қазақистан президенти вә пакистан баш министири үрүмчидә зийарәттә болған

шәрқий түркистанда хитайниң ирқий қирғинчилиқи давамлишиватқан, милйонлиған уйғур йиғивелиш лагерлириға қамалған вә мәҗбурий әмгәккә селиниватқан бир шараитта, пакистан баш министири хитай тәшвиқатиға маслишип үрүмчини зийарәт қилған вә җүмә намизи оқуған. пакистан баш министири билән бирликтә бейҗиңда «бир бәлвағ бир йол мунбири»гә қатнашқан қазақистан президетниму үрүмчидә зийарәттә болған. шуниң билән биргә, һиндонезийәниң бир «диний вәкилләр өмики»му шәрқий түркистанда зийарәттә болған. 

мәлум болғинидәк, пакистанда йеқинқи йилларда нурғун һөкүмәтләр алмашқан болсиму, лекин һәммисиниң хитайниң ирқий қирғинчилиқини қоллаш мәйдани өзгәргини йоқ, һәтта һәммиси охшаш тиллар билән хитайниң сийасәтлирини қоллап кәлмәктә. хәвәр қилинишичә, хитайға «бир бәлвағ бир йол» мунбири йиғиниға қатнишиш үчүн барған пакистанниң вақитлиқ баш министир әнвәрулһәқ какар 20-өктәбир үрүмчидә зийарәттә болуп хитай әмәлдарлири билән көрүшкән. у йәнә, хитайниң райондики диний бастурушлирини йалғанға чиқириш үчүн җүмә оқуған. игилинишичә, хитай техиму көп дөләтләрниң әмәлдарлири вә өмәклирини шәрқий түркситанға зийарәткә тәшкиллимәктә икән.

пакистан баш министирликиниң байанатиға қариғанда, 3-нөвәтлик «бир бәлвағ , бир йол» мунбириниң бир қисми сүпитидә бейҗиңға барған какар хитай компартийиси рәһбири ши билән көрүшкән. көрүшүштә, какар билән ши бейҗиң билән исламабад оттурисидики «тәврәнмәс һәмкарлиқ» ни қайта тәкитлигән, шуниң билән бир вақитта, икки дөләтниң өз-ара мәнпәәтини қоғдаш үчүн йуқири қатламлиқ сөһбәтни күчәйтиш вә чоңқурлаштурушқа қошулған. 

қазақистан президенти үрүмчидә зийарәттә болған

шуниң билән биргә, «бир йол бир бәлвағ» йиғиниға қатнишип қайтишида үрүмчидә тохтап өткән қазақистан президенти тоқайеф, 18-өктәбир уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунйаз билән көрүшкән. хитай вә қазақистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, көрүшүштә икки тәрәп муһим саһәләрдики өз ара һәмкарлиқни күчәйтиш һәм чоңқурлаштурушни тәкитлигән.

«ақорда» ахбарат агентлиқиниң хәвиридә, тоқайефниң «қазақистан хитайни металлургийә, нефит, химийә санаити, қурулуш, йемәклик мәһсулатлири шундақла қурулуш материйаллири қатарлиқ һәр хил мәһсулатлар билән тәминләшкә вә уни көпәйтишкә тәййар… қазақистан йәнә хитай базирини муһитқа пайдилиқ деһқанчилиқ мәһсулатлири билән тәминләйдиған турақлиқ мәнбә болалайду» дегәнлики билдүрүлгән.

лекин көрүшүштә уйғур районидики қазақларниң кишилик һоқуқ мәсилиси, хитай җаза лагерлиридики қазақ тутқунлар йаки уйғур районида қалған қазақларниң қазақистандики аилә әзалири билән җәм болуш мәсилилириниң күнтәртипкә кәлгән-кәлмигәнлики мәлум әмәс. һәр икки тәрәпниң таратқулирида бу хил назук темилар тоғрисида һечқандақ учур берилмигән.

йеқинда қазақистан билән хитай имзалиған қазақистан-хитай пуқралириниң өз ара учурлирини алмаштуруш келишимидә, «уйғур аптоном райони» пуқралириниң қазақистан пуқралиқиға өтүштә хитайниң «дөләт тәвәликидин ваз кәчкәнлики» һәққидики испатнамә көрситиши бәлгиләнгән. буниң шәрқий түркистанлиқларниң қазақистан пуқралиқиға өтүшини техиму қийинлаштуридиғанлиқи, чүнки хитайниң өзигә тәһдит йаки «дүшмәнлик хаһиши бар», дәп қаралған кишиләргә хитай «дөләт тәвәликидин ваз кәчкәнлики» гә аит испатнамә бериши мүшкүл икәнлики оттуриға қойулған иди. 

һиндонезийәлик «диний өлималар өмики» шәрқий түркистанға зийарәткә орунлаштурулған

хәвәр қилинишичә, һиндонезийәниң һөкүмәт һамийлиқидики «һиндонезийә мәсчитләр кеңиши» ниң муавин рәиси, һиндонезийә «ASFA фонди» ниң башлиқи сйафруддин камбо башчилиқидики бир һиндонезийә диний өлималар өмики шәрқий түркистанда зийарәттә болған. 

бу, хитайниң дунйадики нопуси әң көп мусулман дөлити болған һиндонезийәгә қарита шәрқий түркистанға алақидар тәшвиқатини техиму күчәйтиватқанлиқиниң бешарити, дәп қаралмақта. хитайниң «шинҗаң гезити», «тәңритағ тори» қатарлиқ таратқулириниң қәйт қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари җаң чүнлин 19-өктәбир күни сйафруддин камбо башчилиқидики диний өлималар өмики билән көрүшкән.

2023-йили 21-өктәбир