доктор нурәхмәт қурбан вә алимҗан буғдани йеңи илмий унванлири үчүн тәбрикләймиз

түркийәдә алий илим йуртлирида оқутқучилиқ қиливатқан икки уйғур - доктур нурәхмәт қурбан вә доктур алимҗан буғда илмий һайатида йеңи нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди. нурәхмәт қурбан профессорлуқ унваниға, алимҗан буғда дотсентлиқ унваниға еришти.
 
доктур нурәхмәт қурбан чанаққәлә 18-март университетиниң оқутқучиси болуп, тәфсир илми бойичә пирофессорлуқ унваниға еришти.
 
истанбул мәдәнийәт университетиниң оқутқучиси вә шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор алимҗан буғда болса, дотсентлиқ унваниға еришти.
 
бу икки устаз вә оқутқучимизниң илмий тәтқиқат хизмәтлирида техиму йуқири нәтиҗиләргә еришишини, вәтән- милләт вә давайимизға хәйрилик хизмәт вә төһпиләрни қолға кәлтүрүшини аллаһтин тиләймиз. мубарәк болсун!!!

 

2024-йили 31-март