мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң вапатиниң 7 йиллиқи мунасивити билән истанбулда хатириләш паалийити өткүзүлди

абдулһәкимхан мәхсум һаҗим хитайниң истанбулдики консулханиси алдида намайишқа қатнашмақта. 

мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсумниң вапатиниң 7 йиллиқи мунасивити билән 22-декабир күни истанбулда мәрһумни әсләш вә иш-излирини тонуштуруш йиғини өткүзүлди.

шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уйуштуруши билән өткүзүлгән бу йиғинда шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип, мәрһумниң иш-излирини тонуштуруп өтти вә мәрһумниң түркийәдә қурулған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шундақла шәрқий түркистан өлималар бирликиниң қурулушида муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди; андин мәрһумниң дәва ишлириға варислиқ қилип, ахириқи ғайигә йетиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини ипадилиди.

йиғинда сөз қилған җамаәт әрбаби абдуқадир йапчанниң билдүрүшичә, у мәрһум абдулһәкимхан мәхсум билән тунҗи қетим 1990-йили 2-айда қағилиқта тонушқанлиқини, 1996-йили түрмидә учрашқанлиқини, кейин һәр иккиси түрмидин чиққандин кейин 1997-йили вә 2002-йили мисирда көрүшкәнликини, 2006-йили түркийәдә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитини бирликтә қурғанлиқини билдүрди.

абдуқадир йапчан әпәнди мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң пәзиләтлири үстидә тохтилип өтти һәмдә бүгүнкидәк мурәккәп сийасий вәзийәттә, ашундақ даһий сүпәт шәхсләрниң интайин қәдри өтүлүватқанлиқини, мәрһумни әсләп туридиғанлиқини ипадилиди.

7903d27e-abcf-40f9-9815-ef0f5c96d2d6

йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда, мәрһум лидер абдулһәкимхан мәхсумни йурти қағилиқтин башлап тонуйдиғанлиқини, униң дини алим абдулһәким мәхсум (мәрһум билән исимдаш) һаҗимда дини илим тәһсил қилғанлиқини, бир тәрәптин оқуп, йәнә бир тәрәптин тәрбийәләш мәркизи ечип йашларни тәрбийәлигәнликини, буниң билән хәлқни ойғитиш һәрикити елип бармақчи болғанлиқини әсләп өтти.

доктор алимҗан буғда сөзидә йәнә, вәтән-милләт, дин үчүн хизмәт қилған абдулһәкимхан мәхсумдәк алимлар арқилиқ кимлик вә мәвҗутлуқ еңимизниң сақлинип қалидиғанлиқини тәкитлиди.

ахирида шәрқий түркистан нузугум аилә вә мәдәнийәт җәмийитиниң рәиси мунәввәр өзуйғур ханим сөз қилип, абдулһәкимхан мәхсумниң айалларниң билим игилишигә алаһидә әһмийәт бәргән йетәкчи устаз икәнликини, айалларға тәрбийә характерлик лексийә берип кәлгәнликини тилға елиш билән биргә, униң «әрләр билим игилисә өзлирини тәрбийәләйду, айаллар билим игилисә өзлирини тәрбийәләпла қалмай, әрлири вә балилириниму тәрбийәләйду» , дегән сөзлирини хатириләп өтти.

йиғин ахирида мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һәмдә вәтән хәлқниң азадлиқи йолида шеһит болған барлиқ қәһриманларниң роһиға атап дуа оқулди.

абдулһәкимхан мәхсум 1964-йили қағилиқта тоғулған болуп, башланғуч вә оттура мәктәпни қағилиқта оқуп пүттүргәндин кейин, 1984 йили уйғур дийаридики мәшһур мәрипәтпәрвәр өлималардин бири болған мәрһум абдулһәким мәхсум һаҗимниң қағилиқта ачқан мәдрискә оқушқа киргән. кейинчә тәлим-тәрбийә хизмити билән шуғуллинип нурғун йашларни йетиштүрүп чиққан. 1992-йили хитай тәрипидин қолға елинип төт йил түрмидә йатқан. 1996-йили чәтәлгә чиққан вә кейнчә әзһәр университетида илим тәһсил қилған. 2005-йилидин буйан аилси билән истанбулда йашиған болуп, изчил дәва йолида хизмәт қилип, 2016-йили 22-декабир тойуқсиз биарам болуп вапат болған.

абдулһәкимхан мәхсум һаҗи 2006-йили истанбулда бир қисим савақдаш вә сәпдашлири билән мәслиһәтлишип» шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити «ни қуруп чиқиду вә бу җәмийәтниң мәсуллуқини үстигә елип, хизмәтлиригә йетәкчилик қилиду. у бу җәмийәтниң қурулушидин тартип таки вапат болған 2016-йилғичә хәлқи үчүн тиним тапмай хизмәт қилған болуп, шәрқий түркистан дәвасини дунйаға аңлитиш мәқситидә «истиқлал телевизийәси» , уйғур тили вә мәдәнийитини қоғдаш үчүн «сутуқ буғрахан нәшрийати вә китабханиси» , уйғур оқуғучиларниң йәслидин тартип университетқичә оқуши үчүн «сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпи», тоғра диний әқидиләрни билдүрүш үчүн «шәрқий түркистан өлималар бирлики» қатарлиқ бир йүрүш җәмийәт вә органларниң қурулушида актип рол ойниғаниди.

2023-йили 25-декабир