бизниң чиқиш йолимиз— оқуш, өгиништур

 
илим йаратқучини билиштин башлиниду. шәксизки, йаратқучини билиш оқуш вә өгиниш билән болиду. шуңа дәймизки, бизни йаратқан улуғ рәббимиз аллаһ таалани билиш үчүн оқуш вә өгиниш шәрт. чүнки оқумастин билгили болмайду. «қуран кәрим»дә ﴿фَаعْлَмْ أَнَّهُ лَа إِлَٰهَ إِлَّа аллَّهُ﴾ «аллаһтин башқа һечқандақ илаһ йоқ икәнликини билгин» дәп кәлгән. йаритилишниң ғайисиму аллаһ таалаға итаәт қилип, у көрсәткән бойичә йашаштур. буни ибадәт дәймиз. ﴿оَмَа хَлَқْтُ алْҗِнَّ оَалأِнْсَ إِлаَّ лِйَعْбُдُонِ﴾ «мән җинларни вә инсанларни пәқәт маңа ибадәт қилсун дәп йараттим» дегән айәт буни ипадиләйду. бу айәттики ибадәттин мәқсәт: аллаһ таалаға итаәт қилип, у көрсәткән бойичә һайат кәчүрүштур. бу вәзипини вә бу ғайини орундаш үчүн оқуш, өгиниш шәрттур. чүнки, өгәнмәй туруп, аллаһ таалани тонуғили болмайду; өгәнмәй туруп, уни рази қилишниң йоллирини билгили болмайду; өгәнмәй туруп аллаһ таала көрсәткән йол бойичә йашиғили болмайду. буларниң һәммисиниң ачқучи илимдур. қисқиси, илим аллаһ таалаға йетишниң шотиси, җәннәткә киришниң йоли, бәхтлик һайатниң йолини йорутқучи мәшәлдур.
 
дунйалиқ үчүнму илим керәк, ахирәтлик үчүнму илим керәк, дунйалиқ вә ахирәтлик иккилиси үчүнму илим керәк. демәк иккили аләмдә бәхт-саадәтлик вә һузурлуқ һайатқа игә болуш үчүн илим керәк. мустәмликидин, асарәттин қутулуп, мустәқил, һөр, азадә йашаш пурситигә игә болуш үчүнму әлвәттә илим керәк. илим-пән билән қораллиниш арқилиқ күчлүк болғили болиду, күчлүк болғанда өз-өзимизгә хоҗа болғили болиду. шуңа оқуш, өгиниш биз үчүн таллаш әмәс, бәлки пәрз вә қәрздур.
 
шәксизки, оқуш, өгиниш ислам дининиң йадроси вә әң алдинқи чақириқидур. шуңа, «қуран кәрим»дики әң дәсләп чүшкән айәт, шундақла пәйғәмбәр әләйһиссаламға кәлгән тунҗи вәһйи «оқу!» дегән буйруқ билән башланған. әрәб тили граматикисида «пеилниң мәфули (йәни толдурғучиси) тилға елинмиса, пеилниң мәниси өзиниң омумлиқида қалиду» дәйдиған қаидә бар. униң үстигә аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламға «оқу!» дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қолида оқуйдиған бир нәрсә йоқ иди. буниңға асасән дәймизки, аллаһ тааланиң «оқу!» дегән буйруқи диниң вә дунйалиқиң үчүн мәнпәәтлик болған һәр қандақ илимни оқуғин, өгәнгин вә билгин дегәнликтур. аллаһ тааланиң ﴿ақْрَأْ бِасْмِ рَбِّкَ алَّذِй хَлَқَ﴾ йәни «йаратқан рәббиңниң исми билән оқу!» дегән бу буйруқи иманни ғайә қилған вә аллаһ тааланиң барлиқи, бирлики, чәксиз қудрити вә гүзәл сәнәтлирини билип иман ейтиш билән такамуллишидиған илимни көрситиду. чүнки, иман билән қоралланмиған һәрқандақ илим балайиапәт болуп, инсанни зораванлиққа, аҗизларни езишкә, башқиларниң һесабиға чоңийишқа вә нурғунлиған йолсизлиқларға елип бариду. бундақ илим өз йолида ишлитилмигән вә өз ғайисидин чәтнигән илимдур. биз аллаһ тааланиң китаби болған «қуран кәрим»ни оқусақму, пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдислирини оқусақму, тәбиий пән илимлирини оқусақму, шундақла динимиз вә дунйалиқимиз үчүн мәнпәәтлик һәрқандақ илимни оқусақму аллаһ тааланиң «оқу!» дегән әмригә итаәт қилған болимиз. лекн, аллаһ тааланиң вә униң пәйғәмбириниң сөзлирини оқуш билән башқа илимләрни оқуш арисида дәриҗә җәһәттә пәрқ бар. чүнки динимизни билиш барчә билишләрниң алдида туриду. аллаһ тааланиң икки китаби болуп, бири, «қуран кәрим», йәнә бири, каинаттур. шуңа, бәзи өлималар «каинат сөзлимәйдиған қурандур, қуран сөзләйдиған каинаттур» дәйду. «қуран кәрим» аллаһ тааланиң «калам» (сөзләш) сүпитиниң әсири болса, каинат аллаһ тааланиң сани (сәнәткар) сүпитиниң намайәндисидур. дунйадики һәр саһә илим - пән аллаһ тааланиң қудритини вә гүзәл сәнәтлирини сөзләйду. илим- пән алимлири вә тәтқиқатчилар аллаһ тааланиң «каинат» намлиқ китабини оқумақта вә уни тәпсир қилмақта.
 
аллаһ таала илим әһлиниң дәриҗисини наһайити йуқири баһалиған. ﴿йَрْфَعِ аллَّهُ алَّذِйнَ آَмَнُоа мِнْкُмْ оَалَّذِйнَ أُотُоа алْعِлْмَ дَрَҗَатٍ﴾ йәни «аллаһ силәрдин иман ейтқанларни вә илим берилгәнләрни бир қанчә дәриҗә йуқири көтүриду» . аллаһ таала илим әһлиниң қәдрини билдүрүп қойуш үчүн: ﴿هَлْ йَсْтَоِй алَّذِйнَ йَعْлَмُонَ оَалَّذِйнَ лَа йَعْлَмُонَ﴾ йәни «билидиғанлар билән билмәйдиғанлар баравәр боламду?» дегән. бу айәт аллаһ тааланиң нәзиридә илим әһли билән адәттики кишиләрниң оттурисида асман - земин пәрқ барлиқини көрситиду.
 
илимниң түри вә дәриҗиси
 
ислам нәзиридә оқуш, өгиниш пәрздур. исламда пәрз болған илим икки түрлүк болуп, бири пәрз әйн, йәнә бири пәрз купайәдур. пәр әйн — һәрбир адәм өзи қилмиса ада тапмайдиған әмәл дегәнликтур. мәсилән: иман ейтиш, оқуш, өгиниш, намаз оқуш, роза тутуш дегәнгә охшаш. пәрз купайә — мәлум кишиләр қилса қилмиғанларниң үстидин сақит болидиған әмәл дегәнликтур. мәсилән: тәпсир, һәдис, фиқһи, тарих, медитсина, иқтисад, сийасәт, физика, бийологийә, математика, җуғрапийә, бинакарлиқ қатарлиқ илим түрлиридә оқуп мутәхәссис болуш пүткүл мусулманларниң үстигә пәрз болуп, мусулманлардин бир түркүм кишиләрниң оқуп мутәхәссис болуши билән қалғанлириниң үстидин сақит болиду. улар ашу пәнләрдә оқуп мутәхәссис болмиғанлиқи сәвәблик гунаһкар болмайду. буниң тәпсилати мундақ:
 
1. пәрз әйн болған илим
 
пәрз әйн болған илим — «лаилә илләллаһу муһәммәдун рәсулуллаһ» дегән кәлимә тәййибәниң мәнисини, аллаһ тааланиң бәндилири үстидики һәқ- һоқуқлирини вә униң исим – сүпәтлирини вә намаз, роза, закат қатарлиқ ибадәтләрниң қаидә-тәртиплирини билиш; ата- аниниң һәққини ада қилишниң, туғқанчилиқни давамлаштурушниң, қошниларниң һәқ- һоқуқлириға риайә қилишниң, пул- мални һалалдин тепишниң йоллирини өгиниш қатарлиқлардур. бу илимләрни өгиниш һәрбир мусулман адәмниң үстигә пәрз әйн. буларни билмигән адәм шәксиз гунаһкар болиду. чүнки, бу илимләр һәрбир мусулманниң билиши зөрүр болған илимләрдур. буниңда барлиқ ислам өлималири бирдәк иттипақ.
 
өз вақтида пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабилири бу илимләрни билишниң әһмийити вә зөрүрлүкини наһайити обдан чүшәнгәнликтин, аллаһ тааланиң китабини өгинишкә, униңдики диний мәсилиләрни билишкә интайин һерис иди. улар һәрбир он айәтниң мәнисини, униңда буйрулған мәсилиләрни өгәнмәй туруп, башқа айәтләрни өгинишкә йөткәлмәйтти.
 
2. пәрз купайә болған илим
 
йуқирида ейтилған тәпсир, һәдис, фиқһи, мирас илми, тарих, ислам тәрбийәси қатарлиқ исламий илим саһәлиридә; шундақла медитсина, математика, физика, бийологийә, бинакарлиқ, иқтисад, сийасәт, тарих, җуғрапийә қатарлиқ илимләрдә, шундақла дин вә дунйалиқ үчүн керәк болған һәрқандақ илим-пән саһәсидә оқуп мутәхәссис болуш омумий мусулманларниң үстигә пәрз купайә болуп, бәзи мусулманлар бу саһәләрдә оқуса, оқумиғанлиридин бу пәрз сақит болиду. әгәр бирәр райондин, һәтта бирәр район вә бирәр мәһәллидин бу пәнләрни оқуйдиған адәмләр чиқмиса, шу район вә шу мәһәллидики мусулманлардин бу илимләрни оқушниң пәрзлики сақит болмайду. нәтиҗидә, уларниң һәммиси аллаһ тааланиң алдида гунаһкар болиду. әлламә әбу һамид әл ғәззалий мундақ дегән: «пәрз купайә болған илимниң байани шуки, һәрқандақ илимниң дәриҗиси өгәнмәкчи болған илимниң характеригә қарап пәрқлиниду. буниңға бинаән, илим икки түрлүк болуп, бири диний илим, йәнә бири диний болмиған илимдур. диний илим дегинимиз: пәйғәмбәрләргә вәһйи йоли билән кәлгән, әқил йоли билән билгили болмайдиған илаһий илимләрни көрситиду. диний болмиған илимләр: тебабәт вә математикиға охшаш инсанларниң һайатида зөрүр болған илимләрни көрситиду. мәсилән, кишиләр тән сақлиқини сақлаш үчүн тебабәт илмигә, муамилә, мирас тәқсимати дегәндәк ишлар үчүн математикиға моһтаҗ болиду. бундақ илимләрни һәрбир райондин мәлум кишиләр өгәнсә, башқилардин өгиниш пәрзи сақит болиду. бизниң ‹тебабәт вә математика илмини өгиниш пәрз купайәдур› дегән сөзимизгә әҗәблинип кәтмәң, бәлки деһқанчилиқ, һиҗамәт, сәйпуңлуқ қатарлиқ илим вә санаәтләрни өгинишму пәрз купайидур» . бу алим 10- әсирдә йашиғанлиқтин, шу дәврниң сәвийәси вә шу дәврдики чәклик илим түрлири үстидила тохталған.
 
сәуди әрәбистан пәтива комитетиниң пәтивасида мундақ дейилгән: «барлиқ диний илимләр вә бу илимләрни өгинишкә йардәмчи болидиған барлиқ васитиләр ﴿аллаһ силәрдин иман ейтқанларни вә илим берилгәнләрни бир қанчә дәриҗә йуқири көтүриду﴾ дегән айәтниң мәзмуниға кириду. йәни диний илим өгәнгән кишиләрниң дәриҗиси аллаһ тааланиң дәргаһида йуқири болиду. шуниңдәк, диний илимләрдин болмисиму, мусулманлар моһтаҗ болидиған вә уларниң турмушида кәм болса болмайдиған медитсина, йеза игилик, санаәт қатарлиқ илимләрму нийәтниң дурус болуши шәрти билән айәтниң мәзмуниға кириду. нийәтниң дурус болушидин бу илимләрни мусулманларға мәнпәәт йәткүзүш, мусулманларни башқиларниң пән - техникисидин биһаҗәт қилиш вә аллаһ тааланиң разилиқини көзләп өгиниш көздә тутулиду. диний әмәс илимләрниң саваб җәһәттики дәриҗиси кишиләргә мәнпәәт йәткүзүш вә уларниң һаҗитини рава қилиш дәриҗисигә қарап пәрқлиниду» . бу пәтива шуни очуқлайдуки, мәйли диний илимләр дәп аталған тәпсир, һәдис вә фиқһи қатарлиқ илимләрни болсун, мәйли дунйалиқ илимләр дәп аталған математика, медитсина, физика, бийологийә, бинакарлиқ, йеза игилик қатарлиқ пәнләрни болсун, инсанийәткә, җүмлидин мусулманларға мәнпәәт йәткүзүш, аллаһ таала көрсәткән бойичә иш қилип, униңға қулчилиқ бурчини ада қилиш нийитидә оқуған адәм аллаһ таала дәриҗисини йуқири қилидиған алимлар қатариға кириду, диний илим өгәнгүчиләр қатарида аллаһ тааланиң катта мукапатиға сазавәр болиду, «кимки илим өгиниш йолиға киридикән, аллаһ униң җәннәткә кириш йолини оңайлаштуруп бериду» дегән һәдистики кишиләрниң қатариға кириду. чүнки, мәйли қандақ илим болса болсун, аллаһ таалани рази қилидиған вә мусулманларға нәп йәткүзидиған илимла болидикән, у диний илимдур, ахирәтлик илимдур вә динимизда пәрз болған илимдур. сәуди әрәбистанниң катта өлималиридин абдуллаһ ибни җибрин: «мусулманларға мәнпәәтлик илимләрни, хусусән әскирий илимләрни өгиниш һәммидин бәк зөрүрдур вә муһим пәрздур» дегән. худди илгирики мусулманлар диний илим билән дунйалиқ илимни биллә елип барғандәк, һәрбир мусулманниң диний илимләрни өгиниш билән биргә дунйалиқ илимләрниму өгиниши толиму зөрүр. дунйалиқ илимләрдә мутәхәссис болуш динда алим болушқа зит кәлмәйду, диний илим билән шуғуллиниш баһаниси билән дунйалиқ илимләрдин йүз өрүшкә болмайду, шуниңдәк дунйалиқ илимләргила берилип кетип диний илимләрни тәрк етишкә болмайду. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң «и аллаһ! ишимниң түгүни болған динимни мән үчүн йахшилап бәргин, турмушумниң капалити болған дунйалиқимни йахшилап бәргин» дегән дуаси һәққидә тәпәккур қилған адәм дин вә дунйалиқ һәр иккисини тәләп қилишниң зөрүрлүкини чүшиниду.
 
ахирәтлик илим вә дунйалиқ илим дәп айришниң хаталиқи
 
мән ойлаймәнки, инсанийәткә мәнпәәтлик болған, аллаһ таалани рази қилишқа хизмәт қилидиған һәрқандақ илим диний илим санилиду. аллаһ тааланиң көрсәтмиси бойичә һайат кәчүрүп, аллаһ таалаға қулчилиқ қилишқа йардәм қилишни вә инсанларға мәнпәәт йәткүзүшни көзләп оқуған һәрқандақ илим диний илим вә җан беқишниң вастиси қиливелиш йаки шөһрәт қазиниш үчүн оқуған һәрқандақ илим дунйалиқ илим санилишқа тегишлик. чүнки, бәзи кишиләр физика, бийологийә, математика, медитсина қатарлиқ дин билән биваситә мунасивити болмиған илимләрни өгиниш арқилиқ аллаһ тааланиң чәксиз қудритини, илим- һекмитини, «қуран кәрим»дики һәқиқәтләрни билип иманини күчәйтиду вә башқиларниму динға дәвәт қилалайду. йәнә бәзи кишиләр тәпсир, һәдис, фиқһи қатарлиқ ахирәтлик илимләрни оқуған болсиму, аллаһ тааланиң разилиқи көзлимәстин, башқа муддиалар билән оқуп, оқуғанлирини шу муддиалири үчүн хизмәт қилдуриду. мәсилән, бәзи коммунист дөләтләр өзи динға ишәнмәй туруқлуқ, ислам дөләтлиридики ислам универстетлиригә оқуғучи әвәтип оқутиду. андин улар оқуш пүттүрүп кәлгәндин кейин, уларни дөләтниң еһтийаҗи үчүн ишлитиду. мундақ оқуғанлар омумән дөләтниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилғанлиқтин, мусулманларға көп зийанкәшлик қилиду, исламниң шәнигә дағ тәгкүзиду. бәзи ислам дөләтлириниң диний мақамдики җанбақарлириниң қалаймиқан пәтива чиқириватқанлиқи, һакимийәтни рази қилиш үчүн динни бормилап бериватқанлиқи буниң мисали.
 
исламниң үлгилик дәврлиридә йашиған мусулманлар үчүн инсанийәткә, хусусән мусулманларға мәнпәәтлик болған барлиқ илимләр муһим иди, һәммисигә көңүл бөләтти. улар тәпсир, һәдис, фиқһи қатарлиқ илимләргә көңүл бөлүш билән биргә тебабәт, математика, бийологийә қатарлиқ илимләргиму көңүл бөләтти, ибадәткә көңүл бөлүш билән биргә иҗадийәткиму көңүл бөләтти. улар инсанийәткә пайдилиқ илим - пән билән шуғуллинишни нәплә (ихтийари) ибадәтләр билән шуғуллиништин әвзәл көрәтти. чүнки, кишилик ибадәтләрниң пайдиси шу ибадәтләрни қилған кишигила болса, илим - пәнниң пайдиси барлиқ инсанларға болиду. йавропаниң қараңғулуқ әсирлиридә илим-пән сайисида өзлириниң илмий йәкүнлирини елан қилған бәзи алимлар черкав зораванлири тәрипидин тәһдитләргә учриған чағлада, ислам дунйасида ибни рушд, харәзмий, ибни һәйсәм, фарабий, ибни сина қатарлиқ алимларниң һәрбири медитсина, җуғрапийә, хемийә, математика, бийологийә, астрономийә қатарлиқ илим – пәнләргә тунҗи ул салған кишиләр болуп тарихқа қәйт қилинған иди.
 
көплигән пәйласоплар вә тәбиий пән алимлири «илим аллаһқа башлайду» дегән һәқиқәтни бирдәк сөзлимәктә. чүнки йаратқучини тонуш вә каинатни билиш пәқәт илим сайисидила әмәлгә ашиду. 19- әсирдә өткән әнгилийилик мәшһур пәйласоп һерберт спенср Herbert Spencer«тәрбийә» намлиқ әсиридә мундақ дәп йазған икән: «илим хурапат билән зитлишиду, әмма динниң әслиси билән зитлашмайду. көплигән йүзәки тәбиий пән илимлиридә динсизлиқ роһи бардур. әмма йүзәкиликтин йүксилип, һәқиқий мәнидики илим сәвийисигә күтүрүлгән илим мундақ динсизлиқ роһидин йирақтур, әлвәттә. тәбиий пән илимлири билән шуғуллиниш ибадәттур. чүнки тәбиий пән илимлиригә ичкириләп кириш биз сирлириға йетип болалмай дәртлиниватқан вә аста ـ аста биливатқан шәйиләрниң есилликини етирап қилиш, андин уларни йаратқан затниң чәксиз қудритини тонуш демәктур. бу ағзаки тәсбиһ (аллаһни мәдһийиләш) әмәс, әмәлий тәсбиһтур. мундақ илимләргә қилинидиған һөрмәтму мәнисиз һөрмәт әмәс, бәлки әқил, тәпәккур вә вақитни қурбан қилиш бәдилигә кәлгән қиммәтлик һөрмәттур. бундақ илим кишиләргә аллаһниң қандақ шәкил вә қандақ кәйпийатта икәнликини чүшәндүрүшниң мумкин әмәсликини билдүрүштә истибдатлиқ йолини тутмайду, лекин бизгә бу мумкин әмәсликни чүшәндүрүш үчүн мунасип йолни тутиду вә инсанни әқли йетидиған барлиқ саһәләргә башлап берип, ахирида әқилниң сиртида болған чеграда тохтайду. шу вақитта дәйдуки, инсанниң әқли шунчилик йәргичә йетиду, әмма әқил идрак қилалмайдиған аләмләр көп!» .
 
аллаһ таала қуран кәримдә: «билидиғанлар билән билмәйдиғанлар билидиғанлар билән билмәйдиғанлар баравәр боламду?» дәйду. һерберт спенср худди бу айәтни шәрһилигәндәк мундақ дегән: «бир тамчә суни көргән алим униң оксген билән һидрогендин мәлум нисбәттә тәркиб тапқан су икәнликини, әгәр у өзиниң шу нормаллиқидин өзгирипла кәткәндә, су әмәс, башқа нәрсигә айлинип қалидиғанлиқини убдан билиду. буниңдин аллаһ тааланиң қудритини вә һекмәт билән шундақ орунлаштурғанлиқини чүшиниду. мундақ алимниң илми су тамчисини пәқәт бир тамчә су халас, дәп билидиған алимниң илмидин әлвәттә йуқири вә күчлүк илимдур. шуниңдәк, биртал қар данисини көргән алимму униңдики бәдиий сәнәтни, диққәт билән лайиһиләнгән гүзәлликни көриду. шүбһисизки, буниң билән аллаһниң маһаритини вә һекмәтлик иш қилидиғанлиқини билиду. әмма шәйиләргә йүзәки бақидиған алим қар данисини ‹музлиған су› дәпла көриду, бәс» .
 
бизниң мәғлубийитимиз
 
әпсуски, он алтинчи йүз йилдин кейин мусулманлар әқидә вә әхлақ җәһәттин чериклишишкә башливиди, түрлүк хурапатлар, йоқсуллуқ вә моһтаҗлиқ уларни қоршивалди. улар мәсҗидтин йүз өрүп ханиқаға йүзлинидиған; ибадәтни аллаһ таалаға қилмай, аталмиш әвлийаларға қилидиған; тәпсир, һәдис, тарих, илимлирини оқушниң орниға тәриқәтчилик, тәркидунйалиқ дегәндәк асаслиқ мәқсәттин йирақлаштуридиған нәрсиләрни оқушни вә шулар билән шуғуллинишни әвзәл көргәндин кейин; өзлириниң хәлқарадики йүксәк орнини, илим-пәндики тәрәққийат дәврини башқиларға өткүзүп берип, һәр тәрәптин йоқсул бичариләргә айлинип қалди. улар тәркидунйалиқ тәрғибатиниң зәһири билән һошсизланғандин кейин илим- пәндики тәрәққийат дәври башқиларниң қолиға өтүп кәтти. мәлумки ислам динимиз заһидлиққа тәрғиб қилиду, әмма тәркидунйалиқни қәтий чәкләйду. чүнки тәркидунйалиқ динимизниң пиринсиға вә инсан тәбиитигә зит келидиған бир иштур. заһидлиқ билән тәркидунйалиқ оттурисида чоң пәрқ бар. чүнки заһидлиқ — динда чәкләнгән ишларға йеқинлишип қелиштин еһтийат қилип, шүбһилик нәрсиләрдин тамамән йирақ туруш дегәнлик болса, тәркидунйалиқ — дунйаниң мәнпәәтлиридин пүтүнләй йүз өрүш дегәнликтур.
 
мусулманлар шуниң билән исламниң қуруқ җазисини көтүрүвелип, теши парлақ, ичи қуруқ өмүр өткүзди. бурун ибни сина, фарабийларни йетиштүргән мәдрисәләр кейинчә, қара қорсақларни, җанбақарларни йетиштүрүп чиқишқа башлиди. мәдрисәләрдә математика, астрономийә дегәндәк илимләрни оқутуш мәқсәтлик һалда дәһрийлик дәп тәшвиқ қилинди, илим- пәнгә йүзләнгәнләр «җәдидчи» дәп қалпақ кийгүзүлүп, әл җамаәтниң көзигә сәт көрситилди. һәтта, улуғбәгдәк алимларму астрономийә илмигә көңүл бөлүп өзигә рәсәтхана йасатқанлиқи үчүн, «муртәд» дәп һөкүм қилинип, өз оғлиниң қоли билән өлтүрүлди. абдулқадир дамоллам болса, «җәдидчи» дегән қалпақ кийгүзүлүп бир хаинниң қоли билән өлтүрүлди. дин билән пән бир - биригә зит қилип көрситилгән мушундақ вәзийәттә, диний илим вә дунйалиқ илим дегән айримчилиқ рәсмий оттуриға чиқти. динда оқуғанлар «өлима» аталди. уларни мәсхирә қилмақчи болса, «моллам» дәп қойидиған болди, пәндә оқуғанлар «зийалий» аталди. өлима билән зийалий оттурисиға наһайити қелин сепиллар селинди, уларниң арисидики мусапә бәкму йирақлаштуруветилди.
 
илим - пән билән қоралланғанлар дунйаға һөкүмран болди. илим - пәндин йүз өрүп тәркидунйа болувалғанлар дунйаниң қайси йеридә болсун, башқиларға беқинди болуп мәһкумлуқта йашайдиған болди. дунйа риқабәт дунйаси болуп, дунйада өзигә өзи хоҗайин болуп йашаш үчүн риқабәттин қачмай, дунйа билән пүтүнлишип йашаш шәрттур. аллаһ таала бизни шундақ йашисун дәп заманға лайиқ һәрби күч тәййарлашқа, заманниң риқабитигә шундақ һазир болушқа әмр қилип мундақ дегән: ﴿оَأَعِдُّоа лَهُмْ мَа асْтَطَعْтُмْ мِнْ қُоَّةٍ оَмِнْ рِбَаطِ алْхَйْлِ тُрْهِбُонَ бِهِ عَдُоَّ аллَّهِ оَعَдُоَّкُмْ оَآَхَрِйнَ мِнْ дُонِهِмْ﴾ йәни «дүшминиңларға қарши қолуңлардин келишичә күч вә җәң ети тәййарлаңлар. буниң билән аллаһниң дүшмини, өзүңларниң дүшминини вә улардин башқа дүшмәнләрни қорқутисиләр» . биз «қуран кәрим»ниң бизни бу дунйада өзимизгә өзимиз хоҗа болуп әркин, һөр йашашқа; ахирәттә аллаһ тааланиң мукапатиға наил болушқа чақирғанлиқини узун йиллиқ аччиқ савақларни баштин кәчүргәндин кейин, әмдила тонуп йәткән болсақ; башқилар хели бурунла бу қанунийәтни чүшинип, илим - пәнгә йүрүш қилған иди. айәттики «күч» илим күчи, қорал күчи, адәм күчи, пән-техника күчи, иқтисад күчи, тәшвиқат күчи қатарлиқ барлиқ күчләрни өз ичигә алиду. «дүшмәнләрни қорқутуш» дегәнниң мәниси силәрни йоқатмақчи, мустәмликә қилмақчи, бозәк қилмақчи болғанларға қарши күчлүк болуңлар; уларни вәһимигә салғудәк күч - қудрәткә игә болуңлар; заманниң тәрәққийатиға мунасип һалда күчкә игә болуп, дүшминиңларни силәргә хирис қилиштин үмидсизләндүрүңлар дегәнликтур. биз шундақ қилалидуқму? йақ, ундақ қилалмидуқ. чүнки, аллаһ таала бизни «и рәббимиз! бизгә дунйада йахшилиқ ата қилғин, ахирәттиму йахшилиқ ата қилғин бизни дозах азабидин сақлиғин﴾ дәп тиләңлар дейиш арқилиқ һәм дунйалиқ һәм ахирәтлик үчүн ишләшкә дәвәт қилған турса, дунйалиқни башқиларға өтүнүп берип, ахирәтликкила туридиған болдуқ. андин бу ахирәтликниму өз җайидин әмәс, ханиқалардин, мазарлардин вә тәркидунйалиқтин издидуқ. шуниң билән биз мушу һалға чүшүп қалдуқ. биз йәнила оқуш, өгиниш арқилиқ күчлиниш билән чоқум тәқдиримизни өзгәртәләймиз.
 
бизниң өлима вә зийалийлиримиз
 
өлималиримиз билән зийалийлиримиз бизниң нурлуқ чирағлиримиз болуп, улар бизниң йолимизни йорутиду вә бизни қутулуш йолиға йетәкләйду. уларниң шундақ қилалиши үчүн өзлирини һәр тәрәптин йетиштүрүши шәрт. чүнки илим кәспий илим вә универсал илим дәп иккигә бөлүниду. кәспий илим һәрбир өлима, һәрбир зийали мутәхәссис болған саһәни көрситиду. өлималиримиз билән зийалийлиримиз өз кәспидин башқа илим саһәлиридиму йетишип хәлқниң еһтийаҗидин чиқиши зөрүр. шуңа өлималарниң пәнний саһәләрдинму хәвәрдар болуши, зийалийларниңму динимизни обдан өгинип, диний мәсилиләрдин хәвәрдар болуши лазим. чүнки аһалиси пүтүнләй мусулман бир милләтниң зийалийси өз миллитиниң динини, әхлақини вә қаидә-йосунлирини пишшиқ билиши, хәлқини уларниң ашу етиқади, ашу әхлақи вә ашу қаидә-йосунлири билән қошуп сөйүши лазим.
 
һазир дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғурларниң пидакар өлималири билән пидакар зийалийлири аллаһниң бу милләткә ата қилған немитидур. чүнки улар вәтәнсизликниң дәрдини тартқан, вәтәнниң қиммитини билгән вә уни җенидинму бәк сөйгән кишиләрдур. биз буниңдин кейин қанчилик вәтәнпәрвәр пәрзәнт йетиштүргән тәқдирдиму, уларниң мушу кишиләрдәк болалмайдиғанлиқи ениқ. шуңа биз мәвҗут өлималиримиз билән мәвҗут зийалийлиримизниң қиммитини билишимиз вә уларни қәдирлишимиз керәк, уларниңму өзлириниң хәлқи вә вәтини алдидики мәҗбурийәтлирини ада қилиши зөрүр.
бизниң пәрзәнтлиримиз
 
пәрзәнтлимиз бизниң әң катта байлиқимиз, зор күчимиз вә келәчикимизни қуруп чиқишимиз үчүн бирдинбир сәрмайимиздур. биз аллаһни сөйидиған, вәтәнни сөйидиған, униң дәвасиға өзини атайдиған, пидакар уйғур пәрзәнтлирини мәйданға кәлтүрүшкә моһтаҗ. бу муһаҗирәттики уйғурларниң вәтән вә милләт алдидики әң асаслиқ бурчи вә йүксәк җавабкарлиқидур. шуңа пәрзәнтлиримизгә динимизни өгитиш билән биргә уйғур тилини, тарихимизни, миллий әнәнилиримизни өгитиш, вәтәнни сөйдүрүш, вәтән дәвасиниң муқәддәсликини билдүрүш зөрүр. йәһудийларниң үч миң йиллиқ чечилаңғулуқ вә сәрсанлиқтин кейин илим-пәнгә тайинип күчләнгәнлики вә ахири өз дөлитини қуруп ғайисигә йәткәнлики бизгә мәлум җәһәттин үлгә болалайду. һазирму дунйани идарә қиливатқан чоң дөләтләрниң асаслиқ күчини илим-пәндин алғанлиқи һечкимгә мәхпий әмәс.
 
әгәр биз қәд көтүрмәкчи болсақ, башқа милләтләргә охшаш һөр, азад йашимақчи болсақ, чоқум динимизни тоғра чүшиниш билән биллә илим пәнгә йүрүш қилишимиз, пәрзәнтлиримизни һәм динда һәм пәндә оқутуп, аллаһни, вәтәнни сөйидиған, өз-өзигә хоҗайин болуп йашайдиған, вәтинигә, хәлқигә мәнпәәт йәткүзәләйдиған қилип тәрбийәләп чиқишқа моһтаҗмиз. әгәр биз буни қилалмисақ вәтинимиз вә келәчәк әвладлиримиз алдида қара йүз болуштин мәңгү қутулалмаймиз. шуниң үчүн биз йуқириқилани орундаш билән биргә мәйли қайси дөләттә болайли пәрзәнтлиримизни ашу дөләттики һөкүмәт мәктәплиридә оқутушимиз вә уларниң һәрбири өзлири таллиған илим саһәдә әң йуқири сәвийәгә йетиши үчүн, вақтимизни, иқтисадимизни вә қиммәтлик һәр нәрсимизни атишимиз биздин тәләп қилиниватқан әң әқәллий тәләптур.
 
(устазниң фесбук һесабидин көчүрүп елинди)
 
2024-йили 29-феврал