хитай сақчи даирилири мәхсус уйғурчә видеолуқ уқтуруш тарқитип чәтәл әплирини ишлитишни чәклигән

хитайниң шәрқий түркистандики сақчи даирилири мәхсус видийолуқ уқтуруш тарқитип, райондики тор абунитлирини тикток, X йәни бурунқи тиветтер, йутйуб, биткойин қатарлиқ иҗтимаий алақә әплирини йүклимәсликни, йүклигәнләрниң қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини агаһландурған. һалбуки, йиллардин буйан қаттиқ қамал астида туруватқан шәрқий түркистанда, уйғурларниң бу хил әпләрни чүшүрүш иһтималлиқи төвән болупла қалмастин, көп сандики уйғурлар буларниң барлиқидинму хәвәрсиз. 
 
уйғур дийаридики җ х тармақлириниң дойин қатарлиқ иҗтимаий алақә супилирида тарқатқан уйғурчә видеода агаһландурушичә, әгәр тор абунитлири йуқириқи иҗтимаий таратқу әплирини қачилиса қолға елинидикән, 15 миң йүән җәриманә қойулуп, иҗтимаий ишәнч кредитидин 40 номур тартилидикән.
 
хитай һөкүмәт әмәлдарлири тикток, X йәни тиветтер, линкидин, фейсбук, йутйуб қатарлиқ иҗтимаий алақә супилирида һесаб ечип, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгәкни инкар қилишта кәң пайдилиниватқан болсиму, лекин уйғур дийаридики җ х тармақлириниң уқтуруш чиқирип, тор абунитлирини агаһландуруши, болупму хитайниң байт дәнс ширкитигә қарашлиқ тиктокниңму чәтәл ширкәтлири қатарида агаһландурулуши диққәт қозғимақта.
 
йуқиридики агаһландуруш хитай даирилири тарқатқан бир синда бир уйғур айал сақчиниң тили билән сөзләнгән болуп, бу фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тарқитилғандин кейин диққәт қозғиди. чүнки муһаҗирәттики уйғурларла йутйуб, твиттер қатарлиқ әп вә супилардин пайдилиналайду, йәнә келип чәтәлләрдики зор көп санлиқ уйғурниң вәтәндики аилиси вә йеқинлири билән болған алақиси 2017-йилидин башлап пүтүнләй дегүдәк үзүлгән. бу хил әһвалда, хитай даирилириниң йәнә бу хил агаһландуруш чиқириши уйғурларни тутқун қилиш вә җазалаш үчүн йеңи баһаниләр издәватқанлиқиниң ипадиси дәп қаралди. 
 
2024-йили 8-април