истанбулдики уйғурлар роза һейтниң 2-күни бирликтә һейтлашти

истанбулдики уйғурлар йиллардин буйан давамлишип кәлгән адити бойичә, бу йилму роза һейтниң 2-күни бирликтә һейтлашти.
 
11-април пәйшәнбә күни, истанбул сафакөйдики бир оттура мәктәпниң қорусида шәрқий түркистанлиқлар һейтлишиш паалийити өткүзүлди.
 
шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң саһипханлиқида өткүзүлгән паалийәткә, һәр қайси тәшкилат вә җәмийәтләрдин, шундақла истанбулда йашаватқан уйғурлардин болуп нурғун киши қатнашти. паалийәттә сөз қилған тәшкилат мәсуллири, вәтән ичи-сиртидики хәлқимизниң һейтини тәбрикләш билән биргә, тәшкилатлар арисдики өзара чүшиниш вә һәмкарлиқни, шундақла муһаҗирәттики хәлқимизниң иттипақлиқини тәкитлиди. 
 
бу хил паалийәтләргә йаш-өсмүрләрниң көпләп қатнишиши вә актиплиқ билән номур орунлап паалийәткә һөсүн қошуши кишини сөйүндүриду. 
 
436801266_10224268547921080_6785086300187315361_n
 
436238460_2139933996374225_5531792634299597278_n
 
436422955_2139934123040879_4130979617123868511_n
 
бу сүрәттә, балилар һейтлиқ елшни тәқәззарлиқ билән күтмәктә.
 
2024-йили 11-април