москвадики һуҗумдин кейин түркийә билән таҗикистан арисидики визисиз сайаһәт әмәлдин қалдурулған

өткән айда росийәниң пайтәхти москвада йүз бәргән қораллиқ һуҗумдин кейин түркийә билән таҗикистан арисидики визисиз сайаһәт әмәлдин қалдурулған. 

хәвәр қилинишичә, таҗикистан ташқи ишлар министирлиқи 15-април байанат илан қилип, адәттики паспорти бар түркийә пуқралириниң таҗикистанға визисиз кириш итибар сийастиниң әмәлдин қалдурулидиғанлиқини уқтуруш қилған. бу қарар 20-априлдин башлап күчкә игә болуп, таҗисктан даирилири буни түркийә тәрәпниң қарариға қарши чиқирилған дәп тәкитлигән. 

байанатта, бу қарарниң таҗикистан һөкүмитиниң 2024-йили 28-марттики мәмурий буйруқиға асасән чиқирилғанлиқи тәкитләнгән. буниңлиқ билән, таҗикистанға бармақчи болған түркийә пуқралири чәтәлләрдики таҗикистан әлчхана вә консулханилиридин виза елиши керәк икән. 

мәлум болушичә, түркийә һөкүмити 5-април имзаланған бир мәмурий буйруқ билән адәттики паспорти бар таҗикистан пуқралириниң түркийәни визисиз сайаһәт қилиш сийаситиниң әмәлдин қалдурулғанлиқини билдүргән. 

таҗикистан пуқралириға қаритилған визисиз сайаһәт сийасити 2018-йилидин башлап йолға қойулған болуп, таҗикистан пуқралири визисиз һалда түркийәдә 90 күнгичә туруш етибариға еришкән. 

бу йил мартта, москва әтрапидики бир шәһәрлик һөкүмәтниң консерт салонида йүз бәргән бир қораллиқ һуҗумда 140 тин артуқ киши өлүп, нурғун адәм йариланған. һуҗумдин кейин төт нәпәр гуманда қолға елинған болуп, уларниң таҗикистан пуқраси икәнлики хәвәр қилинған иди. 

2024-йили 21-април