хитай росийәни һәрбий ахбарат мәқситидә сүний һәмраһ сүрити билән тәминлимәктә икән

хитайниң росийәни украинадики нишанлириға һуҗум қилиш үчүн сүний һәмраһ рәсимлири вә башқа һәрбий үскүниләр билән тәминлигәнлики оттуриға қойулди.

украина таратқулириниң 7-април биломбергни асас қилған хәвиригә қариғанда, хитай украинаға қилған һуҗуми үчүн росийәгә болған йардәмни көпәйткән.

хитай росийәни һәрбий мәқсәттә сүний һәмраһ тәсвири, шундақла микро електрон өзәк вә танкиларниң машина сайманлири билән тәминлигән. хитайниң йардими йәнә оптика, башқурулидиған бомба йеқилғуси вә аләм бошлуқи һәмкарлиқини өз ичигә алиду.

игилинишичә, икки дөләт оттурисидики содиниң 2023-йили 240 милйард америка доллирилиқ рекорт йаратқанлиқи көрситилди. униңдин башқа, росийә хитайға көмүр, нефит қатарлиқ таварларни експорт қилишни көпәйткән.

хәвәрдә мундақ дейилгән: «муһими, хитай вә хоңкоңму москваниң қорал йасашта ишлитилидиған йаки еһтийаҗлиқ болған өзәк вә топлаштурулған ток йоли қатарлиқ чәкләнгән техникиларға еришишидики асаслиқ дәрвазисиға айланди. гәрчә америка вә йавропа иттипақи бу йөткилишкә қулайлиқ йаритип бәргән бир нәччә хитай ширкитини тизимликкә киргүзгән болсиму, әмма содида пәсәйтиш аламәтлири йоқтәк қилиду.»

2024-йили 7-април