америка парламентида «уйғур гурупписи» қурулди

16-април күни, америка дөләт мәҗлисидә «уйғур гурупписи» (Congressional Uyghur Caucus) ниң қурулғанлиқи рәсмий җакарланған болуп, мәзкур паалийәткә америка дөләт мәҗлисиниң көплигән әзалири, кишилик һоқуқ мутәхәссислири, тәтқиқатчилар, лагер шаһитлири вә паалийәтчиләр қатнашқан. 

вашингтондики «уйғур һәрикити» тәшкилатиниң тәшәббуси билән өткүзүлгән мәзкур муһим паалийәткә америка дөләт мәҗлиси әзалири, «америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фонди җәмийити» қатарлиқ тәшкилатларниң рәһбәрлири, бәзи уйғур тәшкилатлириниң рәислири, уйғур паалийәтчилири вә лагер шаһитлириму қатнишип айрим-айрим тәбрик нутқи сөзлигән. 

америка дөләт мәҗлисидики уйғур гурупписи хитай һөкүмити уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқни һәл қилиш вә бу һәқтики чүшәнчини ашуруш мәқсити билән қурулған болуп, йиғинда авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси майк маккол, авам палата әзаси том сузи вә авам палата әзаси кирис симит қатарлиқлар кириш сөзи қилған. улар сөзлиридә, америка дөләт мәҗлисидә қурулған бу гуруппиниң уйғурларға елип бериливатқан ирқий қирғинчилиққа болған нәпрәт вә һошйарлиқни күчәйтип, 21-әсирдики бу әң еғир кишилик һоқуқ паҗиәсини түгитиш үчүн қәтий тиришидиғанлиқини тәкитлигән.

америка дөләт мәҗлиси қармиқидики «хитай ишлири иҗраийә комитети» ниң рәиси кристофер симит сөзләватиду. 2024-йили 16-апрел, вашингтон

америка дөләт мәҗлиси қармиқидики «хитай ишлири иҗраийә комитети» ниң рәиси кристофер симит сөзләватиду. 2024-йили 16-апрел, вашингтон

 бу йиғинға йәнә, америка дөләт мәҗлиси америка-хитай риқабити алаһидә комитетиниң рәислириниң бири, авам палата әзаси раҗа киришнаморти, авам палата ташқи ишлар комитети әзаси майкел валтиз, авам палата әзаси җеннифер векистон ханим, америка хәлқара диний әркинлик комитети комиссари нури түркәл, америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фонди муавин рәиси брайн җосиф вә дунйа уйғур қурултийи рәиси долқун әйса қатарлиқлар қатнашқан һәм сөз қилған.

уйғур һәрикитиниң иҗраийә директори рошән аббас ханим йиғинда сөз қилип, америка дөләт мәҗлисидә уйғур гурупписиниң барлиққа келишиниң әһмийитигә йуқири баһа бәргән. у сөзидә «бу гуруппа уйғур мәсилисиниң америкадики асасий еқимға киргәнликиниң һәқиқий сигнали» дәп баһалиған. шундақла у, әйни чағда дөләт мәҗлисидә уйғур гурупписи қуруш һәққидики тәлипигә қулақ селип, бу ишни вуҗудқа чиқарған авам палата әзаси том сози вә кирис симитларға тәшәккүрини билдүргән.

2024-йили 18-април