йапонийә вә йавропа иттипақи хитайға тайинишни азайтиш үчүн техника һәмкарлиқ рамкиси қурмақчи икән

йапонийә вә йавропа иттипақи хитайға тайинишни азайтиш үчүн кейинки әвлад йуқири техникилиқ материйаллири саһәсидә һәмкарлиқ рамкиси қурмақчи икән.
 
йапонийә иқтисад гезити никкейниң 31-март хәвәр қилишичә, , йапонийә вә йавропа иттипақи өзлириниң хитайға болған тайинишчанлиқини азайтиш үчүн, өзәк вә токлуқ машининиң батарейәсини өз ичигә алған йеңи әвлад илғар техника материйаллири үстидә һәмкарлиқ рамкиси орнитишни пиланлиған.
 
април ейида өткүзүш пиланланған муһакимә йиғинида токлуқ машина (EV) ниң ток мәнбәси сүпитидә кишиләрниң диққитини қозғиған натрий ионлуқ батарейә вә йерим өткүзгүч материйаллири қатарлиқ саһәләрни чөридигән һалда музакирә елип берилидикән. буниңдики мәқсәт истиқбаллиқ йеңи материйалларни имканқәдәр тез әмәлий қоллинип, хитайға тайиништин сақлиниш икән.
 
бу пиланни ашкарилиған йавропа иттипақи комитетиниң йеңилиқ йаритиш вә тәтқиқатқа мәсул комиссари илйана иванова (Iliana Ivanova): «ортақ қизиқидиған саһәдә бу хил сөһбәт рамкисини бәрпа қилиш һәр икки тәрәпниң мәнпәәтигә пайдилиқ» дегән.
 
2024-йили 3-април