тарихшунас профессор җәймис милвард әпәнди билән биргә сөзләнгән җумһурийәт тарихи

 
америка уйғур бирләшмиси 12- нойабир шәрқий түркистан җумһурийити күни мунасивити билән 11-нойабир күни ахшам фәйирфакис шәһиридә өткүзгән хатириләш вә тәбрикләш мурасимида уйғур ели вә уйғурлар тарихи бойичә узун йиллардин буйан тәтқиқат қилип америкида «йавро-асийа өтүшмә йоли: шинҗаң тарихи» вә « қовуқниң сиртида»намлиқ китаблирини нәшр қилдурған вә көплигән мақалиләрни йазған һәм нөвәттики уйғурлар учраватқан қирғинчилиқ мәсилилирини даим әтраплиқ йорутуп келиватқан кона достум профессор җәймс милвард билән биргә шәрқий түркистан җумһурийәтлири тарихи һәққидә сөзлидуқ вә соалларға җаваб бәрдуқ. бу һәм америка уйғурлири бирләшмисиниң паалийәт тарихида уйғур америкалиқ вә америкалиқ икки тарихчиниң бирликтә ш т җ тарихи һәққидә мәхсус сөз қилишидур. җорҗитовн университетиниң пешқәдәм профессори җәймс милвард әпәнди билән мән 1998-йили 7-айларда униңға уйғурчә өгитиш билән тонушуп кона алақилиримизни үзмәй изчил давамлаштуруп келиватимиз. униң өйидиму көп меһман болғанидуқ. иккимиз көплигән илмий йиғинларда биргә доклат бәрдуқ вә узун йиллардин буйан пикирдаш болдуқ. профессор җәймс милвард әпәнди билән биргә 2001-2004-йили җонс хопинс университети оттура асийа-кавказ тәтқиқат институти рәиси фред стар әпәндиниң йетәкчиликидики « шинҗаң қурулуши» ға қатнишип бирликтә тарих темиси бойичә тәтқиқат қилдуқ. нәтиҗидә 18 америкилиқ тәтқиқатчиниң бирләшмә әмгики сүпитидә « шинҗаң: хитайниң мусулманлар чегра земини» намлиқ китаб нәшр қилинди. бу китабниң шәрқий түркистанниң 19-20-әсир тарихи қисмини иккимиз бирликтә йаздуқ, шуниңдин кейин иккимизниң исми бу китаб билән гогол издәш торида бирликтә тепилиду. бу китаб һазирғичә ғәрб дунйасидики нопузлуқ әсәр сүпитидә һөкүмәт хадимлири, тәтиқатчилар, алимларниң биринчи қол пайдилиниш қиммитини йоқатмиди. уйғур елигә мунасивәтлик һәрқандақ бирәр докторлуқ, магистирлик тезислириға қарисиңиз бу китаб мәнбә көрситилип келинмәктә вә иккимизниң исми бирликтә тилға елиниду. мәзкур « қурулуш» вә китаб әйни вақитта хитайни қаттиқ чөчүтүвәткән болуп, хитай һөкүмити мәхсус алимлар қошуни тәшкилләп бу китабқа қарши китабларни йаздурди вә бу тәтқиқат лайиһисини « хитайни парчилаш программиси» дегәндәк һәйвәтлик сөзләрни ишлитип чалвақап кәң көләмдики һуҗумларни уйуштурди. һәтта китабни ички қисимда хитайчиға тәрҗимә қилип, униң сийасәтчиләр вә тәтқиқатчилириниң пайдилинишиға бәрди. хәлқара илимий әхлақ өлчимидин йирақ хитай һөкүмәт сийасий тарихчиси пән җипиң өзиниң мәзкур китабниң хитайчиға ички қисимда тәрҗимә қилинип тарқитилған нусхисиға йазған мәхсус тәнқид « һуҗуми»да җәймс милвард әпәнди вә мениң намимни алаһидә тилға алди. хитай шуниңдин кейин мәзкур китабни йазған америка алимлирини мени өз ичигә алған һалда 2005-2006-йиллардин башлап « қарши елинмайдиған» « хитайға бериши чәкләнгән»ләр дәп елан қилди. шуниң билән бу тәтқиқатчиларниң хитайға беришиға қәтий йол қойулмиди. хитай даирилири бу арқилиқ уйғурларни илмий вә битәрәп туруп тәтқиқ қилған һәтта уйғурларға һесдашлиқ қилған вә иҗабий баһаларни бәргән америкилиқ алимларниң уйғурлар елигә қайта беришини чәкләш арқилиқ өч алди.
 
мана бу қетим хитай өч көргән бу иккимиз шәрқий түркистан җумһурийити мурасимида шәрқий түркистан җумһурийити тарихини сөзләп америка уйғурлириниң гүл тәқдим қилишиға муйәссәр болдуқ. бу һәм профессор достум билән бир гүзәл хатирә болуп қалди. шуниңдәк америка уйғурлири үчүнму тәсирлик бир паалийәт болуп, хатирә қалди. америка уйғурлири бирләшмиси қурулған 1998-йили 29-май, мән шаһит болған шу күнидин башлап һазирғичә мәзкур бирләшминиң 20 йилға йеқин һәр йиллиқ җумһурийәт күнини хатириләш паалийәтлиридә мән изчил җумһурийәтни сөзләп келивататтим. мана бу қетим бу сәпкә биринчи болуп америкилиқ атақлиқ тарихшунас җәймс милвард әпәнди қетилип өзиниң шәрқий түркистан тарихи, шәрқий түркистан җумһурийити тарихи һәққидики мол билимлири билән уйғурларни шатландурди!
 
2023-йили 19-нойабир