миладийә 2023-йили 8-декабир истанбул матәмгә чөмди! әлвәттә, матәмгә чөмгәнләр түркийәдә муһаҗирәт һайатини баштин кәчүрүп, кечә-күндүз ана вәтинигә тәлпүнүватқан уйғурлар иди. уйғур муһаҗирәт дунйаси өзиниң йәнә бир сәр хил пәрзәнти билән хошлишип, уйғур муһаҗирәт тарихиға йеңи бир қур қошулди. тарихниң мана бу қурлириға йезилған оғлан доктор пәрһат қурбан иди.
мән, өзини ана вәтинигә әбәдий бағлаш үчүн өз исминиң ахириға « тәңритағли» йаки « тәңритағлиқ» сөзини сойат қилип таллиған кона савақдишим, мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағлиқни «улуғвар ғайилик инсан» дәп аташ билән хатирәмни башлаймән. мениң уни мундақ атишимдики сәвәб униң бүйүк бовимиз, түрк вә ислам алиминиң әң бүйүк тилшунас алими мәһмуд кашиғәрийниң намиға атап « мәһмуд кашғәрий университети » қуруш ғайисини әмәлгә ашуруш үчүн тиришқанлиқи иди!
кона савақдишим дәп атишимдики сәвәб униң билән биргә 1981-1985-йиллири арисида бейҗиңдики мәркизий милләтләр иниститутиниң уйғур тили-әдәбийати кәспи, ениқрақ ейтқанда түркий тили кәспи бойичә охшаш устазлардин охшаш дәрс алғанлиқимдин иди.
8-декабир күни пирага, истанбул, әнқәрәләрдики илмий вә достлуқ зийарәт сәпәрлиримни ахирлаштуруп, вашингтонға қайтишқа атлиниш алдида охшашла кона савақдашлардин бири профессор әркин әмәттин пәрһат қурбанниң алланиң рәһмитигә еришкәнлик хәвирини аңлап чоңқур қайғурдум. әслидә истанбулға келипла уни йоқлашни көңлүмгә пүкүп ханими вә савақдешимиз гүлзадәгә телефон қилғанидим, лекин гүлзадә ханим пәрһатниң еғир һалда йатқанлиқини хәвәр қилғаниди. амал қанчә? алланиң орунлаштурушиға бойсунуш һәрбир бәндиниң бешиға келиду.
түркийәгә кәлгәндин кейин өзигә « тәңридағли» йәни, « тәңритағлиқ» исмини фамилә нами қилип таллиған пәрһат 1980-йилларда биз биргә оқуп йүргәндә пәрһат қурбан дегән исим билән мәшһур иди. у, 1980-1984-йиллири мәркизий милләтләр институти ( һазирқи университети) да уйғурларниң пәхирлик оғли, ханими гүлзадә болса пәхирлик гүли сүпитидә тонулғаниди. мәзкур мәктәптики уйғур, тибәт, моңғул, корийан, җуаң қатарлиқ асаслиқ милләтләрни өз ичигә алған 50 тин артуқ милләт оқуғучилириниң һәр қетимлиқ сәнәт паалийәтлиридә қара бурутлуқ, бүдүр чачлиқ пәрһат сумбул чачлиқ гүлзадә билән дутар йаки равабни көтүрүп сәһнигә көтүрүлгәндә бир йерим миң кишилик зал гүлдүрас алқишларни йаңритатти. пәрһатниң ейтқан « сәргәрдан» филиминиң нахшиси зилзилә қозғайтти. дапчи мәмтиминиң депиға җор болған пәрһатниң нахшилири, гүлзадәмниң усуллири һәммини тәвритәтти. улар өзлириниң әнә шу талантлири билән мәркизий милләтләр институтидики һәр қайси милләтләрниң алдида уйғурниң йүзини көтүргәниди!
пәрһат қурбан билән бирликтә 1983-1984-йили арисида « үмид йултузлири» намида бир әдәбийат кружуки қурғанидуқ. у, кружукниң актип тәшәббускларлиридин иди. нәччә қетимлап миллий шеирийәт вә нутуқ сөзләш мурасимлирини өткүздуқ. бу илмий вә әдәбий паалийәтлиримиздә мән тунҗи қетим 1944-1949-йилидики шәрқий түркистан инқилаби вә җумһурийити һәққидә 2 саәткә йеқин нутуқ сөзлигәнидим. мана бу паалийәтләргә мәктәптики уйғур оқуғучилар вә муәллимләр, билим ашурушқа вә кадирлар синипиға кәлгәнләрниму чақирип уларниму һайаҗанға салғанидуқ. әлвәттә бу, аҗайип йүксәк ғайиләрни көңлимизгә пүккән романтик дәврләр иди.
1984-йили пәрһат қурбан оқуш пүттүргәндин кейин бейҗиңда хизмәт қилип қалди, бир қанчә йилдин кейин, йәни 1987-йили чәтәлгә оқушқа чиқип кәтти. мәнму 1985-йили шинҗаң университетиға тәқсим қилинип, 5 йилдин кейин, 1990-йили совет иттипақи пәнләр академийәсигә аспирантлиққа қобул қилинип чәтәл һайатимни башлидим. әнә шуниңдин кейин пәрһат қурбан билән көп йиллар көрүшәлмәй, пәқәт 2015-йили түркийәдә қайта көрүшүш вә сөзлишиш имканийити болди. әнә шуниңдин буйан алақилиримиз давамлашмақта иди.
пәрһат қурбан 1980-йиллардин таки йеқинғичә болған арилиқта шәрқий түркистандин түркийәдә илим тәһсил қилиш пурситигә еришкән тәхминән 10 миң дәп пәрәз қилиниватқан уйғурниң ичидин йетишип чиққан тәхминән 40 әтрапидики докторниң сәрхиллиридин бири иди. бу 40 йилға йеқин вақит ичидә түркийә зор сандики уйғурниң оқуши үчүн имканийәт йаратқан болсиму, лекин бу йерим әсиргә йеқин вақит ичидин аран профессор доктор алимҗан инайәт, профессор доктор әркин әмәт, дотсент доктор әркин әкрәм қатарлиқ 2-3 профессор доктор, он нәччә дотсент вә йардәмчи дотсент докторниң чиққанлиқи ечинишлиқ әһвал болсиму, әмма доктор пәрһат қурбан қисқа вақит ичидә қолға кәлтүргән зор нәтиҗилири билән түркийәдики уйғур сәрхиллири вә илим әһлилириниң орнини көтүрүштики төһпикарлиқи билән гәвдилиниду.
1990-1980-йилларда түркийәдики уйғурларниң миллий сийасий дәва паалийәтлиридики актипларниң бири сүпитидә көңлигә йүксәк ғайиләрни пүккән пәрһат қурбан миллий иқтисадий игилик саһиби болмай туруп өзини тикләш вә ғайисини әмәлгә ашурушниң мумкин әмәсликини тонуп йетип, игилик тикләшкә киришип дәсләптә мувәппәқийәтләрни қазанған болсиму, лекин әсли кәспидин йирақ болған мәзкур рәһимсиз сода-риқабәтчилик күришидә йәнила зор зийанға учриғаниди. лекин доктор пәрһат қурбан үмидсизләнмәстин пүтүн күчини илмий тәтқиқат ишлири, болупму хитай һакимийити вә униң түзүлмиси, униң иқтисадий вә сийасий қурулмиси қатарлиқ мәсилиләр үстидики тәтқиқатларға қаратти шуниңдәк түркийә сийасәт сәһнисигә чиқишқа интилди.
униң дадиллиқи вә җәңгиварлиқи шуки у түркийәдики уйғур диаспораси ичидә тунҗилардин болуп, түркийә парламентиға әза болуш ғайисини әмәлгә ашуруш үчүн әмәлий һәрикәт қилди. у, икки қетим түркийәдики һакимийәттики партийәниң әзаси сүпитидә униң парламент әзаси болуш үчүн өзини намзат көрситип, сайлам районлирида өз намзатиниң авазға еришишини қолға кәлтүрүш мәқситидә мәйданға чүшти. гәрчә, униң намзатлиқи йетәрлик авазға еришәлмигән болсиму, әмма у өзиниң ирадиси, игилимәс роһи вә интилишини ипадә қилғаниди. әгәр хаталашмисам, у, оттура асийадин сиртқи муһаҗирәттики уйғурлар арисида тунҗи қетим өзи туруватқан дөләтниң парламент әзаси болуш үчүн мәйданға чиққан уйғур иди. бу һәм тарихий башлиниш әһмийтигә игә иди!
доктор пәрһат қурбан бу җәрйанда уйғурлар мәсилиси һәққидә түркийәдики нопузлуқ журналларда сийасий вә илмий мақалиләрни елан қилди вә телевизийә вә башқа мунасивәтлик мәтбуатлардики муһакимиләргә қатнишип, уйғурларниң сийасий вәзийити вә башқа мунасивәтлик мәсилилирини тонутти һәмдә өз қарашлирини оттуриға қойди.
у, уйғур академийәсини күчәйтиш вә техиму системилаштуруш ишлириға актип қатнишип, һәр хил йеңи пикир вә тәшәббуслири билән оттуриға чиқип, башта уйғур академийәсиниң баш катипилиққа, арқидин уйғур академийәси вәхписиниң рәисликигә сайланди шуниңдәк йәнә « хитай тәтқиқат иниститути» қуруп, мәзкур институт намида бир қанчә қетимлиқ илмий муһакимә йиғинлирини ачти.
доктор пәрһат қурбан техиму зор вә улуғ ғайә пиланлирини түзүп чиққан болуп, у болсиму « мәһмуд кашиғәрий университети» қуруп чиқип, бу түркийәдики алий мәктәпләрниң қатаридин орун алдуруш иди.
2022-йили 11-айниң 12-күни истанбулда пәрһат қурбан билән бирликтә шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттә биргә болғанидуқ. арқидин у истанбулда мән үчүн өткүзүлгән илмий вә тон кийдүрүш мурасимида нутуқ сөзләп, уйғур тарихи тәтқиқатлиримға йуқири баһа вә илһамлар бәргән һәмд китабни түркчә нәшир қилиш керәкликигә аит ой-пикирлирини билдүргәниди.
шу күнләрдә у вә гүлзадә ханим мени меһманға чақирди вә узун биргә олтуруп йашлиқ вә оқуғучилиқ дәврлиримизни әслидуқ һәмдә миллитимизниң қисмәтлири һәққидә пикирләштуқ.
мана шу күни доктор пәрһат қурбан өз қоли биләң маңа өзиниң кечә-күндүз җапалиқ ишләш арқилиқ йезип чиқип түркчә нәшр қилдурған «хитай чүши», «хитайниң ‹бир бәлвағ бир йол› реаллиқи вә түрк дунйаси», «йеңи хитай» қатарлиқ китаблирини имза қойуп хатирә қилғаниди. мана бу китаблар униң маңа вә хәлқимизгә, җүмлидин түркийә илим саһәсигә қалдурған қиммәтлик йалдамиси иди. бу китабларниң түрк зийалийлири вә оқурмәнлириниң хитай һәққидики чүшәнчилириниң чоңқурлишиши вә хитайниң маһийитини билишидә муһим рол ойниши муқәррәр.
(апторниң фесбук сәһиписидин көчүрүп елинди.)
2023-йили 11-декабир