қийин-қистақтин пәхирлиниш вә әқлий тәңпуңсизлиқ

зимистан» торида бүгүн мушу тимида чиққан мақалидин бир қанчә үзүндиләр тәрҗимиси)
 
көк байрақ, 2024-йили 3-април
 
җинайәт гумандарлирини еғир қейин-қистаққа елиш вә уни хәвәр қилип тарқитиш бүгүн дунйада иккила дөләттә көрүливатиду, бири хитай, йәнә бирси росийә.
 
росийә бихтәрлик күчлири москова терор гумандарлириниң қулиқини кесип еғизиға чишләтти, җан йәрлиригә ток өткүзди вә бу қилғанлирини дөләт ахбаратида хәвәр қилип тарқатти. хитай буниңдин 3 йил бурун, икки уйғур гумандарни көз йеши қилип йиғлаватқан һалтидә теливизорда хәвәр қилди. бу ики гумандар зораванлиқ һәркәтлиригә четилған әмәс, пәқәт « бөлгүчилик» идийигә саһип болған вә бу һәқтә китап нәшир қилған, икки йашта чоң зийали, йуқури дәриҗилик әмәлдар саттар савут вә ширзат бавудунлар иди.
 
бу иккисиң көзидин аққан йаш, хәвәрдә дийилгәндәк идийиси өзгүрүп йаки қилмишиға пушман қилип әмәс, шүбһисизки, дәл әнә шу москова шәклидики бир қийин -қстақниң азабидин иди.
 
росийә бу қейин қистақ хәвири арқилиқ, вәқәдә өлгәнләрниң аилә тавабатлириниң аччиқини басмақчи, дөләт ичи-сиртдики дүшмәнлиригә тәһдит сигнали йоллимақчи болди . хитай болса, йуқарқи қийин-қситақ хәвири билән уйғур рәһбәрләрниң иззәт һөрмитини йәргә урмақчи, уйғурларни қәһриман үлгилиридин мәһрум қалдурмақчи вә уйғур мустәқиллиқ һәркитини мәнивий җәһәттин башсиз қоймақчи болди.
 
бир дөләт рәһбири қандақ әһвал астида, қейин-қистақтин пәхирлиниду вә хәвәр қип тарқитиду? мәлумки әқлий тәңпуңлуқи бузулғанда.
 
путинниң әқлий тәңпуңлуқидики бузулуш, москава тийатурхана һуҗуминиң зәрбисиниң уштумтут вә еғирлиқидин болуши мүмкин, бәлким икки һәптидә ишғал қилип болушни планлиған украинийәни 3 йилдин буйан баш әгдүрәлмәсликидин болуши мүмкин, әмма ши җинпиңдики әқлий тәңпуңсизлиқ, мәдәнийәт инқилавий дәвридики қизил қоғдуғчилиқ мәзгилидә шәкилләнгән.
 
бу әқлий тәңпуңсизлиқниң сәвәби нимә болушидин қәтинәзәр, хәвп-хәтири дунйавидур.
 
путинниң қийин-қистақни пәхирлинип хәвәр қилиши, дунйада диктаторлар үчүн йеңи бир үлгә йаритип , уларни техиму җасарәтләндүриши, хәтәр астидики милләтләрниң әһвлини техиму қейин әһвалға чүшүрүши, мәсилән 6 йилдин буйан лагир вә түрмиләрдә йетиватқан 3 милйондин артуқ уйғурниң һайатини техиму хәвтәрлик басқучқа иттириши мүмкин. йиллардин бери уйғур мәһбусларниң пушайман байанатини хәвәр қиливатқан хитай бундин кейин нәқ қйин-қистақ мәйданини хәвәр қилиши мүмкин. сәуди шаһзадиси муһәммәд бин салмон, сүйқәст билән өлтүргән жорналист җамал қашиқчиниң бәдинини истанбулда қандақ парчилиғанлиқини дунйаға өзи елан қилиши мүмкин.
 
бу тәңпуңсизлиқ дәрһал байқалмиса вә бу тәңпуңсизлиққа тегишлик тәдбир қоллунуп җайиға кәлтүрлмисә , буниң балайи апити, украинийәликләр вә уйғурлар билән чәкләнмәслики, униң дәрдини балтиқ дөләтлири, тәйвән вә һәтта йәнә көплигән дөләтләр тартип қелиши мүмкин. чүнки бу әқлий тәңпуңсизлиқ, бирси украинийәдә уруш елип бериватқан , йәнә бирси шәрқи түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан, қолида йадро қорллири болған икки дөләтниң һөкүмранидики тәңпуңсизлитур.