шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктур алимҗан буғданиң 26-декабир шәрқий түркистан өлималар бирлики тәрипидин орунлаштурулған достлуқ зийаптидә сөзлигән нотиқи
бсм аллه алрحмн алрحйм
муһтәрәм тәшкилат рәһбәрлири, шәрқий түркистан мустәқиллиқ давасиниң қиммәтлик пидакар рәһбәрлири, һөрмәтлик сәпдаш вә тәқдирдашлирим.
һәр бирлириниң шәрқий түркистан өлималар бирлики тәрипидин орунлаштурулған достлуқ зийапәт дәвитигә иҗабәт қилип қәдәм тәшрип қилиғанлиқлири үчүн, шәхсим, өлималар бирлики рәһбәрлик һәйити вә барлиқ әзалар намидин рәһмәт ейтимән вә һәр бирлирини аллаһниң салами билән саламлаймән.
әссалам әләйкум вә рәһмәтуллаһи вәбәрәкатуһ.
һөрмәтлик рәһбәрләр, муһтәрәм миһманлар. шәрқий түркистан өлималар бирлики, намини вә өз үстигә алған вәзиписини қурулған күндин тартип һазирғичә әң йахши орундап келиш үчүн қолидин келишчә ғәйрәт көрсәтмәктә. бирликимиз, 7 йилдин бери муһаҗирәттә йашаватқан хәлқимизниң сутуқ буғрахандин тартип етиқад қилип келиватқан муқәддәс ислам диниға болған мәнсубийтини әң сағлам вә тоғра һаләттә сақлап қилиши үчүн, өлималиримизни тәшкилләп һәр хил алақә вә учур васитиси арқилиқ хәлқимизгә дәвәт вә иршад паилийти елип бармақта. хәлқимизниң дини һайатта дуч кәлгән һәрхил пикир вә қейинчилиқларға өлималиримиз, ислам дининиң роһиға вә хәлқимизниң 1000 йиллиқ ислам әнәнисигә уйғун һаләттә җавап, пәтива берип, хәлқимизниң диний җәһәттин һәрхил хата йолларға еғип кеитиши вә өз – ара тәприқичилик пәйда болушиниң алдини елишқа тиришип кәлмәктә.
йәнә бирликимиз хәлқмизниң иҗтимаий, аиливий, иқтисадий һайатини өзиниң диний вә миллий өрп – адиити бойичә йашишиға, йат мәмликәтләрдә, йат мәдәднийәт вә күлтүр ичидә асмилатсийә болуп кәтлмәслики үчүн, той – төкүн, нәзир – чирақ вә миллий күнләрни мумкин қәдәр өзимизгә аит йосунда өткүзүзш, буларға сәл қаримаслиқ үчүн һәр пурсәттә хәлқимизни һәр хил йоллар билән тәшвиқ қилип турмақта.
бирликимиз сийаси җәһәттин шәрқий түркистандики мәзлүм мусулман хәлқини, ана вәтинини, зулум вә асарәттин қотулдурушниң иманий вә миллий мәҗбурийәт икәнликини, бу йолда һәр түрлүк һәрикәт вә көрәш елип беришниң ибадәт икәнликини, вәтәндин хитай ишхалчилирини қоғлап чиқириш, бу йолда хәлқарадики инсанпәрвәр кишиләрниң виҗдаинини һәрикәткә кәлтүрүш, хәлқараниң шәрқий түркистан хәлқигә болған қоллаш вә һесдашлиқини қолға кәлтүрүш, һәрхил йол вә чариләрни қоллунуш арқилиқ шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшниң җиһад санилидиғанлиқини, бу йолда өлсә шеһит, һайатта қалса ғази болидиғанлиқидин ибарәт улви вәзипини өлималиримиз һәр пурсәттә хатирлитип кәлмәктә.
бирликимиз хәлқимизниң диний етиқадий, иҗтимаий мунасивәтлири, әдәп – әхлақ пәзиләтлириниң сап вә алаһидиликини сақлап қелиш, хәлқимизниң бу һәқтики мәлуматини ашуруш, кимликини вә қиммәт қарашлирини қоғдаш, һәрхил херисларға қарши күчлүк тақабил туруш еңини өстүрүш үчүн өз саһисидики қабилийәтлик алим – өлималиримизни тәшкилләп мәхсус тәтқиқат елип бериватиду, бу һәқтә һәр түрлүк мәзмунда китап нәшри қиливатиду вә қәрәллик журналларда мақалә елан қиливатиду.
бирликимиз, шәрқий түркистанлиқлар ичидә йүз бәргән һәрхил низа, аиливий, иқтисадий вә иҗтимаий мунасибәттики дә талаш, җидәл маҗраларни мумкин қәдәр өз ичимиздә пәтивә һәйитидики өлималиримизниң сүлһи – сала вә һекмәт – адаләт пиринсипи асасида һәл қилип келиватиду. миллитимизниң ишәнчиси вә тәвәҗҗуһи билән өлималиримизниң бу хизмити хәлқимизниң тәқдирини қолға кәлтүрди. бирликимиз миллитимизниң адаләт издәйдиған орни, бир дөләтниң мәһкимисигә охшаш һаләткә кәлди.
йәнә бирликимиз, муһаҗирәттә йашаватқан йашлиримизниң, өзиниң диний вә миллий кимлики билән қабиләйәтлик бирәр шәрқий түркистан әвлади, мустәқиллиқ давайимизниң из басари вә кәлгүси қурулидиған дөлитимизниң қабилийәтлик рәһбәрлири болуп йетишип чиқиши үчүн, йашлиримизға диний етиқад, әдәп – әхлақ, миллий роһ вә сағлам идийә тәрбийәсини һәр пүрсәттә йәткүзүшгә ғәйрәт қиливатиду, буларни тәрбийәләватқан устазлири вә ата – анилири билән сөһбәт елип бериш арқилиқ идивий хизмәт ишләп туриватиду. болупму шәрқий түркистан хәлқини бирләштүридиған, шәрқий түркистан хәлқини йитәкләп мустәқиллиқ йолини ачидиған, диниға, миллитигә вә давасиға садиқ йаш из басар өлима тетиштүрүшгә әһмийәт бәрди вә дини саһәдә алий сәвийәдә оқуватқанларға алаһидә дәрс вә устазлар орунлаштурди.
йәнә бирликимиз, мусулман дунйасиниң шәрқий түркистандики мусулман қериндашлириға болған ухуввәт риштисини күчәйтиш, мусулманларға үммәт болушниң мәсулийтини хатирлитиш, хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қерғинчилиқини йөгәш үчүн, мусулман дунйасиға қаратқан йалған тәшвиқатлирини йоққа чиқириш вә икки йүзлүк сийаситиниң әпти бәширисини ечип ташлаш үчүн, һәр түрлүк паалийәт елип берилди. бу иш үчүн өлималардин мәхсус бир һәйәт тәшкил қилинди вә болупму ислам дунйасидики дини алим вә өлималар билән мунасибәт қуруп, мәли йәккә, йаки йеғинлирида, йаки бирликимиз алаһидә йеғин орунлаштуруп, уларға шәрқий түркистанниң һәқиқити чүшәндүрүлди. болупму хитайларниң шәрқий түркистанда ислам динини йоқ қилиш үчүн елип бериватқан җинайәтлири байанат арқилиқ уларға йәткүзүлди вә мусулман алимларниң хитайға қарши байанат елан қилишиға алаһидә тәрғип вә дәвәт қилинди.
һәқлиқ давайимизни ройапқа чиқириш, хәлқимизни хитайниң зулмидин қутулдуруп вәтәнниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн барлиқ шәрқий түркистан хәлқиниң улуғвар ғайә үчүн бир нәпәс болуп һәрикәт қилиши, болупму хәлқимизни бу даваға йетәкләп һәрикәтләндүриватқан тәшкилатлиримизниң, җамаәт әрбаплиримизниң өз ара һәмкарлиқ ичидә болуши давайимизниң нәтиҗигә еришиши үчүн интайин муһим. бирликимиз тәшкилатлар арисидики мунасивәтни йахшилаш, дава сепидики рәһбәрләрниң өз ара достлуқ вә сәмимийтини күчәйтиш, хәлқимиз ичидики нупузлуқ кишилиримизниң даваға болған һесдашлиқини қолға кәлтүрүш үчүн мәхсус бир гуруп тәсис қилди. биз бүгүн бу гурупниң дәвитигә иҗабәт қилип бу йәрдә җәм болдуқ. бу гурупниң мәсуллиқини узун йиллар шәрқий түркистан давасида сәмими хизмәт қилип келиватқан, дава сепидики рәһбәрләрниң һөрмәт вә ишәнчисигә сазавәр, давайимизниң дуайини сираҗидин һаҗим. мән сираҗидин һаҗимға вә гурупписиға бу мәҗлисни орунлаштурғанлиқи үчүн алаһидә рәһмәт ейтимән.
әзиз рәһбәрләр, қәдирлик тәқдирдашлар!
хитай җаллатлири ахирқи йилларда хәлқимиз үстидә ирқи қерғинчилиқ елип барди. уларниң ирқи қерғинчлиқ қилиши үчүн уйғур болуш йәтти. бу қирғинчилиқтин диндариму, милләтчисиму, вәтәнпәрвириму һәтта узун йиллар хитайға садақәтмәнлик билән хизмәт қилғанларму, һеч ишқа арилашмай оқитини қилип пул тапқан байларму, қисқиси һәммә шәрқий түркистанлиқ несивиисини алди. һәммимиз тәқдирдаш, һәммизниң қәдири бир. хитайниң ирқий қирғинчилиқиға қарши муһаҗирәттики тәшкилатлиримиз вә барлиқ хәлқимиз охшаш дава үстидә бирликтә һәрикәт қилған иди, давайимиз бир пәллә йуқуриға өрлиди, давайимиз хәлқаралашти. бизләргә һесдашлиқ қилидиған чәтәлликләрниң сани көпәйди. бизләргә мустәқиллиқ йоли көрүнүшгә башлиди. бу дава йолида һәссә қошқан һәммәйләндин аллаһ рази болсун.
дүшминимиз бәк қув, интайин иплас вә пурсәтпәрәс. бизләрниң бихудлиқимиз, өз ичимиздики аддий дә талашму дүшмән үчүн байрам. дүшмән бизләрни йоқ қилиш, давайимизни аҗизлитиш үчүн сүни гүндәм пәйда қилиш, өз ара дүшмәнлик уруқи чечиш, рәһбәрләрни вә дава сепидикиләрни етибарсизлаштуруш үчүн һәр хил һилә – нәйрәңлирини ишлитиду, барлиқ имканийәтлирини ишқа салиду. бизләрниң интайин һушйар болишимиз бәк муһим. хитай вәтән ичидки вәзийәтни аста-аста өзгәртип, дунйани алдашқа вә бизләрни йалғанчиға чиқиришқа оруниши мумкин. һәтта бәзи адәмлирини ишқа селип, барди – кәлдиләрни көпәйтип бизләрниң ғәйритимизни аҗизлитип, давани пассип һалға чүшүрүп қойуши мумкин. мушундақ заманларда дава сипидикиләрниң өз ара зич һәмкарлиқ орнитиши, бир-биримизгә мәдәд болишимиз лазим. аллаһ таала қуран кәримдә: «йахшилиқ вә тәқвадарлиқ үстидә өз ара һәмкалишиңла! гунаһ вә өз ара дүшмәнликкә сәвәп болидиған ишларда һәргизму һәмкарлашмаңла!» дәйду. һәр биримиз бир бәдәнниң бирәр азасиға охшаш. бу дава сесида һәр биримизниң алаһидә роли бар. өз ара маслишип һәрикәт қилишимиз, биримизниң бошлиқини йәнә биримиз толдуруп меңишимиз, барлиқ күчимиз вә иниргийәмизни дүшмәнгә қаритишимиз давайимизниң нәтиҗигә иришишигә пайдилиқ.
пикирдә пәрқлиқ, әмма ишта, һәрикәттә һәмкар.
җанаби аллаһ һәр бирлиридин рази болсун. дава йолимиздики қәдәмлиримизни һәқ йолида сабит қилсун. дәвәткә иҗабәт қилип қәдәм тәшрип қилғанлиқлири үчүн тәкрар рәһмәт ейтимән.
әссаламу әләйкум.
2023-йили 28-декабир