барин инқилабиниң 34 йиллиқида әзиз шеһитләрни йад етимиз!

буниңдин 34 йил бурун йүз бәргән, хәлқимиз арисида барин қозғилиңи, барин инқилаби, барин җиһади вә барин қирғинчилиқи дегәндәк намлар билән атилип кәлгән, хитай ишғалийити вә зулмиға қарши күрәшниң вә бир қанлиқ қирғинчилиқниң символи болған инқилабий һәрикәтни вә бу җәрйанида қурбанлиқ бәргән шеһитлиримизни миннәт ичидә йад етимиз!

барин қозғилиңи алдинқи әсирниң 90-йиллирида уйғур җәмийитидә хитай даирилириниң бастуруш сийасити вә һийлә-нәйрәңлиригә қарши наразилиқиниң күнсери күчийиватқан ипадилириниң бири. хитай даирилириниң намайишчиларни зораванлиқ билән бастуруши йеқинқи нәччә он йилда ирқий қирғинчилиққа айлинип кәткән уйғур хәлқигә қаритилған зораванлиқниң техиму кеңийиватқанлиқиниң бәлгиси иди.

34 йил илгири, йәни 1990-йили 4-айниң 5-күни, зәйиндин йүсүп башчилиқидики уйғур хәлқи қәшқәр шәһиригә йеқин болған ақту наһийәсиниң барин базирида хитай коммунистлириниң зулум, сийасий зийанкәшлик, ирқий кәмситиш, миллий вә диний йоқитиш сийаситигә қарита қаршилиқ көрситиш һәрикитини башлиған. бу һәрикәт хитайниң қораллиқ арилишиши билән қораллиқ инқилабқа айланди. ахирида, хитайниң сақчи вә армийисиниң қораллиқ бастуруши билән бир қирғинчилиққа айланди. 

80-йиллардин башлап, хитайниң шәрқий түркистанда аталмиш «пиланлиқ тоғут сийасити» намида уйғурларниң әхлақий вә диний пиринсиплириға хилап һалда елип барған сийасәтлири, җүмлидин айалларни бала чүшүрүшкә зорлаш, тоғулуш алдида турған бовақларни мәҗбурий чүшүрүш вә башқа қаттиқ қол сийасәтләр хәлқ арисида наразилиқ қозғиди. шәрқий түркистанға түркүмләп хитай аққунлириниң келиши, «уйғур аптоном райони» ичидики мустәқил бир мәмурий вә һәрбий орган болған аталмиш «ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни»ниң кеңәйтилишиму қәлби ойғақ уйғур йашлириниң хитайниң уйғур дийарини хитайчилаштуруштәк рәзил нийитини көрүп йетишигә вә буниңға қарши һәрикәт қоллинишиға түрткә болған иди. 

дәсләптә уйғур хәлқиниң йезилиқ һөкүмәткә берип наразилиқини билдүрүш билән башланған бир һадисә хитай даирилириниң бастуруши билән бир қораллиқ һәрикәткә айланди. вәзийәтниң йаманлишиватқанлиқини көргән хитай коммунист һакимийити 20 миңдин артуқ қораллиқ әскәр, танка әтрити, тик учар вә айропилан әвәтип районни қамал қилди вә кәң көләмлик қирғинчилиқ елип барди. 

кейинки нәччә он йилда, хитай уйғур өктичилирини рәһимсизләрчә бастуруш билән биргә, техиму вәһший сийасәтләрни йолға қойулди. бүгүнки күнгә кәлгәндә, хитайниң мәқситиниң адиллиқ тәләп қилидиған уйғур авазини пүтүнләй җимиқтуруш әмәс, бәлки уйғурларни бир милләт сүпитидә пүтүнләй йоқутушқа урунуш икәнлики ашкариланди.

2024-йили 4-април