хитай тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур фолклоршунас, профессор раһилә давутқа белгийәдики бир университетниң пәхрий докторлуқ унвани берилди.
14-өктәбир күни белгийәдики бирйуссел һөррийәт университети (Université Libre de Bruxelles)да наһайити әһмийәтлик бир мурасим өткүзүлгән. бу мурасимдики пәхрий докторлуқ унвани берилгәнләрниң қатарида 2017-йилиниң ахири хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, 2018-йили 12-айда өмүрлүк қамақ җазаси берилгәнлики мәлум болған хәлқараға тонулған уйғур фолклоршунас, пирофессор раһилә давутму бар болуп, униңға уйғур фолклори саһәсидики илмий хизмәтлири үчүн пәхрий докторлуқ унвани берилгән.
бирйуссел һөррийәт университетиниң тор бетидә бу һәқтә йезилған мәлуматларда мундақ дейилгән: «университетимиз өзиниң узун йиллиқ әнәнисигә асасән, пүтүн дунйа миқйасидики илим-пән, сәнәт вә сийасий илим қатарлиқ саһәләрдә өзлириниң ой-пикирлири, хизмити, иш-һәрикәтлири арқилиқ өз дәвригә чоңқур тәсир көрсәткән шәхсләрни тәқдирләш йүзисидин уларға пәхрий докторлуқ унвани тәқдим қилдуқ.»
бу йил 21-сентәбир күни, америкадики «дүйхуа фонди» (дийалог фонди) бир хитай һөкүмәт әмәлдаридин игилигән ишәнчлик мәлумат асасида доктор раһилә давутниң 2018-йили 12-айда «бөлгүнчилик» вә «дөләт хәвпсизликигә зәрәр кәлтүрүш» җинайити билән үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимисидә сотланғанлиқи вә өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини җәзмләштүргән иди. «вашингтон почтиси» гезити бу йил 1-өктәбир күни бу һәқтә мәхсус тәһрират мақалиси елан қилған болуп, униңда раһилә давутниң делосини «уйғур қирғинчилиқида тунҗуқтурулған йәнә бир сада» дәп көрсәткән.
хәлқараға тонулған уйғур фолклоршунас раһилә давут бу йил өктәбирдә әнглийә қәләмкәшләр җәмийити (English PEN) тәрипидин 2023-йиллиқ «хәлқаралиқ җасарәтлик йазғучи» болуп баһаланғаниди.