дунйа мусулман алимлар бирликниң муавин баш катипи доктор әли сәллабий хитай реҗими рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, хитайниң пәләстин-исраилийә тоқунушидики мәйданини мәдһийлигәндин кейин, хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики байанат елан қилип, қаттиқ наразилиқ билдүрди.
тәшкилатлар бирликиниң байанатида доктор әли сәллабийниң хитайниң пәләстин-исраилийә тоқунушидики «пәләстинниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш» мәйданини, тоқунушларни һәл қилиштики аталмиш «хитай әқил-парасити»ни махтиғанлиқи, һалбуки, әли сәллабий махтаватқан хитайниң уйғур қатарлиқ түркий мусулманларниң вәтини болған шәрқий түркистанни 1949-йили ишғал қилғандин буйан, тутқун қилиш, җаза лагериға қамаш, мәҗбурий туғмас қилиш, ассимилйатсийә қилиш қатарлиқ җинайәтләрни изчил садир қилип кәлгәнлики, 2016-йилидин тартип йәнә аталмиш «исламни хитайчилаштуруш»тин ибарәт ислам дүшмәнлики сийаситини йолға қойғанлиқи қәйт қилинди.
байанатта йәнә 2018-йили дунйа мусулман алимлар бирликиниң хитайға қарши байанат елан қилип, хитай реҗиминиң шәрқий түркистан мусулманлириға қаратқан рәзил сийаситини әйиблигәнлики вә хитайни агаһландурғанлиқи, әмма мәзкур тәшкилатниң муавин баш катипи болған доктор әли сәллабийниң ши җинпиңға йазған очуқ хетидә бу нуқтиларни қилчә тилға алмиғанлиқи әскәртип өтүлди.
тәшкилатлар бирлики наразилиқ байанатида пәләстинликләр 1948-йилидин тартип қирғин қилинип кәлгән болса, хитайниң ишғалийитигә дуч кәлгән шәрқий түркистан хәлқиниңму 1949-йилидин буйан ирқий қирғинчилиқ сийасәтлирини баштин кәчүрүватқанлиқини, бу сәвәблик хитайни «әқил-парасәтлик», «тинчлиқни сөйиду» дәп сүпәтләшниң әмәлийәттә ислам үммитигә қилинған бир мәсхирә икәнликини билдүрди.
байанатта хитайниң пәқәт мусулман әлләрниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүнла пәләстин мәслисини қоллиған қийапәттә көрүнүватқанлиқи, доктор әли сәллабий вә униңға охшаш қараштикиләрниң хитайни «адаләтлик» дәп қаришиниң пүтүнләй әқилсизлик икәнлики, шәрқий түркистанда айаллар вә балиларни өз ичигә алған мусулманларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайдин йардәм сорашниң әмәлийәттә уйғур қирғинчилиқини нормаллаштурушқа йол ечип беридиғанлиқи тәкитләнди.
тәшкилатлар бирлики байанатиниң ахирида доктор әли сәллабийни хитай һәққидики көз қаришини түзитишкә, бу мәсилидә бир мусулманға, бир өлимаға вә дунйа мусулман алимлар бирликиниң бир вәкилигә лайиқ һәрикәт қилишқа чақирди.
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң инглизчә вә әрәбчә елан қилинған мәзкур байанати йәнә дунйа мусулман алимлар бирлики вә пәләстин өлималар һәйитигиму йәткүзүлгән.
доктор әли сәллабийниң ши җинпиңға йазған очуқ хети 25-өктәбир елан қилинған болуп, дунйа мусулман алимлар бирлики вә пәләстин өлималар һәйитиниң рәсмий тор бетигиму қойулған. күчлүк наразилиқ садалиридин кейин, нөвәттә мәзкур очуқ хәт дунйа мусулман алимлар бирликиниң рәсмий тор бетидин еливетилгән.
2023-йили 28-өктәбир