исламда вәтәнпәрвәрлик

муһәммәд йүсүп
 
вәтәнпәрвәрлик ислам динидики әң муһим темиларниң бири, ислам дини вәтәнни қоғдашни муһим пәрзләрдин санайду. буни мундақ бир қанчә нуқтидин чүшәндүрүш мумкин:
 
1. инсанниң өз вәтинигә болған сөйгүси туғулишидинла бар болған тәбиий хисләт болуп, ислам дини вәтән сөйгүсини алаһидә муһим орунға қойиду вә униңға тәшәббус қилиду. чүнки ислам дини инсанниң тәбиий питритигә зит кәлмәйду, бәлки тәбиий туйғуни вә питрәни пәрвиш қилип, уни йетәкләйду. пәйғәмбәр әләйһиссалам мәккидин айрилиш алдида униң «и сөйүмлүк йуртум мәккә! қәвмиң мени кетишкә мәҗбур қилмиса иди, сәндин һәргиз айрилмайттим» дегән сөзи тарих китаблириға пүтүлгән. әмәлийәттә мәккә болса, "һичқандақ гийаһсиз бир вади" иди. лекин бир җайниң йешиллиқиға, параванлиқиға, һавасиниң йеқишлиқиға көнүп қелиш һәргизму у йәрни сөйүп қалғанлиқ һесабланмайду. көнгәндин ваз кәчмәк қолай, әмма сөйгәндин ваз кәчмәк имкансиздур. һәр адәмниң өз йурти мәйли қанчилик намрат йаки чәт-сәһра болуштин қәтийнәзәр униң муһәббити қәлбиниң қат-қетиға орнап кәткән болиду.
 
саһабә әсийлул ғифарий рәзийәллаһу әнһу мәккидин һиҗрәт қилип мәдинигә кәлгәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам униңдин мәккиниң әһвалини сорайду. у, мәккиниң йулғунлири чечәкләватқанлиқини вә у йәрниң бир қанчә сүпәтлирини тилға елишиға пәйғәмбәр әләйһиссалам: болди қилсаңчу, йүрикимни бирдәм арамида қойсаңчу! дәйду. бу қиссә тоғрисида охшимиған ривайәтләр болуп, бәзилиридә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң көзигә лөммидә йаш алғанлиқи байан қилинған.
 
2. инсанниң өз вәтинини қоғдиши ислам пәрзлириниң әң муһимлиридин биридур. чүнки ислам дини вәтәнниң барлиқ пуқралириға вәтәнни қоғдашни вә дүшмән кәлсә униңға қарши әр-айал, чоң-кичик һәммә бирдәк җиһадқа чиқишни пәрз қилған. җиһад һәққидә чүшкән тунҗи айәт вәтән мәсилисидә чүшкән болуп, аллаһ таала мусулманларға уларни өз вәтинидин қоғлап чиқарған, өй-җайлирини вә мал-мүлкини тартивалған капирларға қарши җиһад қилишни пәрз қилған.
 
﴿أُذِнَ лِлَّذِйнَ йُқَатَлُонَ бِأَнَّهُмْ ظُлِмُоа оَإِнَّ аллَّهَ عَлَи нَصْрِهِмْ лَқَдِйрٌ. алَّذِйнَ أُхْрِҗُоа мِнْ дِйَарِهِмْ бِғَйْрِ حَқٍّ إِлَّа أَнْ йَқُолُоа рَбُّнَа аллَّهُ﴾ «һуҗум қилинғучиларға зулумға учриғанлиқи үчүн (қаршилиқ көрситишкә) рухсәт қилинди, шәксизки, аллаһ уларға йардәм беришкә әлвәттә қадирдур. улар пәқәт «рәббимиз аллаһтур» дегәнлики үчүнла, өз йуртлиридин наһәқ һәйдәп чиқирилған иди» .
 
аллаһ таала бу айәттә мусулманларниң «рәббимиз аллаһ» дегәнлики үчүн, капирлар тәрипидин өз йуртидин қоғлап чиқирилғанлиқини уларни капирларға қарши җиһад қилишқа буйруғанлиқиниң сәвәби қилип көрсәткән.
 
﴿أَлَмْ тَрَ إِлَи алْмَлَإِ мِнْ бَнِй إِсْрَаِйлَ мِнْ бَعْдِ мُосَи إِذْ қَалُоа лِнَбِйٍّ лَهُмُ абْعَثْ лَнَа мَлِкًа нُқَатِлْ фِй сَбِйлِ аллَّهِ қَалَ هَлْ عَсَйْтُмْ إِнْ кُтِбَ عَлَйْкُмُ алْқِтَалُ أَлَّа тُқَатِлُоа қَалُоа оَмَа лَнَа أَлَّа нُқَатِлَ фِй сَбِйлِ аллَّهِ оَқَдْ أُхْрِҗْнَа мِнْ дِйَарِнَа оَأَбْнَаِнَа фَлَмَّа кُтِбَ عَлَйْهِмُ алْқِтَалُ тَоَлَّоْа إِлَّа қَлِйлًа мِнْهُмْ оَаллَّهُ عَлِймٌ бِалظَّалِмِйнَ﴾ «(и пәйғәмбәр!) саңа мусадин кейин кәлгән исраил әвладиниң каттибашлириниң хәвири йәтмидиму? улар өз вақтида өзлириниң пәйғәмбиригә: «бизгә бир падишаһ тикләп бәргин, униң башчилиқида аллаһ йолида җиһад қилайли» дейишкән иди. пәйғәмбәр: «силәргә җиһад қилиш пәрз қилинса җиһад қилмай қалсаңларчу?» деди. улар: «йуртлиримиздин һәйдәп чиқирилған вә баливақилиримиздин җуда қилинған турсақ, қандақму аллаһ йолида җиһад қилмайли?» деди. уларға җиһад қилиш пәрз қилинған чағда, уларниң аз бир қисмидин башқа һәммиси (җиһад қилиштин) баш тартти. (өзигә) зулум қилғучиларни аллаһ обдан билгүчидур» .
 
аллаһ таала бу айәттә өз вәтинини мустәмликичиләрдин тартип елиш йолида уруш қилишниң аллаһ йолида җиһад қилғанлиқ икәнликини опочуқ байан қилған.
 
﴿ оَлَоْ أَнَّа кَтَбْнَа عَлَйْهِмْ أَнِ ақْтُлُоа أَнْфُсَкُмْ أَоِ ахْрُҗُоа мِнْ дِйَарِкُмْ мَа фَعَлُоهُ إِлَّа қَлِйлٌ мِнْهُмْ﴾ « әгәр биз уларға: «өзүңларни өлтүрүңлар йаки йуртуңлардин чиқип кетиңлар» дәп әмр қилған болсақ, уларниң азғинисидин башқиси буни иҗра қилмайтти» .
 
бу айәт вәтәнни қолдин беришниң өлгән билән тәң икәнликини ипадиләш билән бир вақитта, җанни қоғдаш қанчилик зөрүр болса вәтәнни қоғдашниңму шунчилик, чәттә униңдинму бәк зөрүү икәнликигә ишарәт қилиду.
 
﴿ إِнَّмَа җَзَаءُ алَّذِйнَ йُحَарِбُонَ аллَّهَ оَрَсُолَهُ оَйَсْعَоْнَ фِй алْأَрْضِ фَсَадًа أَнْ йُқَтَّлُоа أَоْ йُصَлَّбُоа أَоْ тُқَطَّعَ أَйْдِйهِмْ оَأَрْҗُлُهُмْ мِнْ хِлَафٍ أَоْ йُнْфَоْа мِнَ алْأَрْضِ ذَлِкَ лَهُмْ хِзْйٌ фِй алдُّнْйَа оَлَهُмْ фِй алْآَхِрَةِ عَذَабٌ عَظِймٌ﴾ «аллаһқа вә униң пәйғәмбиригә қарши уруш ачидиғанларниң, йәр йүзидә бузғунчилиқ қилидиғанларниң җазаси шуки, улар өлтүрүлүши йаки дарға есилиши йаки оң қоли вә сол пути кесилиши йаки сүргүн қилиниши керәк. бу җаза уларни дунйада рәсва қилиду, ахирәттә уларға чоң азаб бардур» .
 
бу айәттә биравни өз вәтинидин чиқириветишниң уни өлтүрүш йаки дарға есиш вәйаки пут- қолини кесиш билән тәң икәнликини ипадиләйду. йиқириқи айәтләрдә көргинимиздәк, қуран кәрим вәтәнниң қиммитини вә уни қоғдашниң нәқәдәр зөрүр икәнликини байан қилип бәргән йеганә китабтур. дунйада һечқандақ китаб вә һечқандақ дин вәтәнгә қуран кәрим қиммәт бәргәндәк қиммәт бәргән әмәс. чүнки, мустәқил вәтән болғандила аллаһ тааланиң динини йашатқили вә униң һөкүмлирини иҗра қилғили болиду.
 
ислам тарихи вәтәнпәрвәрликниң нәмунисидур
 
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң заманида йүз бәргән бәдри, уһуд вә хәндәк қатарлиқ чоң урушларниң вәтәнни қоғдаш — мәдинә мунәввәрәдин ибарәт мусулманларниң тунҗи дөлитини вә йеганә вәтинини қоғдаш үчүн болғанлиқини вә мушу урушларниң һәммиси мәдинә мунәввәрә шәһириниң әтрапида йүз бәргәнликини билгинимиздә, җиһадниң ислам дийарини қоғдаш үчүн буйрулғанлиқини чүшинип йетимиз. чүнки бәдри уруши һиҗрийиниң 2-йили (624м) рамизан ейиниң 17-күни җүмә сәһәр вақтида мәдинә мунәввәрә шәһириниң ғәрби җәнубиға җайлашқан бәдир дегән җайда болған. уһуд уруши һиҗрийиниң 3-йили шәввал ейиниң 7-күни (миладийә 625-йили 23-март) мәдинәмунәввәрә шәһиридики уһуд теғида болған. хәндәк уруши һиҗрийиниң 5-йили шәввал айда (627м) мәдинигә йеқин бир җайдики сәл теғиниң етәклиридә болған. демәк, пәйғәмбәр әләйһиссалам вә униң саһабилири башқиларниң вәтинигә һуҗум қилип уруш қилмиған, бәлки мусулманларниң вәтини болған мәдинә шәһирини қоғдап қелиш үчүн урушқан. шуңа бу урушлар мәккидә йаки башқа җайларда әмәс, мәдинә шәһириниң әтрапида болған. чүнки капирларислам дийариға һуҗум қилип кәлгән, мусулманлар болса ислам дийарини қоғдаш үчүн улар билән урушқа вә уларни арқиға қайтурған. пәйғәмбәр әләйһиссаламдин кейин, униң саһабилири ислам дийарлирини қоғдаш йолида җиһад қилип, барған җайлирида шеһит болған вә қәбрилири шу җайларда қалған. көплигән саһабиләрниң қәбрилириниң шам, ирақ, мисир, йәмән, түркийә, иран, әзәрбәйҗан қатарлиқ җайларда қалғанлиқи буниң мисали.
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәдинигә һиҗрәт қилғандин кейинки он йиллиқ һайатини мисал қилидиған болсақму, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәдинидики һайати мусулманларниң тунҗи дөлити болған мәдинә мунәввәрә шәһирини мәккә вә униң әтрапидики әрәб қәбилилириниң һуҗумидин қоғдаш билән, муһаҗирларниң әсли вәтини болған мәккә мукәррәмә шәһирини мушрикларниң чаңгилидин азад қилиш арзуси вә тәййарлиқи билән өткәнликини билимиз. «аллаһ пәйғәмбириниң чүшини һәқиқий түрдә растқа айландурди. (и пәйғәмбәр!) аллаһ халиса, силәр хатирҗәм болған (бәзилириңлар) башлириңларни чүшүргән вә (бәзилириңлар) қирқиған һалда, қорқмай чоқум мәсҗиди һәрәмгә кирисиләр» дегән айәтму пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өз вәтини мәккини қанчилик бәк сеғинғанлиқиниң вә униңға киришкә қанчилик тәқәзза болуп кәткәнликиниң әмәлий ипадисидур.
 
пәйғәмбәр әләйһиссалам 23 йиллиқ пәйғәмбәрлик һайатиниң 13 йилини мәккидә, қалған 10 йилини мәдинидә өткүзди. пәйғәмбәр әләйһиссалам мәккидики 13 йиллиқ пәйғәмбәрлик һайатида аввалқи үч йилни кишиләрни исламға мәхпий дәвәт қилиш, кейинки он йилни исламға ашкара дәвәт қилиш билән өткүзгән болсиму, бу җәрйанда шәриәт әһкамлири вә қанун-түзүмлири бәлгиләнмигән. пәқәт мәдинигә һиҗрәт қилип берип, у җайда мусулманларниң мустәқил дөлити болғандин кейин, көплигән ислам пәзрлири, шәриәт әһкамлири вә қанун-түзүмлири буйрулушқа башлиған.
 
буниңдин шу хуласини чиқиришқа болидуки, динниң әмр-пәрманлирини иҗра қилиш вә ибадәтләрни әркин һалда орундаш үчүн әлвәттә вәтән керәк, мустәқил дөләт керәк.
 
бизгә тәййарланған қилтақ
 
бизниң мусулман йашлиримизниң меңисини ислам нами билән зәһәрләшни пиланлиғанлар пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сәһиһ һәдислирини бурмилап чүшәндүрүп, уларни вәтәнпәрвәрлик чүшәнчисидин вә вәтән сөйгүсидин мәһрум қилип кәлди. имам муслим җундуб ибни абдулла рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилған бир һәдистә пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «кимки әсәбийликкә чақириш йаки әсәбийликкә йардәм қилиш йолида өлидикән, укапирлиқ өлүмидә өлгән болиду» . һәдистики әсәбийлик қәбиливазлиқни, бурунқи җаһилийәт дәвригә қайтиш үчүн қилинған барлиқ һәрикәтләрни ипадиләйду. чүнки ислам дининиң ғәлибсигә тәң келәлмәй мәҗбурий мусулман болған әрәб қәбилилириниң толиси пурсәт тапсила өзлириниң бурунқи җаһилийәт дәвригә қайтишни вә шу җаһилийәткә дәвәт қилишни қолдин бәрмәйтти. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вапатидин кейинла бәзи әрәб қәбилилири арисида баш көтүргән муртәдлик (диндин йенивелиш) һәрикити буниң мисали. у чағда, мәккә, мәдинә вә таиф шәһәрлиридин башқа шәһәрләрдики әрәб қәбилилириниң көп санлиқи муртәд болған иди. пәйғәмбәр әләйһиссалам «кимки әсәбийликкә чақириш йаки әсәбийликкә йардәм қилиш йолида өлидикән, укапирлиқ өлүмидә өлгән болиду» дегән сөзи исламдин йенивелип, бурунқи җаһилийәт дәвригә қайтмақчи болған әрәбләргә қаритилған агаһландуруштур. әмма мусулман йашлирини зәһәрләшни пиланлиғанлар бу һәдисни тәтүр чүшәндүрүп, уни вәтәнпәрвәрликкә вә милләтпәрвәрликкә қаритилған дәп җөйлүгән. андин «исламда қәвмийәтчилик йоқ», «вәтән дәваси қилиш йоқ» дегән шоарни йаңратқан һалбуки, ислам динимиз иҗабий милләтчиликни қоллайду. шуму ениқки, вәтәнпәрвәрлик һәқиқий дийанәтниң ипадисидур.
 
йәнә имам бу хари вә муслим әбу муса рәзийәллаһудин ривайәт қилған бир һәдистә мундақ кәлгән: «пәйғәмбәр әләйһиссаламдин ‹бири өзиниң күчини көрситиш үчүн уруш қилиду, йәнә бири әсәбийлик үчүн урушиду, йәнә бири өзиниң батур икәнликини көрситиш үчүн уруш қилиду. буларниң қайсиси аллаһ йолида болған уруш болиду?› дәп соралғинида, ‹кимки аллаһниң динини үстүнлүккә игә қилиш үчүн урушидикән, ашу аллаһ йолидики уруш болиду› дәп җаваб бәргән». бу һәдисни бурмилиғанлар һәдистики «әсәбийлик» дегән сөзни «вәтәнни дәп уруш қилиш», «милләтчилик қилип урушуш» дәп шәрһләп, мусулман йашлирини вәтән сөйгүсидин, вәтән дәвасидин ваз кечидиған һалаткә кәлтүрүп қойди. һалбуки, һәдисләрдә кәлгән «әсәбийлик» әрәбләрниң исламдин бурунқи җаһилитийәт дәвригә қайтиш үчүн елип барған қилмишлирини ипадиләйду. бу һәдис үстидә тәпәккур қилидиған болсақ, бу һәдистики «аллаһниң динини үстүнлүккә игә қилиш» дегән сөз вәтәнни қоғдашниң пәрзликигә ишарәт қилиду. чүнки мустәқил вәтән болғандила аллаһ тааланиң динини үстүнлүккә игә қилғили, аллаһ таала әмр-пәрманлирини орундиғили вә ислам қанунини иҗра қилғили болиду. буни пәйғәмбәр әләйһиссалам наһайити йахши чүшинәтти. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң бир айлиқ муасипини бесип тәбук дегән җайға берип, у җайда ислам дөлитигә хатимә бериш үчүн топланған 40 миңдин артуқ рим қошуниға һәйвә көрситип, уларни урушисз йеңип, мәдинигә ғалибларчә қайтқанлиқи вәтәнпәрвәрликниң әң йуқириқи үлгиси иди. чүнки шу чағда бизинтийә епираторлуқи өз қошунлирини вә райондики ғәсасинә әрәб қошунлирини топлап мәдинә ислам дөлитини йиқитиш үчүн уруш тәййарлиқиға чүшкән болуп, бу хәвәр пәйғәмбәр әләйһиссаламға йәткәндин кейин, пәйғәмбәр әләйһиссалам һиҗрийәниң 9- йили (миладийәниң 630- йили) йаз күнлири һаваниң қатиқ иссиқлиқиға, мусапиниң наһайити узақлиқиға қаримай, 30 миң кишилик ислам қошунини башлап тәбук райониға барған. әгәр пәйғәмбәр әләйһиссалам бу урушқа чиқмиған болса, улар мәдинигә һуҗум қилатти. шуниң билән мусулманларниң бирдинбир вәтини болған мәдинә қолдин кетәтти. пәйғәмбәр әләйһиссаламда болған бу һошйарлиқниң вә уруш истратегийәсиниң йүздин бири һазирқи мусулманларда бплған болса иди, ислам дийари бүгүнкидәк бәзиси мустәмликидә, бәзиси чоң дөләтләрниң беқиндилиқида қалмиған болатти. 16- әсирдин кейинки вақитлардин башлап мусулманлар ислам дийариға хирис қиливатқанлар билән кари болмайдиған, дүшмән бесип кирмигүчә орнидин қимирлимай олтурушни әвзәл көридиған болуп қалған. шу сәвәбтин ислам дийаниң һәрқайси җайлири мустәмликичиләр тәрипидин ишғал қилинди. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң заманидики урушларниң һәрбирини тәтқиқ қилидиған болсақ, бу урушларниң һәммиси ислам дийарини қоғдаш үчүн болғанлиқини көримиз. чүнки навада сизниң мустәқил дөлитиңиз болмиса, аллаһ тааланиң динини қандақ қилип үстүнлүккә игә қилалайсиз?
 
пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә мундақ дегән: «өзиниң мал _ мүлкини қоғдаш йолида өлгән адәм шеһиттур, өзиниң җенини қоғдаш йолида өлгән адәм шеһиттур, өзиниң динини қпғдаш йолида өлгән адәм шеһиттур, өзиниң аилисини қоғдаш йолида өлгән адәм шеһиттур». бу һәдисни имам әһмәд, әбудавуд вә тирмизи қатарлиқлар ривайәт қилған, әлламә әлбани «сәһиһ» дәп баһалиған. бу һәдисни өлималар мундақ шәрһлигән: «өзиниң мал_ мүлкини йаки аилисини йаки динини қоғдаш йолида өлүп кәткән адәм аллаһ йолида шеһит болғанлар қатариға кириду вә ахирәттә шеһитларға тәййарланған мукапатлардин бәһримән болиду». мәлумки, мустәқил вәтиниңиз болмиса, нә мал _ мүлкиңизни, нә аилиңиздикиләрни, нә диниңизни қоғдап қалалмайсиз. шәксизки, җанни, мал _ мүлүкни, аилини вә динни қоғдап туридиған бирдинбир қорған вәтәндур. мустәқил вәтиниңиз болмиса, хитайлар шәрқий түркистанда қилғандәк мал _ мүлкиңизни халиғанчә тартивалиду, аилә әзалириңизни үсти очуқ түрмиләргә ташлайду, уларни халиғанчә өлтүрүп ташлап, җәсәтләрни йошурун көмиду йаки көйдүрүветиду, диниңизни харлайду, һәтта пүтүнләй чәкләйду. әмди сизгә вәтәндин башқа немә керәк? демәк, сизниң инсанлиқ салаһийитиңиз билән әркин йашишиңиз үчүн вәтән керәк. аллаһ тааланиң мумин бәндиси болуп йашишиңиз үчүнму вәтән керәк.
 
(устазниң фейсбук сәһиписидин елинди)