әхмәтҗан қасиминиң күндилик хатирилири

 
(апторниң фесбук һесабидин көчүрүп елинди)
 
әхмәтҗан қасиминиң « күндилик хатирилири» ниң бирдинбир нусхисиниң парчилири маһинур қасимниң «әхмәт әпәндини әсләймән» намлиқ китабиға киргүзүлди. әлвәттә, бу китаб алди билән хитайчә тәййарлинип арқидин йәнә уйғурчиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинди. бу, китаб хитайниң тәшвиқат органлири тәрипидин қаттиқ сензора қилинип, ахири чиқирилди. йәни « әхмәтҗан қасими коммунизм җәңчиси», « йеңи җуңго қуруш йолида қурбан болди», «миллий бөлгүнчиләр вә диний февдалларға қарши күрәш қилип, вәтәнниң бирликини қоғдиди», « үч вилайәт инқилаби йеңи җуңго демократик инқилабиниң бир қисми» дегән сийасий тамғиға зийан йәтмәслик принсипи бойичә тәййарлинип чиқирилди. әлвәттә, китабтики һәммә учурлар шундақ рамка астида болсиму әмма биз униңдин өзимизниң әсли чүшәнчимиз вә нуқтиинәзәримиз бойичә пайдилинимиз, әхмәтҗан қасими күндилик хатирилириниң әсли нусхиси хитай бихәтәрлик органлириниң қолида, әлвәттә, әхмәтҗан қасиминиң барлиқ һөҗҗәтлири, хәт-чәклирини 1949-йили 8-айдила совет к г б органлири ғулҗидики консулханиси арқилиқ йиғивалған, қалған китаблири вә күндилик хатирилири һәм башқилар 1950-йилиғичә хитай коммунистлири һөкүмити ( әлвәттә, буниңда әхмәтҗанниң сәпдашлири болған уйғур, татар, өзбек кишиләрму бар) тәрипидин йиғип елинған. булар һазир мәлум җайларда сақлиниқлиқ туриду. әхмәтҗан қасиминиң, абдукерим аббасофниң вә исһақбекләрниң барлиқ һөҗҗәтлири. хәт-чәклири вә башқа назук материйаллири улар ғулҗидин кетип 10 күнгә қалмайла совет консулханиси тәрипидин йиғивелинған. исһақбекниң ишханиси адәттә икки җайда иди. бири ш т җ миллий армийә баш қоманданлиқ шитабидики рәсмий ишханиси. йәнә бири өзиниң қора җайидики ишханиси. у мутләқ көп вақитларда әнә шу өйидики ишханисида олтуратти. униң қоруси әң чоң болуп, адәттики вақитта бир отделенийә әскәр ( 10 -12 әскәр) қоғдайтти. адйутанти қирғиз миллитидин болған әхмәт, катипи майор дәриҗилик уйғур иди. униң қорусида совет рус генерали даим туратти. у 1949-йили 8-айниң 10-күнлири әтрапида, йәни әхмәтҗан вә исһақбекләр ғулҗидин ғайиб болуш алдидила москваға кәтти ( бу һәқтики мәлуматлар үчүн кәминәниң « уйғур омумий тарихи» 11-томи: « сталин вә мав һәмкарлиқи: әхмәтҗанниң өлүмидин кейинки чоң ишғалийәт» ни оқуң) бу, трагедийәниң башлиниши иди. әхмәтҗанниң ишханиси« иттипақ» мәркизий комитети бинасида иди. лекин униң йәнә өйидиму ишханиси бар болуп, нурғун һөҗҗәтни өйидә бир тәрәп қилатти. әхмәтҗанни аран 2-3 әскәр қоғдайтти. у, һәтта қоғидиғучисизму йүрүверәтти. әмма у чағда ғулҗида хитай җасуслириму бар болуп, һәтта 1948-йили ғулҗа шәһиридә хитайниң бир җасуслуқ оргини, радийо аппаратлири билән қолға чүшкәниди. әхмәт әпәнди өзи йалғуз кочиларда, адәмләр арисида йүрүверәтти. у өзигә зийанкәшлик қилиштин қорқидиған адәм әмәс иди. қисқиси, өлүмдин қорқидиған адәм әмәс иди. әхмәтҗан күндилик хатирилиридин униң бәзибири күндилик паалийәтлириму мәлумлуқтур. демәк, уларниң барлиқ һөҗҗәтлири улар кетип 10 күнгә қалмай йиғип кетилди. йәни, әң назук материйаллар, уларниң идийәси, һәтта хитай вәкили дең личүн билән болған сөһбәт хатирсигичә йиғип кетилди. демәкки, уларниң йоқитилиши алдин бекитилгәндәкла иди. « әхмәтҗан күндилик хатирилири» ниң парчилири айлинип чөргиләп маһинур қасиминиң китаб йезиши үчүн берилди. булар «хатирә» ниң һәммиси вә оригинал нусхиси әмәс әлвәттә. бирақ буниң хели әмәлий йәрлири бар. буниңдики байанлар һәқиқәтән раст вә һәқиқий. әлвәттә булар хитай үчүн назук әмәс қурлардур. әмма әхмәтҗанниң 1949-йили 8-айдин таки 1949-йили 22- авғустқичә болған күндилик хатириси мәлум әмәс. 1945-1947-йили арисидики күндилик хатириси йоқ. йәни хитай вәкили дең билән ғулҗидики икки тәрәп сөһбитиниң һәқиқий маһийити әнә шу хатиридә орун алған болуши мумкин, чүнки маһинур ханим китабида әхмәтҗанниң әнә шу 17-авғусттики хатирисиниң азғина бир парчисини бәргән, қалған қисимлар йоқ, демәкки, буниңдин биз әхмәтҗанниң икки тәрәп сөһбитигә аит хатирисиниң барлиқини биләләймиз. әхмәтҗан күндилик хатирилириниң һазир хитайниң қолида толуқ нусхиси бар. демәкки, хитай даирилири униң һәтта күндилик хатирлириғичә, шәхсий хәт-чәклиригичә, имза қойған йаки у йезип тәййарлиған һөкүмәт һөҗҗәтлиригичә йиғивелип, бир тәрәп қилған. һөкүмәтниң алий рәһбири һәр күни қанчилиған һөҗҗәткә имза қойиду, муһим сийасәтләрниң музакирисигә қатнишип көрсәтмә бериду. мана бу сансизлиған һөҗҗәтләр нәдә? демәк буларниң бир орни бар, көйдүрүп йоқ қилинғанлириму бар болуши тәбиий.
 
шүбһисизки, әхмәтҗан һөҗҗәтлириниң көпини совет тәрәп хитай тәрәпкә тапшуруп бәргән болуши, бир қисим советқа аит назук һөҗҗәтләрни өзлири сақлиған болуши мумкин. совет иттипақи һөкүмити 1949-йили 11-айда қарар мақуллап, хитай компартийәсигә совет иттипақиниң қолидики истихбарат учурлири вә һөҗҗәтлирини тапшуруп беришни бекиткән. демәкки, совет-хитай икки коммунист һөкүмити арисида 1949-йили 11-айдин башлапла мәхпийәтлик, истихбарат җәһәттә йеңи һәмкарлиқ башланған. чүнки 1949-йили 10-айдин бурун хитай коммунистлири техи рәсмий дөләт һалитидә әмәс иди. пәқәт уларниң җумһурийити қурулуп совет иттипақи етирап қилғандин кейинла нурғун һәмкарлиқлар, җүмлидин истихбарат һәмкарлиқи рәсмийләшти. әлвәттә, сталин йәнила һәл қилғуч күч иди.
 
әхмәтҗан күндилик хатирлири қолимизда болса биз йәнә нурғун мәсилиләрни ениқ билгән болар идуқ.