йәһудийлар вә зийонизм

 
йәһудийларниң келип чиқиши
 
йәһудийлар муса әләйһиссаламниң үммити болуп, уларниң нәсәби ибраһим әләйһиссаламға тутушиду. ибраһим әләйһиссаламниң исмаил вә исһақ дәп икки оғли болған вә иккили оғли пәйғәмбәрләдин болған. чоң оғли исмаил кичик вақтидила аниси һаҗәр билән мәккидә йашиған вә кейинчә йәмәндики әрәб қәбилилиридин мәккигә келип йәрлишип қалған җурһумлардин өйләнгән. кейинчә исмаил әләйһиссалам мәккидики әрәбләргә пәйғәмбәр болуп әвәтилгән. у пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң әҗдади болуп һесаблиниду. чүнки пәйғәмбәр әләйһиссалам униң нәслидин кәлгән. ибраһим әләйһиссаламниң иккинчи оғли исһақ әләйһиссалам кәнан земинида (һазирқи пәләстин, ливан, сүрийә вә еорданийә қатарлиқ җайларда) йашиған болуп, униң нәслидин йәһудийлар барлиққа кәлгән. йәһудийлар бурун «кәнанлиқлар» дәп аталған болуп, исһақ әләйһиссаламниң оғли йәқуб әләйһиссаламдин кейин улар «бәни исраил» (исраил әвлади) дәп атилидиған болған. чүнки йәқуб әләйһиссаламниң ләқиби «исраил» (аллаһниң бәндиси) иди.
 
«йәһудийлар» билән «бәни исраил»ниң пәрқи
 
һазир дунйада йәһудийлар билән бәни исраил иккиси омумән бир мәнидә ишлитилиду. әмма қуран кәримдә кәлгән «бәни исраил» дегән аталғу омумән йәқуб әләйһиссаламниң сулалисидин кәлгәнләргә ишлитилгән болуп, «йәһудий» дегән аталғу омумән пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң заманида әрәб йерим арилида мәвҗут болған йәһудийлар үчүн ишлитилгән. улар йәқуб әләйһиссаламниң оғли йәһузаниң сулалисидин кәлгәнләрдур. һазирқи пәләстиндики йәһудийларму йәһузаниң нәслидин санилиду.
 
йәһудийларниң мисирға көчүши
 
йәқуб әләйһиссаламниң оғли йүсүф әләйһиссалам акилири тәрипидин қудуққа ташланғанда, йолдин өткән карван уни қудуқтин чиқиривалиду вә акилиридин әрзан пулға сетивалиду. (йүсүф сүриси 20- айәт). андин уни мисирниң қул базириға елип берип, мисирниң дөләт бихәтәрлик ишлири вәзири бутифарға сетиветиду. йүсүф әләйһиссалам мисирда наһәқ түрмигә ташлиниш, андин ақлинип чиқип мисирниң малийә ишлири вәзири болуш қатарлиқ әһвалларни баштин кәчүргәндин кейин, кәнан земинида ачарчилиқ йүзисидин йардәм сорап кәлгән қериндашлирини тонуп қелип, уларни йашинип қалған атиси йәқуб әләйһиссаламни елип келишкә буйруйду. йәқуб әләйһиссалам пүтүн аилисидикиләрни мисирға елип кәлгәндин кейин, йүсүф әләйһиссалам уларни қизғин күтүвелип, мисирда турғузиду. (йүсүф сүриси 99-100- айәтләр). улар мисирға кәлгәндә 75 киши икәнлики мәлум. кейинчә уларниң сани тез көпийишкә башлайду.
 
йәһудийларниң мисирдики кәчүрмишлири
 
йүсүф әләйһиссалам вапат болғандин кейин, мисирниң шу вақиттики падишаһиму вапат болиду. шуниңдин кейин йилларниң өтүши билән мисирниң падишаһлиқ түзүмиму өзгириду вә мисир падишаһлири »пирәвн« дәп атилидиған болиду. мисир пирәвни рәмсисс2 ниң заманиға кәлгәндә, у бир чүш көриду. чүшкә тәбир бәргәнләр мисирдики бәни исраил җәмәтидин чиқидиған бир кишиниң униң тәхтини өрүп ташлайдиғанлиқини ейтиду. пирәвн шуниң билән бәни исраил җәмәтидин туғулған оғул бовақларни өлтүрүш һәққидә пәрман чүшүриду. шу вақитларда туғулған муса әләйһиссаламни аниси кичик мусани өлүмдин сақлап қелиш үчүн, аллаһтин кәлгән илһам бойичә уни бир сандуққа селип дәрйаға қойуп бериду. (таһа сүриси 38-39- айәтләр). сандуқ суда еқип пирәвнниң бағчисиға келип қалиду, пирәвнниң адәмлири муса әләйһиссаламни тепивелип сандуқтин чиқириду вә пирәвнниң аилисидикиләр уни беқивалиду. шундақ қилип, аллаһ таала муса әләйһиссаламни пирәвндин пирәвнниң сарийида қоғдайду. муса әләйһиссалам шу сарайда чоң болиду, кейинчә униңға пәйғәмбәрлик келиду вә пирәвнни иманға дәвәт қилиш билән бир вақитта исраил әвладини қул қилиштин ваз кечип уларни өз вәтини болған кәнан земиниға беривелишиға рухсәт қилишини тәләб қилиду. чүнки исраил әвладиниң бирдинбир тәлиби шу иди. әмма пирәвн иман ейтиштин баш тартиду, исраил әвладиниму қуллуқтин азад қилишни рәт қилиду. шуниң билән муса әләйһиссалам аллаһ тааланиң әмри билән қәвмини башлап кәнан земинлириға қарап кечиләп йолға чиқиду. буниңдин хәвәр тапқан пирәвн қошунлири билән уларни қоғлап маңиду.
 
пирәвн қошунлири муса әләйһиссаламниң қәвмигә деңиз бойида йетишивалиду. муса әләйһиссаламниң қәвми қоғлап кәлгән пирәвн қошунлирини көрүп, «биз әмди түгишидиған болдуқ» дәйду вә муса әләйһиссаламға әзийәт йәткүзүшкә башлайду. әмма муса әләйһиссалам улар: «йақ, биз тутулуп қалмаймиз, чүнки рәббим маңа йол көрситиду» дәйду. (шуәра сүриси 62- айәт). шу чағда аллаһ таала уни һасиси билән деңизни урушқа буйруйду. нәтиҗидә, деңиздин қуруқлуқ йоли ечилип, улар саламәт өтүп кетиду, пирәвн қошуни деңизға кирип болғанда, деңиз сүйи әслигә келип уларни пүтүнләй ғәрқ қиливетиду. (шуәра сүриси 63-66- айәтләр).
муса әләйһиссаламниң қәвми әһвални көрүп туриду, әмма пирәвнниң өлгәнликигә ишинәлмәйду. муса алайһиссалам қайта-қайта тәкитлисиму улар йәнила ишәнмәйду. чүнки уни бәк чоң билгәнликтин, «пирәвн өлмәйду» дәп етиқад қилатти. шуниң билән аллаһ таала пирәвнниң җәситини деңизниң саһилиға чиқирип қойиду. (йунус сүриси 92- айәт). улар җәсәтни көрүп андин униң өлгәнликигә ишиниду.
 
йәһудийларниң мисирдин чиқиши
 
исраил әвлади муса алайһиссаламниң йол башлиши билән вәдә қилинған муқәддәс земинға қарап маңиду. йол бойида бутқа чоқунуватқан қәвмләрни көрүп, муса әләйһиссаламдин өзлиригиму бут йасап беришини тәләп қилиду. муса әләйһиссаламниң уларни бу ғәлитә тәлибигә рәдийә бериду вә йолини давамлаштуриду. (әраф сүриси 138- айәт). йолниң йеримиға кәлгәндә улар «пирәвнму өлди, бизниң мисирда бағлиримиз вә өйлиримиз қалған иди. шу йәргә қайтимиз» дәп турувалиду. муса әләйһиссалам уларға «и қәвмим! силәр әҗдадиңларниң йуртиға қайтишни арзу қилған вә мәндин тәләб қилған әмәсмидиңлар, әмди немишқа арқиға чекинмәкчи болисиләр» дәп кайийду. (маидә сүриси 23-26- айәтләр).
 
йәһудийларниң сийна чөлигә мәһкум қилиниши
 
йәһудийлар муса әләйһиссаламниң әмригә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн, аллаһ таала уларни чөлгә мәһкум қилиду. улар мисирға қайтмқғи болуп, һәр күни йол йүриду, әтиси орнидин турса түнүгүнки йеригә келип қалиду, йәнә маңса, йәнә шундақ болиду. шуниң билән йегили йоқ, ичкили йоқ, һечнәрсә йоқ, қақаслиқ сийна чөлидә қалиду. аллаһ таалаға улар рәһим-шәпқәт қилип, булутларни сайивән қилип, берип, асмандин тәрәнҗивил һалвиси вә бөдүнә кавипи қатарлиқларни чүшүрүп берип озуқландуриду. (бәқәрә сүриси 57- айәт). бу йәрә йәһудийлар аллаһ таала чүшүрүп бәргән тамаққа нашүкүрлүк қилип, муса әләйһиссаламдин самсақ, пийаз, ловийа қатарлиқ көктатлардин чүшүрүп бериши үчүн аллаһ таалаға дуа қилишини тәләп қилиду. (бәқәрә сүриси 61- айәт).
 
йәһудийларниң мозайға чоқунуши
 
муса әләйһиссалам аллаһ тааланиң әмри билән тур теғиға кетиду, акиси һарун әләйһиссаламни қәвмигә мәсул қилип қойиду. әмма улар һарун әләйһссаламниң сөзигә кирмәйду вә мозайға чоқунушқа башлайду. (бәқәрә сүриси 52- айәт). муса алайһиссалам қайтип келип қәвминиң бу қилмишидин қаттиқ нарази болиду. андин қәвминиң ичидин 70 адәмни таллап чиқип, уларни қәвминиң мозайға чоқунғанлиқ гунаһи сәвәблик аллаһ тааладин мәғпирәт тиләш үчүн сийна теғиға елип чиқиду. (әраф сүриси 155- айәт). муса әләйһиссалам уларға аллаһ тааланиң әмр-пәрманлирини йәткүзиду, әмма улар бу сөзләрниң аллаһниң сөзлири икәнликигә ишинишимиз үчүн, биз алди билән аллаһни көрүшимиз керәк, дәп турувалиду, шуниң билән улар қаттиқ йәр тәврәшкә тутулиду. (бәқәрә сүриси 55- айәт).
 
йәһудийларниң муса әләйһиссаламға төһмәт қилиши
 
турисийна елип чиқилған 70 киши йәһудийларниң әң йахшилири ичидин таллап чиқилған туруқлуқ, муса әләйһиссаламға қилмиған әдәпсизлики вә йаманлиқи қалмайду. бир күни аллаһ таала муса әләйһиссаламға һарун әләйһиссаламниң әҗили кәлгәнликидин хәвәр берип, уни игизрәк бир тағқа елип чиқишқа әмр қилиду. шуниң билән муса әләйһиссалам һарун әләйһиссаламни вә униң шәббәр вә шәбир исимлик икки оғлини елип аллаһ таала буйруған җайға чиқиду. шу җайда һарун әләйһиссалам вапат болиду, муса әләйһиссалам билән икки оғли униң намизини оқуп дәпнә қилиду. улар қәвминиң йениға келип уларни әһвалдин вақип қилғинида, улар муса әләйһиссаламға төһмәт қилип, «һарун сәндин йахши иди, сән униңға һәсәт қилип, уни өлтүрүвәттиң» дәйду. муса әләйһиссалам қаттиқ биарам болуп, һарун әләйһиссаламниң оғуллирини көрситип қойиду, улар атисиниң өз әҗилидә өлгәнликини, уни һечкимниң өлтүрүвәтмигәнликини ейтиду, андин муса әләйһиссаламни әйибләштин тохтайду.
 
шу вақиттики йәһудийлар өзлириниң асийлиқи сәвәблик вәдә қилинған земин — пәләстин земиниға кириштин мәһрум қилиниду, муса алайһиссаламму шу чөлдә аләмдин өтиду. толуқ қириқ йил өткән вә шу чағдики йәһудийларниң асасән һәммиси өлүп түгигәндин кейин, муса әләйһиссаламниң тәрбийәсидә йетилгән йушә ибни нун дегән кишигә пәйғәмбәрлик келиду.
 
йәһудийларниң пәләстингә кириши
 
йушә әләйһиссалам йәһудийларни башлап пәләстин земиниға кириду вә у җайда һакимийәт қуриду. исраил әвладиниң пәләстиндики тунҗи падишаһи талут болиду. йәһудийлар китаблирида уни шавул дәп атишиду. талутни өз вақтида аллаһ таала өзи бәлгиләп бәргән болсиму, йәһудийлар уни наразилиқ билдүрүп тәсликтә қобул қилиду. (бәқәрә сүриси 246- айәт). талуттин кейин давуд әләйһиссалам, униңдин кейин оғли суләйман әләйһиссалам падишаһ болиду. кейинчә бу дөләт иккигә бөлүнүп кетиду, пәләстиндә йәһуза исимлик падишаһиниң исмида йәһуза дөлити, наблуста йәһудий дөлити барлиққа келиду.
 
йәһудийларниң дөлитиниң тармар қилиниши
 
йәһудийлар өзлиригә кәлгән пәйғәмбәр йәһйа әләйһиссаламни вәһшийлик билән өлтүргәндин кейин, узаққа қалмай бабил падишаһи бухтәнәссәр миладийәдин бурунқи 586- йили пәләстингә һуҗум қилип, йәһудийларниң дөлитини пүтүнләй тармар қилиду, китаблирини көйдүриду, алимлирини өлтүриду вә хәлқини әсиргә елип бабилға (һазирқи ираққа) елип кетиду. (исра сүриси 4-8- айәтләр). йәһудийлар шу вақиттин башлап дөлитидин айрилип қелип, сәрсанлиқта һайат кәчүрүп келиду.
 
йәһудийларниң пәләстиндә дөләт қуруши
 
ислам дунйасиниң мустәһкәм қәләси болуп кәлгән османийлар хәлипилики ағдурулғандин кейин, әсирләрдин бери сәрсанлиқта һайат кәчүрүп кәлгән йәһудийлар әнгилийәниң қоллап-қуввәтлиши вә һәр түрлүк йардәмләрни қилиши билән, 1948- йили пәләстиндә зулум вә һәқсизлик билән дөләт қурувалиду, пәләстиндики йәрлик хәлқни өлтүрүш, қошна дөләтләргә палаш қатарлиқ вәһшийликлири билән пәләстиндин йирақлаштуриду. һазирға қәдәр пәләстин хәлқи мустәмликигә бой әгмигән вә өзиниң һәққаний күрәшлирини бир күнму тохтитип қоймиған. исраилийә таҗавузчи күчлири нақәқ өлтүргән пәләстинликләрни сани 100 миңдин ашқан бу қетимқи ғәззә қәтлиамида шеһит болғанлар билән бу сан униңдиму йүксәлгән.
 
йәһудийларниң ләнәтлиниши
 
қуран кәримдә әң көп ләнәтләргә қәвм йәһудийлар болуп, улар йәнә аллаһ тааланиң ғәзипигә учриған қәвм дәп тәбирләнгән. мәлумки, қуран кәримдә йәһудийлар билән мушрикларниң ләнәткә учриғанлиқи байан қилинған, йәнә униң үстигә қуран кәримдә йәһудийлардин башқа һечқандақ бир қәвм «аллаһ тааланиң ғәзипигә учриған қәвм» дәп тәбирләнмигән. немә үчүн? чүнки дунйада йәһудийлардәк тузкор, вапасиз, хийанәтчи, суйиқәстчи, учиға чиққан шәхсийәтчи вә җинайәтчи қәвм болмиса керәк. қуран кәрим уларниң қилмишлирини төвәндикичә байан қилған:
 
1. йәһудийлар аллаһ таалани бехил дәп сүпәтлигән әдәпсиз қәвмдур. (маидә сүриси 64- айәт).
2. йәһудийлар өзлири самави динға етиһад қилип туруқлуқ, «аллаһниң балиси бар» дәп, униңға шерик кәлтүргән қәвмдур. (тәвбә сүриси 31- айәт).
3. йәһудийлар пәйғәмбәрләрни наһәқ өлтүргән вә дунйа тарихида һечқандақ бир қәвм қилмиған җинайәтни садир қилған қәвмдур. (ниса сүриси 155- айәт).
4. йәһудийлар аллаһ тааланиң китаби болған тәвратни өзгәртивәткән, униңдики мәзмунларниң бәзисини йошурған, бәзисини бормилиған қәвмдур. (ниса сүриси 46- айәт).
5. йәһудийлар мушрикларға «силәрниң диниңлар муһәммәдниң динидин йахши» дәп бәргән йалғанчи қәвмдур. (ниса сүриси 51- айәт).
6. йәһудийлар пәйғәмбири һайат бар туруқлуқ, униң әмригә асийлиқ қилип мозайға чоқунған қәвмдур. (бәқәрә сүриси 54- айәт).
7. йәһудийлар өз пәйғәмбиригә «сән рәббиң билән берип җиһад қилғин, биз бу йәрдә туруп турайли» дегән әдәпсиз вә дәриҗидин ташқири қорқунчақ қәвмдур. (маидә сүриси 24- айәт).
8. йәһудийлар өз пәйғәмбиригә ишәнмәй, «аллаһни бизни көрсәт» дәп турувалған капир қәвмдур. (бәқәрә сүриси 55- айәт).
9. йәһудийлар һәқиқәтни йошуридиған вә уни билип туруп инкар қилидиған қәвмдур. (бәқәрә сүриси 146- айәт).
10. йәһудийлар немәткә тузкорлуқ қилидиған, шүкүр қилишниң орниға куфрилиқ қилидиған қәвмдур. (бәқәрә сүриси 61- айәт).
11.
зийонизм
 
зийонизм —19- әсирниң ахирлирида бир қисим йәһудийлар тәрипидин тәсис қилинған сийасий тәшкилат болуп, дунйаниң һәрқайси җайлиридики йәһудийларни пәләстин земиниға көчүшкә тәрғиб қилиш вә пәләстиндә йәһудий дөлити қурушни мәқсәт қилған. әрәбчә «алصهйонйة», ингилизчә «Zionism» дегән бу аталғуниң пәләстиндики «алصهйон» дегән тағниң исмидин елинғанлиқи сөзлиниду, исраилийәлик йәһудийлар бу сөзниң оршилим дегәнлик болидиғанлиқини дәва қилиду. чүнки зийонистлар өзлириниң бу терор тәшкилатини диний исим билән аташ ақилиқ терорлуқ һәрикәтлирини йоллуқ қилип көрситишкә тиришиду.
 
зийонизм тәшкилатиниң қурғучиси тийодор һертзл (1860- 1904) исимлик йәһудий болуп, исраилийәлик йәһудийлар уни «дөләт атиси» дәп атайду. тийодор һертзл авустирийәлик йазғучи вә журналист болуп, өз вақтида дунйадики йәһудийларни һәр хил усуллар билән пәләстингә көчүрүшкә қаттиқ күчигән вә уларға йәһудий дөлити қуруп бериш һәққидә вәдиләрни бәргән.
зийонистлар васитә таллимайду
 
зийонистлар васитә таллимайдиған террорист тәшкилат болуп, дунйда мисли көрүлмигән вәһший террорлуқ һәрикәтлирини қилип кәлгән вә қилмишлирини диний тәрәптин йоллуқ көрситиш үчүн көплигән ривайәтләрни ойдуруп чиққан. уларниң пәләстин земинини йәһудийларниң әҗдадлиридин қалған мираси қилип көрситиштә ишләткән һөҗҗәтлиридин бири «тәврат»ниң «тәквин» баби 13- текисти болған «рәб ибраһим билән келишти вә униң нәслигә кәнан земинини бәргәнликини ейтти» дегән текист болуп, бу текист тоғра вә раст дәп қобул қилинған тәқдирдиму, ибраһим әләйһиссаламға аллаһ таала вәдә қилған земинда әрәбләрниңму һәққи болиду. чүнки ибраһим әләйһиссалам әрәбләрниңму, йәһудийларниңму әҗдади һесаблиниду. зийонистлар пәләстинни пүтүнләй йәһудий дөлити қилиш билән купайә қилмайду, чүнки улар чоң йәһудий дөлити қурушни пиланлиған болуп, уларниң «нилдин фуратқичә» дәйдиған сәпсәтиси бар.
 
исраилийә америка билән әнгилийәни арқисиға елип туруп, дунйада муштумзорлуқ қилған, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлириниң биригиму әмәл қилмиған, пәләстин хәлқиниң һәқ-һоқуқини әң вәһший усуллар билән дәпсәндә қилған террорист дөлитидур.
 
зийонистлар өзлириниң вәһшийликини йошуриду
 
зийонизм һәрикитиниң вәһшийликлирини вә уларниң террор тәшкилат икәнликини очуқ йорутуп бәргән қиммәтлик әсәрләр барлиққа кәлгән болуп, улар зийонистларниң васитә таллимайдиған вәһшийликини, қатиллиқини вә учиға чиққан залимлиқини байан қилған. мисирлиқ доктор муһәммәд абдулвәһһаб мәсирий үч томлуқ «йәһудий енсиклопедийәси» йазған, франсийәлик мутәпәккур алим раҗийә гароди 1982- йили алҗирийәдә алҗирийә хәлқиниң мустәқиллиқ йолидики урушида әсиргә елинған, кейинчә мусулманлар йахши муамилиси вә исламий гүзәл әхлақидин тәсирлинип мусулман болғандин кейин «исраилийә әпсанә вә террорлуқ» намлиқ бир әсәр йазған болуп, униңда зийонизмниң вәһший йүзини ечип бәргән. гароди мәзкур китаби сәвәблик франсийәдә нәзәрбәнткә елинған вә китаблири пүтүн йавропада чәкләнгән, арика қатарлиқ дөләтләрниң қаттиқ бесимлириға учриған, һәтта
венгирийәдә бир адәм мәзкур китабни венгир тилиға тәрҗимә қилип нәшр қилдурғанлиқи сәвәблик, китабни басқан нәшрийатниң мудири билән бирликтә түрмигә ташланған.
 
2012- йили гароди вапат болғанда түркийә дийанәт ишлири менистирлиқи фирансийәдики түркийә баш әлчиси арқилиқ бир һәйәт әвәтип, гародиниң аилисигә тәзийә билдүргән вә хәтмә қуран қилип роһиға дуа қилған. фирансийә һөкүмити гародиниң өлүмигиму һөрмәт қилмиған болуп, уни җәситини көйдүрүп, күлини деңизға сорувәткән. түркийә тәрәп буни сүрүштүргәндә «өзиниң шундақ вәсийити бар иди» дәп ишни түгәткән.
 
2023-йили 31-өктәбир