америка ташқи ишлар министири антоний билинкен вә америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси николас бернис чаршәнбә күни шаңхәйдики йүйүән бағчисида.
америка ташқи ишлар министири антоний билинкен чаршәнбә күни кәчтә шаңхәйдә өткүзүлгән васкетбол мусабиқиси мәйданида хушал болуп, оқуғучилар билән параңлашти вә пәйшәнбә күни нйу-йорк университетиниң шаңхәй мәктәп һойлисида америка сода вәкиллири билән көрүшти. буларниң һәммиси америка изчил тәкитләп келиватқан икки дөләтниң иқтисадий, маарип вә мәдәнийәт алақисини гәвдиләндүрүш үчүн иди.
әмма униң һәптидики хитай зийарити җәрйанидики хушаллинарлиқ ишларниң арқисида, америка байдин һөкүмити америкиниң мәнпәәтигә тәһдид дәп қариған бәзи саһәләрдә хитай билән болған иқтисадий алақини үзүш үчүн тәдбир қолланмақта. булар болса хитай әмәлдарлириниң техиму диққәт қилидиған нуқтисиға айлиниду.
байден һөкүмити хитай билән болған мунасивәтни муқимлаштурушқа урунуш билән бир вақитта, бир қанчә иқтисадий тәдбирни илгири сүрүп, хитайниң америка иқтисадиға киришини чәкләп, америка техникисиға еришишигә тосқунлуқ қилди. америка завутлирини әрзан импорттин қоғдаш үчүн, хитайниң полат-төмүр, қуйаш енергийәлик батарейә тахтиси вә башқа муһим мәһсулатларниң таможна беҗини өстүрүшкә тәййарлиқ қилмақта. шуниң билән биргә йәнә, хитайниң илғар йерим өткүзгүчкә еришишини техиму чәкләп, бейҗиңниң җәң мәйданида ишлитишкә болидиған мурәккәп сүний әқлий иқтидарни тәрәққий қилдурушиниң алдини елишни ойлишиватиду.
бу һәптә, парламент йәнә тиктокниң хитайдики хоҗайини ByteDance ниң тоққуз айдин 12 айғичә бу детални сетишини тәләп қилидиған, әкси тәқдирдә америкида чәклинишкә дуч келидиған қанунни мақуллиди. гәрчә сотта хирисқа дуч келиши мумкин болсиму, әмма президент чаршәнбә күни бу қанун лайиһисигә имза қойди.
билинкен пәйшәнбә күни әтигәндә шаңхәй шәһәрлик парткомниң секритари билән көрүшкәндә америка билән хитай оттурисидики биваситә алақиниң қиммәтлик вә зөрүр икәнликини ейтти.
у мундақ деди: «бизниң хәлқимиз алдида вә дунйа алдида икки дөләт мунасивитини мәсулийәтчанлиқ билән башқуруш мәҗбурийитимиз бар».
шу күни әтигәндә, у нйу-йорк университетиниң шаңхәй шөбисидә оқуғучиларға, улар қатнашқан маарип алмаштурушниң мурәккәп вә қаршилишиш мунасивитини «балласт» билән тәминлигәнликини ейтти.
президент байдин өткән йили нойабирда калифорнийәдә ши җинпиң билән көрүшкәндин буйан, америка-хитай мунасивитидә техиму муқимлашқандәк вәзийәт шәкилләнгән болуп, сабиқ президент трампниң сода талаш-тартишида көрүлгән оңушсизлиқлар көрүлмиди.
әмма байден һөкүмити йәнила хитай билән техиму қаттиқ иқтисадий мунасивәтни йолға қоймақта.
буниң ичидә йерим өткүзгүч техникисиға чәклимә қойушму бар, һәр икки тәрәп буни илгирикигә қариғанда техиму гәвдилик мәсилә дәп бекитти. байдин һөкүмити йәниму илгирилигән һалда експортни контрол қилишни ойлишиватиду, болупму хитай пән-техника магнати хуавейниң илғар йерим өткүзгүч ишләпчиқиришиға йардәм қиливатқан завутларда.
мушу айниң бешида байдин билән ши җинпиңниң телефонлашқан болуп, һәр икки рәһбәр техника контрол қилишни һәл қилғуч мәсилә дәп бекитти. ақсарайниң хәвиригә қариғанда, байдин америкиниң зөрүр тәдбирләрни қоллинип, америкиниң илғар техникилириниң өзиниң дөләт бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилишиниң алдини алиду, әмма сода вә мәбләғ селишни техиму ашуруп чәклимәйду.
ши җинпиң мундақ дегән: хитайға йеңи җаза йүргүзүш «хәтәрни йоқитиш» әмәс, бәлки хәтәр пәйда қилиш. шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ши җинпиң әгәр америка «хитайниң йуқири техникилиқ тәрәққийатини бастуруш вә хитайни қанунлуқ тәрәққийат һоқуқидин мәһрум қилишқа бәл бағлиса, бизму қарап олтурмаймиз» дегән.
хитай америка һөкүмитиниң тиктокқа зәрбә бериш тиришчанлиқидин шикайәт қилған болсиму, әмма өзи ғәрб иҗтимаий алақә мулазимитини нәччә он йил чәклиди. алма алдинқи һәптә бейҗиңниң WhatsApp вә Threads ни әп дукинидин чиқириветишкә буйруғанлиқини ейтти.
хитайда сода қиливатқан 270 америка ширкитидин тәшкил тапқан америка-хитай сода кеңишиниң бу һәптә елан қилған доклатида мөлчәрлишичә, америкиниң хитайға қилған експорти 2022-йили америкида 900 миңдин артуқ хизмәт орнини қоллиған, лекин 2023-йили хитай иқтисадидики төвәнләш, америкиниң таможна беҗи вә башқа амиллар сәвәбидин ескпорт төвәнлигән.
бу тәшкилатниң рәиси крайг аллен (Craig Allen) мундақ деди: «биз америка парламент әзалири вә ашу тәсир күчкә игә кишиләргә шуни әскәртишимиз керәкки, америкидики һәр қайси шитат вә сайлам районлири хитай билән болған иқтисадий вә сода мунасивитини сақлайду, улар америка-хитай сода сийаситидә буни әстайидил ойлишиши керәк».
«нйуйок вақт гезити»дә 2024-йили 25-април илан қилинған ана сивасен(Ana Swanson)ниң «билинкенниң хитай зийарити достанә түскә игә, әмма байдинниң қаттиқ сийасити хитайни нарази қилди» (Blinken Tours China to Promote Some Ties, While the U.S. Severs Others) сәрләвһилик мақалидин өзләштүрүп тәрҗимә қилинди.