уйғур академийси йеқинда вапат болған иҗтиһадлиқ вә көп қирлиқ уйғур зийали пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди үчүн хатириләш йиғини өткүзгән.
академийәниң иҗтимаий таратқу һесаблирида бу һәқтә илан қилған хәвири төвәндикичә:
мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағлини хатириләш йиғини 2024-йили 1-айниң 20- күни шәнбә саәт 16:00 да истанбул сәфакөйдики уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхпи йиғин залида өткүзүлди.
түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридин көп санда уйғур зийалийлири вә уйғур тәшкилат мәсуллири иштирак қилди.
алди билән мәрһумниң роһиға атап шәрқий түркистан өлималар бирликидин өмәр қарим қуран оқуди. арқидин мәрһумниң савақдаш вә сәпдашлиридин профессор алимҗан инайәт, профессор әркин әмәт, доктор мәғпирәт камал вә қизи гүлдийар тәңритағли ханимниң мәлумат бериши билән мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәндиниң иш-излири әсләп өтүлди вә мәрһумниң әсәрлирини көпчиликкә тонуштурди.
уйғур академийәси рәиси доктор ришат аббас әпәнди билән германийәдин әнвәрҗан әпәнди йиғин әһлигә салам йоллап, мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағлиниң аилисигә сәвир тиләш билән биргә, мәрһумниң вапатиға өзиниң чуңқур қайғусини йәткүзди. ахирида шәрқий түркистан өлималар бирликидин мәхмут дамоллам мәрһумниң роһиға атап дуа қилди. ахирида җамаәт уйғур полосиға еғиз тәгди.
мәрһум доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди уйғур йашлиримиз үлгә елишқа тегишлик ирадилик, қәйсәр, тәмкин вә өзиниң мустәқиллиқ ғайисидин әсла ваз кәчмигән, таки тиниғиниң ахирқи минутлириғичә миллий мустәқиллиқ һәрикитимиз үчүн хизмәт қилған миллий көрәш сепимизниң ғоллуқ түврүклириниң бири иди. йатқан йери җәннәттә болғай.
2024-йили 22-йанвар