сүрийәдики уйғурлар, хитайниң лагирлирини һәққанийлаштураламду?

зихрулла
 
бир һәптидин бери бир түрк мухбирниң сүрийәдики уйғурлар һәққидики байанлири торларни қаплиди. у сөзидә « түркийәниң қоли билән сүрийәгә орунлашқан уйғурларниң хитайниң лагирлирини һәққанийлаштуруп қойған»лиқини илгири сүрди. мухбириниң мәқсити бәзиләр дегәндәк, мәйли ақ партийәни сеситиш болсун, йаки уйғурларға көңүл бөлүш болсун, бу айрим тима. мениң пәқәт тохтилидиғиним, лагирларниң һәққанийлишиш мәсилиси.

қануний нуқтидин сүрийәдики уйғурларниң мәвҗудийити, уларниң шуар вә һәркәтлири нимә болушидин қәтинәзәр, хитайниң уйғурларни лагирға солишини һәққанийлаштуралмайду. әгәр һәққанийлаштурса, пәқәт уйғурларниң паспорт елиш өткилиниң қейинлишишини һәққанийлаштуруши мүмкин, әмма, буму пүтүн бир милләткә қарита паспорт чәклимисини һәққанийлаштуралмайду. чүнки дунйада һәрқандақ бир дөләтниң түп фонкитсийәси җәмийәттә тонуқунуш пәйда болғанда тоқунушқа қатнашқан билән қатнашмиғанни , қатнашқининиң ичидики гунаһкари билән гунаһсизни пәрқләндүрүштур. дөләтниң бу пәрқләндүрүш мәсулийити ички тоқунушлардила әмәс, дөләтләраара уруштиму һәм мәвҗут. шуңа « гага әһдинамиси», « җәнвә әһдинамиси» қатарлиқ хәлқрара қанунлар барлиққа кәлгән.

әтрапимизға қарисақ шималий ирландийә қораллиқ күчлири, испанийәдики басик милләтчилири әсирләрдин буйан қораллиқ қаршилиқ көрситиватиду, бәзи һәркәтлири хәлқаара тәрипидин терорлуқ дәп әйиплиниватиду; әмма әнгилийә билән испанийә улар мәнсуп болған хәлқни лагирға солиғини йоқ. түркийәдә п к к нәччә он миң пуқрани өлтүрди, әмма түркийә күртләрни лагирға солап бақмиди.

сүрийәдики уйғурларла әмәс, мәйли тйәнәнмин, мәйли кунмиң мәйли үрүмчи әтигәнлик базарға һуҗум қилиш вәқәлири болсун, һичқайси хитайниң лагирлирини һәққанийлаштуралмайду. пәқәт гумандарлар тутулғучиә қолллинилған бәлгилик бихтәрлик тәдбирлирини һәққанийлаштуруши мүмкин, әмма, уму қара-қойуқ тутқун қилишниму һәққанийлаштуралмайду.

һәқиқәт нуқтисидин уйғурлар, мустәмликидин қутулуш үчүн, худдий дунйадики пүтүн милләтләрниң тарихида болғинидәк, өзлиригә һәрбий җәһәттин йардәм бәргән йаки бериш еһтимали болған (бу йардәм мәйли әскәрий әслиһә мәйли тәлим -тәрбийә болсун) һәрқандақ дөләт, тәшкилат вә шәхис билән һәмкарлишиш һәққи бар. уруш районлиридин өзлиригә шерик издәш, пурсәт издәш, тәлийини синаш мәһкум бир милләтниң әң тәбиий һәққи вә таллиши.

өзини мустәқилчи дегән бир тәшкилат, өз хәлқиниң мустәмликичигә қарши қораллиқ тәшкиллиниш вә қаршилиқ көрситиш һәққини инкар қилмаслиқи керәк. өзини үзүл-кесил мустәқилчи дәп җар селиватқан бир шәхис өз хәлқиниң мустәмликичигә қарши һәрқандақ шәкилдики қаршилиқини қоллиши керәк. истратигийәчилик қилип, " сүрийә бизгә пайдисиз дегүчиләр, буниң орнини алалайдиған - бизгә қучақ ечип турған йәнә бир сәпни көрситип берәлиши керәк. ундақ болмиғанда бу мустәқилчилиқ әң силиқ тил билән ейтқанда аңсиз, садда мустәқилчилиқ болиду.
 
(мақалидики көз қарашлар апторға вәкиллик қилиду)