түркийәдә хәлқ бүгүн йәни 31-март бәш йилда бир өткүзүлидиған йәрлик сайлам - шәһәр вә районлуқ һөкүмәтләрниң башлиқлирини сайлаш үчүн беләт ташлиди.
бу сайламда үч дәриҗилик мәмурий орунларниң йәни 81 өлкә дәриҗилик шәһәрниң, бу шәһәрләрдики районларниң вә районлардики мәһәллиләрниң башлиқлири сайлап чиқилиди. түркийәниң әң чоң шәһири истанбулни мисалға алсақ, истанбул шәһириниң башлиқи, истанбулдики 39 районниң башлиқи вә бу районлардики мәһәллиләрниң башлиқлири сайлиниду.
игилинишичә, сайламда 81 вилайәт - шәһәр, 973 район вә 390 йеза-базарда шәһәр башлиқи, шундақла 50 миң 336 нәпәр мәһәллә башлиқи сайлап чиқилиду. шуниң билән биргә, шәһәрлик һөкүмәт мәҗлислириниң әзалириму бу сайламда бәлгилиниду.
мәлум болушичә, бу сайламда тизимлатқан сайлиғучилар 61 милйон 441 миң 882 нәпәр болуп, 1 милйон 32 миң 610 нәпәр йаш тунҗи қетим беләт ташлайдикән. сайламға қатнишиш нисбити шәһәрләргә қарап пәрқлиқ болуп, көпинчә җайларда 70 пирсәнттин йуқири болған. ениқ мәлумат түркийә алий сайлам комитети елан қилғандин кейин ениқ болиду.
түркийәдә сайламлар омумий сайлам вә йәрлик сайлам дәп иккигә айрилидиған болуп, омумий сайламда дөләт рәиси вә парламент әзалири сайлиниду. йәрлик сайламда шәһәр вә районларниң башлиқлири вә мәҗлис әзалири сайлиниду. йәрлик сайламлар һәр бәш йилда бир өткүзүлидиған болуп, ахирқи қетим 2019-йили өткүзүлгән иди.
2024-йили 31-март