1970- йиллардики уйғур «минбиңлар» сүритигә қарап пәйда болған ойлар

May be an image of 7 people
 
нәбиҗан турсун
 
торларда 1970-йиллардики толуқ қоралланған, башлириға доппа кийгән уйғур «минбиңлар»ниң коллектип һәрбий мәшқлири, қарға етишлири, җәң маһарәтлиригә аит һәр хил сүрәтләр қайтидин көпләп тарқилишқа башлиғанда мән бу сүрәтләргә қарап, ашу өзүм көргән «миңбиңлар»ни әслидим. шундақ ойлидимки, уйғур хәлқиниң һәр дәврдә сийасий вә миллий аң җәһәттин арқида қалғанлиқиниң бир ипадиси мана мушу хәлқ әскәрлири түзүми иди. совет-хитай дүшмәнлик дәвриниң мәһсули болған 1970-йилларда хитай пүтүн уйғурстан бойичә совет иттипақи қошунлири һуҗум қилип кирсә униңға қарши җәң қилиш үчүн тәхминән аз дегәндә 150 миңдин 200 миңғичә минбиң -хәлқ әскири тәййарлиди. әлвәттә бу сан мән өзүм пәрәз қилған сан, униң рәсмий бир һөҗҗәт асаси йоқ, чүнки бир учтурпанда 9 йезиниң һәр бирдин миңбиң лйәни-ротиси, бәзи йезида икки рота йаки йиң ( баталийон)болуп, шәһәр ичидә хәлқ әскири қошуни һәм қуруп чиққан. һәтта йамансу йезисида қирғиз вә уйғурдин атлиқ рота қурған. шундақ әгәр 9 йезида җәмий 12-13, шәһәр ичидә 1-2 болуп, учтурпанда аз дегәндә 15 рота хәлқ әскири бар иди дәп пәрәз қилиш мумкин. әгәр бир ротида 150-200 гичә адәм һесаблиғанда учтурпандәк кичик наһийәдә тәхминән 3 миңғичә, йәни 2 полктин артуқ минбиң қошуни бар иди. буларниң һәммиси уйғур иди. қизларму көп иди. бу минбиңлар һәр күни мәшиқ қилип, һәр хил пилимот, аптомат, милтиқларни етиштә мәргән болуп пишқан иди. ақсу вилайитидә 9 наһийә, ақсу шәһирини қошқанда, ақсуда кәм дегәндә 20 миңға йеқин вә бәлки униңдин көп минбиң бар иди дәп қарашқа болиду. ақсуниң кучардәк наһийәлиридә йеза көп вә адәмму көп иди. демәк, адәм әһвалиға қарап миңбиңларму көп аз болиду. қәшқәрдики минбиңлар техиму көп болуп, чүнки қәшқәр нопуси әң көп вилайәт иди. қизилсудиму, хотәндиму, байинғолин, или қатарлиқ уйғурлар көп вилайәт вә областларни һесаблаң, у чағда толуқ қоралланған вә һәрбий мәшиқтин өткән, һәр хил қоралларни йахши ишлитәләйдиған 150-200 миң уйғур қораллиқ күч бар иди дейиш мумкин. шималдики или, алтай, тарбағатайларда қазақлардинму хели көп минбиң һазирлиған әлвәттә. 1960-йилларниң башлирида совет-хитай риқабити башланғандин кейин минбң тәййарлаш башлинип, ши'у вақитти'ики ваң енмав, сәйпидин әзизи қатарлиқлар қатнашқан йғинда 1милйондин 2 милйонғичә минбиң тәййарлаш қарар қилинған. мнибиңлар давамлиқ тәййарлинип турған болуп, 1960-йилларниң ахири 1970-йилларда йуқири пәллбгә чиққаниди. бизниң пәризимиздики уйғур минбиң қошуни 200 миңғичә болған вақитлар ашу 1970йилларниң оттурилири иди. йәни уруш тәййарлиқи күчәйтилип, һәммә йәрдә акоп колаш, истиһкам қуруш әвҗигә чиққан чағлар иди.
 
әмма уйғур хәлқимиздә, җүмлидин йеза аһалилиридә миллий аң, миллий роһ, вәтән азадлиқи, вәтән мустәқиллиқи дәйдиған уқум йоқниң орнида болуп, бундақ идийә барлар аз иди. йәнә келип бу минбиңларни тәййарлиған кадирларниң хели көпи җайлардики қораллиқ бөлүм һәрбийлири болуп, һәтта уларниң арисида 1945-1949-йиллардики шәрқий түркистан армийәсиниң әскири йаки кичик офитсери болғанларму бар иди. мән әнә шундақ бир кона һәрбийниң милтиқини сундурувәткән бир минбиңни әйиблигәнлики, барлиқ минбиңларға ризвангулниң қәһриманлиқини сөзлигәнликини кичик туруп аңлап һәйран қалған вә дадамдин сориғанда дадам сөзләп бәргән, әмма ашу йезилиқ уйғур минбиңлар ризвангүл дегән ким, миллий инқилаб дегән немә уни билмәйтти. кичик вақтимизда бәзи қери адәмләр « туңган соқуши» вә мамут сиҗаң һәққидә сөзләп бәргәнликини һәм 1949-йили 12-айда вә 1950- 1-айда ақсуға вә учтурпанға кәлгән или армийәсиниң һәйвәтлик кийимлири һәққидә сөзлигәнликини аңлап сәбий қәлбимиздә күчлүк тәсир қалғаниди. лекин бу һекайиләр хәлқ роһиға чоңқур тәсир көрситәлмигән болуши мумкин. чүнки, 1960-йилларниң ахири 1970-йиллардики уйғур хәлқи ачлиқта, кәмбәғәлчиликтә, сийасий күрәш, синипий дүшмәнләргә қарши күрәш, натурға ишләш, әтигәнлик коллектип әмгәккә чиқиш, даҗәйдин өгиниш вә башқа түрлүк бесимлар ичидә зарлинатти. әмма, һәқиқәтән, 1970-йиллардики толуқ қоралланған бу минбиң қошунлири қозғилаң көтүрсә шу җайлардики хитай хәлқ азадлиқ армийәсини тармар қилалиши ениқ иди. учтурпанда бир полк намидики хитай қошуни бар иди. даъим уйғур минбиң вә хитай полки бирликтә көрәк өткүзәтти. уйғур минбиңларниң сани хитайлардин көп, қораллириму қелишмайтти. уларму һәр күни мәшиқ қилатти, уларғиму кейин сериқ чапан бәргән һәм бара-бара уни әмәлдин қалдурғаниди.
 
уйғурлар тарихида уйғурлар һечқачан мундақ қораллинип вә һәрбий мәшиқ қилип бақмиғанлиқи ениқ. чүнки шәрқий түркистан армийәсиниң бар әскириму 30-40 миң адәм иди әмәсму? шуларму, һәтта 10-15 миң әскәр билән 80 миң кишилик хитай гоминдаң армийәсини тармар қилған вә искәнҗигә алған әмәсму? 150-200 миң толуқ қоралланған, йәнә келип пүтүн җәнуб наһийәлириғичә йейилған бу уйғур қораллиқ күч бәәйни бир машина кунупкисиғила охшиған болуп, уларниң башқурғучи халиғанға салалайтти. әгәр 1969-1979-йиллири арисида совет иттипақи һуҗум қилған болса, совет-хитай уруши партлиған болса бәлки бу қошунларни өзгәртиш вә уйғурларниң өзиниң қораллиқ күчигә айландуруш мумкин болар иди. затән советму бу вақитта уйғур вә башқа милләтләрдин қошун қуруп шәрқий түркистан/шинҗаңға бастуруп киргәндә авангарт сүпитидә пайдиланмақчи болған, буларға сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити қошунлири командирлирини баш қилған болуп, зунун тейипоф вә мәрғуп ишақофлар буниң бешида әмәсму? һәтта 1980-йилиғичә москва уйғурлардин қазақистанда «мусулман баталйони» намидики алаһидә қошунни тәййарлап, кейин сийасәтни өзгәртип, уни афғанистанға әвәткән әмәсму?. мав зедоңниң тактикиси охшашла «адәм деңизи уруши» болуп, у пүтүн хитай бойичә урушқа тәййарлиқ қилған һәмдә минбиң тәсис қилған. у, охшашла уйғурлардин әнә шундақ зор санда минбиң қошуни қуруп чиқип, вақти кәлсә уйғурларни, йәнә шу советләргә қарши селиш, уларни совет армийәсигә қарши җәңгә селип, йәм қилип бериш. қисқиси «йатларға йатлар арқилиқ қарши туруш», «өз мейида өз гөшини қоруш» тактикиси қолланғаниди.уйғур хәлқ әскәрлири хитайниң аҗайип пиланлиқ ойниған бир мәйдан ойунидин ибарәт болуп, бир қанчә йүз миң уйғур қоллиридики қораллири билән һәқиқәтән совет һуҗум қилса униңға қарши җәң қилиши мумкинмити? мениңчә дәсләптә мумкин болар иди. лекин, 1968-1971-йили арисида уйғурлар арисида шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийәси һәрикәт қилған болуп, уларму әнә шу мәдәнийәт инқилаби вә совет -хитай рәқибликидин пайдиланмақчи болуп қораллиқ һәрикәткә тәййарлиқ қилған.лекин 1969-1971-йили арисида бу партийә вә униң әзалири вәйран қилинди. уларниң совет иттипақиға тайиниш арзусиму әмәлгә ашмиди. хәлқ әскири -миңбиң әнә шу қетимлиқ бастуруштин кейин 1972-1977-йиллири арисида әвҗигә чиққан, мав зедоң өлгән вақитларда миңбиңлар таза көпәйгән вақит иди. әмма, мав өлгәндин кейин һоқуқ ху'аниң қолиға арқидин дең шавпиңниң қолиға өтүш билән 1981-йилиға кәлгәндә, совет-хитай уруш қилиш вәзийити ахирлашти, «шинҗаңға һәммә апәт совет шуҗуңҗуйичилиридин келиду» дәйдиған шоар тохтап, орниға «һәммә апәт миллий бөлгүнчиләрдин келиду»ға өзгәрди. 1978-йилиға кәлгәндә минбиңлар асасән әмәлдин қалдурулди. уйғурларға қорал беридиған иш төгиди. мав ниң өлүмидин кейинла сәйпидин әзизниң «шинҗаң һәрбий райониниң биринчи сийасий комиссари, биринчи муавин қомандан, партийә комитетиниң биринчи секретари, һөкүмәт, йәни инқилабий комитетниң мудиридин ибарәт әң алий һоқуқлуқ орни бикар қилинип, бейҗиңға елип кетилди. сәйпидин бу вақитта пүтүн шинҗаң- шәрқий түркистанниң һәрбий-сийасий һоқуқини өзи тутқаниди. йеқинқи тарихтиму хитай һөкүмранлиқи шараитида һечқандақ бир уйғур мундақ зор һоқуққа еришип бақмиғаниди. демәк, уйғурлар өз тарихида әң көп вә әң мунтизим һәрбий тәлим тәрбийә көрүп қоралланған бир мәзгилини худди чүштәк өткүзүвәтти вә бүгүнки уйғурларға өкиниш туйғуси ата қилиду. хуласә немә? һәй исит наданлиқ! һәй миллий аң вә миллий роһниң омумйүзлүк болмаслиқи, сийасий аң вә сапасизлиқ! бүгүнки хитай сийасийонлири ашу 1970-йиллардики 150-200 миңғичә толуқ қораллинип һәрбий мәшиқтин өткән уйғурларниң сүрәтлирини көргинидә, еһтимал йақисини тутуп қелиши, чөчүп кетиши вә йәнә бир тәрәптин күлүши мумкин. йақисини тутуши хитай коммунистлири, җүмлидин мавниң чоң бир тәвәккүлчилик қилғанлиқи болса, күлүши уйғурлардики әнә шу миллий роһи аҗизлиқ вә сийасий сапасизлиқ болса керәк. чүнки бүгүнки хитай һечқачан вә буниңдин кейинму мундақ 200 миң уйғурға қорал берип, мәшиққә салмайду! бу тәвәккүлчиликни улар тарихта бирла қетим қилди.