муһәммәд йүсүп
«қуран кәрим»ниң назил болуши
«қуран кәрим» аллаһ тааланиң сөзи, муһәммәд әләйһиссаламниң мөҗизиси, мусулманларниң дәстури, ислам қануншунаслиқиниң биринчи асаслиқ мәнбәсидур. у пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға аллаһ таала тәрипидин җибрил әләйһиссалам арқилиқ вәһйи йоли билән назил қилинған самавий китабтур. «қуран кәрим» муһәммәд әләйһиссаламниң даимлиқ мөҗизисидур. «қуран кәрим» муһәммәд әләйһиссаламға миладийиниң 610 _ йили мәккидики һира ғарида тунҗи қетим назил болушқа башлиған. бу вақитта пәйғәмбәр әләйһиссалам топтоғра 40 йашта иди.
имам бухари һәзрити аишә рәзийәллаһу әнһадин мундақ бир һәдисни ривайәт қилған: «рәсулуллаһқа әң дәсләпки вәһйи раст чүш билән башланған. униң көргән чүшлири таң нуридәк рошән иди. кейин у йалғузлуқни йақтуридиған болуп қалди, у һира ғарида[1] өйгә қайтмай кечилири йалғуз истиқамәт қилатти, истиқамәткә чиққанда озуқлуқ еливалатти. истиқамәттин бошиғанда, хәдиҗә рәзийәллаһу әнһаниң йениға қайтип келип, иккинчи қетим чиқиш үчүн тәййарлинатти. бу иш һира ғарида униңға пәйғәмбәрлик кәлгәнгә қәдәр давам қилди. рәсулуллаһниң һузуриға пәриштә келип: ‹оқу› деди. рәсулуллаһ: ‹мән оқушни билмәймән› деди. рәсулуллаһ мундақ деди: пәриштә мени тутуп қаттиқ сиқип қойуветип, ‹оқу› деди. йәнә мән‹оқушни билмәймән› дедим, мени иккинчи қетим тутуп қаттиқ сиқип қойуветип, ‹оқу› деди. мән ‹оқушни билмәймән› дедим. мени үчинчи қетим йәнә тутуп сиқип қойувәткәндин кейин: ﴿йаратқан рәббиңниң исми билән оқуғин. у инсанни әләқтин йаратти. сән оқуғин. рәббиң инсанға қәләм билән йезишни өгәткән, билмигән нәрсиләрни билдүргән әң кәрәмлик заттур﴾[2] дегән айәтләрни оқуди. рәсулуллаһ пәриштә билән тунҗи қетим учрашқан чағда пәйда болған қорқунч билән хувәйлидниң қизи хәдиҗәниң йениға қайтип келип, қорқунчисини бесиш үчүн, ‹мени йөгәп қойуңлар, йөгәп қойуңлар› деди. у қорқунчиси түгигичә йөгәп қойулди, у хәдиҗигә әһвални байан қилип, ‹и хәдиҗә маңа немә болғанду? өзүм тоғрисида қорқуп қалдим› деди. хәдиҗә: ‹ундақ әмәс, аллаһниң нами билән қәсәм қилимәнки, аллаһ сени һәргиз рәсва қилмайду, чүнки сән уруқ-туғқанларға шәпқәт қилисән, раст гәп қилисән, аҗиз, бичариләргә йардәм қилисән, йоқсулларниң һалидин хәвәр алисән, меһманларни йахши күтүвалисән, бешиға күн чүшкәнләргә йардәм қилисән› деди. шуниң билән хәдиҗә уни тағисиниң оғли вәрәқә ибни нәвфәл ибни әсәд ибни абдулуззаниң алдиға елип кәлди. вәрәқә җаһилийәт дәвридә хиристийан диниға киргән иди, ибрани йезиқни биләтти, ибрани йезиқ билән инҗилдин көп нәрсиләрни йазатти. у йашанған, көзи әма болуп қалған бовай иди. хәдиҗә вәрәқәгә: ‹тағамниң оғли! қериндишиңниң[3] оғлиниң (йәни муһәммәдниң) сөзигә қулақ сал› деди. вәрәқә рәсулуллаһтин: ‹и қериндишимниң оғли! немә болдуң?› дәп сориди. рәсулуллаһ көргәнлирини униңға ейтип бәрди. вәрәқә униңға: ‹аллаһ мусаға чүшүргән шәриәт мушу, исит, мән сениң динға дәвәт қилған чағлириңда йаш йигит болсамчу, исит, мән хәлқиң сени йуртуңдин һәйдәп чиқарған вақитта һайат болсамчу› деди. рәсулуллаһ әҗәблинип: ‹хәлқим мени йуртумдин һәйдәп чиқирарму?› деди. вәрәқә: ‹һәә, һәйдәп чиқириду, пәйғәмбәр болған адәм дүшмәнлик болиду, сениң динға дәвәт қилған чағлириңда һайат болған болсам, саңа йеқиндин йардәм қилаттим› деди. узақ өтмәй вәрәқә вапат болуп кәтти. вәһйи үзүлүп қалди»[4].
«қуран кәрим» вәзийәт вә шараитниң еһтийаҗиға асасән, аз _ аздин назил болуп, толуқ 23 йилда толуқ тамамланди. ﴿қуранни кишиләргә данә _ данә оқуп беришиң үчүн уни бөлүп _ бөлүп назил қилдуқ, уни тәдриҗий назил қилдуқ﴾ ([5]).
«қуран» дегән сөз «қрأ» йәни «оқуди» дегән пеилдин түрләнгән болуп, «оқуш» дегән мәнини билдүриду. ﴿ лَа тُحَрِّкْ бِهِ лِсَанَкَ лِтَعْҗَлَ бِهِ . إِнَّ عَлَйْнَа җَмْعَهُ оَқُрْآَнَهُ . фَإِذَа қَрَأْнَаهُ фَатَّбِعْ қُрْآَнَهُ . ثُмَّ إِнَّ عَлَйْнَа бَйَанَهُ ﴾ йәни﴿ (и пәйғәмбәр! саңа вәһйи назил болуватқан чағда) уни есиңгә еливелишқа алдирап тилиңни мидирлатма. чүнки у вәһйини (сениң дилиңға) топлаш вә уни саңа оқутуш бизниң ишимиздур. шуңа, биз уни (саңа җибрил арқилиқ) оқуп бәргәндә, сән уни (җим туруп) аңлиғин﴾[6] дегән айәттики «қُрْآнَ» йәни «қуран» дегән сөз бу мәнини ипадиләйду.
вәһйи вә униң түрлири
вәһйи _ аллаһ тааланиң пәйғәмбәрләргә чүшүргән сөзи болуп, у аллаһ тааланиң ирадисини инсанға билдүрүшниң бирдинбир йолидур. «қуран кәрим» дә: ﴿أоحи﴾ йәни «вәһйи қилди», ﴿клм﴾ йәни «сөзлиди», ﴿қал﴾ йәни «ейтти», ﴿أмр﴾ йәни «буйруди», ﴿алқи﴾ йәни «ташлиди», ﴿أнзл﴾ йәни «назил қилди (йәни чүшүрди)», ﴿нади﴾ йәни «нида қилди» қатарлиқ ипадиләр билән әмәлгә ашқан вәһйиниң йоллири бу айәттә байан қилинған: ﴿аллаһ бир инсанға пәқәт вәһйи йоли билән йаки пәрдә арқисидин сөзләйду, йаки бир пәйғәмбәрни әвәтип өз ирадиси билән униңға халиған вәһйини қилиду﴾[7].
вәһйи өзи билән әң аввал тонушқан инсанларниң һайатини қайтидин қуруп чиққан вә уларниң йашаш тәрзини түптин өзгәртип, уларни азғунлуқтин һидайәткә, инақсизлиқтин бирликкә, наданлиқтин илим _ мәрипәткә, аҗизлиқтин күч _ қуввәткә тәдриҗий елип барған иди. чүнки вәһйи йеңи бир һайатни бәрпа қилиш үчүн назил болған илаһий қанундур. зади вәһйиниң мәқсити инсанни мәркәз қилған бир һайат, иманни мәркәз қилған бир һайат, илим _ мәрипәтни мәркәз қилған бир иман вә һәқиқәтни мәркәз қилған илим _ мәрипәт иди. шәксизки, һәқиқәтниң мәнбәси аллаһ тааладур. вәһйиниң роһи билән парлақ бир һайатқа еришкән саһабиләр барлиқ әхлақ _ пәзиләттә, һәқиқәтни намайан қилишта, һәқиқәт үчүн пидакарлиқ қилишта вә инсанийәтниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилишта вайиға йәткән вә пүтүн дунйа әллиригә өчмәс үлгиләрни йаратқан иди.
вәһйи төвәндикидәк төт түрлүк болған:
(1) пәрдә арқисидин сөз қилиш. аллаһ таала мисирниң тур теғида муса әләйһиссаламға пәриштиниң васитисисиз сөз қилған. ﴿аллаһ мусаға биваситә сөз қилди﴾ ([8]).
(2) илһам қилиш йаки пәйғәмбәрниң қәлбигә орнитиш. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «җибрил мениң қәлбимгә ‹һечким ризқини толуқ түгәтмәстин өлмәйду› дәп илһам қилди, силәр аллаһқа тәқвалиқ қилиңлар вә униңдин йахши нәрсиләрни тиләңлар» ([9]).
(3) раст чүш. пәйғәмбәрләрниң чүши вәһйидур. аишә рәзийәллаһу әнһа мундақ дегән: «рәсулуллаһқа вәһйи дәсләптә йахши чүш көрүш билән башланған» ([10]).
(4) аллаһ тааланиң җибрилни әвәтиши. пәйғәмбәр әләйһиссалам вәһйи тоғрулуқ соралғинида: «вәһйи маңа бәзидә қаттиқ җараңлиқ аваз билән келиду, гаһида пәриштә бир адәмниң сүритидә көрүнүп келип маңа сөз қилиду вә униң сөзлирини толуқ есимдә тутувалимән» ([11]) дәп җаваб бәргән.
мөҗизә вә униң түрлири
мөҗизә _ пәйғәмбәрләрниң растинла аллаһ тааланиң әлчилири икәнликини испатлиши үчүн аллаһ таала тәрипидин берилгән дәлил, испат вә пакит демәктур.
аллаһ таала һәрбир пәйғәмбәрни йетәрлик мөҗизиләр билән әвәткән. мәсилән: аллаһ тааланиң ибраһим әләйһиссаламға «отта көймәс мөҗизиси»ни бәргән, бабил падишаһи нәмруд ибраһим әләйһиссаламни чоң бир от дөвисигә атқанда, ибраһим әләйһиссалам дәһшәтлик от ичидә турсиму, униң нә бәдини, нә териси көймигән, муса әләйһиссаламға қоли чирақтәк йанидиған, һасиси әҗдирһаға айлинидиған мөҗизиләрни, ийса әләйһиссаламға өлүкләрни тирилдүридиған, ақ кесәлни сақайтидиған, туғма корниң көзини ачидиған мөҗизиләрни бәргән. булар «қуран кәрим» вә башқа самавий китабларда қәйт қилинған. ахирқи пәйғәмбәр һәзрити муһәммәд әләйһиссаламғиму нурғун мөҗизиләр берилгән. униң вә бурунқи пәйғәмбәрләрниң мөҗизилириниң ичидә алаһидә пәрқлиқ вә та қийамәткичә күчкә игә болған бирдинбир җанлиқ мөҗизә _ қурандур.
мөҗизиләр әзәлдин һәрбир дәвр вә җәмийәтниң шараитиға қарап, шу вақиттики әң тәрәққи қилған нәрсиниң җинсидин болуп, уни бесип чүшидиған алаһидә пәрқлиқ үстүнлүки билән кәлгән. мана бу, аллаһ тааланиң пәйғәмбәрләргә мөҗизә ата қилиштики пиринсипидур. әгәр бундақ болмиғанда мөҗизә әвәтишниң һечбир әһмийити болмайтти. чүнки бир пәнни билмигән хәлққә башқа бир пән билән дуил елан қилғанниң әһмийити болмайтти. бәлки дуил уларниң тәрәққи қилип әң учиға чиққан нәрсисиниң җинсидин болғандила униң қиммити оттуриға чиқиду. мәсилән: пирәвнниң заманида сеһиргәрлик интайин зор дәриҗидә тәрәққи қилғанлиқтин, аллаһ таала шу заманниң тәқәззасиға маслаштурған һалда, муса әләйһиссаламға пүтүн сеһирләрни бәрбат қилип, сеһиргәрләрни мат қилидиған мөҗизә ата қилған. иса әләйһиссаламниң дәври теббий җәһәттә зор йүксәлгән бир дәвр болғанлиқтин, аллаһ таала иса әләйһиссаламға шу дәврниң әң уста дохтурлириму сақайталмиған ақ кесәлни, туғма корни сақайтидиған аллаһ тааланиң изни билән өлүкләрниму тирилдүридиған мөҗизини ата қилған.
әмма һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң заманиға кәлгәндә, әрәбләрдә әдәбийат, шеирийәт наһайити зор дәриҗидә тәрәққий қилғаниди. әрәбләр чоң _ кичик һәммиси бирдәк шеирхумар хәлқ иди. улар һәр йили мәлум бир күнни бәлгиләп «оказ»[12] базирида барлиқ мәшһур әдибләр вә шаирлар маһарәт көрситәтти. «оказ» әйни заманда шаирларниң шеир соруниға айланғаниди. әрәбләрниң шеирийәткә бунчилик зор әһмийәт беришидики сәвәбләрниң бири: бир тәрәптин, улар қумлуқ сәһралар вә йайлақларда һайат кәчүридиған хәлқ болғачқа, тәбиәтниң һәрхил мәнзирилири уларни шеир вә ғәзәлләрни ейтишқа үндәйтти. йәнә бир тәрәптин, әрәбләрдә омумий бирлик болмастин, улар қәбилиләргә бөлүнүп, һәрбир қәбилә өзиниң артуқчилиқлирини шеир вә ғәзәлләр арқилиқ ипадиләп пәхирлиниш вә шеир билән рәқиблирини сөкүш, һәтта бу сәвәбтин бир _ биригә қарши чоң урушларни башлитиш қатарлиқ муддиалар билән өмүр өткүзәтти. шуңа улар истилистикилиқ васитиләр билән туйунған бәдиий шеирларға вә талантлиқ шаирларға зор еһтийаҗлиқ иди. қисқиси, улар шеир билән көтүрүләтти, шеир билән чүшәтти. бәзи бәдиий шеирлирини кәбикә есиш билән пәхирлинәтти.
«қуран кәрим» мәңгүлүк мөҗизидур
шундақ бир вәзийәттә, «қуран кәрим» өзиниң парлақ нури билән дунйаға нур чачқан, бәдиийлик вә әдәбийлик җәһәттә әң үстүнлүкни игилигән һалда, аллаһ таала тәрипидин һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға назил қилиниши билән әрәбләрниң өзлирини «әрәб _ (тили раван) » башқа милләтләрни «әҗәм _ (тили раван әмәс) » дәп мәғрурланған атағлиқ әдиблири билән талантлиқ шаирлирини сәһнидин чүшүрди. бу әйни вақитта «қуран кәрим»ниң җими әрәбләргә дуил елан қилиши иди. улар қуранниң алдида худди чүш вақтида қуйашқа тикилип қариған кишиниң көзи хирәлишип қалғинидәк, әқиллири хирәлишип барчә маһарәтлирини пүтүнләй йоқатқан һалда гаңгирап қалди.
«қуран кәрим» җими әрәбләргә дуил илан қилғинидәк, пүтүн инсанийәткә дуил елан қилғаниди. қуран бу хусуста нурғунлиған ишларниң болидиғанлиқидин хәвәр бәргән вә бу ишлар әмәлийәттә оттуриға чиққан. мәсилән: шу вақиттики икки чоң емпираторлоқлардин болған римлиқлар билән иранлиқлар оттурисида қаттиқ уруш болуп, иранлиқлар римлиқлар үстидин ғәлибә қилиду. бу әһвал мушрик әрәбләрни мәмнун, мусулманларни болса ғәмкин қилиду. чүнки иранлиқлар әрәбләргә охшаш буддист, римлиқлар самавий динға _ хиристийан диниға етиқад қилидиған хәлқләр иди. шуңа мушрик әрәбләр өзлириниң иранлиқ диндашлириниң римлиқлар үстидин ғәлибә қилғанлиқидин сөйүнүп, мусулманларниң ақивитиниңму римлиқларға охшаш болушини тиләйтти. бу әһвал мусулманларни қаттиқ ғәмкин қилғаниди. шу вақитта қуран римлиқларниң кейинки ғәлибисидин хәвәр берип: ﴿ алм . ғُлِбَтِ алрُّомُ . фِй أَдْнَи алْأَрْضِ оَهُмْ мِнْ бَعْдِ ғَлَбِهِмْ сَйَғْлِбُонَ . фِй бِضْعِ сِнِйнَ лِлَّهِ алْأَмْрُ мِнْ қَбْлُ оَмِнْ бَعْдُ оَйَоْмَِذٍ йَфْрَحُ алْмُؤْмِнُонَ . бِнَصْрِ аллَّهِ йَнْصُрُ мَнْ йَшَаءُ оَهُоَ алْعَзِйзُ алрَّحِймُ﴾ ﴿римлиқлар йеқин бир җайда йеңилди. улар йеңилгәндин кейин бир қанчә йил ичидә йеңиду, илгири вә кейин һәммә иш аллаһниң башқуришидидур, бу күндә муминләр аллаһниң бәргән йардими билән хушал болиду, аллаһ халиған кишигә йардәм бериду. аллаһ ғалибтур, (муминләргә) наһайити меһрибандур﴾ [13] дегәниди. бу хәвәрни мусулманлар «һәқ вә раст» дәп тәстиқ қилишқан, әрәб мушриклири, йәһудийлар вә мунапиқлар бу хәвәрни «бу йалған вәдә, қени көримиз, қайсимизниң күткини әмәлгә ашидикән» дейишкән иди. шундақ қилип бу икки пирқә иранлиқлар билән римлиқларниң урушини интизарлиқ билән күткән иди. аридин толуқ 7 йил өткәндин кейин, римлиқлар худди «қуран кәрим»ниң алдинала хәвәр бәргинидәк иранлиқларни йеңиду. әгәр әһвал «қуран кәрим» хәвәр бәргәндәк болмастин, әксичә болуп римлиқлар йеңилгән болса йаки уруш йүз бәрмигән болса немә болмақчи иди? шәксизки, әрәбләрниң муһәммәд әләйһиссаламни «йалғандин пәйғәмбәрлик дәваси қилған, шуңа гәплири йалған чиқти» дәп төһмәт қилиши үчүн йетәрлик шәрт – шараит һазарланған болатти. у вақитта ислам дининиң асасий дәстури вә муһәммәд әләйһиссаламниң растлиқини испатлайдиған әң чоң мөҗизә «қуран кәрим» йалғанға чиқирилғандин кейин, әһвал қандақ болмақчи иди? әмма бу хәвәрни бәргүчи зат аллаһ таала иди. чүнки йәттә йилдин кейин болидиған мундақ бир урушниң нәтиҗисидин хәвәр бериш муһәммәд әләйһиссаламниңла әмәс, пишқан тәҗрибилик һәрбий қоманданларниңму қолидин келидиған бир иш әмәс иди.
мөҗизиләр адәттин ташқири ишлардур
пәйғәмбәрләргә берилгән мөҗизиләр тәбиий қанунийәтләрдин һалқип өтидиған адәттин ташқири ишлар иди. мәсилән: ибраһим әләйһиссалам бутларға чоқунидиған бир қәвмгә әвәтилгән пәйғәмбәр иди. шуңа улар ибраһим әләйһиссаламни көйдүрүп җазалимақчи болғинида, уни илаһлириниң алдиға елип кәлгән. уларниң етиқади бойичә болғанда, уларниң илаһлири өзлиригә һақарәт қилған ибраһим әләйһиссаламни җазалиши вә униңдин интиқам елиши керәк иди. лекин ибраһим әләйһиссалам отқа ташланғанда, от өзиниң көйдүрүш хусусиийитини йоқатти, уларниң илаһлири ибраһим әләйһиссаламдин интиқам алалмиғанлиқтин уларни мат қилип қойди.
шу ениқки, ибраһим әләйһиссаламниң мөҗизиси оттин қутулуп аман қелиш әмәс, бәлки отниң көйдүрүш қанунийитини бикар қилиш арқилиқ илаһларниң җазалаштин аҗиз икәнликини испатлаш иди. әгәр аллаһ таала ибраһим әләйһиссаламни оттин қутқузушнила мәқсәт қилған болса иди, қәвми уни худди иса әләйһиссалам билән муһәммәд әләйһиссаламни сүйқәстчи қәвмләр туталмиғандәк туталмиған йаки йамғур йеғип от өчүп қалған сәвәбләр биләнму уни қутқузалайтти. әгәр ибраһим әләйһиссалам қечип қутулған йаки йамғур йеғип от өчүп қалған болса иди, қәвми «әгәр биз ибраһимни туталиған болсақ, әлвәттә илаһлиримиз униңдин интиқам алған вә от өчүп қалмиған болса, әлвәттә көйдүрүлгән болатти» дәп көрәңлиши мумкин иди. әмма йалқунлап турған от өзигә ташланған ибраһим әләйһиссаламни көйдүрәлмиди, улар чоқунған илаһлар уни җазалийалмиди. нәтиҗидә, улар «илаһлиримиз» дәп чоқунған бутларниң биравға пайда йаки зийан йәткүзәлмәйдиған һәтта өзлириниму зийан – зәхмәтләрдин қоғдийалмайдиған һәйкәлләр икәнликини өз көзлири билән көрди.
муса әләйһиссалам аллаһ тааланиң «һасаң билән деңизға ур!» дегән әмригә асасән, һасиси билән уривиди, деңиз сүйи худди икки чоң тағдәк икки тәрәпкә айрилип, оттуридин йол һасил болди. суниң бундақ болуши униң қанунийитигә зит бир иш. лекин мөҗизә уни шундақ қилалиди. бу муса әләйһиссаламниң хасийәтлик һасисиниң карамити әмәс, бәлки у арқида пирәвн қошунлири, алдида пайансиз деңиздин ибарәт «икки таш»ниң оттурисида қелип, қутулушниң инсаний чарилири пүтүнләй түгигән бир вақитта, толуқ үмитварлиқ билән ишниң чарисини аллаһ таалаға тапшурғаниди. шуңа униң қәвми «биз әмди түгәштуқ» дегәндә, у: ﴿әсла ундақ болмайду! рәббим чоқум мән билән биллидур, у маңа йол көрситиду﴾[14]дегән сөзни толуқ ишәнч вә хатирҗәмлик билән ейтиш арқилиқ қутулуш ишиниң инсаний сәвәбләрдин аллаһ тааланиң қудритигә йөткәлгәнликини җакарлиған иди.
пәйғәмбәрләргә берилгән мөҗизиләр характер җәһәттә охшаш болмиғандәк, қиммәт җәһәттиму охшаш болмиған. мәсилән: муһәммәд әләйһиссаламдин башқа пүтүн пәйғәмбәрләрниң мөҗизилири маддий мөҗизиләр болуп, шу вақитта уни көргәнләр қайил болуп ишинидиған, уни көрмигән кейинкиләр үчүн тарих йаки қиссә орнида болуп қалғанлиқтин, халиғанлар ишинип, халиғанлар ишәнмәйдиған ишлардур. әмма муһәммәд әләйһиссаламниң мөҗизиси болған «қуран кәрим» заманларниң өтиши билән күчини йоқатмайдиған мәңгүлүк мәниви мөҗизидур. «қуран кәрим» һәммила йәрдә бар. уни һәрким «мана бу, муһәммәд әләйһиссаламниң мөҗизисидур» дәп көрситип берәләйду.
бурунқи пәйғәмбәрләрниң мөҗизилиригә нәзәр салғинимизда, уларниң аллаһ тааланиң шу вақитта ройапқа чиқарған ишлири икәнликини, «қуран кәрим»ниң аллаһ тааланиң сүпәтлиридин бири болған «калам» сүпити икәнликини байқаймиз. иш – һәрикәт бир йаки бир қанчә қетим тәкрарлинип ахирлишиду. бу худди от ибраһим әләйһиссалам ташланған вақитта уни көйдүрмигән болсиму, кейин йәнә өзиниң әсли хусусийитигә қайтқанлиқи билән муса әләйһиссалам өткәндә йерилған деңиз сүйиниң кейин йәнә әсли хусусийитигә қайтқиниға охшаш. әмма сүпәт униң игиси мәвҗут болуп турған муддәткичә униң билән һәмишә биллә давамлишиду. бу худди аллаһ тааланиң калам сүпитиниң униң билән мәңгү давамлашқанлиқиға охшаш.
«қуран кәрим»ниң бурунқи пәйғәмбәрләрниң мөҗизилиридин пәрқлинип туридиған йәнә бир тәрипи шуки, һәрқандақ бир пәйғәмбәрниң мөҗизиси айрим вә дәстури айрим иди. мәсилән: муса әләйһиссаламниң мөҗизиси һаса болса, дәстури тәврат иди. иса әләйһиссаламниң мөҗизиси медитсина болса, дәстури инҗил иди. әмма муһәммәд әләйһиссаламниң мөҗизиси униң дәстуриниң өзидур. бу «қуран кәрим»дин ибарәт улуғ дәстурниң мөҗизә билән қоғдилип мәңгү давамлишиши вә мөҗизиниң дәстурда һәмишә болуши үчүн иди. буниңдин мәлумки, бурунқи пәйғәмбәрләрниң китаблири шу пәйғәмбәрләрниң үммәтлиригә аманәт қилинған вә улар китаблирини чиң сақлашқа әмр қилинған. әмма «қуран кәрим»ни сақлаш, уни өзгәртиш вә бурмилашлардин қоғдаш ишини аллаһ таала өз үстигә алған. ﴿ إِнَّа нَحْнُ нَзَّлْнَа алذِّкْрَ оَإِнَّа лَهُ лَحَафِظُонَ﴾ йәни ﴿қуранни һәқиқәтән биз назил қилдуқ вә уни әлвәттә өзимиз қоғдаймиз﴾[15] дегән айәт буни ипадиләйду.
немә үчүн шундақ? чүнки биринчидин, «қуран кәрим» та қийамәткичә мәңгүлүк җанлиқ мөҗизидур. у мөҗизә болған икән, униң текстлири өз петичә сақлиниши керәк. ундақ болмиғанда униң мөҗизилики йоқалған болиду. иккинчидин, бурунқилар самавий китабларни қоғдашта аҗизлиқ қилди, улар муқәддәс китаблириниң бәзисини унтуди, бәзисини бурмилиди, бәзисини хәлқтин йошурди. шундақ қилип бу аманәтләргә хийанәт қилди. шу сәвәбтин аллаһ таала «қуран кәрим»дин ибарәт әң ахирқи вә мәңгүлүк дәстурни қоғдаш ишини өз үстигә алди.
биз мусулманларниң «қуран кәрим»ни қоғдаш вә униң көрсәтмилиригә әмәл қилиш әһвалиға нәзәр салидиған болсақ, кишиләрниң «қуран кәрим»ниң көрсәтмилиригә әмәл қилишиниң заман өткәнсери аҗизлап бериватқанлиқини вә уни қоғдаш ишиниң күчийип келиватқанлиқини көримиз. бу немидин дерәк бериду? шүбһисизки, «қуран кәрим»ни қоғдаш ишиниң аллаһ тааланиң қолида икәнликидин дерәк бериду. шуңа «қуран кәрим»ни мусулманлар арисидила әмәс, бәлки дунйаниң һәрқайси җайлирида мусулман әмәс қәвмләр арисидиму тапқили болғинидәк, мусулман әмәсләрниңму уни қоғдап вә нәшр қилип келиватқанлиқини көримиз. немә үчүн йапонийә, италийә вә башқа мусулман болмиған дөләтләр «қуран кәрим»ни әң есил вә әң сүпәтлик нәшр қилиш үчүн шунчә көп хираҗәт чиқириду? немә үчүн германийилик мусулман әмәс бир шәхс «қуран кәрим»ни һөснхәт билән бир бәткә сиғдуруп чиқишқа шунчилик күч чиқириду? немә үчүн «қуран кәрим»ни нәшр қилидиған мусулман әмәс милләтләр өзлириниң муқәддәс китаблирини өзгәрткинидәк «қуран кәрим»ниң бирәр һәрпини болсиму өзгәртәлмәйду? чүнки аллаһ таала «қуран кәрим»ни шундақ қоғдашни халайду вә у инсанларни шундақ қилдуруш, «қуран кәрим»гә ихтийарсиз хизмәт қилдуруш арқилиқ «қуран кәрим»ни аллаһ таала өзи қоғдап келиватқанлиқини дәллиләйду. буниңдин мәлумки, «қуран кәрим»ни қоғдиғучи мусулманлар әмәс, бәлки аллаһ тааланиң өзидур!
«қуран кәрим» пүтүн аләм үчүн мөҗизидур
«қуран кәрим» әрәбләргила җәң (дуил) илан қилиш үчүн кәлгән мөҗизә әмәс, бәлки пүтүн аләм үчүн мөҗизидур. у заман вә маканларниң тосақлирини бөсүп ташлиди.
1 _ «қуран кәрим»ниң өткән заманларниң тосақлирини бөсүп өткәнлики
һәзрити муһәммәд әләйһиссалам һеч оқумиған вә оқуш, йезишни өгәнмигән, пәқәтла аллаһниң вәһйиси билән тәрбийиләнгән бир зат иди. униңға назил қилинған бу қуранда, униңдин бурун өткәнләрниң _ илгирики пәйғәмбәрләр билән уларниң қәвмлириниң иш _ излири, һәтта тарих сәһнисидин һеч изи қалмиған милләтләрниңму кәчүрмишлири, етиқадлири вә ақивәтлири тәпсилий байан қилинған. йуқириқиларниң қиссилириниң бәзисини бир өмүр издәнгән тарихшунаслардин миңдин бири биләтти йаки билмәйтти. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу қиссиләрни қуранниң һекайә қилиши бойичә байан қилип бәргәндин кейин, мәзкур қиссиләр әһли китаб (йәһудий, хиристийан) алимлириниң қолидики самавий китабларниң вә шу заманлардики мәшһур тарихчиларниң һекайә қилғанлириниң өзи болуп чиққан. шу сәвәбтинму әйни заманларда ислам диниға киргән әһли китаб алимлири вә башқа илим әһлилири көп болған.
«қуран кәрим»ниң муһәммәд әләйһиссаламға хитаб қилип бир қанчә орунда байан қилған ﴿сән уларниң йенида йоқ идиң﴾дегән айәтлири «қуран кәрим»ниң өткән заманларниң тосақлирини бөсүп өтүштәк улуғ мөҗизисини көрсәтмәктә. ﴿ ذَлِкَ мِнْ أَнْбَаءِ алْғَйْбِ нُоحِйهِ إِлَйْкَ оَмَа кُнْтَ лَдَйْهِмْ إِذْ йُлْқُонَ أَқْлَамَهُмْ أَйُّهُмْ йَкْфُлُ мَрْйَмَ оَмَа кُнْтَ лَдَйْهِмْ إِذْ йَхْтَصِмُонَ ﴾ йәни ﴿(и пәйғәмбәр!) бу биз саңа вәһйи қиливатқан ғәйиб хәвәрлиридиндур. улар мәрйәмни тәрбийәләшни талишип (чәк ташлаш үчүн) қәләмлирини (суға) ташлиған чағдиму, улар (бу һәқтә) дәталаш қилишқан чағдиму сән уларниң йенида йоқ идиң﴾[16], ﴿оَмَа кُнْтَ бِҗَанِбِ алْғَрْбِйِّ إِذْ қَضَйْнَа إِлَи мُосَи алْأَмْрَ оَмَа кُнْтَ мِнَ алшَّаهِдِйнَ ﴾ йәни ﴿(и пәйғәмбәр!) биз (тур теғиниң) ғәрб тәрипидә мусаға вәһйи қилғанда сән йоқ идиң вә (бу вәқәликни) көргәнләрдинму әмәс идиң﴾. [17]
2 _ «қуран кәрим»ниң макан тосақлирини бөсүп өткәнлики
«қуран кәрим» кишиләрниң ислам дини вә муһәммәд әләйһиссалам тоғрулуқ өз – өзигә мәхпи ейтқанлиридин хәвәр бериштин ташқири, кишиләрниң көңүллиридин кәчкәнлири һәққидиму тәпслий вә ениқ хәвәр бәргән. ﴿ оَйَқُолُонَ фِй أَнْфُсِهِмْ лَоْлَа йُعَذِّбُнَа аллَّهُ бِмَа нَқُолُ ﴾ йәни ﴿ улар ичидә: « (әгәр у раст пәйғәмбәр болидиған болса) аллаһ бу сөзимиз түпәйлидин бизни җазалимасмиди?» дәйду﴾[18]. «қуран кәрим» бу айәттә, әрәб мушриклириниң муһәммәд әләйһиссаламға қарши ичидә өзигә _ өзи пичирлиғанлиқидин хәвәр бәргән. әгәр улар шундақ сөзлимигән болса иди, әлвәттә бу айәткә қарши чиқип муһәммәд әләйһиссаламға «биз ундақ ойлимидуқ, сән йалғанчисән» дәп төһмәт қилған болатти. әмма улар өзлириниң ички рәзилликлирини паш қилған бу «қуран кәрим» айити алдида лам _ җим дейәлмигән.
бу, «қуран кәрим»ниң кишиләрниң көңлигә кәчкәнләрдин хәвәр бериши болуп, кишиләр техи көңлигә кәлтүрмигән вә чоқум кәлтүридиған ишлардинму хәвәр бериш арқилиқ өзиниң мөҗизисини намайан қилған. ﴿ сَйَқُолُ алсُّфَهَаءُ мِнَ алнَّасِ мَа оَлَّаهُмْ عَнْ қِбْлَтِهِмُ алَّтِй кَанُоа عَлَйْهَа ﴾ йәни ﴿бәзи әхмәқ кишиләр«уларни (йәни пәйғәмбәр билән муминләрни) йүзлинип келиватқан қиблиси (бәйтулмуқәддәс)дин немә буривәткәнду?» дәйду﴾[19]. бу айәт қиблә бәйтулмәқдистин кәбигә өзгәртилиштин бурун назил болған болуп, «қуран кәрим» йеқин келичәктә әмәлгә ашидиған бу чоң өзгиришкә кишиләрниң тутидиған мәвқәси тоғрулуқ алдинала хәвәр бәргән. кәбә өзгәргәндин кейин, улар растинла шундақ дейишкән. ﴿ сَйَحْлِфُонَ бِаллَّهِ лَкُмْ إِذَа анْқَлَбْтُмْ إِлَйْهِмْ лِтُعْрِضُоа عَнْهُмْ фَأَعْрِضُоа عَнْهُмْ إِнَّهُмْ рِҗْсٌ оَмَأْоَаهُмْ җَهَнَّмُ җَзَаءً бِмَа кَанُоа йَкْсِбُонَ﴾ йәни ﴿ уларниң йениға қайтип барғиниңларда, улар силәрниң әйиблимәсликиңлар үчүн (йалған өзриләрни ейтип), аллаһниң нами билән қәсәм қилиду, улардин йүз өрүңлар. чүнки улар ниҗистур, қилмишлириниң җазаси үчүн, уларниң баридиған җайи җәһәннәмдур﴾ [20]. бу айәт, җиһадтин қечип айрилип қалған мунапиқларниң мусулманлар җиһадтин қайтип кәлгәндә, уларниң алдиға чиқип йалғандин өзүрләрни ойдуруп қәсәм қилидиғанлиқидин хәвәр бәргән. мәлумки бу айәтләр «с» һәрпи билән башланған болуп, әрәб тилида «с» һәрпи һазирқи заман пеиллириниң алдиға келиш арқилиқ иш – һәрикәтниң техи йүз бәрмигәнликини вә пат _ йеқинда болидиғанлиқини ипадиләйду.
3 _ «қуран кәрим»ниң келичәкниң тосақлирини бөсүп өткәнлики
﴿ أَмْ йَқُолُонَ нَحْнُ җَмِйعٌ мُнْтَصِрٌ ﴾ йәни ﴿ у топ йеқинда мәғлуп қилиниду вә арқиға қарап қачиду﴾.[21] бу айәт пүтүн әрәб мушриклириниң вә мәдинидики йәһудийлар билән мунапиқларниң йеқин келәчәктә мусулманлар тәрипидин чоқум мәғлуп қилинидиғанлиқидин хәвәр бәргән. бу айәт мәккидә мусулманлар сан вә күч җәһәттә интайин азлиқни тәшкил қилидиған бир вақитта назил болған. һәтта өмәр ибни хәттаб рәзийәллаһу әнһу бу айәт назил болғанда: «қайси топ у биздин мәғлуп болидиған. биз өзимизни қоғдаштинму аҗиз келиватқан турсақ» дегән. «қуран кәрим» бу айәт арқилиқ бир қанчә йил кейин әмәлгә ашидиған бир һәқиқәттин хәвәр бәргән. әгәр һиҗрийәниң 6– йили бирләшмә әрәб қошуни мәдинидә йеңилмигән вә 8 – һиҗрийә йили мусулманлар мәккини фәтһи қилип һәммини тәлтүкүс мәғлуп қилмиған болса «қуран кәрим»ниң бу айити муһәммәд әләйһиссаламни йалғанчиға чиқиришқа йетәрлик иди.
исламниң әң әшәддий дүшмини болуп оттуриға чиққан вәлид ибни муғирәниң ақивити тоғрулуқ «қуран кәрим» алдин хәвәр берип: ﴿ сَнَсِмُهُ عَлَи алْхُрْطُомِ ﴾ йәни ﴿биз йеқинда униң бурниға бәлгә салимиз﴾ [22] дегән. кейин бәдри ғазити болған күнидә вәлид ибни муғирә бурнидин қиличлинип өлиду. униң бурниға урулуп өлидиғанлиқини иш йүз бәрмәстә ким ейтип берәләйду? әгәр муһәммәд әләйһиссалам бу хәвәрни өз хаһишидин бәргән болса вә кейин иш униң хәвәр бәргинидин башқирәк болған болса, қандақ болмақчиди? ислам дининиң тәқдири немә болмақчиди???
«қуран кәрим» пәйғәмбәр әләйһиссаламға әң әшәддий дүшмәнлик қилған тағиси әбу ләһәбниң капир пети өлидиғанлиқидин хәвәр берип: ﴿ тَбَّтْ йَдَа أَбِй лَهَбٍ оَтَбَّ . мَа أَғْнَи عَнْهُ мَалُهُ оَмَа кَсَбَ . сَйَصْлَи нَарًа ذَатَ лَهَбٍ. оَамْрَأَтُهُ حَмَّалَةَ алْحَطَбِ . фِй җِйдِهَа حَбْлٌ мِнْ мَсَдٍ ﴾ йәни ﴿әбу ләһәбниң икки қоли қуруп кәтсун! (әмәлийәттә) қуруп кәтти. униңға мал _ мүлүки вә еришкән нәрсилири әсқатмиди. у узаққа қалмай лавулдап турған отқа кириду. униң айалиму мәһкәм ешилгән арғамча билән отунни бойниға бағлап йүдүгән һалда (лавулдап турған отқа) кириду﴾ [23] дәйду. муһәммәд әләйһиссаламни йәвәтсиму дәрди чиқмайдиған әшәддий дүшминигә айланған әбу ләһәб муһәммәд әләйһиссаламниң динини тосуш үчүн түрлүк чарә – тәдбир вә һийлә – микирләрни ишлитишниң орниға, халайиқниң алдиға чиқип: «муһәммәд мени мусулман болмай капир пети өлиду вә дозахқа кириду, деди. гуваһ болуңларки, мән мусулман болдум, нәтиҗидә дозахқа кирмәйдиған болдум» дәп йалғандин болсиму, елан қилған болса иди, муһәммәд әләйһиссаламни «йалғанчи» дәп төһмәт қилишқа вә ислам диниға зийанкәшлик қилишқа қадир болған болатти. лекин аллаһ таала униңға шуни пиланлиғудәк әқил бәрмиди. нәтиҗидә худди «қуран кәрим» хәвәр бәргәндәк капир пети өлди.
униңдин башқа «қуран кәрим» дә шундақ аҗайиб ишларниң мәйданға келидиғанлиқидин хәвәр берилгән болуп, «қуран кәрим» назил болған заманларда бирав бу ишлар тоғрулуқ еғиз ачса у чоқум сараң дәп әйибләнгән болатти. әмма заманларниң өтүши билән бурунқиларниң әқли йәтмигән бу ишларниң бәзилири илим –пән тәрәққий қилған вә әқиллар йетилгән бу дәврдә мәйданға чиқмақта. бу иш та қийамәткичә шундақ давамлишиду.
«қуран кәрим» ниң тәдриҗий назил қилинғанлиқи
«қуран кәрим» ниң бирақла назил қилинмастин, аз _ аздин, парчә _ парчә назил қилинғанлиқиниң һекмити вә сир _ әсрарлири наһайити көп. аллаһ таала буларниң бәзисини очуқлиған. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң көңлини тинчландуруш вә ирадисини күчәйтиш, униң қәвмидин йәткән әзийәтләргә тәсәлли бериш. уни дәвәт йолидики җапа _ мушәққәтләрни сәврчанлиқ билән қобул қилишқа үндәш, бурунқи пәйғәмбәрләрниң бешиға кәлгән қийинчилиқларни һекайә қилип бериш арқилиқ күчлүк болушқа тәшәббус қилиш, униңға аллаһ тааланиң йардәм қилидиғанлиқи вә әң чоң нусрәт ата қилидиғанлиқиға вәдә қилиш арқилиқ униң қәлбини мустәһкәмләш... қатарлиқлардур.
буниңдин башқа, «қуран кәрим» ниң аз _ аздин назил қилинғанлиқи пәйғәмбәр әләйһиссаламниң уни йадливелиши үчүн оңай иди. «қуран кәрим» ниң аз _ аздин назил болғанлиқини мусулманларниң айәтләрни дәрһал йадливелиши вә бу айәтләрдә көрситилгән әһкамларни турмушиға толуқ тәтбиқлашни өгиниши үчүн оңайлиқ йаритип берәтти. мусулманлар оттурисида йүз берип туридиған ишлар һәққидә аллаһ тааланиң бәлгилимилирини байан қилип бериш, пәйғәмбәр әләйһиссаламдин соралған соалларға җаваб бериш қатарлиқларниң һәммиси «қуран кәрим»ниң тәдриҗий назил болушини тәқәзза қилатти.
айәт вә сүриләрниң тәртипи
«қуран кәрим»дики айәт вә сүриләрниң тәртипи уларниң назил болуш тәртипи бойичә әмәс, бәлки җибрилниң пәйғәмбәр әләйһиссаламға айәт вә сүриләрниң орунлирини көрситип беришигә асасән рәтләнгән. шуңа фатиһә сүриси «қуран кәрим»ниң әң бешиға орунлаштурулған болсиму, у дәсләп назил болған сүрә әмәс. бәлки әң дәсләп назил болғини әләқ сүриси болуп, у «қуран кәрим»ниң 30 _ парисиға орунлаштурулған.
җибрилниң пәйғәмбәр әләйһиссаламни қуран оқутуши
җибрил әләйһиссалам һәр йили рамизан ейида пәйғәмбәр әләйһиссаламға қуранни бир қетим баштин ахирғичә оқуп берип, андин йәнә пәйғәмбәр әләйһиссаламдин баштин ахир тиңшайтти. пәқәт пәйғәмбәр әләйһиссалам вапат болуш алдидики рамизан ейида, униңға «қуран кәрим»ни икки қетим оқуп берип, икки қетим тиңшиған. һәзрити аишә рәзийәллаһу әнһа ривайәт қилған бир һәдискә көрә, пәйғәмбәр әләйһиссалам сөйүмлүк қизи фатимә рәзийәллаһу әнһаға: «җибрил маңа қуранни һәр йили бир қетим оқуп берәтти, бу йил икки қетим оқуп бәрди, буниңдин әҗилимниң йеқинлишип қалғанлиқини сезиватимән» дегән ([24]).
«қуран кәрим»ниң сақлиниши
аллаһ таала самави китабларниң ахирқиси болған «қуран кәрим» ни муһәммәд әләйһиссаламға назил болған пети сақлашниң пүтүн шәрт _ шараитлирини вә сәвәблирини толуқлап бәргән. муһәммәд әләйһиссалам уни назил болған пети сақлап, аввалқи мусулманларға саламәт йәткүзгән. шуңа «қуран кәрим» һәрқандақ бир өзгәртиш, алмаштуруш вә бурмилашлардин пүтүнләй сақлинип, бизләргичә өз пети билән йетип кәлгән йеганә китабтур.
пәйғәмбәр әләйһиссалам билән саһабиләрниң «қуран кәрим»ни назил болған пети сақлаш ишидики һошйарлиқи вә чекигә йәткән еһтийатчанлиқи дунйа тарихида мисли көрүлмигән бир әһвал. буниңға мусулман әмәс илим әһлилириму гуваһ.
шәксизки, «қуран кәрим» йадқа елиш вә йезип қалдуруштин ибарәт икки йол билән сақлинип кәлгән. пәйғәмбәр әләйһиссалам «қуран кәрим»дин назил болуп турған айәт вә сүриләрни шу вақитниң өзидила саһабиләрға йадқа алдуруш вә териләргә, хорма йопурмақлириға йаздуруш арқилиқ сақлап кәлгән.
пәйғәмбәр әләйһиссалам айәтләрни назил болуватқан пәйтниң өзидила йадқа еливелишқа наһайити зор әһмийәт берәтти, һәтта җибрил униңға оқуп бериватқан айәтләрни унтуп қелиштин әнсирәп шу ләһзиниң өзидә йадливелишқа алдирап тилини мидирлитатти. шуңа аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламни униң «қуран кәрим» айәтлирини унтуп қалмайдиғанлиқи вә уларни униңға толуқ өгитип топлап беридиғанлиқини уқтуруп униң көңлини муну айәт билән хатирҗәм қилған: ﴿ лَа тُحَрِّкْ бِهِ лِсَанَкَ лِтَعْҗَлَ бِهِ . إِнَّ عَлَйْнَа җَмْعَهُ оَқُрْآَнَهُ . фَإِذَа қَрَأْнَаهُ фَатَّбِعْ қُрْآَнَهُ . ثُмَّ إِнَّ عَлَйْнَа бَйَанَهُ ﴾ йәни ﴿ (и пәйғәмбәр! саңа вәһйи назил болуватқан чағда) уни есиңгә еливелишқа алдирап тилиңни мидирлатма. чүнки у вәһйини (сениң дилиңға) топлаш вә уни саңа оқутуш бизниң ишиимиздур. шуңа, биз уни (саңа җибрил арқилиқ) оқуп бәргәндә, сән уни (җим туруп) аңлиғин. андин уни чүшәндүрүп беришму бизниң ишимиздур﴾ ([25]).
буниңдин башқа, йәнә келип, җибрил әләйһиссалам назил болуп болған айәтләр вә сүриләрни һәр йили рамизан ейида пәйғәмбәр әләйһиссаламға баштин ахир бир қетим оқуп берип, андин йәнә униңдин тиңшайтти. пәйғәмбәр әләйһиссалам вапат болуши алдидики рамизанда җибрил «қуран кәрим»ни униңға баштин ахир икки қетим оқуп берип, йәнә униңдин тиңшиған.[26]
демәк, пәйғәмбәр әләйһиссалам «қуран кәрим»ни тәкрарлашқа вә уни пишшиқ йадливелип, өз пети сақлаш ишиға интайин зор әһмийәт берәтти. шуңа кечилири тәһәҗҗуд намазлиридиму, һәтта җиһад мәйданлиридиму «қуран кәрим» ағзидин чүшмәйтти.
пәйғәмбәр әләйһиссалам «қуран кәрим» айәтлиридин назил болғанлирини өз вақтидила саһабиләрға йадқа алдуратти, уларға «қуран кәрим»дин савақ берәтти вә йадлаш усуллирини өгитәтти, саһабиләрму «қуран кәрим»ни йадлаш ишиға пәвқуладдә зор әһмийәт бәргәнликтин, һәмишә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенидин айрилмай, аз _ аздин назил болуп турған айәтләрни тизла йадливалатти вә йадлиған айәтләрниң көрсәтмилирини күндилик турмушида вә һайатниң һәммә саһәлиридә әмәлийләштүрүп маңатти. улар «қуран кәрим»ни йадлаш ишида бир _ бири билән бәслишәтти, кечилири мәсҗидләргә киривелип бәс _ бәстә қуран йадлайтти, йадлап болғанлирини тәкрарлайтти, һәтта кечилири мәдинә мунәввәрәдики мәсҗидләрдин «қуран кәрим» тилавити аңлинип туратти.
аллаһ таала илгирики пәйғәмбәрләргә көплигән китабларни назил қилған болсиму, улардин бириниму кишиләр йадлап баққан әмәс. һәтта өтмүшләрдә «тәврат» билән «инҗил»ларни һәрқандақ бир авам оқуйалмайтти, пәқәт өлималирила оқуп мәнисини чүшәндүруп берәтти. чүнки у вақитларда йадлаш уйақта турсун, алимлардин башқа хәт оқушни билидиғанларму йоқ дейәрлик иди. әмма «қуран кәрим»ни пәйғәмбәр әләйһиссаламдин башлап саһабиләрниң мутләқ көп санлиқи йадисиға биләтти. бир қетимлиқ урушта 70тин көпрәк қарийниң шеһит болғанлиқиму шу вақитта қарийларниң көпликидин дерәк бериду.
һәммигә мәлумки, дунйа тарихида «қуран кәрим»дин башқа бирәр китабни бунчилик зор әһмийәт берип йадқа елиш көрүлүп бақмиған бир иш. буниңдики сәвәб шуки, аллаһ таала «қуран кәрим»ни тақийамәткичә өзи муһапизәт қилип сақлашни өз үстигә елиш билән бир вақитта, бу «қуран кәрим»ни сақлашниң сәвәблирини вә түрткилирини йаритип бәргән. у болсиму, «қуран кәрим»ни йадлашни әң шәрәплик ибадәт қатаридин санап, мусулманларниң дилида уни йадлаш отини йандурғанлиқи вә уни йадлашни асанлаштуруп бәргәнлики һәмдә өз вақтида йезип сақлашниң пүтүн имканийәтлирини йаритип бәргәнлики иди. ﴿ оَлَқَдْ йَсَّрْнَа алْқُрْآَнَ лِлذِّкْрِ фَهَлْ мِнْ мُдَّкِрٍ﴾ йәни ﴿ һәқиқәтән биз бу қуранни оқуш вә йадлаш үчүн асан қилип бәрдуқ, (униңдин) вәз _ нәсиһәт алғучи барму?﴾ ([27]). мәлумки, «қуран кәрим»дин башқа һечқанда бир самави китабни йаки һәдисни йадлиғанға йаки оқуғанға саваб вәдә қилинған әмәс, бәлки әмәл қилғанғила саваб бериш вәдә қилинған. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң заманидин та һазирғичә дунйада қарийлар үзүлүп қалмиғанлиқи үчүн һечким «қуран кәрим»гә бирәр һәрп чағлиқ өзгәртиш киргүзәлмәйду. «қуран кәрим»ни һазир мусулман әмәс хәлқләрму мусулман әмәс дөләтләрдә һәр хил мәнпәәтләр йүзисидин нәшир қилип тарқитип келиватқан болсиму, униңға бирәр һәрп чағлиқ өзгәртиш киргүзәлмигән.
«қуран кәрим»ниң топлиниши
«қуран кәрим» биринчи хәлипә әбу бәкри сиддиқ рәзийәллаһу әнһуниң дәвридә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вапатиға бир йилму тошмиған вақит ичидә, йәни һиҗрийәниң 12 _ йили (631 _ милади) йәмамә урушидин кейинла рәсмий китаб шәклидә топланған.
бу пикирни өмәр ибни хәттаб рәзийәллаһу әнһу тунҗи болуп оттуриға қойған, андин саһабиләрниң өлималири бу ишқа һәммә бирдәк иттипаққа кәлгән. «қуран кәрим»ни китаб шәклидә топлап чиқиш ишини зәйд ибни сабит башчилиқидики бир түркүм саһабиләр үстигә алған. улар әйни вақитта «вәһйи катиплири» йәни (вәһйини йазғучилар һәйити)ниң әзалири иди.
«вәһйи катиплири» һәйити
зәйд ибни сабит рәзийәллаһу әнһу пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәхсус катиби вә «вәһйи катиплири» һәйитиниң рәиси болуп, қарийларниң әң сәрхили, пәвқуладдә зерәк, һушйар вә әстә тутуш қабилийити алаһидә йуқири киши иди. шу сәвәбтин аввал пәйғәмбәр әләйһиссалам, униңдин кейин хәлипиләр у кишини өзлири үчүн мәхсус катиб қилип ишләткән. зәйд ибни сабит җибрил пәйғәмбәр әләйһиссаламға «қуран кәрим»ни әң ахирқи қетим баштин ахир оқуп берип, йәнә униңдин тиңшиғанда пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенида һазир болуш шәрәпигә наил болған, ишәнчликлики, еһтийатчанлиқи вә тәқвалиқи билән пәйғәмбәр әләйһиссаламни қайил қилған саһабиләрниң бири иди.
«вәһйи катиплири» һәйитиниң «қуран кәрим»ни топлаштики усули
зәйд ибни сабит башчилиқидики«вәһйи катиплири» һәйити әзалири «қуран кәрим»ниң айәт вә сүрилирини топлап китаб һалиға кәлтүрүштә дунйада мисли көрүлмигән әң илғар вә әң ишәнчлик усулни қолланған болуп, «вәһйи катиплири» һәйитиниң әзалири териләргә, силиқ ташларға, хорма дәрихиниң қовзақлириға вә йопурмақлириға, шундақла сүңәкләргә йезилип пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өйидә сақланған «қуран кәрим»ниң айәт вә сүрилирини шу вақиттики қарийларниң йадлиғанлириға бирму бир селиштуруп, һәр бир қарийдин тиңшиған айәтләрдин һәр бир айәтниң тоғрилиқиға вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өйидә йезип сақланған айәтләрдин һәр бир айәтниң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузурида йезилғанлиқиға икки гуваһчиниң гуваһлиқини елишни шәрт қилған. улар һәр бир айәт үстидә алаһидә тохтилип униң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузурида, униң дәп бериши билән йезилғанлиқиға әң аз дегәндә икки гуваһчини қәсәм қилдуратти, андин шу айәтниң өзини қарийлардин тиңшап көрәтти, қарийларниң оқуғини билән йезилип сақланғини әйнән чиқса, андин уни рәсми «қуран кәрим» айәтлири қатаридин санап топлап маңатти.
шундақ қилип, улар «қуран кәрим»ниң айәт вә сүрилирини пәйғәмбәр әләйһиссалам өз вақтида рәтләп қойған тәртип бойичә интайин еһтийатчанлиқ билән тизип чиқип, «қуран кәрим»ни һазирқи китаб һалиға кәлтүргән.
«вәһйи катиплири»ниң «қуран кәрим»ни топлашта бундақ еһтийатчанлиқ билән билән иш көрүшигә түрткә болған амил шуки, «қуран кәрим» аллаһ тааланиң сөзи, уни аллаһ тааладин назил болған вә пәйғәмбәр әләйһиссаламдин тапшуруп алған пети мусулманларға йәткүзүш һәм шәрәплик һәм хәтәрлик бир мәҗбурийәт иди. «қуран кәрим»ни топлиған «вәһйи катиплири» һәйитиниң әзалири буни наһайити обдан биләтти. улар бу ишта қилчә сәвәнлик өткүзүшниң аллаһ таалаға вә муһәммәд әләйһиссаламға қилинған әң чоң хийанәт һесаблинидиғанлиқини, навада қилчилик сәвәнлик өтүлсә, худди илгирики йәһудий, хиристийан алимлириға охшаш өзлириниң илаһий китаблирини өзгәртиветип та қийамәткичә аллаһниң вә хәлқниң алдида ләнәткәрди болуп қелиш хәвпини әлвәттә һес қилатти вә йахши биләтти.
«вәһйи катиплири» һәйитиниң әзалири
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вақтида вәһйиләрни йезип қалдурушқа вә кейинчә «қуран кәрим» айәтлирини топлашқа бәлгиләнгән «вәһйи катиплири» һәйитиниң әзалири саһабиләрниң әң мукәммәл қарийлиридин таллап чиқилған әң тәқвадар, әң алим, әң һошйар вә әң еһтийатчан шәхсләрдин тәшкилләнгән гуруппа иди. «қуран кәрим»ниң пүтүн айәтлирини җәмләп, уларни китаб һалиға кәлтүрүш ишиға сақ бир йил кәткән. саһабиләрниң мутләқ көп санлиқи «қуран кәрим»ни йадқа биләтти. шуңа улар өз вақтида «қуран кәрим»ни китаб шәклидә топлап оқушқа зор еһтийаҗлиқ әмәс иди. чүнки еғиздин _ еғизға йөткилип йүргән «қуран кәрим» айәтлири һәтта уни йадқа алмиған саһабиләр үчүнму тонушлуқ иди. пәйғәмбәр әләйһиссалам вапат болған йили ислам динини йоқ қилиш пилани билән оттуриға чиққан муртәд әрәб қәбилилири билән болған, тарихта «йәмамә уруши» дәп аталған урушта саһабиләрдин көп кишиниң шеһит болғанлиқи, һәтта қарийлардин бу бир қетимлиқ урушта 70тин көпрәк кишиниң шеһит болғанлиқи сәвәблик мусулманлар «қуран кәрим»ни йадлиған қарийлар түгәп кәтсә униң бәзи айәтлириниң қәлбләрдин өчүрүлүп кетиш хәвпини һес қилған. шундақ қилип саһабиләр қарийларниң түгәп кетиши билән «қуран кәрим»ниң қәлбләрдин көтүрүлүп кетишидин әнсирәп, пәйғәмбәр әләйһиссалам өзи рәтләп қойған айәт вә сүриләрни шу тәртипи бойичә китаб һалиға кәлтүрүп топлаш қарариға кәлгән.
«қуран кәрим» нусхилириниң көпәйтилиши
«қуран кәрим» һиҗрийиниң 25 _ йили (645 _ милади) үчинчи хәлипә осман ибни әффан рәзийәллаһу әнһуниң дәвридә, униң мәхсус пәрмани билән нусхиландуруп көпәйтилгән. «қуран кәрим» ни нусхиландуруп көпәйтиш пикрини қарийларниң пешиваси һузәйфә ибни йәман рәзийәллаһу әнһу оттуриға қойған болуп, бу пикирни хәлипидин башлап пүтүн өлималар қоллиған. «қуран кәрим»ни һәрбир қарийниң өзи мәнсуб болған шивидә оқуши вә һәрбир қарийниң өзи оқуған шивини һәммидин әвзәл саниши нәтиҗисидә чиққан ихтилапни йоқ қилип, «қуран кәрим»ни һәммә бир хил қираәт вә бир хил шивидә оқушини әмәлгә ашуруш мәқсити билән уни бирла қурәйш шивисидә нусхилап, һәрқайси ислам әллиригә бир нусхидин әвәткән.
«қуран кәрим»ни нусхиландуруш усули
«қуран кәрим»ни нусхилаш ишини «вәһйи катиплири» һәйитиниң рәиси зәйд ибни сабит, абдулла ибни зубәйр, сәид инби ас, абдураһман ибни һарис қатарлиқ қарий саһабиләр үстигә алған. «қуран кәрим»ни нусхиландурушқа бәлгиләнгәнләр биринчи хәлипә әбу бәкри рәзийәллаһу әнһуниң заманида топланған «қуран кәрим» нусхисини пәйғәмбәр әләйһиссаламниң айали һәфсә рәзийәллаһу әнһаниң өйидин сорап елип келип, нусхиларни «қуран кәрим»ниң мушу нусхисиға асаслинип нусхиландурған, андин әсли нусхини йәнә һәфсә рәзийәллаһу әнһаға қайтуруп берип, йеңи нусхилардин бирини хәлипә осман рәзийәллаһу әнһу өз йенида елип қелип қалғанлирини ислам әллиридин һәр биригә бир нусхидин бир қари билән қошуп әвәтип бәргән вә һәр җайда «қуран кәрим»ниң мушу нусхисини оқуш тоғрулуқ мәхсус пәрман чиқарған. андин мушу қетим нусхиларға көпәйткәндин башқа қуран дәп саналғанларниң һәммисини көйдүрүп ташлиған.
үчинчи хәлипә осман ибни аффан рәзийәллаһу әнһуниң заманида нусхиландурған «қуран кәрим» заманимизда дунйаниң һәрқайси җайлирида оқулуватқан «қуран кәрим»ниң өзидур. бу нусха «мусһәф османи» (османий қуран) дәп атилип кәлмәктә. осман ибни аффан рәзийәллаһу әнһуниң заманида көпәйтилгән «қуран кәрим» нусхилири бәш иди дегәнләрму вә алтә иди дегәнләрму бар. әмма хәлипә осман рәзийәллаһу әнһуниң мисир, бәһрәйн, йәмән, мәккә, бәсрә қатарлиқ шәһәрләргә бирдин «қуран кәрим»ни бирдин қари билән қошуп әвәткәнлики ениқ.
һәзрити осман заманидики қуранниң қолйазма нусхилири
һәзрити осман заманида топлинип вә һәрқайси ислам әллиригә әвәтилгән «қуран кәрим»ниң шу вақиттики әсли нусхилириниң көпинчиси заманниң өтүши билән йоқап кәткән. әмма шу вақиттики қолйазма нусхилардин бири һазир мәдинә мунәввәрә шәһиридә, йәнә бири түркийиниң истанбул шәһиридики топқапи сарийи «муқәддәс аманәтләр музийи»дә, йәнә бир нусхиси өзбекистан җумһурийити «мусулманлар идариси»ниң кутубханисида, тамға орнитилған мәхсус әйнәк сандуқниң ичидә сақлиниватқанлиқи мәлум.
илгирики әрәб елипбәси
илгири әрәб елипбәсидики һәрпләр чекитсиз йезилатти. мәсилән: (б, т, ث, й, н), (җ, ح, х), (д, ذ), (р, з), (с, ш), (ص, ض), (ع, ғ), (ط, ظ), (ф, қ) қатарлиқ һәрпләрни бир _ биридин айрип туридиған чекитләр йоқ иди. лекин әрәбләр адити бойичә бу чекитсиз һәрпләрниң қайсиси (б), қайсиси (т) вә қайсиси (ث) икәнликини сөзниң баш _ ахириға қарапла, һечбир қийинчилиқ һес қилмастин биливалатти вә тоғра оқуйтти. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссаламниң заманида «қуран кәрим» айәтлириниң оқуш бәлгилирини бекитишкә һаҗәт йоқ иди.
пәйғәмбәр әләйһиссалам аләмдин өтүп қисқа вақит ичидила, ислам дини әрәб әмәс қәвмләр арисиға кәң тарқилишқа башлиған. һәр хил милләтләрниң ислам диниға кириши билән уларниң «қуран кәрим»ни оқушқа болған зор еһтийаҗи әрәб әмәс қәвмләрниң әрәб тилини тоғра оқуши үчүн мәхсус қаидә бәлгиләшни тәқәзза қилған иди. чүнки әрәбләр өз тилида назил болған бу «қуран кәрим»ниң һәрплирини бир _ биридин пәрқләндүрүп, тоғра оқуп кетәлигән билән, әрәб әмәс милләтләр уни әрәбләрдәк оқуйалмайтти.
«қуран кәрим»гә оқуш бәлгилириниң қойулуши
әрәб тилиниң грамматика қаидисини вә «қуран кәрим» айәтлириниң оқулуш бәлгилирини тунҗи қетим түзүп чиққан адәм табиин өлималиридин әбуләсвәд дуәлий (606 _ 688м) дегән киши болуп, у төтинчи хәлипә һәзрити әли ибни әбу талиб (601 _ 660м)ниң әмри билән бу ишни башлап, һәрпләрниң фәтһә (_َ ), кәсрә (_ِ ), даммә (_ُ) қатарлиқ һәрикәтлирини чекитләр билән айриғили болидиған қилип чиққан. фәтһә аламитини һәрпниң үстигә бир чекит қойуш билән, кәсрә аламитини һәрпниң астиға бир чекит қойуш билән, даммә аламитини һәрпниң оттурисиға бир чекит қойуш билән, сукун аламитини икки чекит билән айривалғили болидиған қаидини түзүп чиққан.
әрәб һәрплириниң чекитлириниң иҗад қилиниши
әрәб һәрплириниң чекитлири вә бәлгилирини тунҗи болуп иҗад қилған алим хәлил ибни әһмәд әл фәраһиди (718 _ 790м) дегән киши болуп, у һәрпләрниң чекитлириниң орниға һазирқи фәтһә (_ ), кәсрә (_ ), даммә (_ ) бәлгилирини қойуп техиму рошән, техиму пухта усулни иҗад қилған. у йәнә һәмзә, шәддә вә башқа бәлгиләрни түзүп чиққан. кейинчә әрәб тилиниң синтаксис қаидисини түзүп чиққан. шуниңдин кейин әрәб тилиниң оқуш қаидилири, һәрпләрниң бәлгилири вә һәрикәтлири муқимлишип, «қуран кәрим» айәтлириниң хәт услуби күндин _ күнгә көркәм вә чирайлиқ һалға келип, тәдриҗи һалда тәрәққий қилип берип әң ахирқи камалиға йәткән.
«қуран кәрим»ниң һазир биз оқуватқан шәкли һиҗрийә 3 _ әсирдә барлиққа кәлгән болуп, шуниңдин бери шу пети давамлишип кәлмәктә.
«қуран кәрим»ниң рәсмий мәтбәдә нәшр қилиниш тарихи
«қуран кәрим»ниң рәсмий мәтбәдә нәшр қилинған тунҗи нәшри 1538 _ йили италийәдә бесип чиқилған болуп, шуниңдин кейин 1694- германийәдә, 1728 _ йили түркийәдә, 1787 _ йили русийәниң сант птирбург шәһиридә, 1802_ һиндистанда, 1834 _ йили голландийәдә, 1848 _ йили татаристан пайтәхти қазан шәһиридә, 1823 _ йили мисирда, 1949 _ йили мәккидә бесилип тарқитилған. әмма бизниң уйғур дийаримизда 12 _ әсирдә «қуран кәрим»ниң тунҗи тәрҗимиси оттуриға чиққан болсиму, «қуран кәрим»ниң рәсмий мәтбәдә бесилиши 20 _ әсирдила әмәлгә ашқанлиқи сөзлиниду.
«қуран кәрим»ни нәшр қилиш академийиси
«қуран кәрим» һазирғичә, һиндистан, мисир, түркийә вә башқа көплигән дөләтләрдә, һәтта йапонийә, җуңгу, москва вә италийәләргә охшиған мусулман әмәс мәмликәтләрдиму нәшир қилинип, тарқитилип кәлди. кейинки вақитларда сәуди әрәбистанида «қуран кәрим»ни бир хил шәкил вә бир хил хәт нусхиси билән бесип уни пүтүн дунйада омумлаштуруш мәқсити билән сәуди әрәбистаниниң сабиқ падишаһи мәрһум фәһд ибни абдуләзиз өз намидин мәдинә мунәввәр шәһиридә «‹қуран кәрим›ни нәшр қилиш академийиси» қуруп чиқишни қарар қилған вә ахир уни қуруп чиққан. чүнки мәдинә мунәввәрә шәһири «қуран кәрим» назил болуп тамамланған вә айәтлири топлинип, дунйаниң һәрқайси җайлириға тарқалған мубарәк җай иди.
мәзкур академийәниң тәсис қилиниши
1984- йили 30- өктәбир күни «‹қуран кәрим›ни нәшр қилиш академийиси»ниң ечилиш мурасими өткүзүлди. бу академийиниң бинаси ислам мәдәнийитини әкс әттүргән, наһайити көркәм һәм заманивий шәкилдә қуруп чиқилған. у мәдинә мунәввәрә шәһириниң тәбук йолиға җайлашқан болуп, 250 миң квадрат метир көләмгә игә. бу академийидә алимлар, қарийлар, хәттатлар, ишчилар болуп җәмий 900 гә йеқин адәм ишләйду. бу академийә йилиға 30 милйондин көпрәк қуран бесип чиқиш қудритигә игә болуп, һәр йили 10 милйон әтрапида қуран бесип чиқармақта.
буниңдин башқа, тәпсир вә «қуран кәрим»ниң һәр хил тилларға тәрҗимә қилинған тәрҗимә нусхилирини бесип тарқитиштин ташқири сәуди әрәбистани вә ислам дунйасидики мәшһур қарийларниң авазлири билән оқулған «қуран кәрим» пиластинкилирини нәшр қилип тарқитиду.
«‹қуран кәрим›ни нәшр қилиш академийиси»дә һазирғичә испанийә, германийә, ингилиз, һиндонузийә, уйғур, қазақ, хәнзу, рус, урду, парс, пашту, түрк, тайланд, сомали, франсуз, кәшмир, курийә, милибари, һәвса, борма, грек, зулу, босна қатарлиқ 30дин көпрәк тилда «қуран кәрим» тәрҗимилири бесилип тарқитилған.
қуран әмәл қилиш үчүн назил болған китаб
аллаһ таала «қуран кәрим»ни униң оқуш қаидисигә риайә қилған һалда тоғра оқуп, мәнисини тоғра чүшинип, мәқсәт вә ғайилирини билип, биздин тәләп қилғини бойичә әмәл қилиш үчүн назил қилған. «саңа бу мубарәк китабни айәтлирини тәпәккур қилсун вә әқил игилири вәз _ нәсиһәт алсун дәп назил қилдуқ»[28]. әпсуски, мусулманларниң «қуран кәрим» билән болған чоң алақиси уни тилавәт қилиштин ибарәт болуп қалған. улар «қуран кәрим»ни униң мәнисини тәпәккур қилип, ойлап, мәқсәтлирини чүшинип әмәл қилишниң вәсилиси қилмастин, бәлки униң текистини тилавәт қилишқила купайә қилидиған болуп қалған.
ибнии мәсуд рәзийәллаһу әнһу мундақ дегән: «аллаһ қуранни униң роһи бойичә әмәл қилиш үчүн назил қилған турса, кишиләр уни тилавәт қилишни әмәл санивалди». фузәйл ибни ийаз мундақ дегән: «қуран әмәл қилиш үчүн назил болған болсиму, кишиләр уни тилавәт қилишни әмәл дәвалған». мусулманлар қуранниң ләвзи биләнла мәшғул болуп қелип, униң мәнисигә әһмийәт бәрмигәнликтин, улар өзлириниң иззәт _ абруйиниң, күч _ қуввитиниң вә қәд көтүршиниң мәнбәсидин мәһрум қалған. улар шундақ қилип йолини йурутидиған чирақни өз қоли билән өчүрүп қойған. нәтиҗидә, башқиларниң сайисида, уларниң рәһим _ шәпқитигә тайинип һайат кәчүридиған, қәдир _ қиммитини вә етибарини йоқитип қойған бир үммәткә айлинип қалған. өтмүшләрдә дунйани сориған сәлтәнәтлик мусулманлар бүгүнки күндә башқиларниң сәлтәнитигә беқинидиған болуп қалған. уларни әслидики сәлтәнитигә вә иззәт _ абройиға ериштүридиған сеһирлик күч уларниң қолида бар. әмма улар униң ләвзини тилавәт қилишқа купайә қилип, мәнисигә әһмийәт бәрмигәнликтин, униң күчидин пайдилиналмай кәлмәктә.
«қуран кәрим» тилавәт қилинидиған йеганә китабтур
«қуран кәрим» мәнисини билмисиму оқуса саваб болидиған йеганә китабтур. бу «қуран кәрим»ниң улуғлиқи сәвәбтиндур. пәйғәмбәр әләйһиссалам «аллаһниң китабидин бир һәрп оқуған киши бир савабқа еришиду, бу бир саваб он һәссигә көпәйтип берилиду. ‹әлиф, лам, мийм›ни бир һәрп дәп һесаблимаймән, бәлки ‹әлиф› бир һәрп, ‹лам› бир һәрп, ‹мийм› бир һәрптур»([29]) дәп көрсәткән. әмма илгирики «тәврат», «инҗил» вә «зәбур» қатарлиқ самави китабларниң һечқайсисини тилавәт қилғанға саваб вәдә қилинмиған, һәтта пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислириниму оқуғанға саваб вәдә қилинған әмәс, пәқәт әмәл қилған саваб берилиду.
қуран оқуштин асаслиқ мәқсәт униңдин тәсират елиштур
қуран оқуғанниң пайдисини мушу дунйада көрәй дегән адәм чоқум уни униңдин тәсир алғудәк дәриҗидә вайиға йәткүзүп тилавәт қилиши керәк. һазирқи мусулманлар һәммидин бәк қуранниң тәсиригә муһтаҗ. униң мөҗизилириниң әң сәрхили кишиләрниң қәлбигә тәсир қилип, уни өзигә қаритиш мөҗизисидур. шу сәвәбтин өз вақтидики әрәб мушриклири тәвәлирини қуранни аңлап қелиштин тосқан. биз «қуран кәрим»ниң һайатимизни түптин өзгәртиветәләйдиған дәриҗидики зор тәсиригә еришәлмәстин, уни қанчилик көп тилавәт қилсақму униңдин көзлигән пайдини алалмаймиз. чүнки аввалқи мусулманларни ғәлибигә ериштүргән нәрсә «қуран кәрим»ниң тәсири иди. шуңа «қуран кәрим»ни тилавәт қилиштин биринчи мәқсәт униңдин тәсират елиштин ибарәт болуши лазим.
қуранниң тәсирини қолға кәлтүрүш үчүн уни аз болсиму һәр күни тилавәт қилип турушни адәт қилиш, тилавәт қилғанда, тинч орунни таллап, өзигә аңланғудәк миқдарда авазни чиқирип, алдиримай, мәнисини чүшинип оқуш лазим. имканқәдәр қуранни йиғлап туруп оқуш толиму йахшидур. чүнки мундақ қилиш һессийатни өрлитиш, дилни йумшитиш ролиға игә. бирәр айәттин тәсират һасил қилған вақтимизда, шу айәтни қайта-қайта оқушимиз лазим. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң )әгәр уларға азаб қилсаң, улар сениң бәндилириңдур. әгәр уларға мәғпирәт қилсаң, сән ғалибсән, һекмәт билән иш қилғучидурсән([30] дегән айәтни тәһәҗҗуд намизида бир кечә тәкрарлап чиққанлиқи ривайәт қилинған.
қуранни оқуш, йадилаш, мәнисини чүшиниш, уни башқиларға өгитиш вә униң әһкамлирини өгиниш һәм әмәл қилиш билән шуғулланғучилар инсанларниң әң саадәтмәнлири вә әң сәрхиллиридур. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «силәрниң әң йахшилириңлар қуранни өгәнгән вә өгәткәнләрдур»([31]) дәп көрсәткән.
мусулманларниң шан – шәрипи қуран биләндур
аллаһ таала «қуран кәрим»ниң мусулманлар үчүн бәхт _ саадәтниң мәнбәси болғинидәк, уларниң шан _ шәрипниң вә иззитиниң мәнбәси икәнликини байан қилип мундақ дегән: )һәқиқәтән силәргә силәрниң шан_ шәрипиңларни өз ичигә алған китаб (қуран)ни назил қилдуқ. әқлиңларни ишләтмәмсиләр? ([32].
аввалқи мусулманлар барчә күчини «қуран кәрим»дин алған. улар «қуран кәрим»ниң немә мәқсәт билән назил болған китаб икәнликини тонуған вә униң роһи бойичә әмәл қилған. шуңа уларниң сәлтинити қисқиғинә вақит ичидә әрәб йерим арилидин һалқип, үч қитәгә йөткәлгән. улар дунйада адаләт билән һәққанийәтни омумлаштурған иди.
әмма әпсуски, исламниң алтун дәврлиридин кейинки вә һазирқи мусулманларда «қуран кәрим» һазир вә ғаиб һаләттә болуп қалған. һазир дегинимиз «қуран кәрим»ниң мусулманларниң қолида, қарийларниң дилида бар икәнликини, ғаиб дегинимиз «қуран кәрим»гә әмәл қилишниң йоқалғанлиқидин униң роһиниң, мөҗизисиниң вә һайаттики башламчилиқ ролиниң бизниң һайатимизда йоқалғанлиқини ипадиләйду. әмәлийәттә, биз мусулманлар қуран оқуп саваб тепишқа купайә қилип, өзимизни чоң саваблиқ иш қилғанлар қатарида санап келиватимиз.
әлламә муһәммәд ғәззалий мундақ дегән: «биз қуранни һайатимизда һәрикәтлинип туридиған енергийәгә айландуришимиз лазим. әмма уни өйләрдә, дуканларда вә иш орунлирида сақлап тәвәррүк қилишқа йаки қуранни ечип бир йаки икки айәт оқупла йепип қойушқа болмайду»[33].
тоғра, қуранни оқуп қойған биләнла иш пүтмәйду, мәсилә һәл болмайду вә мәқсәт ада болмайду. чүнки әрәб тилидики«тилавәт» сөзи «тَли, йَтْлُо» дегән сөз йилтизидин чиққан болуп, мәниси давамлаштуруш, арқисидин йүрүш дегәнни билдүриду. әрәб тилида, бирав йәнә бириниң арқисидин әгишип маңғанни «йтло» дәйду. демәк, қуран тилавәт қилиш дегән бир қанчә айәт йаки бир қанчә сүрини оқуп қойуш әмәс, бәлки оқуғанниң мәнисини билип, роһиға әмәл қилишни давамлаштуруш, қуранниң көрсәтмилири бойичә иш көрүштин тохтап қалмаслиқ дегәнни ипадиләйду.
имам һәсән бәнна мундақ дегән: «қуран йуқири упуқтин муһәммәд әләйһиссаламниң қәлбигә тумар қилип есивелиш йаки мазар бешида оқуш йаки мусибәтләрдә тилавәт қилиш йаки қарийларниң дилида, йаки китаб һалитидә сақлаш йаки өзини йадлап әһкамлирини ташлап қойуш үчүн назил болған китаб әмәс, бәлки у инсанийәтни бәхтлик һайатқа башлаш үчүн назил болған китабтур. )силәргә аллаһ тәрипидин нур вә рошән китаб кәлди. аллаһ шу китаб арқилиқ разилиқини тилигәнләрни саламәтлик йоллириға йетәкләйду, ирадиси бойичә уларни (куфриниң) қараңғулуқидин (иманниң) нуриға чиқириду вә уларни тоғра йолға һидайәт қилиду([34].
«аввалқи мусулманлар «қуран кәрим»ниң пәзилитини билгән. шуңа улар уни һайатиниң дәстури вә қанун _ түзүмлириниң мәнбәси, қәлбиниң нури, ибадәтлириниң асаслиқи қиливалған. улар «қуран кәрим»ни чүшинип оқуш вә мәнисигә әмәл қилиш үчүн униңға қәлбини ачқан, униң улуғвар һәвзи кәвсиридин қанғучә ичкән, шуниң билән роһини суғарған. шуңа аллаһ таала уларға дунйаниң сәлтәнитини ата қилған. ахирәттә болса уларға йуқири дәриҗилик җәннәтләрни вәдә қилған. әпсуски, биз уларға охшаш болалмидуқ, уларниң ирадисигә варислиқ қилалмидуқ. бу сәвәбтин һазирқи һалға чүшүп қалдуқ. дунйалиқ ишлирида аҗиз, диний ишларда зәип болуп қалдуқ»[35].
мәнбә: муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори
[1] һира ғари — мәккә мукәррәмә шәһириниң шәрқигә җайлашқан «нур теғи»ниң үстидә болуп, мәсҗиди һәрәмдин төт километир келиду, егизлики 634 метирдур.
[2] әләқ сүриси :1 - 5 - айәтләр.
[3] вәрәқәниң 3- бовиси пәйғәмбәр әләйһиссаламниң 4- бовисиниң қериндиши иди.
[4] «сәһиһулбухари»1-том, 7-бәт 3 –һәдис.
([5]) исра сүриси:106 _ айәт.
[6] қийамәт сүриси: 16 _ 18 _ айәтләр.
[7] шура сүриси:51 _ айәт.
([8]) ниса сүриси164 _ айәт.
([9]) шиһаб қузаийниң «муснәд» намлиқ һәдис топлими115 _ һәдис, 2 _ том,185 _ бәт.
([10]) «сәһиһулбухари» 3 _ һәдис, фәтһулбари 1 _ том,27 _ бәт.
([11]) «сәһиһулбухари»2 _ һәдис, фәтһулбари1 _ том,23 _ бәт.
[12] оказ _ һазирқи сәуди әрәбистанниң мәккә билән таиф шәһәрлири оттурисидики бир җайниң исми.
[13] рум сүриси:2-5 _ айәтләр.
[14] шуәра сүриси :62 _ айәт.
[15] һиҗр сүриси:9 _ айәт.
[16] ал имран сүриси: 44 _ айәт.
[17] қәсәс сүриси: 44 _ айәт.
[18] муҗадәлә сүриси: 8-айәт.
[19] бәқәрә сүриси: 142- айәт.
[20] тәвбә сүриси: 95- айәт.
[21] қәмәр сүриси: 45- айәт.
[22] қәләм сүриси: 16-айәт.
[23] ләһәб сүриси.
([24]) «сәһиһулбухари» 6285 _ һәдис, фәтһулбари11 _ том,94 _ бәт.
([25]) қийамәт сүриси:16 _ 19 _ айәтләр.
[26] имам бухари ривайәт қилған бир һәдистә шундақ кәлгән.
([27]) қәмәр сүриси: 22 _ айәт .
[28] сад сүриси: 29-айәт.
([29]) имам тирмизи ривайити.
[30] маидә сүриси118-айәт.
([31]) имам бухари ривайити.
[32] әнбийа сүриси, 10-айәт.
[33] «кйф нтعамл мع алқрآн» (қуранға қандақ муамилә қилимиз?) намлиқ әсәр, 59-бәт.
[34] маидә сүриси15-16-айәтләр.
[35] «нظрат фй ктаб аллه» (аллаһниң китаби һәққидә издиниш) намлиқ әсәрниң 34-бетидин.