түркийәдики пидакар уйғур зийалилиридин уйғур академийәси вәхпиниң сабиқ рәиси, хитай мәсиллири тәтқиқатчиси вә инқлапчи доктор пәрһат қурбан тәңритағли 8-декабир вапат болди. мәркизи милләтләр енститутини пүттүргәндин кейин түркийәдә магестир вә докторлуқ оқуған пәрһат әпәнди узун йиллиқ тәтқиқатлири нәтиҗисидә хитайлар, хитай дөлити вә уйғурлар һәққидә бир йүрүш китабларни түркчә нәшир қилдурған.
униң вақтсиз вапати муһаҗирәттики уйғурлар арисида матәм кәйпийати пәйда қилди, шәхсләр вә тәшкилатлар арқа-арқидин тәзийәнамә вә байанат илан қилип, тәзийәлирини билдүрди.
мәлум болушичә, «хитайниң ғәрбий район нәзәрийиси: хитайниң түркистан вә түркийә сийасити», «хитайдин ашкарланған лагер һөҗҗәтлири: қарақаш тизимлики», «йеңи хитай - җаһангирликкә қарши инқилабтин барлиққа кәлгән йеңи җаһангир күч», «хитай чүши», «хитайниң бир бәлбағ вә бир йол қурулуши вә түрк дунйаси» вә хитайниң ақ ташлиқ китабиға қарши тәййарланған «көк ташлиқ китаб» намлиқ китаб вә әсәрләрниң аптори вә муһаҗирәттики хитайға қарши көрәштә тонулған тәтқиқатчи вә инқилабчи доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди 1962-йили қәшқәрдә туғулған. 1984-йили мәркизи милләтләр енститутини пүттүргән вә 1987-йили айали гүлзадә тәңритағли билән түркийәгә оқушқа чиққан тунҗи уйғурлардин биридур. у айали гүлзадә тәңритағли ханим билән биргә мармара университетида түрк тили вә әдәбийати кәспидә магестирлиқ вә докторлуқта оқуған.
уйғур академийисиниң 2023-йили 8-декабир илан қилған тәзийә байанатида: «доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди уйғур йашлиримиз үлгә елишқа тегишлик ирадилик, қәйсәр, тәмкин вә өзиниң мустәқиллиқ ғайисидин әсла ваз кәчмигән, таки тиниғиниң ахирқи минутлириғичә миллий мустәқиллиқ күришимиз үчүн хизмәт қилған миллий көрәш сепимизниң ғоллуқ түврүклириниң бири иди. мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди 2018 - йилидин 2021-йилиғичә уйғур академийәсиниң баш катиби, 2019-йилидин 2023-йили 8-декабирғичә хитай тәтқиқати енситутиниң мудири вә 2021-йили 19-ийундин 2023-йили 15-ийулғичә уйғур академийәси вәхпиниң рәиси һәм шундақла 2023-йили 5-айдин бери мәхмут қәшқири университети тәлим-тәрбийә вәхпиниң қурғучи рәиси болған. өзи интайин ирадилик, мәсулийәтчан вә ақ көңүл киши иди.» дейилгән.
дунйа уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди пәрһат қурбанға атап илан қилған тәзийәнамисидә мундақ дегән:
«ﺋﯘﺯﯗﻥ ﻳﯩﻠﻠﯩﻖ ﺳﻪﺑﺪﯨﺸﯩﻢ,ﺩﯗﻧﻴﺎ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﻗﯘﺭﯗﻟﺘﯩﻴﯩﻨﯩﯔ ﺳﺎﺩﯨﻖ ﻗﻮﻟﻠﯘﻏﯘﭼﯩﺴﻰ,ﻣﻪﺭﻛﯩﺰﻯ ﺗﯜﺭﻛﯩﻴﻪﺩﯨﻜﻰ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﺎﻛﺎﺩﯨﻤﯩﻴﻪﺳﻰ ﯞәﺧﭙﯩﻨﯩﯔ ﺳﺎﺑﯩﻖ ﺭәиси,ﺧﯩﺘﺎﻱ ﺋﯩﺸﻠﯩﺮﻯ ﺗﻪﺗﻘﯩﻘﺎﺕ ﺋﯩﻨﯩﺴﺘﯩﺘﯘﺗﯩﻨﯩﯔ ﻗﯘﺭﻏﯘﭼﯩﺴﻰ, ﺗﻪﺗﻘﯩﻘﺎﺗﭽﻰ ﯞә ﺋﺎﻛﺎﺩемик, ﭘﯩﺪﺍﻛﺎﺭ ﻣﯩﻠﻠﯩﻲ ﻛﯜﺭәﺷﭽﯩﻤﯩﺰ ﺩﻭﻛﺘﯘﺭ ﭘﻪﺭﮪﺎﺕ ﻗﯘﺭﺑﺎﻥ ﺗﻪңрﯨﺘﺎﻏﻠﻰ ﺋﻪﭘﻪﻧﺪﯨﻤﻨﯩﯔ 2023 – ﻳﯩﻠﻰ 12 – ﺋﺎﻳﻨﯩﯔ 8 – ﻛﯜﻧﻰ ﺳﻪﮪﻪﺭﺩә ﺋﯩﺴﺘﺎﻧﺒﯘﻟﺪﺍ кесәллик ﺳﻪﯞәﺑﻰ ﺑﯩﻠﻪﻥ алланиң дәргаһиға кәткәнлик ﺧﻪﯞﯨﺮﯨﻨﻰ ﺋﺎﯕﻼﭖ ﭼﻪﻛﺴﯩﺰ ﺋﺎﺯﺍﭘﻼﻧﺪﯨﻢ ﯞә ﻗﺎﻳﻐﯘﺭﺩﯗﻡ, ﺑﯘ ﻣﯘﻧﺎﺳﯩﯟәﺕ ﺑﯩﻠﻪﻥ ﻣﻪﻥ ﺩﯗﻧﻴﺎ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﻗﯘﺭﯗﻟﺘﯩﻴﯩﻐﺎ ﯞﺍﻛﺎﻟﯩﺘﻪﻥ ﻣﻪﺭﮪﯘﻣﻐﺎ ﺋﺎﻟﻼﮪﺘﯩﻦ мәғпирәт,ﻛﯚﻳﯜﻣﭽﺎﻥ ﺧﺎﻧﯩﻤﻰ ﯞﻩ ﺳﻪﺑﺪﯨﺸﻰ ﮔﯜﻟﺰﺍﺩә ﺗﻪﯕﺮﯨﺘﺎﻏﻠﻰ, ﺋﯩﻨﯩﺴﻰ ﻣﯘﺗﻪﻟﻠﯩﭗ ﻗﯘﺭﺑﺎﻥ ﺑﺎﺷﭽﯩﻠﯩﻘﯩﺪﯨﻜﻰ ﭘﯜﺗﯜﻥ ﺋﺎилә – ﺗﺎﯞﺍﺑﺎﺗﻠﯩﺮﯨﻐﺎ ﺳﻪﺑﯩﺮ ﺗﯩﻠﻪﻳﻤﻪﻥ ! ﻛﯜﺭәﺷﭽﺎﻥ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺯﯨﻴﺎﻟﯩﺴﻰ ﺩﻭﻛﺘﯘﺭ ﭘﻪﺭﮪﺎﺕ ﻗﯘﺭﺑﺎﻥ ﺗﻪﯕﺮﯨﺘﺎﻏﻠﻰ ﺋﻪﭘﻪﻧﺪﯨﻤﻨﯩﯔ йатқан йери җәннәттә ﺑﻮﻟﺴﯘﻥ !
ﯞәﺗﻪﻧﭙﻪﺭﯞәﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺯﯨﻴﺎﻟﯩﺴﻰ ﻣﻪﺭﮪﯘﻡ ﭘﻪﺭﮪﺎﺕ ﻗﯘﺭﺑﺎﻥ ﺗﻪﯕﺮﯨﺘﺎﻏﻠﻰ ﺋﻪﭘﻪﻧﺪﯨﻢ ﺋﻪﺭﻛﯩﻨﻠﯩﻚ ﯞә ﻛﯜﺭәﺵ ﻳﻮﻟﻰ ﺋﯩﺰﺩәﭖ ﺗﯜﺭﻛﯩﻴﻪﮔﻪ һиҗрәт ﻗﯩﻠﯩﭗ ﭼﯩﻘﻘﺎﻥ 80 – ﻳﯩﻠﻼﺭﻧﯩﯔ ﺋﺎﺧﯩﺮﯨﺪﯨﻦ етибарән ﺋﯚﺯﯨﻨﯩﯔ ﺑﺎﺭﻟﯩﻘﯩﻨﻰ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺧﻪﻟﻘﯩﻨﯩﯔ ﺋﻪﺭﻛﯩﻨﻠﯩﻚ ﯞә ﮪﯚﺭﻟﯜﻙ ﻛﯜﺭﯛﺷﯩﮕﻪ ﺋﺎﺗﯩﻐﺎﻥ, ﯞәﺗﯩﻨﯩﻤﯩﺰ ﺷﻪﺭﻗﯩﻲ ﺗﯜﺭﻛﯩﺴﺘﺎﻧﻨﯩﯔ ﻣﯩﻠﻠﯩﻲ ﻣﯘﺳﺘﻪﻗﯩﻠﻠﯩﻘﯩﻨﻰ ﻗﻮﻟﻐﺎ ﻛﻪﻟﺘﯜﺭﯛﺷﺘﯩﻦ ﺋﯩﺒﺎﺭәﺕ ﺑﯘ ﺷﻪﺭәﭘﻠﯩﻚ ﯞә ﻣﯘﻗﻪﺩﺩәﺱ ﺩәﯞﺍ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﻛﯚﭘﻠﯩﮕﻪﻥ ﭘﯩﺪﺍﻛﺎﺭﻟﯩﻖ ﯞә ﺗﯩﺮﯨﺸﭽﺎﻧﻠﯩﻘﻼﺭﻧﻰ ﻛﯚﺭﺳﻪﺗﻜﻪﻥ, ﺧﯩﺘﺎﻳﻨﯩﯔ ﺗﯜﺭﻟﯜﻙ бесим ﯞә ﺗﻪﮪﺪﯨﺘﻠﯩﺮﯨﮕﻪ ﭘﯩﺴﻪﻧﺖ ﻗﯩﻠﻤﺎﻱ ﻣﻪﺭﺩﺍﻧﯩﻼﺭﭼﻪ ﻛﯚﻛﺮәﻙ керип ﺋﻮﺗﺘﯘﺭﯨﻐﺎ ﭼﯩﻘﯩﭗ, ﻣﯘﺳﺘﻪﺑﯩﺖ ﺧﯩﺘﺎﻱ ﮪﺎﻛﯩﻤﯩﻴﯩﺘﯩﻨﯩﯔ ﺧﻪﻟﻘﯩﻤﯩﺰ ﺋﯜﺳﺘﯩﺪﯨﻦ ﻳﯜﺭﮔﯜﺯﯨﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﺯﯗﻟﻤﯩﻨﻰ ﺗﯜﺭﻛﯩﻴﻪ ﺧﻪﻟﻘﯩﻐﻪ ﺋﺎﯕﻠﯩﺘﯩﺸﺘﺎ ﺯﻭﺭ ﺗﯩﺮﯨﺸﭽﺎﻧﻠﯩﻘﻼﺭﻧﻰ ﻛﯚﺭﺳﯜﺗﯜﭖ ﻛﻪﻟﮕﻪﻥ ﺟﻪﺳﯘﺭ, ﺋﯩﺮﺍﺩﯨﻠﯩﻚ ﯞә ﻗﻪﻳﺴﻪﺭ ﺑﯩﺮ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺯﯨﻴﺎﻟﯩﺴﻰ ﺋﯩﺪﻯ, ﺋﯘ ﺋﯚﺯﯨﻨﯩﯔ ﺑﯘﺧﯩﻞ ﻛﯜﺭәﺵ ﺭﻭﮪﻰ ﺑﯩﻠﻪﻥ ﻣﯘﮪﺎﺟﯩﺮәﺗﺘﯩﻜﻰ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺯﯨﻴﺎﻟﯩﻠﯩﺮﯨﻐﺎ, ﺑﻮﻟﯘﭘﻤﯘ ﻳﺎﺷﻠﯩﺮﯨﻤﯩﺰﻏﺎ ﺋﯜﻟﮕﻪ ﺑﻮﻟﻐﺎﻥ ﺋﯩﺪﻯ.ﻣﻪﺭﮪﯘﻣﻨﯩﯔ ﮪﺎﺯﯨﺮﻏﺎ ﻗﻪﺩәﺭ йезип ﻗﺎﻟﺪﯗﺭﻏﺎﻥ ﻛﯚﭘﻠﯩﮕﻪﻥ ﻧﺎﺩﯨﺮ ﺋﻪﺳﻪﺭﻟﯩﺮﻯ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﻻﺭﻧﻰ ﯞә ﺷﻪﺭﻗﯩﻲ ﺗﯜﺭﻛﯩﺴﺘﺎﻥ ﺩәﯞﺍﺳﯩﻨﻰ ﺗﯜﺭﻛﯩﻴﻪ ﺧﻪﻟﻘﯩﻐﻪ ﺗﻮﻧﯘﺗﯘﺷﺘﺎ ﺋﯩﻨﺘﺎﻳﯩﻦ муﮪﯩﻢ ﺭﻭﻝ ﺋﻮﻳﻨﺎﭖ ﻛﻪﻟﻤﻪﻛﺘﻪ.
ﻣﻪﺭﮪﯘﻡ ﭘﻪﺭﮪﺎﺕ ﻗﯘﺭﺑﺎﻥ ﺗﻪﯕﺮﯨﺘﺎﻏﻠﻰ ﺋﻪﭘﻪﻧﺪﯨﻤﻨﯩﯔ ﯞﺍﭘﺎﺗﻰ ﺧﻪﻟﻘﯩﻤﯩﺰ ﯞә ﻣﯩﻠﻠﯩﻲ ﺩәﯞﺍﻳﯩﻤﯩﺰ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﺯﻭﺭ ﺑﯩﺮ ﻳﻮﻗﯘﺗﯘﺵ ﺑﻮﻟﺪﻯ, аллаһ һәммимизгә сәвр ата қилсун!»
2023-йили 8-декабир