роза тутқучиларға тәвсийә

 
сиз растинла икки һәссә розиниң савабини тепишни халамсиз? ундақ болса, өзиңиз роза тутуш билән биргә розидарларни иптар қилдуруң. шундақ қилсиңиз икки һәссә розиниң савабини тапалайсиз. пәйғәмбә әләйһиссалам :« кимки бир розидарни иптар қилдурса, униңға худди роза тутқанға охшаш саваб болиду, әмма иптар қилғучиниңму савапи кемәймәйду»дегән.
 
роза тутқучиларни иптар қилдуруш уларни өйигә чақирип иптар қилдурғандәк, уларға пул берип иптар қилдуруш йаки мәсҗидкә таам тәййарлап елип бериш арқилиқму болиду. йахшилиқни қилимән дегән адәм үчүн униң йоллиримо көп.
 
1. рамизан ейида хәйр-иһсан вә сәдиқини көп қилиң. чүнки бу айда қилинған йахши әмәлгә нәччә һәссә көп савап берилидиғанлиқи һәққидә һәдислар бар. савабим көп болсун десиңиз бу улуғ айда йахши әмәлләрни вә сәдиқә- иһсанларни көп қилип һәссиләп савап тепиң вә шу арқилиқ аллаһ тааланиң рәһмитигә сазавәр болуң. пәйғәмбәр әләйһиссалам рамизан ейида хуш буй елип келидиған мәйин шамалдинму бәк шәхий болуп кетидиғанлиқи һәққидә ривайәтләр көп.
 
2. рамизанда кечилири вә иптардин аввал дуани көп қилип, аллаһ тааладин һаҗәтлириңизни соривелиң, чүнки рамизан кечилири вә иптар вақти дуалар иҗабәт болушқа әң йеқин вақитлардур. пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:« үч кишиниң дуаси рәт қилинмайду: уларниң бири роза тутқан адәм, иккинчиси зулумға учриған адәм, үчинчиси мусапир адәм»дәп көрсәткән. роза тутқан адәм чарчиған, аллаһ тааланиң рәһмити билән хошал болушқа шунчилик муһтаҗ болған бир һаләттә болиду. мундақ һаләттики дуаларниң иҗабәт болиши тиз болиду.
 
3. рамизан ейида бир ай телевизорға қаримаслиқ, бош вақитни дини тәлим өгиниш вә қуран оқуш билән өткүзүшкә аилә әзалири билән бирликкә келиш. рамизан ейи 11айниң султани вә айларниң ичидә әң улуғи болуп, бу айда қилинған әмәл-ибадәтләрниң саваби башқа айларниңкидин савап җәһәттә артуқ болиду, дуалар иҗабәт болиду. мушундақ бир улуғ айни дунйалиқ йаки ахирәтлик үчүн пайдисиз болған ишлар билән өткүзиветиш кәмчиликтур. шүңа рамизан ейида бир ай роһий җәһәттин тәрбийилиниш үчүн бу айни чиң тутуш тәвсийә қилиниду.
 
4. ата-аниға һәмраһ болуп уларниң хизмитини қилиш һәр вақит пәрз болсиму, рамизан ейида бир ай ата-ана билән биллә болуш, имканийәт болса уларниң йенида биллә туруп бу улуғ айниң мурувитидин биргә пайдилиниш интайин зөрүрдур. һәмишә биллә болалмисиму уптарни ата-ана билән бир дастиханда олтуруп биргә қилиш интайин йахши иш болуп, уларниң дуасини еливелиш үчүнму тепилмас пурсәттур. иптар вақти дуа иҗабәт болушқа әң йеқин вақиттур бу вақитта ата-анисиниң дуасини алған адәм әң бәхтлик адәмдур.
 
5. рамизан ахшамлири бурунрақ ухлап, сәһәр вақти бурун туруп ибадәт қилиш бәк йахшидур. әмма кечиси пәқәт ухлимай, күндүзи ишлирини кечиктүрүш йахши әмәс. шуңа рамизан ейида ухлаш үчүн мунасип вақитни таллаш керк. иптар вақтида, бәш вах намазниң вақитлирида, таравиһ намизи вақтида ухлашқа болмайду. шундақла күндүзи иш вақтида ухлаш йаки мүгдәшму йахши әмәс. уйқуни кечиси ухлап ибадәтләрни сәһәр ахшамлири қилиш керәк.
 
6. рамизан ейи бурун өгинип қалған йаман адәтләрни түгитиш вә йахши тәрбийә елиш үчүн йахши пурсәт болуп, башқа вақитларда ташлаш қийин болған, һәтта мумкин болмиған йаман адәтләрни рамизан ейида ташлаш йаһайити асандур. мәсилән: тамака чекидиған адәм рамизан ейида мәҗбури һалда тамакини ташлайду. бир ай сундақ ташлаш җәрйанида тамакини үзүлкесил ташлаш пурситигә егә болиду. мундин башқа йалған сөзләш, алдаш, ғәйвәт қилиш қатарлиқ йаман адәтләрни роза тутқан адәм қилмайду. чүнки роза тутуп туруп мундақ йаман адәтләрни қилған адәмниң розиси бикардур. пәйғәмбәр әләйһиссалам :« башқиларға төһмәт қилишни ташлийалмиған адәмниң тутқан розисиға аллаһниң һаҗити йоқ» дәп көрсәткән.
 
7. мисвак қоллиниш һәр вақитта буйрулған йахши иштур, аддиси чишларни чотка билән тазилиғаннииң сиртида мисвак билән нәмләндүрүп туруш чоң саваблиқ сүннәт иштур. мисвак ишлитиш әрләр үчүнла әмәс, бәлки айаллар үчүнму көп саваблиқ иштур. мисвак иштилиш еғизни бәзибир йеқимсиз пурақлардин сақлап хошбуй һаләттә давам қилишиға капаләт қилиду.
 
8. рамизан ейида өмрә ада қилиш һәҗ қилғанға охшаш саваблиқ иштур. пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:« рамизан ичидә өмрә қилиш саваб җәһәттә һәҗ қилғанға тәңдур»дәп көрсәткән.
 
9. рамизан ейиниң ахирқи он күнидә әгәр имканийәт болса, етикап қилиш толиму саваблиқ иштур. пәйғәмбәр әләйһиссалам һәр йили рамизан ейиниң ахирқи он күнидә етикап қилатти, вапат болуш алдидики рамизан ейида йигирмә кү н етикап қилғанлиқи ривайәт қилинған.
 
10- адәттә намазларниң бәзисини мәсҗидтә җамаәт билән оқумайдиған кишиләр рамизанда бәш вах намаз вә тәравиһ намазлирини җамаәт билән оқуш арқилиқ бу йахши адәтни өзидә йәрләштүриду. рамизандин ибарәт бу тәлим-тәрбийә ейида өгәнгәнлирини рамизандин кейинму давамлаштурған кисши рамизанниң пайдисини толуқ көргән болиду.
 
11- рамизан ейи қуран кәрим аллаһ таала тәрипидин пәйғәмбәр әләйһиссаламға чүшүшкә башлиған улуғ ай. шуңа бу ай қуран ейи дәпму атилиду. бу айда қуран оқуған, уни өгәнгән вә өгәткән кишигә һәссиләп көп саваб болидиғанлиқини пәйғәмбәр әләйһиссалам сөзлигән. шуңа бу айда қуранни көп оқуш тәвсийә қилиниду. қуран оқушни билмәйдиғанларниң оқушни өгиниши үчүн рамизан ейи чоң пурсәттур. бу айда вақитни чиң тутуп қуран өгәнгән адәм чоқум йахши өгинип кетәләйду вә аллаһ тааланиң көп рәһмити һәм савабиға еришиду.
 
12. балиларға қуран оқушни өгитиш үчүнму рамизан ейи тепилмас пурсәттур. балиларни бир ай телевизор көрүш вә башқа ойунлардин тосуп қуран оқушқа йүзләндүрүш арқилиқ уларға көп йахшилиқ қилған болимиз. мундақ қилған ата-анилар толиму бәхтлик кишиләрдур. чүнки мундақлар аллаһ тааланиң алдида балиларға аит мәсулийәтлирини ада қилип үстидики йүкини йеңгил қилғанлардур.
 
12. рамизан ейида пүтүн бир ай тәравиһ намизини җамаәт билән оқуш наһайити муһим сүннәт әмәлләрдин санилиду. кичик балиларни мәсҗидләргә елип берип бир ай тәравиһ намизини биллә оқуш наһайити йахши адәт болуп, балиларни ибадәтләргә вә мәсҗидкә көндүрүшниң әң йахши пурситидур. балилар мәйли йеши қанчилик кичик болмисун уларни мәсҗидкә елип чиқиш мутләқ пайдилиқ йахиши адәт. балиларни вә айалларни мәсҗидләрдин тосқучилар хаталашқанлардур. мундақлар пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сүннәтлиридин хәвәрсиз қалғанлардур.
 
13. рамизанда исрапчилиқтин сақлиниш вә аллаһ йолида сәрп қилишқа бехиллиқ қилмаслиқ лазим. биздә 11 ай ишләп бир ай йегин дәйдиған хата тәшвиқатлар бар. рамизан коп йейиш йаки йейиштә бәслишиш ейи әмәс, бәлки нормал йейиш вә аз ухлап көп ибадәт қилишта бәслишиш ейидур, көп йегән адәм көп ухлайду. көп ухлиған адәм галваңлишип ибадәтләрни йахши биҗирәлмәйду, рамизандики пәзиләтлик вақитлардин пайда алалмайду вә көплигә саваблиқ ишлардин мәһрум қалиду. шуңа рамизан ейида көп йейиштә әмәс, бәлки коп әмәл қилишта бәслишиш, вақитни чиң тутуп, һәр ишни пилан билән елип бериш лазим. рамизан ейиниң бешида һәрким өзи вә аилиси үчүн мәхсус программа җәдвили түзүп шуниң бойичә өгиниш саити, ухлаш саити, аилә азалири биргә тәлим елиш саити дегәнгә охшаш программиларни бекитип шу бойичә интизамлиқ иш көргән адәм рамизан ейидин чоқум йахши пайдиланған вә бу айниң шарапитигә тплуқ еришкән болиду.
 
14. мусулман адәм һәр вақит өзиниң диндаш бурадәрлирини, туғқанлирини, хошнилирини вә тонушлирини йоқлап, уларниң һалидин хәвәр елип турушқа буйрулған. хусусән рамизан ейида тоғқанларни зийарәт қилиш, йетимларниң бешини силаш, кәмбәғәлләргә йар йөләктә болуш, етийаҗлиқлириға мадди йардәмдә болуш чоң саваблиқ ишлардур. болупму рамизанниң ахирқи күнлиридә роза һейтиниң йетип келиши алдидики күнләрдә сәдиқә вә хәйр иһсанларни көп қилишниң әвзәлликидә савабниң һәссиләп көп болидиғанлиқида шәк йоқ. бир һәдистә:« пәйғәмбәр әләйһиссалам рамизан ейида худди мәйин шамалдинму бәк сехи болуп кетәтти» дәп кәлгән. пәйғәмбәр әләйһиссалам әләйһиссалам сәдиқә вә иһсанни һәмишә шунчә көп қилатти, әмма рамизанда алаһидә қилатти. бирәр һаҗәтмән пәйғәмбәр әләйһиссаламдин бир нәрсә сориса уни қәтий қуруқ қол қайтурмайтти, үзидә болмиса, қол иклидә бар саһабилар ейтип улардин елип у кишиниң һаҗитини рава қилатти. һәтта бир күни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң миһманлиқ тонини сориған кишигә учисидики тонини селип бәргәнлики ривайәт қилинған, пәйғәмбәр әләйһиссалам «йоқ» дейишни зади билмәйтти, өзидә болмисиму башқилардин тепип берәтти.
 
15. айаллар әгәр икки һәссә көп савап тапай дисә рамизан ейида, балилирини исламий гүзәл әхлақлар билән тәрбийиләш ишлириға көңүл бөлиши вә балилилириниң бу айдики тәрбийисигә өзи бивастә мәсул болиши лазим. мундин башқа айал киши ериниң вә балилириниң хизмәтлиридә болғанниң савабини айрим алиду. шуниңдәк җамаатни, хошниларни, туғқанларни вә мусапирларни иптар қилдүруш арқилиқ йәнә айрим савап вә әҗиргә егә болиду. чүнки миһманниң җапаси тартидиған киши айал болғанлиқтин савапниң көпини шу алиду.
 
16. бир ай рамизан ейида кичик балиларни роза тутушқа көндүрүш лазим. бир күнлүк розиға тақәт қилалмайдиған кичик балиларни роза тутқузуп чүш вақтида иптар қилдуруш йаки қачан қорсиқи ачса йаки уссиса шу вақитта сениң үчүн иптар болди дәп уларни иптар қилдуруп, андин йәнә розисини ахшамғичә давам қилдуруш йахши усулдур. бу усул арқилиқ балиларни һәм розиғас көндүргили һәм роза тутушни сөйдүргили болиду. кейинки йилларда иптарни күн патқанда қилишни өгитивалсақму кечикип қалмаймиз. әмма кичик балилар ач вә сусиз қойуп қийнаш йахши иш болмиғандәк, уларни асридуқ дәп роза тутқузмаслиқ вә розини өгәтмәслик тоғра әмәс. шуңа оттура йолни тутуп, уларни роза тутқузуш вә қорсиқи ачқанда таам бериштур. бу балағәткә йәтмигән балилар үчүндур.
 
(устазниң фесбук һесабидин көчүрүп елинди)
 
2024-йили 9-март