биз күчлүкләр аҗизларни йәп йашайдиған орман қануни һөкүм сүрүватқан бир заманда йашаватимиз. дунйа йаралғандин бери бу қанунийәт өзгәрмиди, күчлүкләр күчини йоқатмиған муддәткичә күчлүк болувәрди, аҗизлар күчлүк болушқа интилмигән муддәткичә аҗиз қеливәрди, бара-бара дунйадин йоқилип тарихқа айлинип қалди. әтрапимизда чоң белиқлар кичик белиқларни йәп сәмрип йашаватиду, кичик белиқлар аста-аста мунқәрзликкә йүз тутуватиду. чүнки йашаш үчүн күчлүк болуш шәрт.
авустралийәни бесивалған әнгилийәлик ингилиз авустралийәниң әсли пуқралири болған абурҗин миллитини өлтүрүп түгитишни нийәт қилған болсиму, уларни қоғлап барған ингилизләр авустралийәниң иссиқ бәлвағқа җайлашқан районлириниң иссиқиға бәрдашлиқ берәлмигәнликтин, қоғлаштин ваз кечиш сәвәблик пуқралардин интайин аз сандики кишиләр һайат қалған икән. авустралийәдә йашайдиған бир достумниң ейтип беришичә, һазир авустралийәдики йәрликләрниң нисбити пүтүн авустралийә нопусиниң йүздә бир пирсәнтини тәшкил қилидикән. вәтинимиздин ингилизләрни қоғлап чиқиримиз, авустралийәни азад қилимиз дегән бирәр абурҗинниң авазини аңлап бақмидуқ. чүнки улар түгәшти, уларниң түгишиши билән улардики роһ вә ирадиму түгиди. һечқандақ бир дөләт йаки бир милләт абурҗинларға ич ағритип, уларниң дөлитини өзлиригә елип бериш керәк дәп бақмиди.
әндулус (һазирқи испанийә) өз вақтида ислам дөлитиниң пайтәхти иди. миладийә 710-йилидин 1492-йилиғичилик ислам һакимийити йүргүзүлгән, көплигән мәдәнийәтләр мәйданға кәлгән, илим-пән тәрәққий қилған бир ислам мәркизи иди. пүтүн йавропалиқлар бу мәркәзгә келишни вә униң мәдрислиридә илим-мәрипәт өгинишни арзу қилидиған бу шанлиқ ислам мәркизи қизил крест хиристийан мустәмликичилири тәрипидин ишғал қилинғандин кейин, у җайдики мусулманлар йа хиристийан динини қобул қилиш йаки өлүп төгишиштин ибарәт икки таллашқа мәҗбурланған болуп, көплири өлүп түгиди. шуниң билән 800 йилға йеқин ислам һакимийити йүргүзүлгән вә ислам мәдәнийәт мәркәзлиридин болуп кәлгән әндулус дөлити хиристийан дөлитигә, аһалиси хиристийанларға айлинип қалди. һазирқи күндә һечқандақ бир мусулман дөлитиниң йаки мусулман җамаитиниң әндулусни қайтуруп алимиз дегәнликини аңлап бақмидуқ. чүнки унтулуп кәтти, интиқам алидиған, өз вәтинини қайтуруп алидиған җанлар өлүп түгиди, кейинкиләр өзлириниң дәрди билән қалди.
демәк, һәрким өзини өзи қутқузуши керәк. башқа бири уни қутқузуп қоймайду, һәтта аллаһ тааламу җим йатқан хәлқни қуллуқтин һөрлүккә ачиқип қоймайду, әгәр шу хәлқ өзликидин һәрикәткә келип, қуллуқтин қутулуш йолини издәп мәйданға чүшсә вә йоли һәқ болуп, шәриәт вә тәбиәт (йәни сәвәб билиш) қанунийәтлиригә әмәл қилған болса, аллаһ таала уларға чоқум йардәм қилиду. бу пәйғәмбәр әләйһиссалам билән саһабиләрниң мисалиға охшайду. әгәр у хәлқниң йоли һәқ болсиму, улар шәриәт вә тәбиәт қанунийәтлиригә әмәл қилмиған болса, аллаһ таала уларға йардәм қилмайду. уларни өз иқтидариға вә күч-қуввитигә тәрк етиду. улар өз тиришчанлиқиға қарап йа ғәлибә қилиду йаки йеңилиду.
бу дунйа адаләт қилмайду, инсап қилмайду, һечкимгә вә һечбир милләткә ич ағритмайду, һәқ-наһәқ бу дунйада бир тәрәп қилинмайду, ким күчлүк болса, һәқиқәт шуниң йенида болиду, шуниң гепи ақиду. чүнки бу дунйа һәқ-наһәқ айрилидиған, адаләт һөкүм сүридиған җай әмәс, униң орни ахирәттур.
бу дунйа җападин қорқмайдиған, чидамчанлиқ билән ишләйдиғанларға қурулған мәйдан болуп, ишлимигән адәм йаки милләт гәрчә аллаһ таалаға имани бар мумин болсиму, бу дунйада нәтиҗә қазиналмайду. ишләйдиған адәм йаки милләт гәрчә капир болсиму, у ишлигән ишиниң нәтиҗисини чоқум көриду. аллаһ таала қуран кәримдики «инсан пәқәт өзи ишлигән ишиниң нәтиҗисинила көриду» дегән сөзидә «инсан» дәп кәлтүргән, мумин инсан йаки капир инсан демигән. мәйли қандақ милләт болсун, қандақ инсан болсун, «ишлигән чишләйду».
буларниң һәммисини ойлиғинимизда, төвәндикидәк нәтиҗиләргә еришимиз:
1. бизниң ахирәт күнигә болған иманимиз күчлиниду, аллаһ тааланиң адалитигә болған тәлпүнишимиз ашиду. чүнки бу дунйаниң наһәқчиликлири, инсапсизлиқи, адаләтсизлики бизни аллаһ тааланиң адалитигә тәлпүндүриду. ахирәттин ибарәт һәқ-наһәқ айрилидиған, адаләт өз орнини тапидиған, залимлар җазасини тартидиған, зулумға учриғанлар интиқамини алидиған бир күнниң болуши әқилниң вә адаләтниң тәқәззасидур. навада ахирәттин ибарәт адаләт йүздәйүз әмәлгә ашидиған, һәқ-наһәқ айрилидиған, һәтта мүңгүзсиз һайванларниң қисаси мүңгүзлүк һайванлардин елип берилидиған бир күн болмиса иди, инсанларда адаләткә тәлпүнүш, наһәқчиликни йаман көрүш һессийати болмиған болатти. чүнки йоқ нәрсини тәсәввур қилғилиму болмайду.
2. биз өзимизни өзимиз қутулдурмисақ, бизни чоң дөләтләр йаки мусулман хәлқләр вә йаки қандаш хәлқләр қутқузуп қоймайду. өзимиздин башқа һечқандақ дөләт, һечқандақ хәлқ бизниң ғемимизни йемәйду, һәтта аллаһ тааламу бизни қуллуқтин, асарәттин қутқузуп қоймайду. чүнки аллаһ таала йатқанни йөлимәйду, әмма орнидин турғанни, һәрикәт қилғанни қанунийәт бойичә иш қилғанни йөләп қойиду. аллаһ таала бурунқи пәйғәмбәрләрниң үммәтлири ичидики залимларни һалак қилиш арқилиқ езилгән муминләрни қутқузуп қойған болсиму, бу қанунийәт муһәммәд әләйһиссаламға кәлгәндә өзгәргән. шуңа аллаһ таала ислам үммитигә абабил қушлирини әвәтмәйду, уларниң дүшмәнлирини өзи һалак қилип бәрмәйду. муминләр муһәммәд әләйһиссаламдәк шәриәт вә тәбиәт қанунийәтлиригә толуқ әмәл қилса, аллаһ таала уларға чоқум йардәм қилиду вә уларни дунйаға һөкүмдар қилиду. әгәр мусулманлар заманимиздикидәк аллаһ таала каинатта бекиткән вә қуран кәримдә назил қилған қанунийәтләргә әмәл қилмиса, аллаһ таала уларға йардәм қилмайду, уларни өз күч-қуввитигә тәрк етиду-дә, әһвали һәргизму йахшиланмайду.
3. зулумдин қутулуш, мустәқиллиққа еришиш узун мусапилик йол. бүгүн йаки әтила қолға кәлтүргили болидиған иш әмәс. бу йолда һайаҗан, һессийат, ғәзәп, аччиқ, сәврсизлик ишқа йаримайду, бу йолда чидам, әқил-парасәт, пәм, идрак, йирақни көрүш иқтидари вә изчиллиқ керәк. мустәқиллиқниң ишикигә келип болған пәләстинликләрниң әһвалини һәммә обдан билиду. уларни дунйа қоллимайватиду йаки уларниң исраилийәдин өз һәққини елишқа күчи йәтмәйду. мустәқиллиқ дегән һәркимгә чирайлиқ аңлинидиған, езилгән, мустәмликиниң дәрдини болғучә тартқан хәлқниң көңлини хуш қилидиған, чирайиға күлгә беғишлайдиған чирайлиқ сөз. һәрқандақ уйғур мустәқиллиқчидур. һәтта хитайда йуқири мәнсәпкә чиққан ғалча уйғурларму «кашки, мустәқил болған болсақ, чоң бир хитай дөлитиниң кичик әмәлдарлири болғандин көрә, мустәқил бир дөләтниң дөләт әрбаблири болаттуқкән» дегәнләрни көңлидин кәчүридиғанду, бәлким. демәк, мустәқиллиқни халимайдиған уйғур йоқтур. әмма мустәқиллиқ дегән қуруқ шоарлар билән, арзу-арманлар билән вә һессийатқа тайинип қозғилип қойуш билән әмәлгә ашмайду. мустәқиллиқ үчүн изчил ишләш, илим –мәрипәт, күч-қуввәт, пәм-парасәт тәләп қилиниду. дунйада һәрким ишлигән ишиниң нәтиҗисини чоқум көриду, кечикип болсиму көриду. хорма дәрихи тиккән адәмму униң хормисини өзи көрмисиму, униң әвладлири көриду, чүнки хорма дәрихи йигирмә, оттуз йилдин кейин мевә беридиған дәрәх болуп, уни тиккән адәм омумән кейинкиләр үчүн тикиду. чүнки көп һалларда униң өмри мевини көрүшкә йәтмәйду. биздә қилған әмгәклиримниң мевисини әвладлирим көрсун дәйдиған халис нийәт омумлашқан чағда, бизниң ишимиз чоқум ғәлибигә қарап йол алиду. биздә «қилған ишимниң нәтиҗисини мән көрүшүм керәк, болмиса қилмаймән» дәйдиған шәхсийәтчилик иллити йоқилип, һәммимиз хорма дәрихи тиккән адәмдәк сәврчан, чидамлиқ, һармас болуп йетилгән чағда, бизниң ишимиз раваҗ тепиши мумкин.
немә қилиш керәк?
мустәқиллиққа еришиш йолида қилишқа тегишлик ишларниң ичидә әң капаләтлик вә әң мевилик болғини адәм йетиштүрүштур. чүнки дунйани өзгәртидиғанларму адәмләрдур. йарамлиқ адими бар милләт һәргиз аҗиз әмәс, у һаман арзусиға йәтмәй қалмайду. шуңа биз алди билән әвладлиримизни мустәқиллиқ үчүн керәк болидиған илим –мәрипәт вә аң – сәвийә билән йетиштүрүп чиқишимиз лазим. буни әмәлгә ашуруш үчүн пәрзәнтлиримизни әң алий вә әң қиммәт мәктәпләрдә сүпәтлик оқутушимиз шәрт. барчә байлиқимизни пәрзәнтлиримизни оқутуш үчүн сәрп қилсақ, әң ақиланә иш қилған болимиз. чүнки бизниң әң чоң байлиқимиз әвладлиримиздур. сийасәтни билидиған, дунйани чүшинидиған, вәтинини сөйидиған аллаһтин қорқидиған от йүрәк әзимәтләрни йетиштүрүп чиқиш һәрбир шәрқий түркистанлиқниң баш тартип болалмайдиған диний вә миллий мәҗбурийитидур. өзиниң пәрзәнтлирини оқуталмиған йаки пәрзәнти болмиған вәтәнпәрвәр кишиләр башқиларниң тиришчан вә әқиллиқ пәрзәнтлирини оқутуп қойса, бу әң катта салиһ әмәл, сәдиқә җарийә қатарида аллаһ тааланиң дәргаһида йезилидиғанлиқи шәксиздур. һазирқи пәйттә хәлқимиз вә динимиз үчүн буниңдин катта хизмәт йоқтур.
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң иш-излириға қарайдиған болсақму, униң дәвитиниң беши иманлиқ, йарамлиқ от йүрәк инсанларни йетиштүрүштин ибарәт болған. пәйғәмбәр әләйһиссалам аввал адәм йетиштүргән, андин шәриәтни тәтбиқ қилған. исламниң дәсләпки чағлирида алаһидә катта хизмәтләрни көрсәткән саһабиләрниң толиси йашлар болуп, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қолида тәрбийәләнгән ашу әзимәтләр дунйани өзгәртти, инсанларни инсанларға қул болуштин қутқузуп, аллаһ таалаға ибадәт қилиштин ибарәт әзизликкә елип чиқти. һәрқандақ иш кичикидин башлинип чоңийиду, мустәқиллиқ үчүн бесилған һәрбир қәдәмни һәргиз аддий санимаслиқ, бо йолда тохтап қалмаслиқ вә изчиллиқни қолдин бәрмәслик керәк.
йәһудийлар буниңдин йүз йилдин көпрәк вақит илгири пәләстиндә исраилийә дөлитини қурушни пиланлиди, уни қуруш үчүн уларға тосқунлуқ қилип туруватқан османийлар дөлитини йиқитиш шәрт иди. чүнки османийлар дөлити йәһудийлар тәқдим қилмақчи болған көп миқдардики алтун, күмүшни, османийлар дөлитиниң тағдәк болуп кәткән қәрзлирини төләп бериш тәлипини қәтийлик билән рәт қилип, йәһудийларға пәләстиндин бир ғерич тупрақниму бәрмәймиз, дәп чиң турған иди. әмма йәһудийлар пәләстиндә йәһудий дөлити қуруш пиланидин қәтий ваз кәчмиди, османийлар дөлитидәк үч қитәниң һакимийити илкидә болған қудрәтлик дөләтни йиқитиш нийитидин йанмиди. пәрзәнтлирини мушу йолда вә мушу пиланда йетиштүрди, нәтиҗини тез қолға кәлтүрүшкә алдирап кәтмиди, сәврчанлиқ билән, чидамчанлиқ билән изчил күрәш қилди. түрк тарихлирида «османийлар дөлитини тйодор һерсил вә имановил қарасудин ибарәт икки нәпәр йәһудий йиқитқан» дәп йазиду. «пайтәхт абдулһәмид» дегән көп қисимлиқ филимму буни испатлайду. тйодор һерсил билән имановил қарасудин ибарәт бу икки нәпәр йәһудий исраилийә дөлити қурулуштин йерим әсирдин көпрәк вақит бурун йашиған адәмләр болуп, улар қурулмақчи болған йәһудий дөлитиниң асасини салди, андин исраилийә дөлитини бу икки йәһудийниң ирадисигә варислиқ қилған йәһудий әвладлири қуруп чиқти. йәһудий дөлитигә асас салған мәзкур икки йәһудий мустәқил йәһудий дөлитини көрәлмиди, әмма уларниң әвладлири көрди вә һөр йашаш пурситигә игә болди. мана бу, бизгә охшаш мустәмликидә езилгән бир милләтниң йеқинқи заманда қолға кәлтүгән ғәлибисидур. ғәлибә әнә шундақ пиланлиқ һалда, изчил ишләш, һармай-талмай күрәш қилиш, әвладларни шу йолда йетиштүрүш, «қилған әмгәклиримниң нәтиҗисини мән көрәлмисәм қандақ болиду?» демәй, «нәтиҗини әвладим көрсун, ашулар һөр, әркин йашисун, мән ашуларниң парлақ келичики үчүн ишләй» дәйдиған изгү нийәт вә пидакарлиқ билән қолға келиду.
- 2024 -йили 04 -айниң 15 -күни
- муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори