әнгилийә вә германийәдә арқа-арқидин қолға чүшкән хитай җасуслириниң тәпсилати

германийә баш министири олаф шолаз өткән һәптә чоң бир һәйәт билән хитайни зийарәт қилған вә ши җинпиң билән көрүшкән иди. 
 
икки күн ичидә, әнгилийә вә германийәдә арқа-арқидин хитай җасуслириниң қолға елинғанлиқи ашкариланди. германийәдә қолға елинған бир гумандарниң йавропа парламентидики бир ашқун оңчил парламент әзасиниң йардәмчиси икәнлики оттуриға чиқти.
 
хәвәр қилинишичә, германийәдә 22-април үч нәпәр гумандар һәрбий мәқсәттә ишлитилиш мумкинчилики болған техникиларни хитай истихбаратиға йәткүзүп бәргәнлики үчүн қолға елинди. уларниң аз дегәндиму 2022-йили ийундин буйан хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқи үчүн җасуслуқ қиливатқанлиқи оттуриға қойулди. игилинишичә, уларниң бири әр, икки нәпири айал икән.
 
әйиблигүчиләр гумандарларниң дусселдорфта ширкәт башқуридиған һервиг F вә ина F билән дөләт бихәтәрлик министирликиниң салаһийити ениқ болмиған хадиминиң вакаләтчиси икәнлики ениқланған томас р икәнликини ашкарилиди.

тәптиш мәһкимиси байанатида, бу әр-айалниң өз ширкити арқилиқ германийәдики бир унверситит билән һәмкарлиқ келишими имзалиғанлиқини, буниң хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқи хизмәтчилиригә уруш парахоти қатарлиқ деңиз-окйан маторлирида ишлитишкә болидиған машина запчаслири үстидә тәтқиқат тәййарлашни өз ичигә алидиғанлиқини оттуриға қойди.

әйиблигүчиләр бу тутуп турушниң германийә дөләт ичи ахбарат оргини топлиған учурларға асасән елип берилғанлиқини байан қилди.

алдинқи һәптә, германийә росийә үчүн җасуслуқ қилиш гумани билән росийә вә германийә қош пуқралиқи болған икки кишини қолға алған.

германийә ички ишлар министири нәнси файсер (Nancy Faeser) һөкүмәтниң сода, санаәт вә илим-пән саһәсидики «җуңго җасуслуқи кәлтүрүп чиқарған еғир тәһдид» ни йеқиндин көзитиватқанлиқини ейтти. файсер : «биз бу хәтәр вә тәһдидләрни наһайити йеқиндин көзитимиз вә көпчиликни қоғдашқа ениқ агаһландуруш арқилиқ тонушни өстүримиз» деди.

ундин башқа, файсер бу әһвалда уларниң һәрбий ишларға ишлитишкә болидиған германийәниң йеңилиқ йаритиш техникилириға «алаһидә сәзгүр» икәнликини тәкитлиди.

бу ишниң германийә баш министири олаф шолзниң үч күнлүк хитай зийаритидин кейинлар оттуриға чиқиши, шундақла йавропа иттипақи хитайниң иқтисадий вә геоплитик сийасәтлиригә әндишиси билдүрүватқан бир пәйткә тоғра келиши диққәт тартти.
 
әнгилийәдә икки җасус
 
әнгилийә даирилириму 22-април дүшәнбә күни, икки нәпәр әнгилийә пуқрасиға қаритилған дөләт мәхпийәтликини хитай истихбаратиға йәткүзүш әйиблишини қобул қилғанлиқини билдүрди. 
 
игилинишичә, 32 йашлиқ кристофир берри (Christopher Berry) вә сабиқ парламент тәтқиқатчиси 29 йашлиқ кристофир кәш (Christopher Cash) хитайға учур тәминләш билән әйибләнгән. тәптиш мәһкимиси байанатидауларниң җүмә күни лондонда сотқа чиқидиғанлиқини билдүрди. 
 
германийәдә йәнә бир җасус
 
бир күндин кейин, 23-април гирманийәдә йәнә бир нәпәр җасус қолға елинди. таратқуларда го җйән (Jian G.) дәп аталған бу гумандар, хитайға өктчилиқ қилғучиларни назарәт қилиш вә йавропа парламентидики учуларни хитай истихбаратиға йәткүзүш билән әйибләнгән. 
 
таратқуларниң германийә тәптиш органлириниң һөҗҗитини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, бу киши германийә пуқраси болуп, 2019-йилдин башлап бирйусселда йавропа парламентиниң германийәлик әзаси максимилйан крах(Maximilian Krah)ниң йардәмчиси болуп ишлигән. хитайға җасуслуқ қилиш билән әйиблинип германийәдә қолға елинған.

мәлум болушичә, макисимлийан крах 1977-йили туғулған болуп, германийәлик адвокат вә өзини оң қанат сийасәтчи дәп тәсвирләйду. у 2019-йилидин буйан йавропа парламентиниң «германийә үчүн таллаш» ( AfD) дәп атилидиған ашқун оңчил партийәдин болған парламент әзаси болуп кәлмәктә.

йавропа парламентиниң җасуслуқ билән әйибләнгән бу хадимни иштин бошатқанлиқи билдүрлди. 
 
хитайниң инкаси
 
хитай даирлири германийәдики хитай җасуслириға қаритилған әйибләшләрни өсәк сөз дәп атиған. ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси ваң венбин бу һәқтики соалларға җаваб бәргәндә, «бу хилдики тәшвиқатниң муддиаси наһайити ениқ болуп, хитайниң инавитини чүшүрүш вә хитай-йавропа һәмкарлиқ кәйпийатиға бузғунчилиқ қилиштур» дегән. у йәнә германийәдики алақидар тәрәпләрни «соғуққан болушқа» чақирған. 
 
2024-йили 23-април