, тәсир күчи вә салапитигә қайил болуп, һөрмәт қилишқа мәҗбур болғаниди. шуңа улар, мәхпий йиғинларни ечип, әхмәтҗан қасимиға қандақ тақабил туруш, униң рәһбәрликидики уйғур милләтпәрвәрлиригә қандақ тақабил туруш чарилирини музакирә қилип, 25-феврал хитайлар намайишини тәййарлиғаниди. қисқиси, хитай шовинист милләтчилири һесабланған мәзкур әмәлдарлар үчүн әң қорқунчлуқ вә әң күчлүк уйғур пәқәт әхмәтҗан қасими иди халас, ундақ болушидики әң муһим сәвәбләрниң бири униң арқисида нәччә он миң кишилик мунтизим вә қудрәтлик шәрқий түркистан армийәси вә кәң шәрқий түркистан хәлқи бар иди.
 
хитайлар өзлириниң узун йиллиқ һөкүмранлиқ тарихида тунҗи қетим бир уйғур башлиққа қарши намайиш қилди, у болсиму әхмәтҗан қасими иди. 1947-йили, 25-феврал күни үрүмчидә 10 миңға йеқин хитай һәрбий, сақчи вә пуқралири намайиш қилип,«йоқалсун әхмәтҗан!», «әхмәтҗанни өлтүрәйли» дәп шоар товлап, қалаймиқанчилиқ чиқирип, уни өлтүрмәкчи болуши вә униң бу хитайлар алдида қәддини тик тутуп, хитай генераллирини намайиш тарқитишқа мәҗбур қилиши. бу җәрйан әхмәтҗан қасимини әң көч көргән гоминдаң тарихичиси җаң даҗүн өзиниң «шинҗаңдики 70 йиллиқ боран-чапқун» намлиқ әсиридә тәпсилий тәсвирләйду. (шу әсәргә қараң, 12-том, 7330-7333-бәтләр)
 
әйни вақитта әхмәтҗан қасимини әң өч көргәнләр пәқәт хитайларла әмәс әлвәттә, хитайниң қол чомақлири, өз мәнпәәтлирини үчүн динини, миллитини сатқан нәпсанийәтчи, питничи уйғурларму, қазақларму бар иди, мәсилән ақсу валийси, өзини ислам өлимаси вә хоҗа ативалған сәйидәхмәт хоҗа, хотән валийси муһәммәд имин буғраниң һәм рәқиби, кичикидин хитайчә оқуп, өзини хадиңбаң дәп ативалған нурбәг, қумул валийси йолвас шуниңдәк хитайға тайинип, уйғурларға қарши туруп вә өз мәнпәәтлирини тиклигән хитайпәрәс қазақлардин, уйғурға нисбәтән әшәддий милләтчилик хаһишиға игә үрүмчи валийси хадиваң, малийә назири җанимқан, муавин баш катип салис һәм түркистан ноғайбай қатарлиқлар иди. булар соң шилийән қатарлиқ хитай шовинистлири билән бирлишип әхмәтҗанни өлтүрүшкә урунуш һәрикәтлири, тәһдит селиш вә намайишларни елип барғаниди.
 
гәрчә үч әпәнди әхмәтҗан қасими билән вәтән әркинликини қолға кәлтүрүшкә тайинидиған ташқий күч мәсилисидики чоңрақ ихтилап вә башқа бир қисим сийасий идийә мәсилисидики кичик ихтилапларға игә болсиму, әмма улар арисидики бу ихтилаплар әхмәтҗан қасими өч көрүш дәриҗисигә йәтмигән. уларниң һәммиси әхмәтҗан қасиминиң қабилийити вә иқтидариға һөрмәт қилған иди. (бу һәқтә қараң: әйса алиптекин, әсир шәрқий түркистан үчүн. истанбул, 1985-йили, түркчә нәшри). ваһаләнки, уларниң или инқилапчилири, йәни шәрқий түркистан инқилабчилирини «русларниң қол чомиқи» вә «руспәрәс» дәп сөкүшлири мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити қурған или инқилабини әшәддий өч көридиған хитайларға мас кәлгән вә хуш қилғаниди.
 
2023-йили 20-өктәбир