шолз мурәккәп сода вә сийасий муһитта хитай зийаритини башлиди: кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин үмидләр

германийә баш министири олаф шолз хитайдики үч күнлүк зийаритини башлиған болуп, зийарәт мәқсити хитайниң сода паалийәтлири вә росийәгә тутқан позитсийиси қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрни һәл қилиш билән бир вақитта, дөлитиниң әң муһим сода һәмраһи билән болған мунасивәтни күчәйтиш дәп қаралмақта. германийәниң йуқири дәриҗилик сода рәһбәрлириниң һәмраһлиқида, шолз чуңчиң сәпирини башлиди, кейин шаңхәй вә бейҗиңни зийарәт қилиду. бу сайаһәт баш министирниң вәзипигә олтурғандин буйанқи бир дөләткә қилған әң кәң даирилик зийарити һесаблиниду. йәнә бир тәрәптин, дунйа уйғур қурултийи қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири германийә баш министирини хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тилға елишқа вә очуқ позитсийә билдүрүшкә чақирди.

хәвәрләрдин мәлум болушичә, германийә баш министири шолз 14-април йәкшәнбә күни министирлар вә сода вәкиллиридин тәшкил тапқан чоң бир һәйәт билән хитай зийаритини башлиди. униң тунҗи бекити хитайниң аптомобил вә башқа санаәт ишләпчиқиришиниң мәркәзлиридин бири болған чоңчиң шәһири болуп, бу йәрдә германийә мәбләғ салған нурғун карханилар бар. у арқидин хитайниң пул муамилә мәркизи шаңхәйгә бариду. ахирида бейҗиңға берип хитай рәһбири ши җинпиң вә баш министири ли чйаң билән көрүшиду. 

шолзниң бу зийарити йавропа иттипақи хитайниң адил болмиған базар риқабити паалийәтирини, җүмлидин токлуқ аптомобилға тәминлигән дөләт толуқлимисини тәкшүрүватқан бир пәйткә тоғра кәлди. шуниң билән биргә, росийә-украина уруши вә бу җәрйанда хитайниң изчил росийә тәрәптә турушиму германийә баш министириниң зийаритигә көләңгә ташлап турмақта. 

гирманийә бир тәрәптин хитай билән болған иқтисадий мунасивитини күчәйтишни, йәнә бир тәрәптин хитайға тайинип қелишни азайтишни арзу қилиду. лекин, таратқулардики тәһлиләр, германийәниң хитайға болған тайиништин қутулушиниң ундақ асан әмәсликини көрсәтмәктә.

германийә карханилири хитайдики адил болмиған риқабәттин шикайәт қилиду, шуниң билән бир вақтта, дөләтму ишләпчиқириш вә тәминләш зәнҗиридә хитайға тайинишни азайтиш үчүн бәзи сийасәтләрни чиқармақта. лекин шундақ болушиға қаримастин, хитай 2023-йили уда сәккиз йил германийәниң әң чоң сода шерики болған. 

кишилик һоқуқ мәсилиси

германийә баш министириниң зийаритидики сәзгүр темилардин бири кшилик һоқуқ мәсилиси болуп, дунйа уйғур қурултийи қатарлиқ аммиви тәшкилатлар хитай зийаритини башлаш һарписида шолизға мәктуп йезип, униң хитай зийаритидә уйғурларға қарши елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни тохтитиши үчүн күчишини тәләп қилған.

мәктупта «уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қарши елип бериливатқан вәһший ассимилйатсийә сийасити»ә хатимә берилиши, болупму уйғурларниң мәдәнийәт кимлики, тили вә әнәнилиригә чоқум һөрмәт қилиниши, уйғурларниң бир хәлқ сүпитидә һәқ-һоқуқи вә әркинликиниң қоғдилиши керәклики» тәкитләнгән.

мәлум болушичә, уйғурлардин сирт йәнә герман, тибәт вә хоңкоң тәшкилатлири бирлишип йоллиған мәзкур мәктупта, олеф шолизниң уйғур райони, тибәт, хоңкоң, җәнубий моңғулийә, һәтта хитайниң өзидики қәбиһликләр вә кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қойуши тәләп қилинған.

 

2024-йили 15-април