ваң йиниң мйунхен хәвпсизлик йиғинидики йалғанлири күчлүк ғулғула қозғиди

дунйаниң һәрқайси җайлиридики дөләт әрбаблирини һәм шундақла сийасәт вә сода саһәсидики муһим затларни бир ариға җәм қилидиған нопузлуқ сорунларниң бири болған «мйунхен хәвпсизлик йиғини» да хитай ташқи ишлар министири ваң йи уйғурлар һәққидә соалларға дуч кәлгән болуп, у йәнә хитайниң кона тәшвиқатлирини базарға салди. униң уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидики йалған сөзлири күчлүк ғулғула қозғиди вә рәддийәләр берилди. 

мйунхен хәвпсизлик йиғини 1963-йили барлиққа кәлгән болуп, һәр йили февралда германийәниң мйунхен шәһиридә ечилидиған хәлқарадики әң муһим йиғинларниң бири һесаблиниду. бу йиғинға һәр йили дунйаниң һәрқайси җайлиридики сийасийонлар, дөләт әрбаблири, алим, мутәхәссисләр, карханичилар, даңлиқ ахбарат орунлири қатарлиқлар қатнишип, хәлқара мәсилиләр үстидә муназирә вә сөһбәт елип бариду. 2024-йили 16-февралдин 18-февралғичә ечилған мәзкур йиғинда путинниң әң чоң сийасий риқабәтчиси болған алексей навалниниң мәзкур йиғин башланған күнидә өлүп кетиши, украина-русийә мәсилисини қизиқ нуқтиға көтүргән. униңдин сирт йиғинда йәнә аввалқи йилға охшашла уйғур, хоңкоң, тибәт қатарлиқ мәсилиләрму муһим тема болған.

хитай ташқи ишлар министири ваң йи 18-феврал германийәниң мийунхен шәһиридә ечилған дунйа бихәтәрлик йиғини хитай мәсилилири мәхсус сәһнисидә шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк һәққидики соалға дуч кәлгән. рийасәтчи ваң йидин тәйвән, шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ җинайити, җүмлидин мәҗбурий әмгәккә алақидар соалларни сориған. ваң йи һийлигәрлик билән рийасәтчисиниң соалини қаттиқ һәйран қалған қийапәттә аңлиған.

рийасәтчи ваң йиға хитабән бу йиғин ечилиштин илгири германийәниң икки чоң ширкити болған «волкисваген» вә даңлиқ химийә санаәт магнати болған BASF ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип зор ғулғула қозғиғанлиқини, германийә вә йавропа иттипақиниң тәминләш зәнҗирлиридики кишилик һоқуқ нормилириға мунасивәтлик йеңи тәдбирләрни бәлгилигәнликини дегән. у йәнә уйғурларниң вәзийитиниң һазир сийасий вә иқтисадий мәсилә болуп туруватқанлиқини ейтип, бир қанчә йил аввал б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң уйғурларниң вәзийити һәққидә бир доклат елан қилғанлиқини әскәрткән һәмдә « силәр бу мәсилиләрни қандақ һәл қилмақчи? мәҗбурий әмгәк мәсилилири һәққидики тәнқидләрниң йәнә чиқмаслиқи үчүн немә ишларни қилишни ойлишиватисиләр?» дәп сориған.

у шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан ирқий қирғинчилиқ җинайити һәққидә билҗирлап: «шинҗаңда аптоном район қурулғандин буйан, уйғур нопуси әслидики 3 милйондин көпийип, һазирқи 12 милйонға йәтти. шинҗаңдики һәр милләт хәлқи оттуричә өмри әслидики 30 йаштин 75.6 йашқа йүксәлгән йашаш шараитиға еришти. бу кишилик һоқуқни қоғдашниң әң йахши үлгиси әмәсму? барлиқ милләтләрниң диний етиқади әркинлики йахши қоғдалмақта. мусулманлар йетәрлик диний сорунлардин бәһримән болмақта, һөкүмәт йәнә мәсчитләрни ремонт қилиш вә асраш ишлирини мәбләғ билән тәминләйду. һөкүмәт һөҗҗәтлири вә дукан намлириниң һәммиси қош тилда йезилидиған болуп, уйғурларни өз ичигә алған һәр қайси аз санлиқ милләтләрниң тили вә мәдәнийити қоғдалди» дегән.

ваң йи җавабиниң ахирида йәнә: «хитайниң тез тәрәққий қилғинини көргән қисмән дөләтләр хитайни чәкләш мәқситидә, шинҗаң һәққидә йалған тоқуп, шинҗаңни қалаймиқанлаштуруш вә бу арқилиқ хитайниң тәрәққийати вә гүллинишиниң алдини елишқа урунди. миң аңлиғандин бир көргән әла. көпчиликиниң шинҗаңға берип әмәли әһвални көрүп беқишини тәләп қилимән» дәп чалвақиған.

ваң йиниң уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидики йалған сөзлири уйғур паалийәтчиләр вә тәтқиқатчилар арисида күчлүк инкас пәйда қилди. мустәқил тәтқиқатчи асийә уйғур ханим әркин асийа радиосида илан қилған «ваң йиниң мйунхен хәвпсизлик йиғинидики 4 йалған сөзи» намлиқ мақалисидә мундақ дәйду: «

ваң йи уйғурлар нопусиниң 1953-йилидики хитай һөкүмәт истатистикисини көздә тутти дәп қарисақ, уйғурлар нопусини 2 милйон дейишниң өзила чоң хаталиқ. чүнки, 1953-йили хитайниң тунҗи қетимлиқ дөләтлик нопус тәкшүрүш истатистикисида уйғур елиниң омумий нопуси 4 милйон 873 миң 603 киши. буниң ичидә уйғурлар нопуси 3 милйон 640 миң 125 киши дәп истатистика қилинған. хитай нопуси болса омумий нопусниң 6 пирсәнтини игиләйдиғанлиқи, қазақлар болса 10 пирсәнтини игиләйдиғанлиқи, қалған милләтләр болса 9 пирсәнтини игиләйдиғанлиқи истатистика қилинған. ( мәнбәси : https://www.stats.gov.cn/sj/tjgb/rkpcgb/qgrkpcgb/202302/t20230206_1901986.html)

дәрвәқә, мәсилә уйғурлар нопусиниң нөвәттә 12 милйонға «көпәйгән» лики әмәс, бәлки хитай нопусиниң қандақ қилип 250 миң әтрапидики нопустин, бүгүнки 10 милйондин артуқ нопусқа көпәйгәнликидур. әмма ваң йи бу нуқтини наһайити устилиқ билән нәзәрдин сақит қилған.»

шуниң билән биргә, 2018-йилидин буйан б д т да хитайниң шәрқий түркистандики йиғивелиш лагерлирини өз ичигә алған бастурушлири һәққидә арқа-арқидин бирләшмә байанатларниң илан қилиниши, б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң бу һәқтики доклати, лагер шаһитлириниң гуваһлиқлири, австралийә истратегийәлик сийасәт институти қатарлиқ органларниң вә адриан зенз қатарлиқ тәтқиқатчиларниң уйғурлар һәққидики доклатлири хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә ирқий қирғинчилиқини полаттәк пакитлар билән оттуриға қоймақта.

хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң йуқиридики бу сөзлири иҗтимаий таратқулардиму күчлүк инкас қозғиған болуп, нурғун паалийәтчиләр вә лагердики уруқ-туғқанлириниң из-дерикини қиливатқан гуваһчилар «X» тики инкаслирида ваң йиниң сөзлиригә рәддийә бәргән.

2024-йили 21-феврал