бүгүн шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 79 йиллиқ хатирә күни

бүгүн, 1945-йили 8-април ғулҗада қурулған шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 79 йиллиқ хатирә күни!!! җаллат шиң шисәй вә ишғалчи гоминдаң күчлиригә қарши қозғалған хәлқ 1945-йили 4-айниң 8-күни ғулҗида шәрқий түркистан миллий армийиси қурди. ғулҗида шәрқий түркистан дөләт армийәсигә байрақ тапшуруш мурасими өткүзүлүп, мунтизим шәрқи түркистан дөләт армийәсиниң рәсмий қурулғанлиқи җакарланди. қошунниң формилири совет иттипақи армийәсигә тәқлид қилип тиктүрүлди. армийәниң пагон, какар, байрақлири бекитилди, медал вә орденлар тарқитилди.

1931-йилдин 1934-йилғичә вә 1944-йилдин1949-йилғичә  шәрқи түркистанда хитай таҗавузчи һакимийитигә қарши күчәйгән азадлиқ һәрикәтлири йеқинқи заман уйғур сийасий тарихида унтулғусиз әслимиләрни қалдурди. болупму  1945-йили 4-айниң 8-күни қурулған шәрқи түркистан дөләт армийәсиниң 1949-йил тарқитилветилшигчә болған җәрйанда бесип өткән күрәш мусапилири уйғур тарихида шанлиқ изларни қалдурди. 

җаллат шең шисәй 1943-йили совет иттипақидин туйуқсиз йүз өригәндин кийин, 1944-йили шәрқи түркистанда иккинчи қетимлиқ кәң көләмлик инқилаб партлиди. 1944-йили 9-апрел, сабиқ совет иттипақиниң ғулҗида турушлуқ консулханисиниң қоллиши вә йардими билән ғулҗа наһийә базири(һазирқи ғулҗа шәһири)дә шең шисәй вә гоминдаң һөкүмитигә қарши йәр асти тәшкилат – ғулҗа азадлиқ тәшкилати қурулди, елихан төрә рәис болди. 1944- йили 8-айда патих батур, әкбәр батур, сейит батур, ғени батур қатарлиқларниң башчилиқида  нилқа наһийәсиниң уластай тағлиқ районида партизанлар әтрити қурулди. 

dogu-turkistan-milli-ordusu-1712559041-83

шәрқий түркистан миллий армийиси шәрқий түркистанниң шималидики үч вилайәтни наһайити қисқа вақит ичидә хитайниң таҗавузидин қутулдурди вә җәнубқа атланди. муз давандин өтүп ақсуниң бай вә үчтурпан наһийәлирини азад қилип, хитай қисимлирини ақсу шәһиригә қистап кәлди.

армийә йәнә шәрқий түркистандики хитай һакимийитиниң сийасий мәркизи болған үрүмчииң әң күчлүк мудапиә линийиси болған шихо вә җиң мудапиә линийисини вәйран қилип, үрүмчини муһасиригә алди.

1949-йили шәрқий түркистан сийасий содилардин кейин хитай коммунист һакимийитиниң ишғалиға чүшүп қалди. бу вақтқичә ишғалчи күчләргә қақшатқуч зәрбә бәргән миллий армийә аста-аста хитай армийисниң бир қисми қилип өзгәртилди. миллий армийә тәркибидики нурғун офитсерлар вә әскәрләр түрлүк боһтанлар билән йоқитилди. 

1950-йили 1-айниң 20-күни, шәрқий түркистан миллий армийиси таҗавузчи хитай коммунистлири тәрипидин хитай армийисиниң 5-биңтүәни қилип қайтидин тәшкилләнди. коммунист хитай һакимийити 10 йил давамлашқан  мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидә шәрқи түркистан армийәсиниң генераллири вә әскәрлирини түрлүк суйиқәст вә баһаниләр билән өлтүрүп йоқ қилиду. 

2024-йили 8-април