бир_ бирини қәдирлимигән милләтни башқиларму қәдирлимәйдикән. өзидин чиққан иқтидарлиқ әзимәтләрни қәдирлийәлмигән милләтни башқиларму қәдирлимәйкән. бундақ милләт башқиларниң һөрмитидинму оңайла чүшүп қалидикән вә худди падичисидин айрилип қалғанлиқтин гаңгирап қалған падиларға охшаш өзлириниң йол башчилиридин айрилип қалидикән. биз уйғурлар әзәлдин инақлиқниң вә есил пәзиләтниң үлгиси болуб кәлгән, өтмушләрдә дунйа мәдәнийәтлириниң асасчилиридин болған чевәр милләтмиз. биздин йетишип чиққан үлгилик затларму аз болмиған вә һазирму бар. әпсуски, йеқинқи тарихимиздин бери уйғур җәмийитидики алийҗанаблиқ билән инақлиқниң орнини мәнмәнчилик билән инақсизлиқ алғанлиқтин бешимизға кәлгән тәләйсизликләр күнсери ашмақта.
миллитимизниң җанкүйәр әзимәтлирини қәдирләш, буларниң төһпилирини хәлқимизгә вә башқиму әлләргә тонуштуруш әйни вақитта өзимизни һөрмәтлигәнлик вә өзимизни тонутқанлиқ дәп ойлаймән. шу мәқсәт билән уйғур миллитиниң заманимиздики изгу нийәтлик, җанкуйәр әзимәтлиридин бир қанчисини хәлқимизгә тонутмақчи болуп, алди билән миллити үчүн өзини онутқан, пак дийанәт билән чин вәтәнпәрвәрликниң бирдинбир үлгиси болуп кәлгән қәдирдан устазимиз рәһмәтулла инайәтулла түркистанийниң маңа тонушлуқ болған бәзи тәрәплирини оқурмәнләрниң һузуриға сунуштин өзүмни бәхтлик һес қилимән.
дилида иман етиқад, бойида әқил парасәт, йүрикидә җасарәт вә ирадә муҗәссәмләнгән инсанларниң дин үчүн, вәтән үчүн вә хәлқи үчүн кечә ـ күндүз һармай ـ талмай қиливатқан әмгәклиригә априн ейтмай мумкин әмәс. устаз рәһмитулла инайәтулла түркистаний әнә шундақ қиммәтлик инсанлар қатаридин орун алған, десәм һеч мубалиғә қилмиған болармән, әлвәттә.
устаз рәһмәтулла түркистаний пакистанда туғулған болуп, ата ـ аниси шәрқий түркистандин мәккигә берип һәҗ қилиш үчүн кәлгән болсиму, бәзибир сәвәбләр түпәйли булар ана вәтәнгә қайтип кетәлмәйду. устаз рәһмәтулла түркистаний
әмдила уч йашқа киргән чағлирида ата ـ аниси билән бирликтә сәудий әрәбистанға көчүп бариду вә бу муқәддәс земинда олтурақлишип қалиду. устаз рәһмәтулла түркистаний башланғуч мәктәбни кичик йешидила башлиған болуп, у әмдила он бәш йашқа қәдәм басқанда дадиси вапат болиду. шуниңдин бери аилиниң терики вә пәрвишчиси болған мәрһум атисидин айрилған болсиму, униң үстигә йүкләнгән аилә мәсулийити вә һәр қандақ аилидә көрүлүп туридиған бәзибир қийинчилиқлар, тосқунлар униң илим тәһсил қилиш йолидики ирадисини һеч бошаштуралмайду, бәлки у өзиниң тиришчанлиқи , муқәддәс дини һәм әзиз миллити үчүн йарамлиқ адәм болуштин ибарәт изгү нийити вә қәтий ирадиси билән оқушини давамлаштуриду. бир тәрәптин аилисиниң турмушини қамдаш үчүн тәр төкүп ишлисә, йәнә бир тәрәптин оқушини әла дәриҗә билән оқуп пүттүриду.
устаз рәһмәтулла түркистанийниң кичикидинла қәләм маһарити күчлүк болуп, у өзиниң йүксәк талант ـ қабилийитини оқуғучилиқ дәвридин башлапла намайан қилишқа башлиған иди. оқуғучилиқ дәвридиму сәудий әрәбистаниниң мәшһур гезит, журналлирида униң илмий қиммәткә игә мақалилири елан қилинип, оқурмәнләрниң қизиқишини җәлб қилип келиду. у 1981ـ йилиғичә сәудий әрәбистан һөкүмитиниң толуқ оттура мәктипидә оқутқучилиқ қилиду. шу йили сәудий әрәбистан һөкүмити тәрипидин алтә кишилик мәхсус һәйәт тәркибидә өзиниң ана вәтини шәрқий түркистанни зийарәт қилиду. шу вақитта устаз рәһмәтулла түркистанийниң йоқури билим қабилийити вә иҗтимаий җәһәттики пәвқуладдә маһаритигә қайил болған һәйәт уни ислам дунйаси иттипақиға ишқа киришкә тәклип қилиду. шуниңдин бери устаз рәһмәтуллаһ түркистаний шу җайда һәрхил бөлум башлиқлиқи хизмәтлирини атқуруш билән биргә, сәудий әрәбистан тәвәсидә һәмдә оттура асийа җумһурийәтлири қатарлиқ әлләрдә алаһидә көрүнәрлик шәхсләрдин болуп кәлмәктә. һазир у ислам дунйаси иттипақиниң қурултай ишлири мудири болуп ишләп кәлмәктә. устаз рәһмәтулла түркистаний икки оғул, бир қиз уч балиниң дадиси.
устаз рәһмәтулла түркистаний кичигидин ана вәтәнниң һәсритидә өскән вә мусулманларниң қиблигаһи болған улуғ мәккә мукәррәмә шәһридә оқуп тәрбийә алғанлиқтин, униң қәлбидин урғуп чиққан сәмимий вәтәнпәрвәрлик вә һәқиқий диндарлиқ униңда вайиға йәткән. у пүтүн дунйа мусулманлиринип диний җәһәттики һтийаҗлирини һәл қилиш йолида әҗир сиңдүрүш билән бир қатарда, ана вәтинимиз түркистанниң муҗадилисидә алаһидә өлгилик хизмәтләрни атқуруп кәлмәктә. устаз рәһмәтулла түркистаний өзиниң мол билими вә күчлүк қәләм қуввити билән вәтинимиз шәрқий түркистанниң, җүмлидин дунйадики езилгән мусулман милләтләрниң дәваси вәтән һәққидә һәрхил тәхәллуслар билән нәшир қилинған нәччә онлиған қиммәтлик әсәрләрниң вә көплигән илмий мақалиларниң аптори болди. һазирму у изчил түрдә қәләм күришини давам қилдурмақта.
устаз рәһмәтулла түркистаний өзиниң ана тили болған уйғур тилини вә униң мәктәп тили болған әрәб тилини мукәммәл билгәнниң сиртида, түрк, енгилиз, франсуз вә орду тиллириниму йахши билиду һәм бималал сөзләйду. шу сәвәбтинму
униң һәрхил саһә билимлиридин вә дунйаниң вәзийитидин толуқ хәвәрдар болуш пурсити көп болмақта.
чәтәлләрдики шәрқий түркистан азатлиқ тәшкилатлириму устаз рәһмәтулланиң маддий вә мәниви җәһәттин йарـ йүләк болуши сайисида ғәлибилик нәтиҗиләргә еришип кәлмәктә. чәтәлләрдә түркистан дәвасиға қәдәм қойған вә дунйаниң һәрқайси җайлирида қандақла бир пәнни өгиниш үчүн оқушқа чүшмәкчи болған түркистанлиқларниң көпинчиси әң аввал устаз рәһмәтулла түркистаний билән тонушиду вә униң йардимигә вә қоллишиға еришиду. қисқиси, ана вәтәндин әмдила чиққан бир түркистанлиқ чәтәлләрдики һәмшәһәрләрдин әң аввал устаз рәһмәтулла түркистанийниң намини аплайду вә тонуйду.
устаз рәһмәтулла түркистанийниң әмгәклири наһайити көп, өзүмгә бирқәдәр тонушлуқ болған улуғвар әмгәклирини қисқичә байан қилип өтүшни халаймән.
устаз рәһмәтулла түркистаний дин вә вәтән йолида йахши ишларниң башламчиси болуп кәлди.
устаз рәһмәтулла түркистанийниң паалийәтлири
ислам әллиридә хусусән оттура асийа җумһурийәтлиридә қанчилиған диний вә милийй муәссәсәләр һәм тәшвиқат органлириниң барлиққа келишидә башламчи вә көплигән йахши ишларниң асас салғучиси болди. устаз рәһмәтулла түркистанийниң кутупханисидики әрәбـчә, енгилизчә, түркчә, ордучә, франсузчә, парсчә вә башқа һәрхил тиллардики китаб, журнал вә гезитләр қатаридин орун алған рус, уйғур, өзбек, қазақ, татар, қирғиз вә башқа тиллардики көплигән китабларниң биринчи бетигә йезилған һөрмәтлик рәһмәтулла түркистаний сизниң башчилиқиңиз вә йардимиңиз билән башлиған хәйрлик ишлиримиз мевә бәрмәктә. рәһмәт сизгә дегән аптор йазмилири бу дегәнлиримниң җанлиқ испатидур. устаз рәһмәтулла түркистаний сәуди әрәбистанда шәрқий түркистан оқуғучилири фондиниң тәсис қилинишида башламчилиқ рол ойниди. униң һармай ـ талмай изчил тиришчанлиқ көрситиши нәтиҗисидә тәсис қилинған мәзкур фондиниң маддий йардими сайисида миңларчә шәрқий түркистанлиқ йашлар дунйаниң һәр қайси җайлирида һәрхил пәнләрдә оқуп билим елиш пурситигә игә болди, йүзләрчиси оқушлирини тамамлап вәтән ичи вә сиртида дин вә милләткә хизмәт қилиш сепигә қошулди. устаз рәһмәтулла түркистаний өзиниң вәтән дәваси вә диний дәвәткә болған сәмимий ихласиниң түрткүси билән қазақистан,қирғизистан, германийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрдики вәтән дәвасини қиливатқан вә ислам дәвитини елип бериватқан нәччә онлиған гезит вә журналларға маддий һәм мәниви йардәмлирини қилип кәлди. устаз рәһмәтулла түркистаний шәрқий түркистан йашлириға атидарчилиқ қилиштәк алийҗанап пәзилити билән көплигән уйғур йашлирини мисир, сәуди әрәбистан, пакистан, түркийә, йәмән қатарлиқ дөләтләрдә өзи биваситә күч чиқирип оқушқа орунлаштурди. устаз рәһмәтулла түркистаний һәр қайси ислам әллиридә оқушлирини тамамлиған қанчә онлиған шәрқий түркистанлиқ йашларни мунасивәтлик органларниң васитиси билән һәр қайси дөләтләргә оқутқучи сүпитидә әвәтип, уларни динимизға хизмәт қилидиғанларниң сепигә қошти. қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә һазирму шундақ ишләп келиватқан йаш алимлар буниң мисали. ана вәтәндики хәлқимизниң диний китабларға болған зор еһтийаҗини сәзгән устаз рәһмәтулла түркистаний мунасивәтлик органларни шәрқий түркистан хәлқини диний китаблар билән тәминләшкә тәшәббус қилиш билән биргә, өзи дәсләп қилип илим вә иман намлиқ китабини һазирқи заман уйғур тили билән йезип чиқиду. устазниң мәзкур китаби һазирқи заман уйғур тилида йезилған тунҗи диний китаб санилатти. чүнки 80_ йилларниң шатаитида мундақ бир диний китабниң йезилиши алаһидә чоң иш иди. устазниң мәзкур китаби өз вақтида дунйа ислам иттипақиниң мәтбәсидә бесилип тарқитилған иди. униң бу улуғвар иши чәтәлләрдики қәләм қуввити бар шәрқий түркистанлиқларниң уйғур тилидики диний китабларни йезиш вә ана вәтәнгә әвәтип хәлқимизниң диний еһтийаҗини қандурушқа йардәм қилиш роһини ойғитивәтти. нәтиҗидә, заманимизға қәдәр йүз парчидин артуқ диний китаб йезилди. устаз рәһмәтулла түркистанйниң сәуди әрәбистан һөкүмити алдидики йуқири абройи вә шан ــ шәрипи, һөкүмәт органлири вә мунасивәтлик шәхсләр билән болған иҗтимаий мунасивитиниң пәвқуладдә йахшилиқи сәвәбтин сәуди әрәбистан тәвәсидә хели катта шәхсләрниң қолидин кәлмәйдиған хели ишларниму устаз рәһмәтулла түркистаний өзи йалғуз һәл қилип кәлмәктә. устаз рәһмәтулла түркистаний ана вәтәндикиләрниң арзусиға бинаән, сәуди әрәбистан мәккә мукәррәмә радийо истансиси түркистан бөлүминиң күндилик бир саәтлик аңлитишини икки саәткә чиқириш вә уйғур әдәбий тилини раван сөзләйдиған йашларни ишқа киргүзүш арқилиқ түркистан бөлүминиң тәрәққий қилишиға вә йахшилинишиға көп һәссә қошти. түркистан бөлүмигә қабилийәтлик йашларни орунлаштуруш бу йәрдики барлиқ түркистанлиқларниң бирдәк арзуси болған болсиму, һечким әмәлгә ашуралмай кәлгән бу ишни устаз рәһмәтулла түркистаний өзи һөкүмәткә биваситә йол меңиш арқилиқ әмәлгә ашурди. нәтиҗидә, мисир әзһәр универстетини вә оакистан фәйсәл ислам универстетини пүттүргән йашларни мәзкур орунға ишқа киргүзди. устаз рәһмәтулла түркистаний вәтинимиз шәрқий түркистанниң муҗадилиси йолида қәләм күрүшини үзмәй давамлаштуруп кәлмәктә. у бир қанчә он йилдин бери һәрхил тәхәллус билән көплигән қиммәтлик әсәрләрни йезип чиқти. у һазирму издиниш вә йезиш йолида изчил ишләп кәлмәктә. устаз рәһмәтулла түркистаний бурундин та һазирғичә, һәр қайси дөләтләрдә илим тәһсил қиливатқан шәрқий түркистанлиқ оқуғучиларниң бирдинбир көйүмчан атиси вә меһир_ шәпқәтлик устази болуп кәлмәктә. у чәтәлләрдики шәрқий түркистанлиқ оқуғучиларниң қандақла бир мүшкилати болса җиддийлик қарап дәрһал һәл қилишниң чарисини қилип кәлмәктә вә маддий һәм мәниви җәһәттин йардимини давамлаштуруп кәлмәктә. һәммә униң бу алийҗанап хислити вә өзиниң қиммәтлик вақтини, өмрини хәлқи үчүн беғишлаштин саадәт һес қилидиған улуғвар роһини билгәнликтин, чәтәлләрдики шәрқий түркистанлиқлар вә оқуғучилар дуч кәлгән мушкилатлири тоғрулуқ һәммә униңғила мураҗиәт қилиду. устаз рәһмәтулла түркистанийға мураҗиәт қилғанлар һазирғичә наүмид болуп бақмиди.
устаз рәһмәтулла түркистанийниң әхлақ- пәзилити
устаз рәһмәтулла түркистанийниң әхлақ_пәзилити вә алийҗанаблиқи расттинла адәмни қайил қилиду. униң гүзәл әхлақи униң үлгилик иш ـ излири билән гирәлишип кәткән.
дийанәт
дийанәт сөзи көплигән кишиләрниң чүшәнчисидә, ислам пәрзлиридин болған шу чәклик заһирий ибадәтләр, хусусән бәш вах намаз биләнла өлчүниду. кишиләрниң нәзиридә бәш ваах намаз оқуған, тәқва қийапәттә йүргән адәм дийанәтлик һесаблиниду. әмма ислам динида дийанәт ــ қуран вә һәдисниң роһи бойичә әмәл қилиш, динниң әқидә, әхлақ, ибадәт, һалал_һарам пиринсиплириға толуқ әмнәл қилиш, ички дунйаси ташқи көрүнүшидин гүзәл вә парлақ болуш дегәнләрни өз ичигә алиду. заманимизда нурғун кишиләр ибадәт қилишта алдинқи қатарда туриду, әмма улар муамилә, әхлақ вә йүрүш_ туруш җәһәттә нөл дәриҗидә туриду. мундақ кишиләр өзлириниң сахта қийапити билән тәқва, дийанәтлик көрүнгини билән һәқиқий диндарлиқтин әлвәттә йирақтидур.
мениң устаз рәһмәтулла түркистанийни дийанәтлик дегиним ислам динида көздә тутулған һәқиқий дийанәтни мәхсәт қилиду. мән у кишидә һәқиқий дийанәтниң үлгилирини көргиним үчүн шундақ дәймән.
кәмтәрлик
устаз рәһмәтулла түркистаний өзи кәмтәр, иллиқ чирай, чиқишқақ вә иҗтимаий мунасивәт сәвийиси пәвқуладдә йоқири болуп, һәр саһә кишилири билән болған иҗтимаий мунасивити алаһидә йахши болуп кәлмәктә. у һәркимгә униң мәқамиға йариша үлгилик муамилә қилиду, аддий_ садда йашашни, һәркимниң һаҗитини рава қилишни йақтуриду, һәркимгә кәмтәрлик билән муамилә қилиду. шу сәвәбтинму, устаз рәһмәтулла түркистаний нөвәттики түркистан муҗадилисини давам қилдуруш вә башқиларниң қолидин кәлмәйдиған вәтәнгә һәм милләткә пайдилиқ көплигән иҗабий ишларни әмәлгә ашуруп кәлмәктә.
җиддийлик
устаз рәһмәтулла түркистаний балилиқ чеғидин башлапла тиришчан вә мәсилигә җиддий қарайдиған хисләткә игә болғанлиқтин, башқиларниң мәсилисиниму худди өзиниң шәхси ишидәк билип дәрһал һәл қилишқа киришиду вә уни бир тәрәп қилмиғучә турмайду, өзиниң шәхсий ишлирини болса вақитлиқ онутиду. адәттә, устаз рәһмәтулла түркистанийдәк, хизмәт орни йуқири, иши алдираш вә вақти аз кишиләрниң һәркимниң йазған қалаймиқан хәтлиригә бир _ бириләп йезип олтуруши мумкин әмәс. әмма устаз рәһмәтулла түркистанийға хәт йазған һәр қандақ адәм хетиниң җавабини вақтида алиду. һәтта у оқуғучилардин кәлгән әбҗәш хәтләрниң һәммисигә вақтида җавап берип, тәләп қилғанлирини һәл қилип берип кәлмәктә.
мәсулийәтчанлиқ
устаз рәһмәтулла түркистаний чоңқур мәсулийәтчан бир киши болуп, улуғ динимизға, ана вәтәнгә вә милләткә қарита мәсуллийитини һәр дайим һес қилиғанлиқтин, өз виҗдани униңға йүклигән бу мәсулийәтләрни күтүллгәндинму ашуруп орунлап кәлмәктә.
расчиллиқ
устаз рәһмәтулла түркистаний өзиниң расчиллиқи вә чинлиқи билән башқилардин алаһидә пәрқлинип туриду. униң бу гүзәл әхлақий һәркимни қайил қилмай қалмайду.
вәдигә вапа қилиш
устаз рәһмәтулла түркистаний бирәр ишқа вәдә қилса чоқум уни орунлайду. уни тонуйдиғанлардин һечким униң бирәр ишни орунлашқа йаки бирәр киши билән учришишқа вәдә берип қойуп, униңға хилаплиқ қилғанлиқини билмәйду. устазниң бу гүзәл әхлақини уни тонуйдиған һәр қандақ кишини обдан билиду.
тиришчанлиқ
устаз рәһмәтулла түркистаний кичикидинла мәсулийәткә қарита тиришчанлиқи билән әхлақланған болуп, хизмәт орниниң йоқирилиқи, мәсулийитиниң еғирлиқи, ишиниң көплики вә вақтиниң тарлиқиға қаримай һәр ишни өз вақтида вә җайида орунлап кәлгәнниң сиртида, ана вәтән муҗадилиси һәққидә издиниш һәм йезишниму тохтатмай кәлмәктә.
илимгә берилиш
устаз рәһмәтулла түркистаний үчүн китаб әң қиммәтлик байлиқтур. сәуди әрәбистан шараитида башқилар бар күчи билән мал _ дунйа топлаш аваричилиқида йүрсә, устаз рәһмәтулла түркистаний керәклик китаб вә гезит _ журналларни топлаш йолида йилиға миңларчә доллар пул сәрп қилиш билән алдираш. күндүзи ишханида һөкүмәтниң ишини қилип, ахшамлири кәч саәтләргичә өйидики мәхсус ишханисида олтуруп китап көриду, издиниду вә йазиду.
вападарлиқ
дунйада һәр қандақ бир кишиниң өз вәтинигә, диниға вә хәлқигә өтәшкә тегишлик мәлум вапа бурчи болидиғанлиқи ениқ турсиму, көплигән кишиләр бу улуғвар бурчни һес қилмайду. әгәр дунйада һәммила адәм вападар болидиған болса иди, һазирқи бу дунйаниң вәзийити башқичә болған болатти. шундақтиму җанаби аллаһ таала өз рәһмити билән һәр милләттин бир қанчә надир шәхсләрни чиқиридикән, уларниң әмгәклирри билән шу милләтни йөләйдикән. устаз рәһмәтулла инайәтулла түркистаний уйғур миллитиниң заманимиздики бирдинбир вападар оғли десәм бәлки мубалиғә қилмиған болармән.
вақитни қәдирләш
устаз рәһмәтулла түркистаний вақитниң қәдрини һәммидин йахши билидиған, бир минут вақитниму исрап қилмайдиған алаһидә инсанларниң биридур. у бүгүнки ишни әтигә қойушни чоң бир хаталиқ дәп билиду. униң қисқа вақит ичидә ройапқа чиқириватқан катта хизмәтлири вә әмгәк мевилири бу дегәнлиримниң мисалидур.
ахирида, қәдирдан устазимиз рәһмәтулла түркистаниға зор тән сақлиқ вә бәрикәтлик һәм узун өмүр тиләмймән, униңға зор утуқларни тиләймән.
мәнбә: сәуди әрәбистан радиоси уйғурчә бөлүмидин устаз муһәммәт йүсүп
илавә: мән сүргүндә йашаватқан узун йиллиқ һайатимда шәрқи түркистан даваси вә җүмлидин уйғур миллити үчүн әмәли иш қилғанлиқиға шаһит болған йаки ишәнгән бирқисим улуғвар кишилиримизниң тәрҗимиһали вә һайат һикайисигә һәвәс қилип архиплаштуруп меңиватқан идим.
мән шәхсән узун йиллар бурун рәһмитулла инайәттулла устазниң йардимигә еришкән һәм шундақла www.turkistanlibrary.comнамлиқ тор бетидин пайдилништин сирт талай иҗаби иш-излирини йеқиндин билгән болғачқа,өз еғизидин тәрҗимиһалини аңлап йезишқа тиришқан болсамму,немә сәвәбтинкин таң? бәлким кәмтәрликидин болса керәк тәрҗимиһалини турғузушқа қәти қайил қилалмдим,ахири муһәммәт йүсүп устаз рәтлигән мушу мәлумат билән купайилинишкә тоғра кәлди.