икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәт күни мунасивити билән

1933- йили вә 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлирини пәхрилиниш билән әсләймиз.
 
мәзкур җумһурийәтләр кәлгүсидики мустәқил дөлитимизниң асаси, мустәқиллиқ йолимиздики мәшилимиздур.
 
шуниму унутмаслиқ керәкки, тарихта қурулған шанлиқ җумһурийәтлиримизниң қурулуш басқучлири интайин муһим болғандәк, мәзкур җумһурийәтләрниң йиқилиш сәвәплири үстидә тохтилип, аччиқ-савақларни йәкүнләп, әҗдадимиз садир қилған хаталиқлар, йиқилиш амиллириниму әвладимизға дәрслик қилип үгүтүп, миң бир җапада тиклимәкчи болған мунарниң йиқилмаслиқи үчүн улни мустәһкәм қилишниң амиллириниму үгинишимиз интайин муһимдур.
 
шуниму унутмаслиқимиз керәкки, мәзкур җумһурийәтләр қурулған заманлардики шарайитлар адди, дүшмәнләрниң күчи һазирқидин миң һәссә төвән һаләттә иди. бүгүнки вәзийәт болса, интайин мурәккәп, дүшмән бәк ғалҗир, хәлқара вәзийәтму бизниң мәнпәәтлиримизгә мас кәлмәйдиған бир вәзийәттә йашаватимиз. әһвал бундақ икән, хәлқимиз җумһурийәтлиримизни тәбрикләп тәнтәнә қилиш билән биргә әслигә кәлтүрмәкчи болған дөлитимизни қандақ қуруп чиқиш вә қандақ сақлап қелиш вә қандақ күчләндүрүшниң амиллири үстидә бәкрәк баш қатуруш муһим дәп қараймән.
 
шәрқий түркистан хәлқиниң 74йилдин бири төлигән бәдәллири икки җумһурийәт әмәс, бәлки икки йүз җумһурийәт қурушқа әрзийду; әлвәттә!!!....
 
2023-йили 12-нойабир