роза һейтта хәлқ қәлбидин урун алған икки уйғур аримиздин айрилди

бу йил роза һейтта, муһаҗирәттики уйғурлар җамаәткә тонушлуқ икки шәхстин вақтсиз айрилип қалди. уларниң бири уйғур бовайлаға хас симаси вә паалийәтләрдики хуш авази билән тонулған йәкәнлик абдүшүкүр акимиз, йәнә бир уйғур айаллири арисидики актиплиқи вә пәрзәнт тәрбийиси билән тонулған айшә ханим.

роза һейт намизини җамаәт билән бирликтә оқуған абдүшүр һаҗим тағимиз 12-април йәни һейтниң үчинчи күни сәһәрдә бақий аләмгә сәпәр қилди. үч күндин кейин, бир мәзгилдин буйан бөрәк кесәллики сәвәблик дохтурханида давалиниватқан айшә йасин ханимниң вапат хәвири кәлди.

абдүшүкүр һаҗим йәкәнлик болуп, 1946-йили тоғулған, илгири имамәтчилик қилғанлиқи мәлум. 2013-2014 йиллири башқа миңлиған уйғурлар билән бирликтә шәрқий җәнубий асийадин түркийәгә һиҗрәт қилип кәлгән. бу җәрйанда оғлиниң хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилгәнлики вә он йиллиқтин артуқ кесилгәнлики мәлум. у пәрзәнтлири вә нәврилири билән түркийәгә кәлгән болуп, бу җәрйанда истанбул вә қәйсәридә йашиған. йеқинқи йилларда, уйғурларниң паалийәтлиригә актип қатнишип, өзиниң мулайим, хуш пииллиқи билән һөрмәткә еришкән болса, һөкмәт вә шиларни оқушлири билән көңүлләрдин орун алған иди. униң абдуреһим өткүрниң «из» намлиқ шеирини аһаңға селип оқуши муһаҗирәттики уйғурлар арисида тарқилип алқишқа еришкән иди. мәрһумниң намизи қәйсәридә оқулди.

aysehanim

абдүшүкүр һаҗим вә башқа миңлиған уйғурларға охшаш хитай зулми сәвәблик түркийәгә кәлгән айшә ханим, йолдиши вә пәрзәнтлири билән истанбулда йашаватқан иди. у уйғур айаллири арисидики актиплиқи, җанлиқлиқи вә пәрзәнт тәрбийиси җәһәтләрдики тиришчанлиқи билән тонулған. у түрлүк сийасий вә мәдәнийәт паалийәтлиригиму актип қатнашқан, шундақла йеқинда хуш авази билән қоран кәримниң уйғурчә тәрҗимисини оқуп тарқатқан. мәрһумниң мейт намизи бүгүн истанбул сәфакөйдики фатиһ җамәсидә оқулуп, арқидин силиври районидики гүмүшкайа мазарлиқиға дәпнә қилиниду.

һәр икки мәрһумға аллаһтин рәһмәт тиләймиз! маканлири җәннәт болсун!!!

2024-йили 16-април