америка авам палатаси украина, исраилийә вә тәйвәнгә 95 милйард доллар йардәм беришни мақуллиди

америка авам палатасиниң башлиқи майк җонсон (Mike Johnson).

америка авам палатасида өткүзүлгән беләт ташлашта, украина, исраилийә вә тәйвәнгә 95 милйард долларлиқ хәвпсизлик йардәм лайиһәси қобул қилинған.

игилинишичә, авам палатаси 20-април шәнбә күни мақуллиған 95 милйард долларлиқ йардәм болиқи украинаниң 61 милйард доллар йардимидин башқа, йәнә исраилийәгә 26 милйард доллар, һинди-тинч окйан райони (тәйвән) ниң бихәтәрликигә 8 милйард доллар йардәмни өз ичигә алидикән. 

җәмий 95 милйард долларлиқ хәвпсизлик йардимини өз ичигә алған төт түрлүк лайиһә җумһурийәтчиләр көп санлиқни игәлләйдиған авам палатасида узун бир мәзгил тоңлитип қойулғандин кейин мақулланған. мәзкур йардәм лайиһәси келәр һәптә кеңәш палатасида авазға қойилидикән. 

америка президенти җов байдин кеңәш палатасиниң мақуллишидин кейин өзиниң бу йардәм лайиһәсини имзалашқа интизар икәнликини билдүргән. байдин: «йардәм болиқи исраилийә вә украинаға интайин муһим йардәм болиду. ғәззә, судан, һайти вә башқа районларни җиддий еһтийаҗлиқ инсанпәрвәрлик йардими билән тәминләймиз вә һинди-тинч окйан райониниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоллаймиз» дегән. 

украина рәһмәт ейтти

игилинишичә, украинға қилинидиған 61 милйард долларлиқ йардәмниң үчтин бир қсим қорал сетивелиш вә һәрбий әслиһәләрниң йеңилинишиға ишлитилидикән. украина президенти володимир зеленски америка авам палатасиниң қарарини қарши елип, бу һәрбий вә иқтисадий йардәмниң «миңларчә кишиниң һайатини қутқузиду» дегән. 

росийә нарази болди

росийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси мариа захарова америкиниң бу йеңи қарари «дунйадики киризисни техиму чоңқурлаштуриду» дәп инкас қайтурған. у йәнә, «кийев һакимийитигә һәрбий йардәм бериш терорлуқ һәрикәтлирини биваситә қоллаш болиду» дегән. 

2024-йили 22-март