«қуран кәрим» аллаһ тааланиң сөзи, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мөҗизиси, мусулманларниң дәстури вә ислам қануншунаслиқиниң әң асаслиқ мәнбәси болуп, мумин адәмниң дилини парлитидиған, йолини йорутидиған нурдур. мусулманларниң күч-қуввити вә иззити йаки аҗизлиқи вә харлиқи мушу китаб билән болуп кәлди. мусулманлар бу китабқа чиң есилған вә уни әмәлий һайатиға тәтбиқ қилған заманларда күчлүк вә һөрмәтлик болуп йашиди, әмма улар «қуран кәрим»ниң роһидин йирақлишип, униң ләвзини йадлап, мәнисини унтуп қалған дәрвләрдә аҗизлашти вә харланди.
«қуран кәрим»ниң назил болуши
«қуран кәрим» аллаһ таала тәрипидин аввал ләвһулмәһпузға чүшүрүлгән вә униңда сақланған. «қуран кәрим»ниң ләвһулмәһпузға чүшүрүлгәнлики вә униңда сақланғанлиқи униң қәтий өзгәрмәйдиғанлиқи вә инсанларниңму қәтий өзгәртәлмәйдиғанлиқиниң әмәлий испатиду. чүнки аллаһ таала тәқдир қилип ләвһулмәһпузға йезилған ишлар қәтий өзгәрмигәндәк, «қуран кәрим»му өзмәрмәйду. «қуран кәрим» шуниңдин кейин ләвһулмәһпуздин биринчи асмандики «бәйтулиззәт» дегән җайға чүшүрүлгән. «إِнَّа أَнзَлْнَаهُ фِй лَйْлَةِ алْқَдْрِ» йәни «шәксизки, биз қуранни қәдр кечиси чүшүрдуқ» дегән айәт буни ипадиләйду.
«қуран кәрим» пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға миладийиниң 610 _ йили мәккидики һира ғарида тунҗи қетимлиқ вәһйи билән назил болушқа башлиған. бу рамизан ейиниң 17 күни болуп, 21- йаки 24- күни иди дегәнләрму бар. бу вақитта пәйғәмбәр әләйһиссалам топтоғра 40 йашта иди. шَهْрُ рَмَضَанَ алَّذِй أُнзِлَ фِйهِ алْқُрْآнُ هُдًи лِّлнَّасِ оَбَйِّнَатٍ мِّнَ алْهُдَиٰ оَалْфُрْқَанِ йәни«(роза тутуш пәрз қилинған санақлиқ күнләр) инсанларға йетәкчи, һидайәт қилғучи вә һәқ билән батилни айриғучи рошән (айәтләрни өз ичигә алған) қуран чүшүшкә башлиған рамизан ейидур» дегән айәт «қуран кәримниң чүшүшкә башлиған вақтини байан қилиду.
қуран аввал шуни билиш керәкки, қуран кәрим бирәр пән ـ техника китаби әмәс, йаки у каинатниң сир-әсрарлирини байан қилиш үчүн чүшүрүлгән китабму әмәс. бәлки у әқидә, ибадәт, әхлақ, муамилә, қанун-түзүм китабидур. у инсанларға пән ـ техникидин мәлум мавзуларда йип учи берип, уларниң издиниш йолини ечип бериду. демәк, қуран кәрим омумий қанунийәтләрниң хусусий йип учини көрситип бериду.
аллаһ таала инсанларни дунйа вә ахирәтлик бәхт – саадәтниң йоллириға һидайәт қилиш үчүн қуран кәримни һидайәт мәнбии қилип чүшүргән. إِнَّ هَذَа алْқُрْآَнَ йَهْдِй лِлَّтِй هِйَ أَқْоَмُ оَйُбَшِّрُ алْмُؤْмِнِйнَ алَّذِйнَ йَعْмَлُонَ алصَّалِحَатِ أَнَّ лَهُмْ أَҗْрًа кَбِйрًа «бу қуран һәқиқәтән әң тоғра йолға башлайду, йахши ишларни қилидиған мөминләргә уларниң катта мукапатқа еришидиғанлиқи билән хуш хәвәр бериду»( ).
вәһий вә униң түрлири
вәһий _ аллаһ тааланиң пәйғәмбәрләргә назил қилған тәлимати дегәнлик болуп, у аллаһ тааланиң ирадисини инсанға билдүрүшниң бирдинбир йолидур. «қуран кәрим» дә: ﴿أоحи﴾ йәни «вәһий қилди», ﴿клм﴾ йәни «сөзлиди», ﴿қал﴾ йәни «ейтти», ﴿أмр﴾ йәни «буйруди», ﴿алқи﴾ йәни «ташлиди», ﴿أнзл﴾ йәни «назил қилди (йәни чүшүрди)», ﴿нади﴾ йәни «нида қилди» қатарлиқ ипадиләр билән әмәлгә ашқан вәһийниң йоллири бу айәттә байан қилинған: ﴿аллаһ бир инсанға пәқәт вәһий йоли билән йаки пәрдә арқисидин сөзләйду, йаки бир пәйғәмбәрни әвәтип өз ирадиси билән униңға халиған вәһийни қилиду﴾ .
вәһий өзи билән әң аввал тонушқан инсанларниң һайатини қайтидин қуруп чиққан вә уларниң йашаш тәрзини түптин өзгәртип, уларни азғунлуқтин һидайәткә, инақсизлиқтин бирликкә, наданлиқтин илим _ мәрипәткә, аҗизлиқтин күч _ қуввәткә тәдриҗий елип барған иди. чүнки вәһий йеңи бир һайатни бәрпа қилиш үчүн назил болған илаһий қанундур. зади вәһийниң ғайиси инсанни мәркәз қилған бир һайат, иманни мәркәз қилған бир һайат, илим _ мәрипәтни мәркәз қилған бир иман вә һәқиқәтни мәркәз қилған илим _ мәрипәт иди. шәксизки, һәқиқәтниң мәнбәси аллаһ тааладур. вәһийниң роһи билән парлақ бир һайатқа еришкән саһабиләр барлиқ әхлақ _ пәзиләттә, һәқиқәтни намайан қилишта, һәқиқәт үчүн пидакарлиқ қилишта вә инсанийәтниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилишта вайиға йәткән вә пүтүн дунйа әллиригә өчмәс үлгиләрни йаратқан иди.
мөҗизә вә униң түрлири
мөҗизә _ пәйғәмбәрләрниң растинла аллаһ тааланиң әлчилири икәнликини испатлиши үчүн аллаһ таала тәрипидин берилгән дәлил, испат вә пакит демәктур.
аллаһ таала һәрбир пәйғәмбәрни йетәрлик мөҗизиләр билән әвәткән. мәсилән: аллаһ тааланиң ибраһим әләйһиссаламға «отта көймәс мөҗизиси»ни бәргән, бабил падишаһи нәмруд ибраһим әләйһиссаламни чоң бир от дөвисигә атқанда, ибраһим әләйһиссалам дәһшәтлик от ичидә турсиму, униң нә бәдини, нә териси көймигән, муса әләйһиссаламға қоли чирақтәк йанидиған, һасиси әҗдирһаға айлинидиған мөҗизиләрни, ийса әләйһиссаламға өлүкләрни тирилдүридиған, ақ кесәлни сақайтидиған, туғма корниң көзини ачидиған мөҗизиләрни бәргән. булар «қуран кәрим» вә башқа самавий китабларда қәйт қилинған. ахирқи пәйғәмбәр һәзрити муһәммәд әләйһиссаламғиму нурғун мөҗизиләр берилгән. униң вә бурунқи пәйғәмбәрләрниң мөҗизилириниң ичидә алаһидә пәрқлиқ вә та қийамәткичә күчкә игә болған бирдинбир җанлиқ мөҗизә _ қурандур.
мөҗизиләр әзәлдин һәрбир дәвр вә җәмийәтниң шараитиға қарап, шу вақиттики әң тәрәққи қилған нәрсиниң җинсидин болуп, уни бесип чүшидиған алаһидә пәрқлиқ үстүнлүки билән кәлгән. мана бу, аллаһ тааланиң пәйғәмбәрләргә мөҗизә ата қилиштики принсипидур. әгәр бундақ болмиғанда мөҗизә әвәтишниң һечбир әһмийити болмайтти. чүнки бир пәнни билмигән хәлққә башқа бир пән билән дуил елан қилғанниң әһмийити болмайтти. бәлки дуил уларниң тәрәққи қилип әң учиға чиққан нәрсисиниң җинсидин болғандила униң қиммити оттуриға чиқиду. мәсилән: пирәвнниң заманида сеһиргәрлик интайин зор дәриҗидә тәрәққи қилғанлиқтин, аллаһ таала шу заманниң тәқәззасиға маслаштурған һалда, муса әләйһиссаламға пүтүн сеһирләрни бәрбат қилип, сеһиргәрләрни мат қилидиған мөҗизә ата қилған. иса әләйһиссаламниң дәври теббий җәһәттә зор йүксәлгән бир дәвр болғанлиқтин, аллаһ таала иса әләйһиссаламға шу дәврниң әң уста дохтурлириму сақайталмиған ақ кесәлни, туғма корни сақайтидиған аллаһ тааланиң изни билән өлүкләрниму тирилдүридиған мөҗизини ата қилған.
әмма һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң заманиға кәлгәндә, әрәбләрдә әдәбийат, шеирийәт наһайити зор дәриҗидә тәрәққий қилғаниди. әрәбләр чоң _ кичик һәммиси бирдәк шеирхумар хәлқ иди. улар һәр йили мәлум бир күнни бәлгиләп «оказ» базирида барлиқ мәшһур әдибләр вә шаирлар маһарәт көрситәтти. «оказ» әйни заманда шаирларниң шеир соруниға айланғаниди. әрәбләрниң шеирийәткә бунчилик зор әһмийәт беришидики сәвәбләрниң бири: бир тәрәптин, улар қумлуқ сәһралар вә йайлақларда һайат кәчүридиған хәлқ болғачқа, тәбиәтниң һәрхил мәнзирилири уларни шеир вә ғәзәлләрни ейтишқа үндәйтти. йәнә бир тәрәптин, әрәбләрдә омумий бирлик болмастин, улар қәбилиләргә бөлүнүп, һәрбир қәбилә өзиниң артуқчилиқлирини шеир вә ғәзәлләр арқилиқ ипадиләп пәхирлиниш вә шеир билән рәқиблирини сөкүш, һәтта бу сәвәбтин бир _ биригә қарши чоң урушларни башлитиш қатарлиқ муддиалар билән өмүр өткүзәтти. шуңа улар истилистикилиқ васитиләр билән туйунған бәдиий шеирларға вә талантлиқ шаирларға зор еһтийаҗлиқ иди. қисқиси, улар шеир билән көтүрүләтти, шеир билән чүшәтти. бәзи бәдиий шеирлирини кәбикә есиш билән пәхирлинәтти.
«қуран кәрим» мәңгүлүк мөҗизидур
шундақ бир вәзийәттә, «қуран кәрим» өзиниң парлақ нури билән дунйаға нур чачқан, бәдиийлик вә әдәбийлик җәһәттә әң үстүнлүкни игилигән һалда, аллаһ таала тәрипидин һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға назил қилиниши билән әрәбләрниң өзлирини «әрәб _ (тили раван) » башқа милләтләрни «әҗәм _ (тили раван әмәс) » дәп мәғрурланған атағлиқ әдиблири билән талантлиқ шаирлирини сәһнидин чүшүрди. бу әйни вақитта «қуран кәрим»ниң җими әрәбләргә дуил елан қилиши иди. улар қуранниң алдида худди чүш вақтида қуйашқа тикилип қариған кишиниң көзи хирәлишип қалғинидәк, әқиллири хирәлишип барчә маһарәтлирини пүтүнләй йоқатқан һалда гаңгирап қалди.
айәт вә сүриләрниң тәртипи
«қуран кәрим»дики айәт вә сүриләрниң тәртипи уларниң назил болуш тәртипи бойичә әмәс, бәлки җибрилниң пәйғәмбәр әләйһиссаламға айәт вә сүриләрниң орунлирини көрситип беришигә асасән рәтләнгән. шуңа фатиһә сүриси «қуран кәрим»ниң әң бешиға орунлаштурулған болсиму, у дәсләп назил болған сүрә әмәс. бәлки әң дәсләп назил болғини әләқ сүриси болуп, у «қуран кәрим»ниң 30 _ париисиға орунлаштурулған.
җибрилниң пәйғәмбәр әләйһиссаламни қуран оқутуши
җибрил әләйһиссалам һәр йили рамизан ейида пәйғәмбәр әләйһиссаламға қуранни бир қетим баштин ахирғичә оқуп берип, андин йәнә пәйғәмбәр әләйһиссаламдин баштин ахир тиңшайтти. пәқәт пәйғәмбәр әләйһиссалам вапат болуш алдидики рамизан ейида, униңға «қуран кәрим»ни икки қетим оқуп берип, икки қетим тиңшиған. һәзрити аишә рәзийәллаһу әнһа ривайәт қилған бир һәдискә көрә, пәйғәмбәр әләйһиссалам сөйүмлүк қизи фатимә рәзийәллаһу әнһаға: «җибрил маңа қуранни һәр йили бир қетим оқуп берәтти, бу йил икки қетим оқуп бәрди, буниңдин әҗилимниң йеқинлишип қалғанлиқини сезиватимән» дегән ( ).
«қуран кәрим»ниң сақлиниши
аллаһ таала самави китабларниң ахирқиси болған «қуран кәрим» ни муһәммәд әләйһиссаламға назил болған пети сақлашниң пүтүн шәрт _ шараитлирини вә сәвәблирини толуқлап бәргән. муһәммәд әләйһиссалам уни назил болған пети сақлап, аввалқи мусулманларға саламәт йәткүзгән. шуңа «қуран кәрим» һәр қандақ бир өзгәртиш, алмаштуруш вә бурмилашлардин пүтүнләй сақлинип, бизләргичә өз пети билән йетип кәлгән йеганә китабтур.
пәйғәмбәр әләйһиссалам билән саһабиларниң «қуран кәрим»ни назил болған пети сақлаш ишидики һошйарлиқи вә чекигә йәткән еһтийатчанлиқи дунйа тарихида мисли көрүлмигән бир әһвал. буниңға мусулман әмәс илим әһлилириму гуваһ.
шәксизки, «қуран кәрим» йадқа елиш вә йезип қалдуруштин ибарәт икки йол билән сақлинип кәлгән. пәйғәмбәр әләйһиссалам «қуран кәрим»дин назил болуп турған айәт вә сүриләрни шу вақитниң өзидила саһабиларға йадқа алдуруш вә териләргә, хорма йопурмақлириға йаздуруш арқилиқ сақлап кәлгән.
пәйғәмбәр әләйһиссалам айәтләрни назил болуватқан пәйтниң өзидила йадқа еливелишқа наһайити зор әһмийәт берәтти, һәтта җибрил униңға оқуп бериватқан айәтләрни унтуп қелиштин әнсирәп шу ләһзиниң өзидә йадливелишқа алдирап тилини мидирлитатти. шуңа аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламни униң «қуран кәрим» айәтлирини унтуп қалмайдиғанлиқи вә уларни униңға толуқ өгитип топлап беридиғанлиқини уқтуруп униң көңлини муну айәт билән хатирҗәм қилған: ﴿ лَа тُحَрِّкْ бِهِ лِсَанَкَ лِтَعْҗَлَ бِهِ . إِнَّ عَлَйْнَа җَмْعَهُ оَқُрْآَнَهُ . фَإِذَа қَрَأْнَаهُ фَатَّбِعْ қُрْآَнَهُ . ثُмَّ إِнَّ عَлَйْнَа бَйَанَهُ ﴾ йәни ﴿ (и пәйғәмбәр! саңа вәһйи назил болуватқан чағда) уни есиңгә еливелишқа алдирап тилиңни мидирлатма. чүнки у вәһйини (сениң дилиңға) топлаш вә уни саңа оқутуш бизниң мәсулийитимиздур. шуңа, биз уни (саңа җибрил арқилиқ) оқуп бәргәндә, сән уни (җим туруп) аңлиғин. андин уни чүшәндүрүп беришму бизниң мәсулийитимиздур﴾ ( ).
«қуран кәрим»ниң топлиниши
«қуран кәрим» биринчи хәлипә әбу бәкри сиддиқ рәзийәллаһу әнһуниң дәвридә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вапатиға бир йилму тошмиған вақит ичидә, йәни һиҗрийәниң 12 _ йили (631 _ милади) йәмамә урушидин кейинла рәсмий китаб шәклидә топланған.
бу пикирни өмәр ибни хәттаб рәзийәллаһу әнһу тунҗи болуп оттуриға қойған, андин саһабиларниң өлималири бу ишқа һәммә бирдәк иттипаққа кәлгән. «қуран кәрим»ни китаб шәклидә топлап чиқиш ишини зәйд ибни сабит башчилиқидики бир түркүм саһабилар үстигә алған. улар әйни вақитта «куттабулвәһий» йәни (вәһийни йазғучилар комитети)ниң әзалири иди.
«куттабулвәһий» комитети
зәйд ибни сабит рәзийәллаһу әнһу пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәхсус катиби вә «куттабулвәһий» комитетиниң рәиси болуп, қарийларниң әң сәрхили, пәвқуладдә зерәк, һушйар вә әстә тутуш қабилийити алаһидә йуқири киши иди. шу сәвәбтин аввал пәйғәмбәр әләйһиссалам, униңдин кейин хәлипиләр у кишини өзлири үчүн мәхсус катиб қилип ишләткән. зәйд ибни сабит җибрил пәйғәмбәр әләйһиссаламға «қуран кәрим»ни әң ахирқи қетим баштин ахир оқуп берип, йәнә униңдин тиңшиғанда пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенида һазир болуш шәрәпигә наил болған, ишәнчликлики, еһтийатчанлиқи вә тәқвалиқи билән пәйғәмбәр әләйһиссаламни қайил қилған саһабиларниң бири иди.
«куттабулвәһйи» комитетииниң «қуран кәрим»ни топлаштики усули
зәйд ибни сабит башчилиқидики «куттабулвәһий» комитети әзалири «қуран кәрим»ниң айәт вә сүрилирини топлап китаб һалиға кәлтүрүштә дунйада мисли көрүлмигән әң илғар вә әң ишәнчлик усулни қолланған болуп, «куттабулвәһий» комитетиниң әзалири териләргә, силиқ ташларға, хорма дәрихиниң қовзақлириға вә йопурмақлириға, шундақла сүңәкләргә йезилип пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өйидә сақланған «қуран кәрим»ниң айәт вә сүрилирини шу вақиттики қарийларниң йадлиғанлириға бирму бир селиштуруп, һәр бир қарийдин тиңшиған айәтләрдин һәр бир айәтниң тоғрилиқиға вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өйидә йезип сақланған айәтләрдин һәр бир айәтниң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузурида йезилғанлиқиға икки гуваһчиниң гуваһлиқини елишни шәрт қилған. улар һәрбир айәт үстидә алаһидә тохтилип униң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузурида, униң дәп бериши билән йезилғанлиқиға әң аз дегәндә икки гуваһчини қәсәм қилдуратти, андин шу айәтниң өзини қарийлардин тиңшап көрәтти, қарийларниң оқуғини билән йезилип сақланғини әйнән чиқса, андин уни рәсми «қуран кәрим» айәтлири қатаридин санап топлап маңатти.
шундақ қилип, улар «қуран кәрим»ниң айәт вә сүрилирини пәйғәмбәр әләйһиссалам өз вақтида рәтләп қойған тәртип бойичә интайин еһтийатчанлиқ билән тизип чиқип, «қуран кәрим»ни һазирқи китаб һалиға кәлтүргән.
«куттабулвәһий» комитетиниң әзалири
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вақтида вәһийләрни йезип қалдурушқа вә кейинчә «қуран кәрим» айәтлирини топлашқа бәлгиләнгән «куттабулвәһий» комитетиниң әзалири саһабиларниң әң мукәммәл қарийлиридин таллап чиқилған әң тәқвадар, әң алим, әң һошйар вә әң еһтийатчан шәхсләрдин тәшкилләнгән гуруппа иди. «қуран кәрим»ниң пүтүн айәтлирини җәмләп, уларни китаб һалиға кәлтүрүш ишиға сақ бир йил кәткән. саһабиларниң мутләқ көп санлиқи «қуран кәрим»ни йадқа биләтти. шуңа улар өз вақтида «қуран кәрим»ни китаб шәклидә топлап оқушқа зор еһтийаҗлиқ әмәс иди. чүнки еғиздин _ еғизға йөткилип йүргән «қуран кәрим» айәтлири һәтта уни йадқа алмиған саһабилар үчүнму тонушлуқ иди. пәйғәмбәр әләйһиссалам вапат болған йили ислам динини йоқ қилиш пилани билән оттуриға чиққан муртәд әрәб қәбилилири билән болған, тарихта «йәмамә уруши» дәп аталған урушта саһабилардин көп кишиниң шеһит болғанлиқи, һәтта қарийлардин бу бир қетимлиқ урушта 70тин көпрәк кишиниң шеһит болғанлиқи сәвәблик мусулманлар «қуран кәрим»ни йадлиған қарийлар түгәп кәтсә униң бәзи айәтлириниң қәлбләрдин өчүрүлүп кетиш хәвпини һес қилған. шундақ қилип саһабилар қарийларниң түгәп кетиши билән «қуран кәрим»ниң қәлбләрдин көтүрүлүп кетишидин әнсирәп, пәйғәмбәр әләйһиссалам өзи рәтләп қойған айәт вә сүриләрни шу тәртипи бойичә китаб һалиға кәлтүрүп топлаш қарариға кәлгән.
«қуран кәрим» нусхилириниң көпәйтилиши
«қуран кәрим» һиҗрийиниң 25 _ йили (645 _ милади) үчинчи хәлипә осман ибни әффан рәзийәллаһу әнһуниң дәвридә, униң мәхсус пәрмани билән нусхиландуруп көпәйтилгән. «қуран кәрим» ни нусхиландуруп көпәйтиш пикрини қарийларниң пешиваси һузәйфә ибни йәман рәзийәллаһу әнһу оттуриға қойған болуп, бу пикирни хәлипидин башлап пүтүн өлималар қоллиған. «қуран кәрим»ни һәрбир қарийниң өзи мәнсуб болған шивидә оқуши вә һәрбир қарийниң өзи оқуған шивини һәммидин әвзәл саниши нәтиҗисидә чиққан ихтилапни йоқ қилип, «қуран кәрим»ни һәммә бир хил қираәт вә бир хил шивидә оқушини әмәлгә ашуруш мәқсити билән уни бирла қурәйш шивисидә нусхилап, һәрқайси ислам әллиригә бир нусхидин әвәткән.
«қуран кәрим»ни нусхиландуруш усули
«қуран кәрим»ни нусхилаш ишини «куттабулвәһий» комитетиниң рәиси зәйд ибни сабит, абдулла ибни зубәйр, сәид инби ас, абдураһман ибни һарис қатарлиқ қарий саһабилар үстигә алған. «қуран кәрим»ни нусхиландурушқа бәлгиләнгәнләр биринчи хәлипә әбу бәкри рәзийәллаһу әнһуниң заманида топланған «қуран кәрим» нусхисини пәйғәмбәр әләйһиссаламниң айали һәфсә рәзийәллаһу әнһаниң өйидин сорап елип келип, нусхиларни «қуран кәрим»ниң мушу нусхисиға асаслинип нусхиландурған, андин әсли нусхини йәнә һәфсә рәзийәллаһу әнһаға қайтуруп берип, йеңи нусхилардин бирини хәлипә осман рәзийәллаһу әнһу өз йенида елип қелип қалғанлирини ислам әллиридин һәр биригә бир нусхидин бир қари билән қошуп әвәтип бәргән вә һәр җайда «қуран кәрим»ниң мушу нусхисини оқуш тоғрулуқ мәхсус пәрман чиқарған. андин мушу қетим нусхиларға көпәйткәндин башқа қуран дәп саналғанларниң һәммисини көйдүрүп ташлиған.
үчинчи хәлипә осман ибни аффан рәзийәллаһу әнһуниң заманида нусхиландурған «қуран кәрим» заманимизда дунйаниң һәрқайси җайлирида оқулуватқан «қуран кәрим»ниң өзидур. бу нусха «мусһәф османи» (османий қуран) дәп атилип кәлмәктә. осман ибни аффан рәзийәллаһу әнһуниң заманида көпәйтилгән «қуран кәрим» нусхилири бәш иди дегәнләрму вә алтә иди дегәнләрму бар. әмма хәлипә осман рәзийәллаһу әнһуниң мисир, бәһрәйн, йәмән, мәккә, бәсрә қатарлиқ шәһәрләргә бирдин «қуран кәрим»ни бирдин қари билән қошуп әвәткәнлики ениқ.
һәзрити осман заманидики қуранниң қолйазма нусхилири
һәзрити осман заманида топлинип вә һәрқайси ислам әллиригә әвәтилгән «қуран кәрим»ниң шу вақиттики әсли нусхилириниң көпинчиси заманниң өтүши билән йоқап кәткән. әмма шу вақиттики қолйазма нусхилардин бири һазир мәдинә мунәввәрә шәһиридә, йәнә бири түркийиниң истанбул шәһиридики топқапи сарийи «муқәддәс аманәтләр музийи»дә, йәнә бир нусхиси өзбекистан җумһурийити «мусулманлар идариси»ниң кутубханисида, тамға орнитилған мәхсус әйнәк сандуқниң ичидә сақлиниватқанлиқи мәлум.
(устазниң фейсбук һесабидин көчүрүп елинди)
2024-йили 21-феврал