розвелт фонди җәмийити тәрипидин йилда бир қетим 4 категорийә бойичә тарқитилидиған вә «әркинлик мукапати» дәпму аталған мәзкур мукапат, пирезидент розвелт тәрипидин 1941-йили 1-айниң 6-күни америка дөләт мәҗлисидә елан қилинған. 1950-йилидин етибарән бу мукапат инсанларниң 4 чоң әркинлики пиринсипиға тайанған алаһидә әркинлик мукапати болуп қалған. бу 4 чоң әркинлик инсанларниң пикир әркинлики, ибадәт әркинлики, йоқсуллуқтин қутулуш әркинлики, қорқунч вә тәшвиштин қутулуш әркинликидин ибарәт.
зумрәтай әркин буниң ичидики ибадәт әркинлики категорийәси бойичә мукапатқа лайиқ көрүлгән. у, бу мукапатни тапшуруп алғандики хушаллиқини көпчилик билән ортақлашти һәмдә униң роза һейтта бир уйғур қизиға берилишиниң чоңқур мәнигә игә икәнликини билдүрди.
мукапат тарқитиш мурасими үчүн, зумрәтай әркин, долқун әйса, қурултай тәшвиқат бөлүми хадимлири 10-апрел голландийәгә йетип кәлгән. мурасимға қурултайниң голландийә вәкиллири вә голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ, шундақла белгийә уйғур җәмийити вәкиллириму қатнашқан.
бу мукапат тарқитиш мурасимға голландийә хан җәмәти вә голландийә һөкүмитиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири қатнашқандин башқа, дунйаниң һәр тәрипидин кәлгән сийасәтчиләр, сийасий паалийәтчиләр, дипломатлар, ахбаратчилар қатнашқан. йиғиндин кейин зумрәтай әркин вә дунйа уйғур қурултийи рәиси долқун әйсалар голландийә падишаһи вилйам билән айрим сөһбәт елип бериш пурситигә еришкән болуп, зумрәтай әркин голландийә падишаһи вилйамға уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштурған.
2024-йили 12-април