шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси вә тәшкилатлар ара мунасивәт мәсули устаз сираҗиддин әзизиниң, шәрқий түркистан өлималар бирлики тәрипидин орунлаштурулған достлуқ зийаптидә сөзлигән нотиқи
бсм аллه алрحмн алрحйм
һөрмәтлик тәшкилат мәсуллири, һөрмәтлик устазлар
әссаламу әләйкум вәрәһмәтуллаһ
бүгүнки сөһбәткә қатнашқа тәшкилат мәсуллириға рәһмитимни билдүримән.
рәисимиз доктур алимҗан өлмалар бирликиниң асаслиқ ғайә-мәхсәт, хизмәтлирини бирқәдәр тонуштуруп өтти, аллаһ рази болсун.
вәтинимиз шәрқий түркистанда хәлқимиз тарихниң әң қараңғукүнлирини йашаватқан, инсанийәт тарихиниң әң вәһший ирқий қирғинчилиқиға дуч киливатқан бүгүнки күндә чәтәлдики вәтән даваси қиливатқан тәшкилатлар, дәвагәрләр бирлик, һәмкарлиққа толиму иһтийаҗлиқ икәнликидә һечким ихтилап қилишмайду.
аллаһ қуран кәримдә:
"ола тназعоа фтфшлоа отзهб рйحкм"
ихтилап қилишмаңлар, мәғлуб болисиләр, күчүңлар парға айлинип китиду. дегән.
рәсулуллаһ әләйһиссалам бир һәдисида: «топтин айрилған қойни бөрә йәйду. дегән.
өлималар бирлики низамнамисидә қилидиған хизмәтләр қатарида тәшкилатлар ара мунасивәтни йахшилаш, өлималар, мутәпәккүрлар, зийалилар оттуридики мунасивәтни күчәйтиш дегән мадда болуп, шәрқий түркистан өлималар бирлики түркийә ичи вә сиртидики тәшкилатлар билән болған мунасивәтни йахши елип беришқа тиришиду.
чәтәлдики тәшкилатлар бир - бирини толуқлиған асаста мунасивәтни йахшилашқа интайин иһтийаҗлиқ болаватқан бүгүнки күндә мунасивәтләрниң йириклиши, ихтилапларниң чоңқурлишиши муһаҗирәтти хәлқимиз гиму сәлби тәсир көрситиватқанлиқини, үстимизгә пәрзи әйн болған дәвадин соғуп кетиватқанлиқини һис қиливатимиз.
өлималар бирлики муһаҗирәттики барлиқ тәшкилатларға қарита шәрқий түркистан хәлқиниң диний вә милли мәнпәәтлирини чиқиш қилған асаста ортақ мусапидә муамилә қилиду, арини ислаһ қилидиған, йахшилайдиған хизмәтләрни биҗанидил иҗра қилиду.
шәрқи түркистан өлималар бирлики тәшкилатлар ара мунасивәт гуруписи болуш сүпитимиз билән хәлқимизниң бирлик – баравәрликини йахшилаш, күчәйтиш йолида һәрқандақ хзмәткә вә пүтүн тәшкилатлар, шәхсләр билән алақә орнитишқа һазир икәнликимизни билдүрүмиз.
шуни унутмаслиқимиз керәкки, дүшминимиз чәтәлдики тәшкилатлар, дәва сепидикиләрниң бирлики, һәмкарлиқини бузуш, хәлқарада йитим қалдуруш, шәйтанлаштуруш, маарипсизлаштуруш, иқтисаттин айриш, тәшкилатларни итибарсизлаштуруш, бир-биригә қарши һәрикәт қилдуруштәк сүйқәстләрни бирминутму тохтатмастин җиддий рәвиштә елип бериватқан бүгүнки күндә бирлик- һәмкарлиққа нәқәдәр иһтийаҗлиқ икәнликимиз һечкимгә сир болмиса керәк.
мәзкур сивәпләрни нәзәрдә тутқан асаста шәрқий түркистан өлимлар бирлики бусөһбәтни орунлаштурди, дәвәткә иҗабәт қилип бу сорунға қетилған, һәрхил сәвәпләр түпәйли киләлмәй қалған барлиқ тәшкилат мәсуллриға рәһмитимизни билдүримиз.
2023-12-26