шәрқий түркстан өлималар бирлики пирофессорлуқ унваниға еришкән нурәһмәт қурбанға тон кийдүрди

пирофессор, доктур нурәхмәт қурбан паалийәттә сөз қилмақта, 2024-йили 20-април, истанбул. 
 
мәркизи истанбулда болған шәрқий түркистан өлималар бирлики түркийәдә охшаш болмиған алий мәктәпләрдә оқутқучилиқ қилған вә йеқинда тәпсир илмидә пирофессорлуққа еришкән доктур нурәхмәт қурбанни тәқдирләш паалийити өткүзгән. 
 
игилинишичә, шәрқий түркистан өлималар бирлики 2024-йили 04-айниң 20 – күни шәнбә «из қалдурған өлималарни тонуштуруш» программисиниң 3- қетимлиқини уйуштурған болуп, бу қетимқи санида уйғур хәлқиниң даңлиқ өлимаси, қуранни уйғур тилиға тәрҗимә қилғучи әлламә муһәммәд салиһ дамоллаһаҗимниң һайати вә иш – излири тонуштурулуп өткән.
 
программа ахирида, уйғурлар ичидин шәрий билимләрдә тәпсир саһәсидә тунҗи профессорлуқ үнвани алған чанаққалә 18- март үнверстити оқутқучиси устаз нурәһмәт қурбанға өлималар бирлики тәрипидин тәқдирнамә берилгән вә тон кийгүзүлүп алаһидә тәбрикләнгән. 
 
437606952_832012925635407_2908085068400505310_n
 
бу паалийәткә һәр саһәдин 100 гә йеқин киши иштирак қилған болуп, сорун әһлиму устаз нурәһмәт қурбанни қизғин алқишлиған вә алаһидә тәбриклигән. 
 
2024-йили 21-април