америка һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитай хәлиқ җумһурйити үстидин елип берилған универсал қәрәллик тәкшүрүш йеғинидики байанати
универсал қәрәллик тәкшүрүш (UPR) хизмәт гурупписиниң 45-қетимлиқ йиғини
2024-йили, 23-йанвар
баш әлчи мишел тайлор тәрипидин тәййарланған
рәис әпәнди , сизгә рәһмәт.
биз хитайға тәвсийә қилидиғанлиримиз:
1. шнҗаң, тибәт вә хоңкоң ни өз ичигә алған вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хизмәт гуруппилири тилға алған, барлиқ халиғанчә қолға елинған шәхсләрни қойуп бериш.
2. шнҗаң, тибәт вә хоңкоңни өз ичигә алған хитайдики вә чәтәлләрдики шәхисләргә қаритилған паракәндичилик селиш, назарәт қилиш вә тәһдит қилишни тохтитиш.
3. шәхсләрниң мәдәнийити, тили, дини йаки етиқадиға болған кәмситишни тохтитиш; тибәт вә шинҗаңдики йатақлиқ мәктәпләрни өз ичигә алған мәҗбурий ассимилатсийә қилиш сийасәтлирини ахирлаштуруш.
4. пүтүн хитай миқйасидики қийнаш, туралғу җайиға наһәқ нәзәрбәнт қилиш вә зийанкәшлик қилишни тохтитиш.
5. шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий той қилдуруш, туғут чәкләш, туғмас қиливетиш, бала чүшүрүш вә аилиләрни мәҗбурий айривитишни тохтитиш.
.6 хоңкоңдики дөләт бихәтәрлик қанунини өз ичигә алған, дөләт бихәтәрлики, җасуслуққа қарши туруш, терорлуққа қарши туруш вә топилаң чиқиришқа қутратқулуқ қилиш қанунлириға охшаш мүҗмәл дөләт қанунлирини бикар қилиш.
7. хоңкоң вә макавни өз ичигә алған, айаллар, әр айал һәм җинис вә ғәйрий җинислиқ инсанлар, әмгәкчиләр вә деһқан ишләмчиләргә қаритилған бастуруш тәдбирлирини ахирлаштуруш.
8. болупму шинҗаң вә тибәткә б д т ниң тосалғусиз вә әһмийәтлик зийарәт қилишиға йол қойуш.
биз шинҗаңда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни, пүтүн хитай миқйасида вә ички моңғул, тибәттә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири; хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә асасий әркинликкә һөрмәт қилишни йоқутуш вә чәтәлләрдики шәхсләрни җимиқтуруш үчүн йүргүзүлгән чигра һалқиған бастурушларни әйибләймиз.
сизгә рәһмәт ейтимән.
тивиттир тәрҗмиси: