уйғурларниң хитай зулумиға қарши мәвҗутлуқ күриши һәққидә мулаһизә

рәмзийә қасим (түркийә нидә өмәр халис өздәмир университети)

түркчидин уйғурчилаштурғучи: уйғур академийәсидин абликим мөмин

тәһрир: меһриай осман

қисқичә мәзмуни

узун тарихқа вә мол мәдәнийәткә игә болған уйғурлар, тарихтин буйан дунйа мәдәнийитигә зор төһпиләрни қошқан. әмма улар 1949-йили мустәқиллиқини йоқитип қойғандин кейин, хитай коммунистлириниң ассимилйатсийә вә қирғинчилиқиға учримақта. бу әһвал уйғур мәдәнийитигә, шундақла уйғурларниң сийасий вә иқтисадий саһәсигә вә уйғур әдәбийатиғиму зор тәсир көрсәтмәктә. шәрқий түркистан хәлқи ишғал астида қалғандин кейин әсирләр бойи давамлаштуруп келиватқан мәдәнийити, тарихи, тилини унтулдурушқа мәҗбур болмақта. йеңи йетиливатқан әвладларму ассимилйатсийә болушқа мәҗбур болған. йиллардин бери хитай һөкүмити қоллинип келиватқан «бөл, парчила вә башқур» мәнтиқиси, та бүгүнки күнимизгичә давам қилмақта.

бу мақалидә, асаслиқи  шәрқий түркистан хәлқи, бу районниң җуғрапийәлик әһмийити вә тарихта қурулған дөләтләр һәққидә чүшәнчә берилди. арқидин, аз учрайдиған нурғун тәбиий байлиққа игә болған бу җуғрапийәдә йашаватқан уйғурлар вә башқа түркий милләтләргә болған хитайниң зулуми һәққидә мулаһизә елип берилди. буниңдин башқа, бу тупрақларда өсүп йетилгән алимларниң әдәбийат тәрәққийатиға қошқан төһпилири вә заманиви дәврдики хитай қирғинчилиқиниң һазирқи заман уйғур әдәбийатиниң тәрәққийатини тосуштики сәлбий тәсирлири һәққидә мулаһизиләр қилинди.

ачқучлуқ сөзләр: шәрқий түркистан, җуғрапийәлик орун, хитай, қурулған дөләтләр, һазирқи заман уйғур әдәбийати.

кириш

«түркистан»-түркләр йашиған, қәд көтүргән вә бүйүк бир мәдәнийәт бәрпа қилған кәң җуғрапийәлик бир йәр. илгири түркистан вә түркләрниң ана вәтини дәп аталған бу бипайан җуғрапийә, күнимиздә оттура асийа дәп аталмақта. бу йәр хазар деңизидин  тартип таки сәддичин сепилиғичә созулған кәң көләмлик бир җуғрапийәни өз ичигә алиду.  һалбуки  илим дунйасида түркистанниң орни техичә толуқ йорутуп берилмигән болуп, бу узун тарихқа игә мәдәнийәтләрни көрмәстин, өз көз қарашлири бойичә, еғизниң учидила «көчмән хәлқләр» дегәндәк ибариләр ишлитип келинмәктә. ғәрбий түркистан дәп аталған йәр қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан вә түркмәнистанни өз ичигә алиду. шәрқий түркистан дейилгәндә болса хитай һөкүмранлиқи астидики земинлар көздә тутулиду.

20-әсирниң башлирида русийә вә хитай тәрипидин қоллинип келиватқан ассимилйатсийә сийаситиниң нәтиҗисидә түрк кимлики чәкләнгән иди. сүний шәкилдә йаритилған уйғур, қазақ, өзбек, қирғиз, қатарлиқ кимликләр билән йаки йәрлик, қәбилә кимликлирини йаритиш арқилиқ тарихтин буйан қоллинип келиватқан түрк кимликиниң орниға миллий кимлик йаритилған вә мәҗбурий қолландурулған. бу мәқсәттә түркистанни һәм җуғрапийәлик җәһәттин һәмдә миллий вә мәдәний җәһәттин кичик парчиларға айриш арқилиқ нейтраллаштуруш мәқсәт қилинған. буларниң нәтиҗисидә бир пүтүн болған түрк тили әдәбийатиму парчилинип, һазирқи заман уйғур әдәбийати, қазақ әдәбийати вә қирғиз әдәбийати қатарлиқ аталғулар барлиққа кәлгән.

гәрчә ғәрбий түркистан дәп аталған районлар мустәқиллиқини қолға кәлтүргән болсиму, әмма шәрқий түркистан хәлқи та бүгүнгә қәдәр миллий, диний вә мәдәнийәт қирғинчилиқиға, хитайниң ассимилйатсийә сийаситиниң қурбаниға айлиниватиду. шәрқий түркистандики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләр һайатта қелиш үчүн күрәш қиливатиду.

1-уйғурлар

уйғурлар зич олтурақлашқан шәрқий түркистанниң җуғрапийәси охшимиған мәдәнийәт, етиқад вә өзгичә турмуш усули билән һәр вақит кишиләрниң диққитини тартқан. түрк мәдәнийитиниң тәрәққийатида муһим орунға игә болған шәрқий түркистан җуғрапийәси чоңқур йилтиз тартқан тил вә тәвриниш тәс болған етиқадниң мәркизи болуп, нурғунлиған бүйүк алимларни йетиштүрүп чиққан. маддий вә мәниви нуқтидин интайин бай вә мол һосуллуқ бу йәр һәмишә башқиларниң диққитини тартип кәлгән. бу чоң мәдәнийәт башқа чоңқур йилтиз тартқан мәдәнийәтләргә охшаш ички урушлар вә сиртқи урушларниң нәтиҗисидә йимирилиш дәврини баштин кәчүргән. шәрқий түркистанниң җәнубида хоҗилар дәвриниң башлиниши билән районниң тәқдиригә чоңқур тәсир көрситидиған аваричилиқлар башланған. гәрчә бир қисим кишиләр етиқади сәвәблик хоҗиларни қоллиған болсиму, әмма өзиниң  шәхсий мәнпәәтини һәммидин алдинқи орунға қойидиған бу кишиләрниң бу районға салған зийанлири наһайити көп болған.

иқлил қурбан хоҗилар дәври һәққидә мунуларни йазған: «чиңғизханниң нәслидин кәлгән сәййид хан (1484-1533), чиңғизлар вә тимурийларниң ғәрбий түркистанда йимирилиши билән бирликтә шәрқий түркистанға келип, қәшқәр, йаркәнт вә хотән шәһәрләрни ишғал қилған вә 1514-йили сәидийә ханлиқини қурған. ‹хоҗилар дәври› дәп аталған бу дәвр шәрқий түркистанниң җәнубидики алтә шәһәрдә һөкүм сүргән әң ахирқи түркләшкән чағатай ханлиқи (сәидийә ханлиқи) йимирилгәндин кейин (1678) шәрқий түркистанға тунҗи хитай таҗавузчилиқи башланғанға қәдәр (1755) 77 йил давам қилған. хоҗилар сәидийә ханлиқиниң харабилики астида, қалмақларниң қончиқи сүпитидә һакимийәт бешиға кәлгән. бу сәвәбтин, бу дәвр ‹хоҗилар дәври› дәп атилиду. буниңдин башқа, бу дәврни ‹хитай истеласиниң тәййарлиқ басқучи дәври› дейишкиму болиду» [қурбан, 1992].

18- әсирниң бешида, 1755-йили йүз бәргән қалаймиқан муһитта башланған тунҗи манҗу / туңгус таҗавузи, ахирлашмайдиған бир қараңғу җәрйанни башлатқан. йүз йиллардин буйан, бу икки район оттурисида йүз бәргән дүшмәнлик нәтиҗиләнмигән. шәрқий түркистан манҗуларниң таҗавузиға қарши көп қетим күрәш қилған. ишғалдин кейин, манҗулар бу районда һакимийәт йүргүзүш үчүн уйғурларға қариши қаттиқ җаза-түзүмлирини йүргүзгән вә бу сәвәбтин башланған 42 қозғилаң вә бир әсир давам қилидиған уруш муһитни һазирлиған. йүз бәргән 42 қозғилаң нәтиҗисидә уйғурлар үнүмлүк нәтиҗигә еришәлмигән. гәрчә уйғурлар бу топилаңларда ениқ нәтиҗигә еришәлмигән болсиму, әмма улардин елинған йәрләр, маарип қурулушлири вә вәхпиләрни қайтурувалған [кораш, 2015:2]. бүгүнки күндә, бу икки районниң вәзийитини көздә тутқанда, мусулманларниң хитайларға қарши көрүнәрлик нәтиҗигә еришәлмигәнлики ениқ. хитай  әзәлдин бу районға  «бөл, парчила вә башқур» мәнтиқиси арқилиқ йеқинлашқан. бу йимирилиш җәрйани, уйғурларниң пүтүнләй хитай һөкүмранлиқиға кириши билән қирғинчилиққа айланған.

түркистан, 18-әсирдин башлап шимал вә ғәрбтә чар русийә, шәрқтә болса манҗу чиң империйәсиниң мустәмликичилик сийаситигә дучар болған [қарлуқ, 2017:172]. әсирләр бойичә шәрқ тәрипигә хитай, ғәрб тәрипигә русийә көз тиккән бу бипайан җуғрапийәму мустәмликичилик сийасәттин несивисини алған. шәрқий түркистанниң тарихиға нәзәр салидиған болсақ, бешидин нурғунлиған қийинчилиқларни өткүзгәндәк шанлиқ бир дөләт  мәзгилиниң болғанлиқиму ениқ. шәрқий түркистанниң чиң хитайлириға қарши туруш тарихиға қарисақ, йақуп бәг дәвригә охшаш парлақ бир дөләт мәзгилиниң болғанлиқиғиму көз йумғили  болмайду. йақуп бәг дәвриниң оттуриға чиқиши (1865–1878) бу тарихлар арисида хитай һакимийитиниң тәсирини үнүмлүк тохтатқан. бу дәвр, шәрқий түркистанниң интайин шанлиқ бир мәзгилдур. йеңидин мустәқил болуп шәрқий түркистан хәлқи өзиниң дөлитини қурған.

йақуп бәг қурған дипломатик мунасивәтләр вә йолға қойған башқуруш истратегийәси чиң хитайлирини чекиндүргән болсиму, уларни бу районни ишғал қилиш идийәсидин ваз кәчүрәлмигән. йақуп бәг өз дәвридики әң күчлүк икки дөләт әнглийә вә чар русийә билән мунасивәт орнитиш билән биллә, османийлар империйәси билән болған мунасивитигиму әһмийәт бәргән. 1873-йили у сейит йақуп ханни османийлар султани абдуләзизгә әлчи қилип әвәтип: «қәшқәрийә дөлитини тонушни тәләп қилған, хәлипигә болған садақитини қобул қилишни тәләп қилған. падишаһ бу тәклипни хушаллиқ билән қобул қилип қәшқәргә бир қисим қорал-җабдуқлар билән биллә һәрбий йардәм әвәткән. бу вақиттин башлап, қәшқәрдә османийлар хәлиписи намида вәз-нәсиһәтләр оқулуп, хәлипә намида пуллар бесилған [туна, 2012:53].

1878-йили йақуп бәгниң туйуқсиз өлүп кетишидин пайдилинип, чиң хитайлири йәнә районға йүзләнгән. мүшкүл күрәш басқучиға киргән шәрқий түркистан хәлқи ахирида ишғалийәткә йеңилип, манҗу һакимийитиниң контроллуқиға өткән. 1884-йили, манҗу һөкүмити бу районға «йеңи тупрақ» мәнисидики «шинҗаң» исмини бәргән.  демәк шуки, бу районниң исми һазирқи хитай һакимийти тәрипидин әмәс, бәлки тилға елинған заман арисида манҗу һөкүмити тәрипидин өзгәртилгән. 1884-йили, манҗулар рәсмий һалда шәрқий түркистанни өзлириниң өлкиси вә мәмурий райони қилған. шәрқий түркистан җуғрапийәсидә ойналған чиң хитай ойуни мушу күндин башлап рәсмийләшкән. бу район 1911-йилғичә пәқәт қәғәз йүзидә башқурулған. 1911-йили хитай хәлқ җумһурийитиниң елан қилиниши билән қийин бир күрәш оттуриға чиққан. манҗуларниң һөкүмранлиқи астида әсирләр бойи йашиған хитайлар 1911-йили хән районида мустәқиллиққа еришкән вә хитай хәлқ җумһурийитини елан қилған.

манҗу һөкүмранлиқи ағдурулғандин кейин, шәрқий түркистан районидики түрк дөләтлириниң ханлири, хитайдин кәлгән қораллиқ унсурлар районда һөкүмранлиқ қилиш күришини башлиған. әмма уларниң һечқайсиси бир-бирини тамамән мәғлуп қилалмай пүтүн шәрқий түркистанни башқуруш һоқуқиға еришәлмигән. илгири манҗу зулумиға учриған район хәлқи бу қетим қораллиқ унсурлар вә залим күчләр тәрипидин езилишкә башлиған. хитайлар бу районни қанунсиз игиливалмақчи болған болсиму, гәрчә шәрқий моңғулийә, манҗурийә вә тебәткә охшаш шәрқий түркистанму мустәқил бир дөләт сүпитидә мәвҗут болуп турған. кишиләр арисидики зийалийлар,  дини алимлар аммини наданлиқ вә чүшкүнлүктә қалған хәлқини бу қийин әһвалға қарши ойғитишқа вә күрәш қилишқа тиришқан. 1930-йилларда зийалийлар инқилабчилар вә диний алимлар бир йәргә җәм болуп, шәрқий түркистанда мустәқил җумһурийәт қуруш үчүн күрәш қилған.

шәрқий түркистан хәлқи 1933-йили 11-айниң 12-күни «шәрқий түркистан ислам җумһурийити» ни рәсмий һалда елан қилған. үзүлмәс қийинчилиқлар вә сәлбийликләр узун өтмәйла бу җумһурийәтниң ахирини кәлтүрүп чиқарған. бу җәрйанни мәғлубийәт дәп қобул қилмиған уйғурлар охшаш бир айда, охшаш бир күндә 1944-йили 11-айниң 12-күни «шәрқий түркистан җумһурийити»ни җакарлиған. барлиқ тиришчанлиқларға қаримай бу җумһурийәт узун муддәт пут тирәп туралмиған. 1949-йили, русларниң йардимидә бу район пүтүнләй хитай һөкүмити тәрипидин ишғал қилинған. 1920-йилларда, совет иттипақида түрк кимликиниң орниға өзбек, қирғиз, қазақ қатарлиқлар сүний йәрлик кимлик барлиққа келишкә башлиған. бу вақиттин кейин, совет иттипақи, шәрқий түркистанда йашаватқан уйғурлар вә башқа милләтләр «уйғур» дегән бу кимликни  қоллинилишқа башлиған. шәрқий түркистанға тәвә алтә шәһәр бар иди (кейинчә, турпанму шәһәр сүпитидә қетилиши билән йәттә шәһәр болған).

башқичә қилип ейтқанда, район хәлқи өзини уйғур дәп атимайтти. улар бир – бирини қәшқәрлик, ақсулуқ, хотәнлик, йаркәнтлик, кучалиқ, турпанлиқ дәп чақиришатти. бүгүн көпинчә шәрқий түркистанда йашайдиған түркләргә берилгән «уйғур» исми 15-әсирдин кейин сийасий иттипақниң исмидәк көп ишлитилмигән. шәрқий түркистан хәлқи 19-әсирниң ахирида вә 20-әсирниң башлирида хитайлар тәрипидин қәшқәрлик, йаркәнтлик вә турпанлиқ дәп исимландурулған [йәлоғлу, 2019:3]. 1949-йили тамамән хитайниң һөкүмранлиқиға өткәндин кейин, 1955-йили бу районға «шинҗаң уйғур аптоном райони» дәп исим бәргән. һакимийәт бешиға кәлгән хитай һөкүмити манҗу һөкүмитигә селиштурғанда охшимиған позитсийәни намайан қилған. өзиниң йеңи сийасити билән өзидин көрмигән уйғур җәмийитини бастурушқа вә йоқитишқа башлиған. йолға қойулған тунҗи сийасәтни нопусқа қаратқан. қисқа муддәттә қурулған бу икки дөләт район хәлқиниң үмид вә ишәнчини ашуруп кәлгән. шәрқий түркистан җуғрапийәси бүгүнки күндиму һәм хитай һөкүмранлиқиға қарши кәскин күришини давам қилип кәлмәктә.

2-шәрқий түркистанниң җуғрапийәлик қурулмиси вә униң хитай үчүн әһмийити

истратегийәлик орунға игә болған шәрқий түркистан шәрқий асийа билән ғәрбий, җәнубий асийа вә шимал оттурисидики өтүш нуқтиси болуп, оттура асийаниң мәркизигә җайлашқан. тәңритағлири мәркизидә, алтай тағлири шималида, алтун тағлири җәнубида болған бу районда йәнә  қарақурум, памир, бай тарим вә җуңғар ойманлиқиму бар болуп, бипайан земинға игә болған бу җуғрапийәдә пәрқлиқ милләтләрму йашимақта [қасим, 2021:62-71].

пәқәт, шәрқий түркистанниң нопусиға мунасивәтлик рәқәмләр үстидә тохталғинимизда еһтийатчанлиқ билән муамилә қилиш керәк. чүнки бу санларниң келиш мәнбәси хитайниң рәсмий мәнбәлиридин келиду. бейҗиң сизған «шинҗаң» рәсим билән зитлашмиған асаста, тоғриси йәрлик «аз санлиқ милләт»ләрниң қозғилишиға сәрәб болмайдиған санларниң сахтилиқ нуқтисидин һәрикәт қилишимиз керәк [асәна, 2009:311]. ғәйрий рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда, нопуси 30 милйонниң үстидә болған шәрқий түркистанда уйғурларниң нопуси көп қисмини тәшкил қилиду. шәрқий түркистанда йашаватқан қазақ, қирғиз, өзбек вә татар түрклириму бу җуғрапийәдә қериндаш милләтләр билән биллә йашайду. хитай һөкүмити, бу район нопусиға қарита йолға қойған истратегийәлик пиланида нопус зичлиқини йошуруп келиватиду. хитайларниң рәсмий хатирилиридә бу райондики уйғурларниң әмәлий нопус нисбитини «30 милйон» дәп көрсәтмәйду. улар (2016-йилдики хитай санлиқ мәлуматлириға қариғанда) уйғурларниң нопуси 11 милйондин ашидиғанлиқини оттуриға қойған [қасим, 2021:75]. хитайниң шәрқий түркистанға болған сийасий көз қаришини чүшиниш үчүн, бу йәрниң бейҗиң үчүн муһимлиқиға диққәт қилиш керәк [дәмирағ, 2014:231].

шәрқий түркистан җуғрапийәлик җәһәттин хитайға йеқин болғачқа, хитайниң изчил ишғалийәт сийаситиниң нишани болуп кәлгән. шуңлашқа уйғурларму һәмишә қарши турушқа мәҗбур болуп кәлгән.  1949-йили ахирида, бейҗиң шәрқий түркистанни вә бу йәрниң һәқиқий игилири болған уйғурларни  ишғал қилишқа башлиған. шәрқий түркистан  хәлқиниң миллий қиммәт қаришини йоқитиш арқилиқ ассимилйатсийә сийаситини йолға қойған. бүгүнки күнләрдә, ассимилйатсийә сийасити вә униңдин башқа хитайниң қара сийасити барлиқ күчи вә техиму зораванлиқ билән давам қиливатиду. буниң сәвәби тарихий өчмәнлик вә ишәнмәсликтин келип чиққан. әлвәттә. сийасий, иқтисадий вә җуғрапийәлик сийасий сәвәбләрму һәм бар [қасим, 2020а:91]. хитайдики 148 минерал хам мадда түриниң 118 ниң шәрқий түркистанда болуши, шәрқий түркистанниң иқтисадий вә истратегийәлик әһмийити сәвәбидин, бу районниң хитай үчүн наһайити муһимлиқи ениқ [вароғлу, 2009:4]. бу район нефит, тәбиий газ, алтун, көмүр, ураниум қатарлиқ хитайда йоқ болған тәбиий байлиқ вә хам минерал сортларниң % 80 тин көпини сақлимақта [қасим, 2021:71].

хитай охшимиған җәмийәтләрни ассимилйатсийә қилиш вә йоқитишта наһайити тәҗрибилик. хитай тарихи буниң мисаллири билән толған [қасим, 2022:106]. шәрқий түркистан җуғрапийәсидә йашайдиған түрк қәбилилири, бу районниң асаслиқ аһалилири йәнила нопус җәһәттә районниң көп қисмини тәшкил қилиду. бу сәвәбтин, хитай һөкүмити хитайларни районға орунлаштуруш арқилиқ һәл қилиш сийаситини иҗра қиливатиду. шундақла, районниң нопус қурулмисиниң өзлүкидин өзгиришини пиланлаватиду. гәрчә бу район нопусиниң йерими дегүдәк уйғур болсиму, әмма һазир хитай нопуси тез көпийиватиду. башқичә ейтқанда, түрк дунйасиниң шәрқтики қорғини болған шәрқий түркистан истратегийәлик орни җәһәттә әң муһим районларниң бири. бу районниң бу муһимлиқи сәвәбидин, хитайниң ассимилйатсийә вә зулум шәклидә йолға қойған сийасити, хитай нопусини көпәйтишкә, районға тәсирини тикләшкә урунуп кәлмәктә [вароғлу, 2009:4].

йуқири мәдәнийәт вә чоңқур йилтиз тартқан дөләт әнәниси болған шәрқий түркистанда йашайдиған уйғурлар вә башқа милләтләр, мәдәнийәт вә етиқад җәһәттә ғәрбий түркистан җәмийәтлири билән охшаш қиммәткә игә. бу охшашлиқни тәһдит дәп қариған бейҗиң һөкүмити тәрипидин чоң тәһдит дәп қаралмақта. буниңдин башқа, ғәрбий түркистанниң совет иттипақи тарқитиветилгәндин кейинки мустәқиллиқи вә бу райондики миллий кимлик вә миллий ойғиниш еңиниң күнсери күчийиши бейҗиңни әндишигә салидиған әң муһим мәсилиләрниң бири. йәнә бир җәһәттин ейтқанда, хитайниң ғәрб истратегийәси вә бир бәлбағ бир йол түри оттура асийа болмиса әмәлгә ашуруш мумкин әмәс [қасим, 2020а: 91-92]. шәрқий түркистан җуғрапийәсидики бу байлиқлар хитайниң бу земиндин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини испатлайду. йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмити шәрқий түркистанни база қилип ишлитип кәлмәктә. шәрқий түркистанниң җуғрапийәси шундақ бир орундики, хитай бу районни ташқи дунйаниң дәрвазиси дәп қарайду. бу сәвәбтин, шәрқий түркистанниң истратегийәлик орни сәвәбидин бейҗиң һөкүмити үчүн әһмийити техиму ашти.

3-һазирқи заман уйғур тили, мәдәнийити вә әдәбийати

тили, әдәбийати вә мәдәнийити җәһәттин мол вә чоңқур тарихқа игә болған уйғурлар, түрк дунйасиға надир әсәрлири билән мол бир әдәбийат хәзиниси қалдурди. шәрқий түркистан өзидә мәвҗут тарихи вә тарихи йадикарлиқлири билән түркләрниң әң қәдимий мәдәнийәт мәркәзлиридин биридур. ағзаки вә йазма әдәбийат әнәниси вә 20-әсирниң бешида шәкилләнгән вә бүгүнгә қәдәр давамлашқан бу әнәниниң мевилирини өз ичигә алған уйғур әдәбийати «һазирқи заман уйғур әдәбийати» дәп атилиду [абдулваһит кашгарли, 2017].  19-әсирниң ахирида вә 20-әсирниң бешида башланған һазирқи заман уйғур әдәбийати қисқа вақит ичидә зор тәрәққийат көрситип, муһим вәкилләрни барлиққа кәлтүрди [өгәр вә гүләр, 2014:65]. ибни сина, мәһмуд қәшқәри, фараби қатарлиқ ислам өлималири мәһмуд ғәзнәвий, абдулкерәм сутуқ буғра, тимур, сәлчуқбәг, бабуршаһ, мәликшаһ қатарлиқ бүйүк дөләт әрбаблириму бу тупрақларда йетишкән [дәмирағ, 2014:230].

қәдимки уйғурларниң избасарлири вә чағатай әдәбийатиниң варислиридин бири болған уйғурлар интайин мол болған еғиз вә йезиқ әдәбийат әнәнисигә игә. уйғур тили түрк тилиниң шәрқий җәнуб (қарлуқ, уйғур, шәрқ) гурупписида орун алидиған болуп [җансон, 1998:87], бу тилни, 1993-йилдики нопус тәкшүрүшкә асасән, шәрқий түркистандики 7 милйон 598 миң 468 киши ишлитиду [ гүлтәкин, 2014:192].

һазирқи заман уйғур тили пәқәт шәрқий түркистандила әмәс, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, афғанистан вә моңғулийәдиму қоллинилидиған бир түрк шивиси. у австралийә, канада, сәуди әрәбистан вә түркийәгә көчүп кәлгән уйғурлар арисидиму ишлитилиду. шәрқий түркистанда йашайдиған уйғурлар әрәб елипбәси асасидики уйғур йезиқини ишләтсә, қазақистанда йашайдиған уйғурлар кирил елипбәсини ишлитиду [йәлоғлу, 2019].

һазирқи заман уйғур тили, 1930-йилдин кейин чағатай түркчисидин өзгирип барлиққа кәлгән бир түрк йезиқ тилидур. һазирқи заман уйғур тили әмәлийәттә кона уйғур тилиниң шәрқий түркистандики давами болуп, вақитниң өтүшигә әгишип һәр хил тәрәққийат вә өзгиришләр түпәйлидин шәкилләнгән йеңи нусхиси һесаблиниду. бу тил бәзи мәнбәләрдә таранчи тили дәпму атилиду [өзтүрк, 2020:11]. һазирқи заман уйғур әдәбийатини кона уйғур әдәбийатиниң йилтизидин айривәтмәй туруп, әмма айрим нуқтидин тәкшүрүш техиму тоғра болиду. түрк тилиниң тәрәққийатини, кона түрк тили (8-11-әсирләр) вә чағатай түркчиси (15-20-әсирниң башлири) дин кейин һазирқи заман түрк дийалектлири давамлаштурди [каракайа, 2021:467]. һазирқи заман дийалектлириниң бири болған һазирқи заман уйғур әдәбийати түрк тиллири арисида шәрқий җәнуб гурупписида орун алиду.

«һазирқи заман» дийалекти дәп тәсвирләнгән бу түрк тиллири «заманивилиқ» уқумиға зит. шундақки, чағатай түркчиси дәвридин кейин, түркистан җуғрапийәсиниң қараңғу тәқдири йезилишқа башлиди. русийә вә хитай һөкүмити тәрипидин оттура асийа җуғрапийәсигә қоллинилған вә һазирғичә йолға қойулған зулум сийасити түрк хәлқлирини һалсиратти. һәр саһәдә өлүк һаләткә чүшүп қалған бу җәмийәтләрниң тәқдири охшаш, әмма бир-биридин айрим йезилған болуп, елипбә өзгәртиш сийасити буларниң пәқәт бири һесаблиниду. охшаш йилтиздин кәлгән бу милләтләр өз тили билән бир-биридин айрилишқа мәһкум. бүгүнки күндә, «заманиви» дегән бу сөзни нурғун зийалийлар мәҗбурий бөлүш усули арқилиқ барлиққа кәлгән бу дийалектларға ишлитиду.

қериндаш хәлқләрниң бир-бириниң тили вә мәдәнийитини билмәслики кишини ечиндуридиған әһвал. аридики мунасивәтләрниң үзүлүп қелиши түрк хәлқини «маңқуртлишиш» йолиға иттирди [каракайа, 2021:467]. рамазан қорқмаз «маңқуртлишиш» тоғрисида мундақ дәйду: «тәҗрибә әстә тутуш қабилийити бузулған иҗтимаий муһитта, шәхс өзиниң онтологийәлик бихәтәрлик пайдилинишини йоқитиду, шуңа у өзини контролсиз вә биарам һес қилиду, у өзидә идиологийә үчүн екиспилататсийә қилидиған район бәрпа қилиду. һәмишә мустәбит вә зораван елементларни өз ичигә алиду, бу йалғуз вә бихәтәр болмиған кишиләргә өзлиригә кириш үчүн вақит бериду. вақитниң өтүшигә әгишип униңға мутләқ ишинидиған ‹маңқурт› йардәмчиләр мәйданға келиду» [азап, 2013:283].

йеқинқи икки әсирдә дунйаниң һәрқайси җайлирида зор тәрәққийатлар болди. бу тәрәққийатлар дунйа тарихи вә әдәбийати шундақла уйғур тарихи вә әдәбийатиға тәсир көрсәтти. 20-әсирниң 30-йиллириғичә маарип саһәсидә елип берилған ислаһатлар исмаил гаспиралиниң рәһбәрликидә башланған «җәдидизим» пикри билән җанлинип, маарип саһәсидә нурғун йеңилиқлар барлиққа кәлди. исмаил гаспиралиниң рәһбәрликидә шәкилләнгән «җәдидизим» идийәси нурғун түрк җуғрапийәлиридә миллий ойғинишниң мәшилигә айланған [каракайа, 2021:471].

ечилған йеңи мәктәпләр мәтбәәниң тәсис қилиниши билән сүпәтлик маарип муһити йаратти. истанбул, қирим вә қазан қатарлиқ районлардин оқутқучилар елип келинди. шәрқий түркистандин кәлгән йашлар бу җуғрапийәлик җайларға берип маарип тәрбийәсини қобул қилди. зийа гөкалп вә җәвдәт паша дегәндәк заманисиниң муһим сийасәтчилири тәрипидин 1914-йили қәшқәргә әвәтилгән һәбибзада әһмәт камал, уйғурларниң заманиви маарип билән тәминләйдиған мәктәпләрни ечишида муһим рол ойниди. униңдин башқа, у аммини йорутуш вә күрәшкә чақирған паалийәтләргә қатнашқан вә оқутқучиларни тәрбийәләш мәктипидә оқутқучи болған [абдулваһит кашиғәрли, 2017:5]. нәшр қилинған гезитләр маариптики қорал сүпитидә ишлитилгән болуп, йезилған әсәрләр кишиләрниң тонушини өстүридиған темиларни өз ичигә алған.

уйғур хәлқи бу зулум вә зораванлиқни хәлқ нахшилири вә шеирлирида әкс әттүргән. шундақ қилип һазирқи заман уйғур әдәбийати шәкиллинишкә башлиған. шаирлар шеирлирида хәлқни ойғитиш, зулумға қарши туруш вә наданлиқтин қутулушқа дәвәт қилиш қатарлиқ мәзмунларни баш тема қилған [абдулваһит кашәарли, 2017:8]. у дәврләрдә уйғур хәлқи арисидики хәлқ дастанлири, хәлқ нахшилири вә хәлқ шеирлири кишиләрниң сийасий, иқтисадий вә әхлақ әһвалини әкс әттүридиған сәнәт әйникигә айланған [баран, 2007:192].

1911-йили хитай җумһурийитиниң елан қилиниши билән нурғун саһәдә пәйда болған бесим вә чәклимиләр әдәбийатқа зор тәсир көрсәтти. хитай һөкүмранлиқидики уйғур әдәбийати нурғун саһәдикигә охшаш еғир дәриҗидә тохтап қалди вә бузғунчилиққа учриди. һазирқи уйғур әдәбийати бу бесимларға вә иқтисадий қийинчилиқларға қаримай нурғун шаир вә йазғучиларни барлиққа кәлтүрди. бу шаир вә йазғучилар иҗад қилған әсәрләр уйғур хәлқиниң тарихи, мәдәнийити, иқтисадини, қисқиси, уйғур хәлқиниң йеқинқи тарихини сөзләйдиған вә сақлайдиған һөҗҗәтләргә айланған [баран, 2007:206]. 1911-йилдин башлап, зораван һөкүмәт пәқәт һөкүмәтни қоллайдиған әсәрләрниң йезилишиға йол қойиду. әсәрләрдә әркинликни ипадиләш вә вәтәнпәрвәрликни күйләш қәтий мәни қилиниду.

уйғур әдәбийати шеир, һекайә вә епос әнәниси билән қанаәт қилиши керәк болиду. кишиләрниң һәқиқий идийәси, һессийати вә көз қаришини әкс әттүридиған әсәрләр ахбаратқа киргүзүлмәйду. әдәбий әсәрләрдә өз көз қаришини вә мәқситини ипадилимәкчи болған йазғучилар вә шаирлар «милләтчи», «бөлгүнчи», «түркчи», «инқилабқа қарши турғучилар» дәп аталған вә әгәр улар вәтини вә миллити һәққидә тарихи пакитларни әкс әттүридиған әсәрләрни йазса, җазаға тартилған вә түрмигә ташланған [баран, 2007:204].

гәрчә уйғур әдәбийати 1930-йилғичә анда-санда тохтап вә бузғунчилиққа учрап йүрүп тәрәққийатини давам қилдурған болсиму, хитай һөкүмити буниң биләнла  қалмай, кейинки вақитларда зулум сийаситини  техиму күчәйтип, нурғун муһим әсәрләрни вәйран қилди. көйдүрүп йоқ қилиш сийасити сәвәбидин йеқинқи мәзгилдә районда чоң һәҗимдики нурғунлиған надир әсәрләр йоқитилди. қиммити йуқири асарә-әтиқиләр көйдүрүш арқилиқ вәйран болди. бу мәзгилдә барлиққа кәлгән нурғун әсәрләрниң бизгә йетип келиши тосқунчилиққа учриди. бу чәклимиләр вә зулум сийасити әдәбийатла әмәс, нурғун саһәгиму тәсир көрсәтти.

хуласә

тәңритеғиниң мәркизигә җайлашқан шәрқий түркистан җуғрапийәлик сийасий орни сәвәбидин муһим җуғрапийәлик җай. бу мәсилә бу районда йашайдиған шәрқий түркистан хәлқи үчүн һәм әвзәллик вә пайдисиз шараит һазирлап бәрди. шәрқий түркистан хәлқи күчлүк дәврлиридики җуғрапийәлик орнидин пайдилинип түрк дунйасиға зор төһпә қошқан. илим-пәнниң һәр қайси тармақлирида зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүп, кәшпийат, байқаш, су йоли вә һәр хил өсүмлүк вә һайванларни көндүрүш қатарлиқ инсанларниң турмушиға қолайлиқ йаритиш вә йахшилаш үчүн йуқири мәдәнийәтләрни барлиққа кәлтүрди. әмма, йеқинқи вақитларда райондики ички низа, уруш вә илим-пәндин йирақлишиш районни игиләш пурситини сақлаватқан ишғалчи күчләрни илһамландуруш вә уларниң мустәмликә қилиш җәрйанини асанлаштурушта түрткилик рол ойниди.

бу район өткән йилларда манҗу / тоңғуз чиң сулалиси тәрипидин мустәмликә қилинған, кейин бу мустәмликә вә зулум хитайлар тәрипидин давамлашқан, бүгүн һелиһәм охшаш әһвал үзүлмәй давамлашмақта. йәнә бир тәрәптин, бу районниң ғәрбини ишғал қилған чар русийәму нәзирини шәрққә тикти. бу район пүтүнләй хитай, русийә қатарлиқ чоң дөләтләр үчүн риқабәт райониға айланди. тунҗи түрк дөләтлиридин бүгүнгә қәдәр нурғун хәлқ идийә вә турмуш усули җәһәттә өзлиригә пүтүнләй зит болған хитай мәдәнийити билән учришишқа мәҗбур болди. җуғрапийәлик җәһәттин хитай райониға йеқин болған шәрқий түркистанму бу өз-ара тәсирдин тәң бәһримән болди.

хитай һөкүмити «хоҗилар дәври»дики ички малиманчилиқтин пайдилинип, қозғиған топилаң билән районға зәрбә бәрди. андин үзүлмәс узун җәрйан башланди. қозғилаң вә қурулған дөләтләр ниҗатлиқ ишикни ачалмиғандин кейин, бу түрк хәлқи өз тәқдири билән йалғуз қалди. гәрчә йақуп бәг (1865-1878) дәвригә охшаш парлақ бир дәвр болған болсиму, әмма илгирики күч вә шан-шәрипидин айрилған бу түрк җуғрапийәсиниң миллити таҗавузчилиққа қарши турған, әмма иҗабий нәтиҗигә еришәлмигән вә у қурған дөләтләр һәмишә бар қисқа муддәтлик болуп қалған. 1911-йилғичә манҗу чиң һөкүмити тәрипидин башқурулған бу район, хитай җумһурийитиниң қурулуши билән хитайлар тәрипидин игиливелинған. зор тиришчанлиқлар нәтиҗисидә қурулған икки җумһурийәтниң өмри қисқа болған. 1949-йили хитай коммунист һакимийити шәрқий түркистан җуғрапийәсини рәсмий ишғал қилди вә уни пүтүнләй игилиди. хитай һөкүмити алди билән бу районниң намини хитайчилаштуруп, район вә хәлқни хитайлаштуруш үчүн бесим сийаситини йолға қойди.

түрк дегән исим чәкләнгән вә униң орниға уйғур, қирғиз, қазақ вә татар қатарлиқ қәбилә вә сүний салаһийәтләр қойулған. ортақ әдәбий тилниң орниға сүний дийалектлар барлиққа кәлгән. кейинки дәврләрдә, түрк тили маарип тили болуштин чиқириветилгән. райондики бу өзгиришләр вә тәрәққийатлар түрк җамаәтлириниң турмушиға шундақла уларниң әдәбийат турмушиға зор тәсир көрсәтти. бу дәврдә чоң болған өлималар, шаирлар вә мутәпәккурлар бу өзгиришләрниң һәммисини шунчә җапалиқ муһиттиму өз әсәрлирини йезишқа тиришқан. шәрқий түркистан җуғрапийәсидә нурғун алимлар йетишкән болуп, бу җуғрапийә әсирләрдин буйан түркләрниң илим-пән макани болуп кәлгән. хитай, русийә қатарлиқ бүйүк дөләтләр әсирләр бойи маарип йурти дәп аталған бу җуғрапийәдә мәдәнийәт мустәмликиси қилишни мәқсәт қилған болуп, бу зулумға дуч келиватқан мусулманлар җәмийити мәвҗутлуқ үчүн күрәш қилмақта.

мақаләниң түркчә әсли мәнбәси улиниши: https://dergipark.org.tr/tr/download/article-file/2577538

мәнбә: уйғур академийиси