йеңи доклат: шәрқий түркистанда һәр 26 уйғурдин биригә қамақ җазаси берилгән

хитай һөкүмәт һөҗҗәтлирини асас қилған йеңи бир тәтқиқатта көрситилишичә, уйғурларниң нопуси хитай дөлитидики омумий нопусниң аран бир пирсәнтини игәллисиму, лекин уйғур мәһбусларниң нопуси хитайдики омумий мәһбус саниниң үчтин бир қисмини тәшкил қилидикән. 

вашингтонға җайлашқан уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң (UHRP) 25-април илан қилған йеңи доклатида көрситилишичә, хитай ишғали астидики шәрқий түркистанда, хитайлардин сирт уйғур вә башқа түркий милләтләр ичидә һәр 26 кишидин бири түрмидә икән.

бу гуруппиниң пәйшәнбә күни елан қилинған вә хитайдин ашкариланған санлиқ мәлуматлар асасида елип берилған анализида көрситилишичә, бу райондики қурамиға йәткән һәр 17 уйғурдин бири қуран оқуш қатарлиқ демократик дөләтләрдә қоғдилидиған һәрикәтләр үчүн түрмигә ташланған.

UHRP ниң йуқири дәриҗилик тәтқиқатчиси бен кардус (Ben Carrdus) билән тәтқиқат вә тәшвиқат бөлүминиң муавин мудири петер ирвин (Peter Irwin) тәрипидин тәййарланған бу доклатқа асасланғанда, шәрқий түркистандики хитайлардин башқа милләтләр йәни уйғур вә башқа түркий милләтләр хитай омуми нопусиниң аран бир пирсәнтини тәшкил қилидикән. лекин, уйғур вә түркий милләтләрдин болған мәһбуслар сани хитайдики омумий мәһбус саниниң 34 пирсәнтини игәлләйдикән.

тәкитләшкә тегишлик бир нуқта, бу йәрдики мәһбуслар сани хитай әдлийә министирлиқиниң әйиблиши билән рәсмий түрмигә һөкүм қилинғанлар болуп, райондки лагерларда вә башқа шәкилдики халиғанчә тутуп туруш мәркәзлиридә туруватқан сани намәлум кишиләрни өз ичигә алмайдикән. 

аталмиш уйғур аптоном районлуқ тәптиш мәһкимиси елан қилған статистикида көрситилишичә, бу райондики уйғурлар вә хитай болмиған башқа хәлқләр ичидә һәр 100 миң адәмдин 3814 адәм түрмидә икән.

буниңға селиштурғанда, пүтүн хитай тәвәсидә түрмидики мәһбусла сани һәр 100 миң адәмгә 80 адәм тоғра келидикән. башқичә қилип ейтқанда, шәрқий түркистандики уйғур вә башқа хитай әмәсләрниң түрмигә қамилиш нисбити хитайларниң нисбитидин 47 һәссә йуқири икән.

мәлум болушичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2017-йилидин 2022-йилиғичә болған алтә йиллиқ қамаққа һөкүм қилиниш ситатистикисини асас қилип тәһлил елип барған. 

UHRP ниң доклатида ашкариланған һөкүмәт һөҗҗәтлирини анализ қилиш асасида, уйғурларниң йоқилаң баһаниләр билән әйиблинип узун йиллиқ қамаққа һөкүм қилиниш әһвали йурутуп берилгән. мәсилән, әзизгүл мәмәт 1976-йили бәш-алтә йаш вақтида аниси билән үч күн қуран өгәнгәнлики үчүн 2017-йили 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи тәпсилий байан қилинған. турсунгул әмәт 1974-йилидики бир иш үчүн 11 йил кесилгән. айтийал рози қуранни өгинип, 2009-йилдин 2011-йилғичә болған арилиқта бир топ айалларға өгәткән, буниң үчүн у 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қәшқәрдики бир наһийәдила, 2017-йили қамақ җазасиниң 99 пирсәнтиниң кәм дегәндә бәш йил, оттуричә җазаниң 9.2 йил икәнликини хатирилигән.

уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң уйғур аптоном районлуқ йуқири хәлқ тәптиш мәһкимисниң мәлуматлириға асасән йәкүнләп чиққан статистикилиқ тәһлиләр төвәндикичә болуп, мәзкур орган мутәхәсис вә оқурмәнләрниң мәслиһәт вә пикирини қарши алидиғанлиқини билдүргән.

шәрқий түркистандики уйғурлар вә хитайдин башқа милләтләр хитай омумий нопусиниң% 1 ни игиләйду, әмма мәһбуслар нопусиниң % 33.7 ни тәшкил қилиду;

дунйада түрмигә қамалғучилар нисбити әң йуқири болған дөләт салвадор болуп, һәр 100 миң адәмдин 1086 адәм түрмидә;

шәрқий түркистанда уйғур вә хитайдин башқа милләтләр ичидә һәр 100 миң адәмдин 3814 адәм түрмидә йетиватқан болуп,, бу салвадорниң нисбитидин 3.5 һәссә йуқири;

селиштуруп көридиған болсақ, пүтүн хитайда һәр 100 миң адәмдин 80 адәмгә қамақ җазаси берилгән болуп, бу уйғур районидики хитай әмәсләрниң мөлчәрдики нисбитидин 47.1 һәссә төвән.

2024-йили 28-април